< Men Korint II 3 >

1 A IADUEN kit pil kaindan deki pein kit? De nai me mau on kijin likau en kapin on komail de jan komail?
Биз йәнә өзимизни тәвсийә қилғили туруватамдуқ? Яки башқа бәзиләргә керәк болғандәк, силәргә йезилған яки силәр язған тәвсийинамиләр бизгә керәкму?
2 At kijin likau komail, me intinidi on nan monion it, me aramaj akan karoj kin aja o wadok.
Силәр өзүңлар бизниң тәвсийинамимиздурсиләр, қәлбимиздә пүтүлгән, һәр инсанға тонуш болған вә оқулидиған.
3 Pwe komail janjaleda, me komail kijin likau en Krijtuj, me wiauier re at ni at papa, me kaidin intinidier ki ink, a Nen en Kot ieiaj; pil kaidin pon jlet takai, pwe jlet uduken en monion akan.
Силәрниң биз тәрипимиздин пәрвиш қилинған, Мәсиһниң мәктупи екәнлигиңлар аян болди (бу мәктуп сияһ билән әмәс, бәлки тирик Худаниң Роһи билән йезилған; таш тахтайларға әмәс, бәлки қәлбниң әтлик тахтайлириға пүтүклүктур).
4 lel atail kaporoporeki Krijtuj mon Kot.
Әнди бизниң Мәсиһ арқилиқ Худаға қарайдиған шунчә зор ишәшимиз бар;
5 Pwe kaidin udan at koiok, me je kak lamelameki meakot, me tapi jan pein kit, pwe at koiok tapi jan ren Kot,
өзимизни бирәрнәрсини қилғидәк иқтидаримиз бар дәп чағлиғинимиз йоқтур; иқтидарлиғимиз болса бәлки Худадиндур.
6 Me pil kotin kaiane kin kit, en papa en inau kap kaidin inau, me intinidier, a inau en nen. Pwe intin kin kamela, a nen kin kotin kamaureda.
У бизни йеңи әһдиниң хизмәткарлири болушқа иқтидарлиқ қилди; бу әһдә пүтүклүк сөз-җүмлиләргә әмәс, бәлки Роһқа асасланған. Чүнки пүтүклүк сөз-җүмлиләр адәмни өлтүриду; лекин Роһ болса адәмгә һаят кәлтүриду.
7 A ma dodok en mela, me intinidier nan pali en takai, me linan, pwe jeri en Ijrael akan jota kak kilan jilan en Mojej, pweki linan en jilan i, a linan wet eu, me pan joredi,
Амма сөз-җүмлиләр билән ташларға оюлған, өлүм кәлтүридиған хизмәт шан-шәрәп билән болған вә шундақла Исраиллар Мусаниң йүзидә җулаланған шан-шәрәптин йүзигә көзлирини тикип қаралмиған йәрдә (гәрчә шу шан-шәрәп һазир әмәлдин қалдурулған болсиму),
8 Daduen, dodok en nen a jota pan linan jikida jan?
Роһ билән жүргүзүлидиған хизмәт техиму шан-шәрәплик болмамду?
9 Ari, ma dodok en kadeik o me linan, nan melel kaualap, dodok en pun me lman melel.
Чүнки адәмниң гунайини бекитидиған хизмәт шәрәплик болған йәрдә, инсанни һәққаний қилидиған хизмәтниң шәриви техиму ешип ташмамду!?
10 Pwe men moa me kalinanadar jota kak paroki on linan wet.
Чүнки әслидә шан-шәрәплик болған ишниң һазирқи ғайәт зор шан-шәрәплик ишниң алдида һеч қандақ шан-шәрәпликлиги йоқтур;
11 A ma linan mia ren me pan jorela, iaduen wan linan en me pan mimieta!
чүнки әмәлдин қалдурулған иш әслидә шан-шәрәп билән кәлтүрүлгән йәрдә, һазир орнини басқан иш техиму шан-шәрәплик болиду.
12 Ni at kaporoporeki mepukat, kit kin aima melel.
Биздә шунчә зор шундақ бир үмүт болған екән, биз толиму жүрәклик болимиз.
13 O kaidin dueta Mojej, me pera kila likau eu jilan i, pwe jeri en Ijrael akan ender kilan imwi en me pan nikila.
Биз Исраилларни әмәлдин қалдурулидиған [әһдиниң] парлақ нуриға көзини тикип қарашниң ақивитигә учрап кәтмисун дәп йүзигә чүмпәрдә тартивалған Мусаға охшимаймиз.
14 A monion arail me kapitakailar. Pwe lao lel ran wet pera o mimieta anjaun ar wadawadok inau marin; ari, pera o me jaroka janer ren Krijtuj.
Амма уларниң ой-көңүллири қадақлашқан еди; чүнки бүгүнгә қәдәр кона әһдини оқуғинида мошу чүмпәрдә еливетилмәй кәлди; чүнки пәқәт Мәсиһдә болғандила у елип ташливетилиду.
15 A lao lel ran wet ni arail wadawadok Mojej, pera mimieta mon monion arail.
Амма бүгүнгә қәдәр, Мусаниң язмилири оқулғинида шу чүмпәрдә йәнила қәлбини йепивалмақта.
16 A ma re pan wuki on Kaun o, pera o pan jaroka jan.
Амма һәр ким Рәбгә қарап бурулса, чүмпәрдә елип ташлиниду.
17 Kaun o iei Nen, a waja me Nen en Kaun kotikot ia, nan i wajan maio.
Амма Рәб шу Роһтур; вә Рәбниң Роһи қәйәрдә болса, шу йәрдә һөрлүк болиду.
18 A kitail karoj, me maj atail jo perapa, kin ududial linan en Kaun o, ap wuki on ni mom ota o kakairida ni linan pweki Kaun iei Nen.
Вә биз һәммимизниң йүзимиз чүмпәрдисиз һалда Рәбниң шан-шәривигә қариғинида, Униң охшаш сүритидә болушқа Роһ болған Рәб тәрипидин шан-шәрәп үстигә шан-шәрәп қошулуп өзгәртилмәктимиз.

< Men Korint II 3 >