< Salomos Høisang 4 >

1 Hvor fager du er, min venninne, hvor fager du er! Dine øine er duer bak ditt slør; ditt hår er som en hjord av gjeter som leirer sig nedover Gilead-fjellet.
«Мана, сән гөзәл, сөйүмлүгүм! Мана, сән гөзәл! Чүмпәрдәң кәйнидә көзлириң пахтәкләрдәк екән, Чачлириң Гилеад теғи бағрида ятқан бир топ өшкиләрдәктур.
2 Dine tenner er som en hjord av klippede får som stiger op av badet; alle har de tvillinger, og intet blandt dem er uten lam.
Чишлириң йеңила жуюлуштин чиққан қирқилған бир топ қойлардәк; Уларниң һәммиси кош гезәк туққанлардин, Улар арисида һеч бири кам әмәстур.
3 Dine leber er som en skarlagensnor, og din munn er yndig; som et stykke granateple er din tinning bak ditt slør.
Ләвлириң пәрәң тал жиптәк, Гәплириң йеқимлиқтур; Чүмбилиң кәйнидә чекилириң парчә анардур.
4 Din hals er som Davids tårn, bygget til våbenhus; tusen skjold henger på det, alle krigsmennenes skjold.
Бойнуң болса, Қуралхана болушқа тәйярлиған Давутниң мунаридәктур, Униң үстигә миң қалқан есиқлиқтур; Уларниң һәммиси палванларниң сипарлиридур.
5 Dine bryster er som to rådyrkalver, tvillinger av et rådyr, som beiter blandt liljer.
Икки көксүң худди икки маралдур, Нилупәр арисида озуқлиниватқан җәрәнниң кош гезәклиридәктур;
6 Når dagen blir sval og skyggene flyr, vil jeg gå til Myrra-åsen og til Virak-haugen.
Таң атқичә, Көләңгиләр қечип йоқиғичә, Мән өзүмни мурмәккә теғиға, Мәстики дөңигә елип кетимән.
7 Alt er fagert ved dig, min venninne, og det er intet lyte på dig.
Сән пүтүнләй гөзәл, и сөйүмлүгүм, Сәндә һеч дағ йоқтур».
8 Kom med mig fra Libanon, min brud, kom med mig fra Libanon! Sku ut fra Amanas topp, fra toppen av Senir og Hermon, fra løvenes boliger, fra panternes fjell!
«Ливандин мән билән кәлгин, и җөрәм, Мән билән Ливандин кәлгин — Аманаһ чоққисидин қара, Сенир һәм Һәрмон чоққилиридин, Йәни ширлар угилиридин, Илпизларниң тағлиридин қара!»
9 Du har vunnet mitt hjerte, min søster, min brud! Du har vunnet mitt hjerte med et eneste øiekast, med en av kjedene om din hals.
«Сән көңлүмни аламәт сөйүндүрдүң, и сиңлим, и җөрәм, Көзүңниң бир ләп қилип қариши билән, Бойнуңдики марҗанниң бир тал һалқиси билән, Көңлүмни сөйүндүрдүң.
10 Hvor liflig din kjærlighet er, min søster, min brud! Hvor meget bedre er ikke din kjærlighet enn vin, og duften av dine salver bedre enn alle velluktende urter!
Сениң муһәббитиң немидегән гөзәл, И сиңлим, и җөрәм! Сениң муһәббәтлириң шараптин шунчә шерин! Сениң әтирлириңниң пуриғи һәр қандақ тетитқудин пәйзидур!
11 Av honning drypper dine leber, min brud! Honning og melk er under din tunge, og duften av dine klær er som duften av Libanon.
Ләвлириң, и җөрәм, һәрә көнигидәк темитиду, Тилиң астида бал вә сүт бар; Кийим-кечәклириңниң пуриғи Ливанниң пуриғидур;
12 En lukket have er min søster, min brud, et avstengt vell, en forseglet kilde.
Сән печәтләнгән бир бағдурсән, и сиңлим, и җөрәм! Етиклик бир булақ, йепиқлиқ бир фонтандурсән.
13 Du skyter op som en lysthave av granatepletrær med sin kostelige frukt, som cyperbusker og narder,
Шахлириң болса бир анарлиқ «Ерән бағчиси»дур; Униңда қиммәтлик мевиләр, Хенә сумбул өсүмлүклири билән,
14 nardus og safran, kalmus og kanel med alle slags viraktrær, myrra og aloëtrær og alle de beste velluktende urter.
Сумбуллар вә ипарлар, Каламус вә қовзақдарчин, Һәр хил мәстики дәрәқлири, Мурмәккә, муәттәр билән һәммә есил тетитқулар бар.
15 En kilde i havene er du, en brønn med levende vann og strømmer fra Libanon.
Бағларда бир фонтан сән, Һаятлиқ сулирини беридиған, Ливандин ақидиған бир булақсән».
16 Våkn op, nordenvind, og kom, sønnenvind! Blås gjennem min have, så dens duft kan strømme ut! Gid min elskede vilde komme til sin have og ete dens kostelige frukt!
«Ойған, шималдики шамал; Кәлгин, и җәнуптики шамал! Мениң беғим үстидин учуп өткәй; Шуниң билән тетитқулири сиртқа пурақ чачиду! Сөйүмлүгүм өз беғиға кирсун! Өзиниң қиммәтлик мевилирини йесун!»

< Salomos Høisang 4 >