< Matteus 16 >
1 Og fariseerne og sadduseerne gikk til ham og fristet ham, og bad at han vilde la dem få se et tegn fra himmelen.
Әнди пәрисийләр билән Садуқийлар уни синаш мәхситидә йениға келип, униңдин бизгә асмандин мөҗизилик бир аламәт көрсәтсәң, дәп тәләп қилишти.
2 Men han svarte og sa til dem: Når det er blitt aften, sier I: Det blir godt vær, for himmelen er rød;
Бирақ Әйса уларға мундақ деди: — Кәчқурун силәр қизил шәпәқни көргиниңларда, «Һава әтә очуқ болиду» дәйсиләр
3 og om morgenen: Idag blir det uvær, for himmelen er rød og mørk. Himmelens utseende vet I å tyde, men tidenes tegn kan I ikke tyde.
вә әтигәндә: «Бүгүн боран чиқиду, чүнки асманниң рәңги қизил һәм тутуқ», дәйсиләр. Асман рәңги-ройини пәриқ етәләйсиләр-ю, лекин бу заманда йүз бериватқан аламәтләрни пәриқ етәлмәйсиләр!
4 En ond og utro slekt krever tegn, og tegn skal ikke gis den, uten Jonas' tegn. Og han forlot dem og gikk bort.
Рәзил һәм зинахор бу дәвир «мөҗизилик бир аламәт»ниң көристилишини истәп жүриду. Бирақ бу [дәвирдикиләргә] «Юнус пәйғәмбәрдә көрүлгән мөҗизилик аламәт»дин башқа һеч қандақ мөҗизилик аламәт көрситилмәйду. Андин у уларни ташлап чиқип кәтти.
5 Og da disiplene kom over til hin side, hadde de glemt å ta brød med.
Мухлислири [деңизниң] у қетиға өткинидә, нан еливелишни унтуған еди.
6 Da sa Jesus til dem: Se eder for og ta eder i vare for fariseernes og sadduseernes surdeig!
Әйса уларға: — Һошияр болуңлар, Пәрисийләр билән Садуқийларниң ечитқусидин еһтият қилиңлар, — деди.
7 Da tenkte de ved sig selv og sa: Det er fordi vi ikke har tatt brød med.
[Мухлислар] өз ара мулаһизилишип: — Нан әкәлмигәнлигимиз үчүн буни дәватса керәк, — дейишти.
8 Men da Jesus merket det, sa han til dem: I lite troende! hvorfor tenker I ved eder selv at det er fordi I ikke har tatt brød med?
Әйса уларниң немә [дейишиватқанлиғини] билип мундақ деди: — Әй ишәши аҗизлар! Немә үчүн нан әкәлмигәнлигиңлар тоғрисида мулаһизә қилисиләр?
9 Skjønner I ennu ikke, og kommer I ikke i hu de fem brød til de fem tusen, og hvor mange kurver I da fikk,
Техичә чүшәнмидиңларму? Бәш нан билән бәш миң кишиниң [тойғузулғанлиғи], қанчә севәт озуқ жиғивалғанлиғиңлар есиңлардин чиқтиму?
10 eller de syv brød til de fire tusen, og hvor mange kurver I da fikk?
Йәттә нан билән төрт миң кишиниң [тойғузулғанлиғи], йәнә қанчә чоң севәт озуқ жиғивалғанлиғиңларму есиңлардин чиқтиму?
11 Kan I da ikke skjønne at det ikke var om brød jeg talte til eder? Men ta eder i vare for fariseernes og sadduseernes surdeig!
Силәр қандақму мениң силәргә: «Пәрисийләр билән Садуқийларниң ечитқусидин еһтият қилиңлар» дегинимниң нан тоғрилиқ әмәслигини чүшәнмәйсиләр?
12 Da forstod de at han ikke hadde talt om at de skulde ta sig i vare for surdeigen i brød, men for fariseernes og sadduseernes lære.
Мухлислар шундила униң нандики ечитқудин әмәс, бәлки Пәрисийләр билән Садуқийларниң тәлимидин еһтият қилишни ейтқанлиғини чүшинип йәтти.
13 Men da Jesus var kommet til landet ved Cesarea Filippi, spurte han sine disipler og sa: Hvem sier folk at Menneskesønnen er?
Әйса Қәйсәрийә-Филиппи райониға кәлгинидә, у мухлислиридин: Кишиләр мән Инсаноғлини ким дәп билидикән? — дәп сориди.
14 De sa: Nogen sier døperen Johannes, andre Elias, andre igjen Jeremias eller en av profetene.
Мухлислири: — Бәзиләр сени чөмүлдүргүчи Йәһя, бәзиләр Иляс [пәйғәмбәр] вә йәнә бәзиләр Йәрәмия яки башқа пәйғәмбәрләрдин бири дәп билидикән, — дәп җавап бәрди.
15 Han sa til dem: Men I, hvem sier I at jeg er?
У улардин: — Әнди силәрчу? Силәр мени ким дәп билисиләр? — дәп сориди.
16 Da svarte Simon Peter og sa: Du er Messias, den levende Guds Sønn.
Симон Петрус: — Сән Мәсиһ, мәңгүлүк һаят Худаниң Оғли екәнсән, — дәп җавап бәрди.
17 Og Jesus svarte og sa til ham: Salig er du, Simon, Jonas' sønn! for kjød og blod har ikke åpenbaret dig det, men min Fader i himmelen.
Әйса униңға: — Бәхитликсән, и Юнус оғли Симон! Буни саңа аян қилғучи һеч әт-қан егиси әмәс, бәлки әрштики Атамдур.
18 Og jeg sier dig at du er Peter; og på denne klippe vil jeg bygge min menighet, og dødsrikets porter skal ikke få makt over den. (Hadēs )
Мән саңа шуни ейтайки, сән болсаң Петрусдурсән. Мән җамаитимни бу уюлташ үстигә қуримән. Униң үстидин тәһтисараниң дәрвазилириму ғалип келәлмәйду. (Hadēs )
19 Og jeg vil gi dig nøklene til himlenes rike, og det du binder på jorden, skal være bundet i himmelen, og det du løser på jorden, skal være løst i himmelen.
Әрш падишалиғиниң ачқучлирини саңа тапшуримән; сән йәр йүзидә немини бағлисаң әрштиму бағланған болиду, сән йәр йүзидә немини қоюп бәрсәң, әрштиму қоюп берилгән болиду, — деди.
20 Da bød han sine disipler at de ikke skulde si til nogen at han var Messias.
Бу сөзләрни ейтип болуп, у мухлислириға өзиниң Мәсиһ екәнлигини һеч кимгә тинмаслиқни тапилиди.
21 Fra den tid begynte Jesus å gi sine disipler til kjenne at han skulde gå til Jerusalem og lide meget av de eldste og yppersteprestene og de skriftlærde, og slåes ihjel, og opstå på den tredje dag.
Шу вақиттин башлап, Әйса мухлислириға өзиниң Йерусалимға кетиши, ақсақаллар, баш каһинлар вә Тәврат устазлири тәрипидин көп азап-оқубәт тартиши, өлтүрүлүши муқәррәр болғанлиғини, шундақла үчинчи күни тирилдүрүлидиғанлиғини аян қилишқа башлиди.
22 Da tok Peter ham til side og begynte å irettesette ham og sa: Gud fri dig, Herre! dette må ingenlunde vederfares dig!
Шуниң билән Петрус уни бир чәткә тартип, уни әйипләп: — Я Рәб, саңа рәһим қилинғай! Бешиңға бундақ ишлар қәтъий чүшмәйду! — деди.
23 Men han vendte sig og sa til Peter: Vik bak mig, Satan! du er mig til anstøt; for du har ikke sans for det som hører Gud til, men bare for det som hører menneskene til.
Лекин у бурулуп Петрусқа қарап: — Арқамға өт, Шәйтан! Сән маңа путликашаңсән, сениң ойлиғанлириң Худаниң ишлири әмәс, инсанниң ишлиридур, — деди.
24 Da sa Jesus til sine disipler: Vil nogen komme efter mig, da må han fornekte sig selv og ta sitt kors op og følge mig.
Андин Әйса мухлислириға мундақ деди: Кимдәким маңа әгишишни халиса, өзидин ваз кечип, өзиниң крестини көтирип маңа әгәшсун!
25 For den som vil berge sitt liv, skal miste det; men den som mister sitt liv for min skyld, skal finne det.
Чүнки өз җенини қутқузмақчи болған киши чоқум җенидин мәһрум болиду, лекин мән үчүн өз җенидин мәһрум болған киши униңға еришиду.
26 For hvad gagner det et menneske om han vinner den hele verden, men tar skade på sin sjel? eller hvad vil et menneske gi til vederlag for sin sjel?
Чүнки бир адәм пүтүн дунияға егә болуп җенидин мәһрум қалса, буниң немә пайдиси болсун?! У немисини җениға тегишсун?!
27 For Menneskesønnen skal komme i sin Faders herlighet med sine engler, og da skal han betale enhver efter hans gjerning.
Чүнки Инсаноғли Атисиниң шан-шәриви ичидә пәриштилири билән келиш алдида туриду; вә у һәммә адәмниң өз әмәллиригә тушлуқ җавап қайтуриду.
28 Sannelig sier jeg eder: Nogen av dem som her står, skal ikke smake døden før de ser Menneskesønnen komme i sitt rike.
Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, бу йәрдә турғанларниң арисидин өлүмниң тәмини тетиштин бурун җәзмән Инсаноғлиниң өз падишалиғи билән кәлгәнлигини көридиғанлар бардур.