< Mika 3 >
1 Og jeg sa: Hør, I Jakobs høvdinger og I dommere for Israels hus! Er det ikke eders sak å vite hvad rett er?
Мән мундақ дедим: «Аңлаңлар, и Яқупниң һакимлири, Исраил җәмәтиниң әмирлири! Адил һөкүмни билиш силәргә хас әмәсму?
2 I som hater det gode og elsker det onde, I som flår huden av dem og kjøttet av deres ben,
И яхшилиқни өч көргүчи, Яманлиқни яхши көргүчиләр — Силәр Өз хәлқимдин терисини, Устиханлиридин гөшини юлидиған, Уларниң гөшини йәйдиған, Териси союлғичә үстидин савайдиған, Устиханлирини чақидиған, Уларни қазанға тәйярлиғандәк, Даш қазандики гөшни тоғриғандәк тоғрайсиләр!
3 I som eter mitt folks kjøtt og river huden av dem og knuser deres ben og breder dem ut likesom i en gryte og som kjøtt i en panne.
4 Da skal de rope til Herren, men han skal ikke svare dem; han skal skjule sitt åsyn for dem på den tid for deres onde gjerningers skyld!
Буниңдин кейин улар Пәрвәрдигарға нида қилиду, Бирақ У уларни аңлимайду; Уларниң қилмишлиридики һәр түрлүк қәбиһлиги үчүн, У чағда У йүзини улардин қачуруп йошуриду!».
5 Så sier Herren om de profeter som fører mitt folk vill, som roper når de har noget å tygge med sine tenner: Fred! Men mot den som intet gir dem i deres munn, roper de ut en hellig krig.
Пәрвәрдигар Өз хәлқини аздурғучи пәйғәмбәрләр тоғрилиқ мундақ дәйду: — (Улар чишлири билән чишләйду, «Аман-течлиқ!» дәп вақирайду, Кимәрким уларниң гелини майлимиса, Шуларға қарши уруш һазирлайду!)
6 Derfor skal det bli natt for eder uten syner, og mørke uten spådom; solen skal gå ned over profetene, og dagen bli sort over dem.
— Шуңа силәрни «аламәт көрүнүш»ни көрмәйдиған бир кечә, Пал салғили болмайдиған қараңғулуқ басиду; Пәйғәмбәрләр үчүн қуяш патиду, Күн улар үстидә қара болиду;
7 Seerne skal skamme sig, og spåmennene blues; de skal tilhylle skjegget alle sammen; for det kommer intet svar fra Gud.
«Аламәт көрүнүшни көргүчиләр» шәрмәндә болиду, Палчилар йәргә қаритилиду; Уларниң һәммиси калпуклирини тосуп жүриду; Чүнки Худадин һеч җавап кәлмәйду.
8 Men jeg, jeg er full av kraft ved Herrens Ånd og full av rett og styrke til å vidne for Jakob om hans overtredelse og for Israel om hans synd.
Бирақ мән бәрһәқ Пәрвәрдигарниң Роһидин күчкә толғанмән, Яқупқа өзиниң итаәтсизлигини, Исраилға униң гунайини җакалаш үчүн, Тоғра һөкүмләргә һәм қудрәткә толғанмән.
9 Hør dette, I høvdinger over Jakobs hus og I dommere for Israels hus, I som avskyr rett og gjør det kroket alt det som er bent,
Буни аңлаңлар, өтүнимән, и Яқуп җәмәтиниң һакимлири, Исраил җәмәтиниң әмирлири! Адил һөкүмгә өч болғанлар, Барлиқ адаләтни бурмилайдиғанлар,
10 I som bygger Sion med blod og Jerusalem med urett!
Зионни қан төкүш билән, Йерусалимни һәққанийәтсизлик билән қуридиғанлар!
11 Dets høvdinger dømmer for gave, dets prester lærer for betaling, og dets profeter spår for penger, og enda stoler de på Herren og sier: Er ikke Herren midt iblandt oss? Det kommer ingen ulykke over oss.
[Зионниң] һакимлири парилар үчүн һөкүм чиқириду, Каһинлар «иш һәққи» үчүн тәлим бериду; «Пәйғәмбәрләр» пул үчүн палчилиқ қилиду; Бирақ улар «Пәрвәрдигарға тайинар»миш техи, Вә: — «Пәрвәрдигар аримизда әмәсму? Бизгә һеч яманлиқ чүшмәйду» — дейишиду.
12 Derfor skal for eders skyld Sion pløies som en aker, og Jerusalem skal bli til grusdynger, og tempelberget til skogbakker.
Шуңа силәрниң вәҗәңлардин Зион теғи етиздәк ағдурулиду, Йерусалим дөң-төпилик болуп қалиду, «Өй җайлашқан тағ» болса орманлиқниң оттурисидики жуқури җайлардәкла болиду, халас.