< Romerne 16 >
1 Jeg anbefaler eder Føbe, vår søster, som er menighets-tjenerinne i Kenkreæ,
Кәнхриа шәһиридики җамаәтниң хизмәтчиси сиңлимиз Фибини силәргә тәвсийә қилип тонуштуримән;
2 at I tar imot henne i Herren, som det sømmer sig for de hellige, og går henne til hånde i alt som hun måtte trenge eders hjelp i; for hun har også gått mange til hånde, ja mig selv.
уни муқәддәс бәндиләргә лайиқ Рәбниң муһәббитидә қобул қилип күтүвалғайсиләр, униң һәр қандақ ишта силәргә һаҗити чүшсә, униңға ярдәм қилғайсиләр. Чүнки у өзиму нурғун кишиләргә, җүмлидин маңиму чоң ярдәмчи болған.
3 Hils Priska og Akvilas, mine medarbeidere i Kristus Jesus,
Мән билән биргә ишлигән, Мәсиһ Әйсада болған хизмәтдашлирим Приска билән Аквилаға салам ейтқайсиләр
4 de som har våget sitt eget liv for mitt, og som ikke alene jeg takker, men også alle menigheter av hedningene,
(улар мени дәп өз һаятиниң хейим-хәтиригә қаримиди. Һәм ялғуз мәнла әмәс, бәлки әлләрдики барлиқ җамаәтләрму улардин миннәтдардур).
5 og hils menigheten i deres hus. Hils Epenetus, min elskede, som er Asias førstegrøde for Kristus.
Уларниң аилисидә җәм болидиған җамаәткиму салам ейтқайсиләр. Асия өлкисидин Мәсиһкә етиқатта әң дәсләпки мевә болуп чиққан, сөйүмлүгүм Епәниткә салам ейтқайсиләр.
6 Hils Maria, som har arbeidet meget for eder.
Силәр үчүн көп әҗир сиңдүргән Мәрйәмгә салам ейтқайсиләр.
7 Hils Andronikus og Junias, mine frender og mine medfanger, de som har et godt navn blandt apostlene, de som også før mig er kommet til Kristus.
Мән билән зиндандаш болған, Йәһудий қериндашлирим Андроникус вә Юняға салам ейтқайсиләр. Улар мәндин авал Мәсиһтә болған болуп, расуллар арисидиму абройлуқтур.
8 Hils Amplias, min elskede i Herren.
Рәббимиздә болған сөйүмлүгүм Амплиятқа салам ейтқайсиләр.
9 Hils Urbanus, vår medarbeider i Kristus, og Stakys, min elskede.
Биз биргә ишлигән Мәсиһтә болған хизмәтдишимиз Урбанус вә сөйүмлүгүм Стахусларға салам ейтқайсиләр.
10 Hils Apelles, den prøvede i Kristus. Hils dem av Aristobulus' hus.
Синақлардин өткән, Мәсиһтә садиқ испатлинип кәлгән Апелисқа салам ейтқайсиләр. Аристовулусниң аилисидикиләргә салам ейтқайсиләр.
11 Hils Herodion, min frende. Hils dem av Narkissus' hus som er i Herren.
Йәһудий қериндишим Һеродийонға, Наркисниң аилисидикиләрдин Рәбдә болғанларға салам ейтқайсиләр.
12 Hils Tryfena og Tryfosa, som har arbeidet i Herren. Hils Persis, den elskede, som har arbeidet meget i Herren.
Рәбниң хизмитидә җапа тартиватқан Трифена вә Трифоса ханимға салам ейтқайсиләр. Рәбниң хизмитидә нурғун җапа тартқан сөйүмлүк [сиңлим] Пәрсисқа салам ейтқайсиләр.
13 Hils Rufus, den utvalgte i Herren, og hans og min mor.
Рәбдә талланған Руфусқа вә униң маңиму ана болған анисиға салам ейтқайсиләр.
14 Hils Asynkritus, Flegon, Hermes, Patrobas, Hermas, og brødrene hos dem.
Асинкритус, Филигон, Һәрмис, Патробас, Һермас вә уларниң йенидики қериндашларға салам ейтқайсиләр.
15 Hils Filologus og Julia, Nereus og hans søster og Olympas, og alle de hellige hos dem.
Филологус вә Юляға, Нериус вә сиңлисиға, Олимпас вә уларниң йенидики барлиқ муқәддәс бәндиләргә салам ейтқайсиләр.
16 Hils hverandre med et hellig kyss! Alle Kristi menigheter hilser eder.
Бир-бириңлар билән пак сөйүшләр билән саламлишиңлар. Мәсиһниң һәммә җамаәтлиридин силәргә салам!
17 Men jeg formaner eder, brødre, til å holde øie med dem som volder tvedrakten og anstøtene imot den lære som I har lært, og gå av veien for dem;
Қериндашлар, силәрдин шуни өтүнимәнки, силәр үгәнгән тәлимгә қарши чиққан, араңларда ихтилапларни пәйда қилидиған вә адәмни етиқат йолидин тейилдуридиған кишиләрдин пәхәс болуңлар, улардин нери болуңлар.
18 for disse tjener ikke vår Herre Jesus Kristus, men sin egen buk, og ved sin søte tale og sine fagre ord dårer de de enfoldiges hjerter.
Бундақ кишиләр Рәббимиз Мәсиһкә әмәс, бәлки өз қарниға қул болиду; улар силиқ-сипайә гәпләр вә хушамәт сөзлири билән саддиларниң қәлбини аздуриду.
19 For ordet om eders lydighet er kommet ut til alle; derfor gleder jeg mig over eder, men jeg ønsker at I skal være vise til det gode og rene for det onde.
Силәрниң Рәбкә болған итаәтмәнлигиңлардин һәммәйлән хәвәр тапти. Шуңа әһвалиңлардин шатлинимән; шундақтиму, яхши ишлар җәһәттә ақил болушуңларни, яман ишларға нисбәтән надан болушуңларни халаймән.
20 Men fredens Gud skal i hast knuse Satan under eders føtter. Vår Herre Jesu Kristi nåde være med eder!
Аманлиқ-хатирҗәмлик Егиси болған Худа узун өтмәй Шәйтанни аяқ астиңларда йәнҗийду. Рәббимиз Әйсаниң меһри-шәпқити силәргә яр болғай!
21 Timoteus, min medarbeider, og Lukius og Jason og Sosipater, mine frender, hilser eder.
Хизмәтдишим Тимотий, Йәһудий қериндашлирим Лукюс, Ясон вә Соспатирлардин силәргә салам.
22 Jeg Tertius, som nedskriver brevet, hilser eder i Herren.
(ушбу хәткә қәләм тәврәткүчи мәнки Тәртийму Рәбдә силәргә салам йоллаймән).
23 Gajus, min og hele menighetens vert, hilser eder. Erastus, byens regnskapsfører, og broderen Kvartus hilser eder.
Маңа вә өйидә дайим жиғилидиған пүтүн җамаәткә саһибханлиқ қилидиған Гаюстин силәргә салам. Шәһәрниң ғәзничиси Ерастус силәргә салам йоллайду, қериндишимиз Кувартусму шундақ.
24 Vår Herre Jesu Kristi nåde være med eder alle! Amen.
Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити һәммиңларға яр болғай! Амин!
25 Men ham som er mektig til å styrke eder efter mitt evangelium og Jesu Kristi forkynnelse, efter åpenbaringen av den hemmelighet som har vært fortidd i evige tider, (aiōnios )
Узун заманлардин буян сүкүттә сақлинип кәлгән сирниң вәһий қилиниши бойичә, мениң арқилиқ йәткүзүлгән бу хуш хәвәр, йәни Әйса Мәсиһниң җакалиниши билән силәрни мустәһкәмләшкә қадир Болғучиға [шан-шәрәп болғай]! (aiōnios )
26 men nu er kommet for lyset og ved profetiske skrifter efter den evige Guds befaling kunngjort for alle folk for å virke troens lydighet, (aiōnios )
Сир болса инсанларни етиқаттики итаәтмәнлик йолиға елип бериш үчүн, мәңгү һаят Худаниң әмригә бенаән һәм беваситә һәм бурунқи пәйғәмбәрләрниң йезип қалдурғанлири арқилиқ, һазир барлиқ әлләргә вәһий қилинди; (aiōnios )
27 ham, den ene vise Gud ved Jesus Kristus, være æren i all evighet! Amen. (aiōn )
шундақ қилған бирдин-бир дана Болғучи Худаға Әйса Мәсиһ арқилиқ шан-шәрәп әбәдил-әбәт болғай! Амин! (aiōn )