< Apenbaring 15 >

1 Og jeg så et annet tegn i himmelen, stort og underfullt: syv engler som hadde de syv siste plager; for med dem er Guds vrede fullendt.
Асманда зор һәм карамәтлик йәнә бир аламәтни, йәни ахирқи йәттә балаю-апәтни тутуп турған йәттә пәриштини көрдүм (ахирқи балаю-апәт дейилиштики сәвәп, Худаниң ғәзиви булар билән ахирлишиду).
2 Og jeg så likesom et glasshav blandet med ild; og dem som hadde seiret over dyret og dets billede og dets navns tall, så jeg stå ved glasshavet med Guds harper i hånd;
Мән йәнә от арилаш әйнәк деңизидәк бир көрүнүшни һәм әйнәк деңизниң үстидә турған, дивә вә униң бут-һәйкили вә наминиң рәқими үстидин ғалип кәлгәнләрни көрдүм. Уларниң қоллирида Худа бәргән чилтарлар болуп,
3 og de sang Moses', Guds tjeners sang og Lammets sang og sa: Store og underfulle er dine gjerninger, Herre Gud, du allmektige! rettferdige og sanne er dine veier, du folkenes konge!
улар Худаниң қул-хизмәткари болған Мусаниң күйини һәм Қозиниң күйини ейтишатти: — «Улуқ вә карамәт Сениң қилғанлириң, И Һәммигә Қадир Пәрвәрдигар Худа, Йоллириң адил вә һәқтур, И пүткүл әлләрниң Падишаси!
4 Hvem skulde ikke frykte, Herre, og ære ditt navn? Du alene er hellig, og alle folkene skal komme og tilbede for ditt åsyn, fordi dine rettferdige dommer er blitt åpenbaret.
И Пәрвәрдигар, ким Сәндин қорқмайдиған, Намиңни улуқлимайдиған болалисун? Чүнки бирдин-бир муқәддәс Өзүңдурсән; Барлиқ әлләр алдиңға келиду, Саңа сәҗдә қилиду; Чүнки һәққаний қилғанлириң ашкарә болди».
5 Og derefter så jeg, og templet med vidnesbyrdets telt i himmelen blev åpnet,
Бу ишлардин кейин, мән көрдүмки, мана әрштики ибадәтхана, йәни һөкүм-гувалиқ чедири ечилди!
6 og de syv engler som hadde de syv plager, kom ut av templet, klædd i rent og skinnende lin og ombundet om brystet med gullbelter.
Йәттә балаю-апәтни өз илкидә тутқан йәттә пәриштә пакиз, пақирап туридиған либас кийгән, көксигә алтун кәмәр бағлиған һалда ибадәтханидин чиқти.
7 Og et av de fire livsvesener gav de syv engler syv gullskåler fylt med Guds vrede, hans som lever i all evighet. (aiōn g165)
Төрт һаят мәхлуқниң бири йәттә пәриштигә әбәдил-әбәт яшайдиған Худаниң қәһри билән толған йәттә алтун чинини бәрди. (aiōn g165)
8 Og templet blev fylt med røk av Guds herlighet og av hans makt; og ingen kunde gå inn i templet før de syv englers syv plager var fullendt.
Ибадәтхана Худаниң шан-шәриви вә қудритидин түтүн билән лиқ толди. Йәттә пәриштиниң йәттә балаю-апити аяқлашмиғичә, һеч ким ибадәтханиға кирәлмиди.

< Apenbaring 15 >