< Romerne 10 >
1 Brødre! mitt hjertes ønske og min bønn til Gud for dem er at de må bli frelst.
Қериндашлар, жүрәк интизарим, шундақла Худаға йелинишим Исраилларниң қутқузулуши үчүндур.
2 For jeg gir dem det vidnesbyrd at de har nidkjærhet for Gud, men ikke med skjønnsomhet;
Чүнки шуниңға гувалиқ беримәнки, уларниң Худаға һәқиқәтәнму қизғин интилиши бар, бирақ уларниң интилиши һәқиқий билим үстигә қурулған әмәс.
3 for da de ikke kjente Guds rettferdighet og strevde efter å grunne sin egen rettferdighet, gav de sig ikke inn under Guds rettferdighet.
Чүнки улар Худаниң һәққанийлиғини билмигәчкә, униң орниға өзлириниң һәққанийлиғини тикләшкә тиришип, Худаниң һәққанийлиғиға бойсунмиди.
4 For Kristus er lovens ende, til rettferdighet for hver den som tror.
Чүнки Тәврат қануниниң нишан-мәхсити Мәсиһниң Өзидур; шуниң билән етиқат қилғучиларниң һәр бири үчүн һәққанийлиқ бар болди.
5 For Moses skriver om rettferdigheten av loven: Det menneske som gjør disse ting, skal leve ved dem;
Чүнки Тәврат қануниға әмәл қилиштин кәлгән һәққанийлиқ һәққидә Муса пәйғәмбәр мундақ язған; «Қанунниң әмирлиригә әмәл қилғанлар шу ишлиридин һаятлиқ тапиду».
6 men rettferdigheten av troen sier så: Si ikke i ditt hjerte: Hvem skal fare op til himmelen - det vil si: for å hente Kristus ned -?
Лекин етиқаттин болған һәққанийлиқ мундақ дәйду: — «Көңлүңдә: — «Ким асманға чиқар?» (йәни «Ким Мәсиһни асмандин елип чүшүрәр?»)
7 eller: Hvem skal fare ned i avgrunnen - det vil si: for å hente Kristus op fra de døde -? (Abyssos )
вә яки «Һаң тегигә ким чүшәр?» (йәни «Мәсиһни өлүмдин ким қайтурар?») — демигин». (Abyssos )
8 Men hvad sier den? Ordet er dig nær, i din munn og i ditt hjerte; det er troens ord, det som vi forkynner,
Әнди шу [һәққанийлиқ] немә дәйду? — «Сөз-калам саңа йеқиндур, тилиңда вә дилиңдидур!» — бу сөз-калам дәл биз җакалайдиған етиқатниң сөзидур.
9 for dersom du med din munn bekjenner at Jesus er Herre, og i ditt hjerte tror at Gud opvakte ham fra de døde, da skal du bli frelst;
Демәк, «Әйсаниң Рәб екәнлигини ағзиң билән етирап қилсаң вә қәлбиңдә Худаниң уни өлүкләр арисидин тирилдүргәнлигигә ишәнсәң, қутқузулисән»!
10 for med hjertet tror en til rettferdighet, og med munnen bekjenner en til frelse.
Чүнки инсан қәлбидә етиқат қилиш билән һәққаний қилиниду, еғизида етирап қилиш билән ниҗатқа еришиду.
11 For Skriften sier: Hver den som tror på ham, skal ikke bli til skamme.
Муқәддәс язмиларда дейилгәндәк; «Униңға етиқат қилғучиниң һәр бири һәргиз йәргә қаритилмас».
12 Det er jo ingen forskjell på jøde og greker; de har alle den samme Herre, som er rik nok for alle som påkaller ham;
Чүнки бу җәһәттә Йәһудийлар билән Грекларниң пәрқи йоқ; һәр иккисиниң Рәбби һәмминиң Рәббидур вә Өзигә нида қилғанларниң һәммисигә мол байлиқлирини айимайду.
13 for hver den som påkaller Herrens navn, skal bli frelst.
Чүнки: «Кимдиким Рәбниң намини чақирип нида қилса қутқузулиду».
14 Hvorledes kan de da påkalle den som de ikke tror på? og hvorledes kan de tro der de ikke har hørt? og hvorledes kan de høre uten at det er nogen som forkynner?
Лекин Рәбгә ишәнмигән киши қандақму Униңға нида қилалисун? У тоғрилиқ аңлимиған киши қандақму Униңға ишәнсун? Хуш хәвәр җакалиғучи болмиса, улар уни қандақму аңлиялисун?
15 og hvorledes kan de forkynne uten at de blir utsendt? som skrevet er: Hvor fagre deres føtter er som forkynner fred, som bærer godt budskap!
Шу җакалиғучилар әвәтилмигән болса, хуш хәвәрни қандақму йәткүзәлисун? Муқәддәс язмиларда йезилғинидәк: «Аман-хатирҗәмлик тоғрилиқ хуш хәвәрни, бәхит-саадәт тоғрилиқ хуш хәвәрни йәткүзгәнләрниң аяқлири немидегән гөзәл-һә!».
16 Men ikke alle var lydige mot evangeliet. For Esaias sier: Herre! hvem trodde vel det han hørte av oss?
Бирақ, худди Йәшая [пәйғәмбәрниң] «И Пәрвәрдигар, бизниң хәвиримизгә кимму ишәнди?» дегинидәк һәммә адәм хуш хәвәргә итаәт қилған әмәс.
17 Så kommer da troen av forkynnelsen, og forkynnelsen ved Kristi ord;
Шуңа етиқат хәвәрни аңлаштин келиду вә шу хәвәр Мәсиһ тоғрилиқ сөздә аңлитилиду.
18 men jeg sier: Har de da ikke fått høre? Jo til visse; deres røst gikk ut til all jorden, og deres ord til jorderikes ende.
Лекин шуни сораймәнки, улар шу хәвәрни аңлимиғанмиду? Әлвәттә аңлиди: — «Уларниң садаси пүткүл дунияға, Сөзлири йәр йүзиниң қәрлиригә йәтти».
19 Men jeg sier: Kjente da Israel ikke til det? Først sier Moses: Jeg vil gjøre eder nidkjære på det som ikke er et folk; på et uforstandig folk vil jeg gjøre eder harme;
Йәнә шуни сораймәнки, Исраиллар [шу хәвәрдин] вақип болмиғанмиду? Алди билән, Муса [Исраилға] мундақ бешарәт бәргән: — ««Һеч хәлиқ әмәс» болған бир хәлиқ арқилиқ силәрдә һәсәт қозғаймән, Надан бир хәлиқ арқилиқ ғәзивиңларни қозғаймән».
20 og Esaias våger sig til å si: Jeg blev funnet av dem som ikke søkte mig; jeg åpenbarte mig for dem som ikke spurte efter mig;
Кейин, Йәшая пәйғәмбәр интайин жүрәклик һалда шу бешарәтни берип: — «Өзүмгә интилмигәнләргә Өзүмни тапқуздум, Мени соримиғанларға Өзүм көрүндүм» — деди.
21 men om Israel sier han: Hele dagen rakte jeg mine hender ut til et ulydig og gjenstridig folk.
Лекин, У Исраиллар һәққидә: — «Мән күн бойи бу итаәтсиз вә тәрса хәлиққә қоллиримни узитип интилип кәлдим!» — дәйду.