< Romerne 2 >
1 Derfor er du uten undskyldning, menneske, hvem du enn er som dømmer. For idet du dømmer din næste, fordømmer du dig selv; for du gjør det samme, du som dog dømmer;
Әнди әй башқиларниң үстидин һөкүм қилидиған инсан, ким болушуңдин қәтъийнәзәр банә көрситәлмәйсән; чүнки башқилар үстидин қайси ишта һөкүм қилсаң, шу ишта өз гунайиңни бекитисән. Чүнки әй һөкүмчи, сән өзүңму уларға охшаш ишларни қиливатисән.
2 men vi vet at Guds dom, som sannhet byder, er over dem som gjør slikt.
Бизгә мәлумки, Худаниң ундақ ишларни қилғанлар үстидин һөкүм чиқириши [мутләқ] һәқиқәткә асасланғандур.
3 Men mener du det, du menneske, du som dømmer dem som gjør slikt, og selv gjør det, at du skal undfly Guds dom?
Шуңа, и шундақ ишларни қилғанлар үстидин һөкүм чиқарғучи, шундақла шуниңға охшаш ишларни қилғучи инсан, өзүң Худаниң һөкүмидин қачалаймән дәп хиял қиламсән?
4 Eller forakter du hans godhets og tålmods og langmods rikdom, og vet ikke at Guds godhet driver dig til omvendelse?
Яки Худаниң меһриванлиғиниң сени товва қилиш йолиға башлайдиғанлиғини һеч билмәй, униң меһриванлиғи, кәң қосақлиғи вә сәвир-тақитиниң моллуғиға сәл қараватамсән?
5 Ved din hårdhet og ditt ubotferdige hjerte ophoper du dig vrede på vredens dag, den dag da Guds rettferdige dom åpenbares,
Әксичә, товва қилмайдиған җаһиллиғиң вә таш жүрәклигиңдин, Худа адил һөкүмини аян қилидиған ғәзәплик күни үчүн сән өз бешиңға чүшидиған ғәзивини топлаватисән.
6 han som skal betale enhver efter hans gjerninger:
Худа һәр кимгә өз әмәллиригә яриша иш көриду.
7 dem som med utholdenhet i god gjerning søker herlighet og ære og uforgjengelighet, skal han gi evig liv, (aiōnios )
Яхши ишларни сәвирчанлиқ билән қилип, шан-шәрәп, һөрмәт-еһтирам вә бақийлиқни издигәнләргә У мәңгүлүк һаят ата қилиду; (aiōnios )
8 men dem som er gjenstridige og ulydige mot sannheten, men lydige mot urettferdigheten, dem skal times vrede og harme.
лекин шәхсийәтчиләргә, һәқиқәткә тән бәрмәй, әксичә һәққанийәтсизликкә әгәшкәнләргә ғәзәп-қәһр яғдурулиду;
9 Trengsel og angst skal komme over hver menneskesjel som gjør det onde, både jøde først og så greker;
яманлиқ қилидиған барлиқ җан егисигә, алди билән Йәһудийларға, андин Грекләргә күлпәт вә дәрд-әләм чүшиду;
10 men herlighet og ære og fred skal times hver den som gjør det gode, både jøde først og så greker.
бирақ, барлиқ яхшилиқ қилғучиларға, алди билән Йәһудийларға, андин Грекләргә шан-шәрәп, һөрмәт-еһтирам вә аман-хатирҗәмлик тәқдим қилиниду.
11 For Gud gjør ikke forskjell på folk:
Чүнки Худада адәмниң йүз-хатирисини қилиш йоқтур.
12 alle som syndet uten loven, skal også gå fortapt uten loven, og alle som syndet under loven, skal dømmes ved loven;
— чүнки Тәврат қанунини билмәй гуна садир қилғанларниң һәр бири Тәврат қануниниң һөкүмигә учримисиму, [әйипкә учрап] һалак болиду; Тәврат қанунини билип туруп гуна садир қилғанларниң һәр бири бу қанун бойичә сораққа тартилиду
13 for ikke de som hører loven, er rettferdige for Gud, men de som gjør efter loven, skal bli rettferdiggjort.
(чүнки Худаниң алдида қанунни аңлиғанлар әмәс, бәлки қанунға әмәл қилғучилар һәққаний һесаплиниду.
14 For når hedningene, som ikke har loven, av naturen gjør det loven byder, da er disse, som dog ikke har loven, sig selv en lov;
Чүнки Тәврат қанунини билмәйдиған әлликләр тәбиий һалда бу қанунға уйғун ишларни қилса, гәрчә бу қанундин хәвәрсиз болсиму, Тәврат қануни уларда көрүнгән болиду.
15 de viser at lovens gjerning er skrevet i deres hjerter, idet også deres samvittighet gir sitt vidnesbyrd, og deres tanker innbyrdes anklager eller også forsvarer dem -
Уларниң бу қилғанлири өз қәлблиригә қанун тәләплириниң пүтүклүк екәнлигини көрситиду; шуниңдәк, уларниң виҗданлириму өзлиригә һәқиқәтниң гувачиси болуп, ой-пикирлири өзини әйипләйду яки өзини ақлайду)
16 på den dag da Gud skal dømme det skjulte hos menneskene efter mitt evangelium ved Jesus Kristus.
— мән йәткүзүп келиватқан бу хуш хәвәргә асасән Худаниң Әйса Мәсиһ арқилиқ инсанларниң қәлбидә пүккән мәхпий ишлар үстидин һөкүм чиқиридиған күнидә [жуқурида ейтилған ишлар чоқум йүз бериду].
17 Men om du kalles jøde og setter din lit til loven og roser dig av Gud
Сәнчу, әгәр өзүңни Йәһудий дәп атап, Тәврат қануниға үмүт бағлап, Худаға тәвәмән дәп махтансаң,
18 og kjenner hans vilje og dømmer om de forskjellige ting, idet du lærer av loven,
қанундин үгинип униң ирадисини билип, есил билән пәсни пәриқ әткән болсаң,
19 og trøster dig til å være en veiviser for blinde, et lys for dem som er i mørke,
Тәврат қанунидин билим вә һәқиқәтниң җәвһиригә егә болдум дәп қарап, өзүңни корларға йол башлиғучи, қараңғуда қалғанларға маяк, наданларға үгәткүчи, гөдәкләргә устаз дәп ишәнгән болсаң —
20 en opdrager for dårer, en lærer for umyndige, da du har den rette form for kunnskap og sannhet i loven:
21 du som altså lærer en annen, lærer du ikke dig selv? du som preker at en ikke skal stjele, stjeler du?
әнди сән башқиларға тәлим берисәну, өзүңгә бәрмәмсән? Оғрилиқ қилмаңлар дәп вәз ейтисәну, өзүң оғрилиқ қиламсән?
22 du som sier at en ikke skal drive hor, driver du hor? du som har motbydelighet for avgudene, raner du avgudenes templer?
«Зина қилмаңлар» — дәп вәз ейтийсәну, өзүң зина қиламсән? Бутлардин нәпрәтлинисәну, өзүң бутханилардики нәрсиләрни булаң-талаң қиламсән?
23 Du som roser dig av loven, du vanærer Gud ved å bryte loven!
Тәврат қануни билән махтинисәну, өзүң шу қанунға хилаплиқ қилип, Худаға дағ кәлтүрәмсән?!
24 For for eders skyld spottes Guds navn blandt hedningene, som skrevet er.
Худди [муқәддәс язмиларда] йезилғинидәк: «Силәрниң қилмишиңлар түпәйлидин Худаниң нами таипиләр арисида күпүрлүкқа учримақта».
25 For omskjærelsen har vel sin nytte om du holder loven; men er du en lov-bryter, da er din omskjærelse blitt til forhud.
Тәврат қануниға әмәл қилсаң, хәтнә қилинғиниңниң әһмийити болиду, лекин униңға хилаплиқ қилсаң, хәтнә қилинғиниң хәтнә қилинмиғандәк һесаплиниду.
26 Om altså den uomskårne holder lovens bud, skal da ikke hans forhud bli regnet som omskjærelse?
Әнди хәтнисизләр қанунниң тәләплигә әмәл қилса, гәрчә хәтнисиз болсиму, Худа тәрипидин хәтнилик һесапланмамду?
27 Og den av naturen uomskårne som opfyller loven, skal dømme dig, du som med bokstav og omskjærelse er en lov-bryter.
Тәврат қанун дәстуридин хәвәрдар вә хәтнилик туруқлуқ қанунға хилаплиқ қилғучи, и Йәһудий, қанунға әмәл қилидиған җисманий хәтнисизләр тәрипидин сениң гунайиң үстидин һөкүм чиқириливатмамду?
28 For ikke den er jøde som er det i det åpenbare; heller ikke er det omskjærelse som skjer i det åpenbare, på kjøttet;
Чүнки сиртқи көрүнүши Йәһудий болсила уни [һәқиқий] Йәһудий дегили болмайду, сиртқи җәһәттики җисманий хәтниниму [һәқиқий] хәтнә дегили болмайду,
29 men den som er jøde i det skjulte, han er jøde, og omskjærelsen er hjertets omskjærelse i Ånden, ikke i bokstaven; en sådan har sin ros, ikke av mennesker, men av Gud.
роһида Йәһудий болғини [һәқиқий] Йәһудийдур; униң хәтнә қилинғини хәтнә қанун дәстури арқилиқ әмәс, бәлки қәлбидә, Роһтиндур. Бундақ кишиниң тәриплиниши инсанлар тәрипидин әмәс, бәлки Худа тәрипидин болиду.