< Johannes 15 >
1 Jeg er det sanne vintre, og min Fader er vingårdsmannen.
— «Һәқиқий үзүм тели» өзүмдурмән, Атам болса бағвәндур.
2 Hver gren på mig som ikke bærer frukt, den tar han bort, og hver den som bærer frukt, den renser han, forat den skal bære mere frukt.
Бағвән мәндики мевә бәрмәйдиған һәр бир шахни кесип ташлайду. Мевә бәргәнлирини болса техиму көп мевә бәрсун дәп, пак қилип путап туриду.
3 I er alt rene på grunn av det ord som jeg har talt til eder;
Әнди силәр мән силәргә йәткүзгән сөзүм арқилиқ аллибурун пак болдуңлар.
4 bli i mig, så blir jeg i eder! Likesom grenen ikke kan bære frukt av sig selv, men bare når den blir i vintreet, således heller ikke I uten at I blir i mig.
Силәр мәндә изчил туруңлар, мәнму силәрдә изчил туримән. Шах талда турмай, өзи мевә берәлмәйдиғинидәк, силәрму мәндә изчил турмисаңлар, мевә берәлмәйсиләр.
5 Jeg er vintreet, I er grenene; den som blir i mig, og jeg i ham, han bærer megen frukt; for uten mig kan I intet gjøre.
«Үзүм тели» өзүмдурмән, силәр болсаңлар шахлиридурсиләр. Ким мәндә изчил турса, мәнму шундақла униңда турғинимда, у көп мевә бериду. Чүнки мәнсиз һеч немини қилалмайсиләр.
6 Om nogen ikke blir i mig, da kastes han ut som en gren og visner, og de sankes sammen og kastes på ilden, og de brenner.
Бириси мәндә турмиса, у [керәксиз] шахтәк ташлинип, қуруп кетиду. Бундақ шахлар жиғип келинип отқа ташлиниду.
7 Dersom I blir i mig, og mine ord blir i eder, da bed om hvad I vil, og I skal få det.
Силәр мәндә изчил турсаңлар вә сөзлирим силәрдә изчил турса, немини тәләп қилсаңлар, силәргә шу иҗабәт болиду.
8 Derved er min Fader herliggjort at I bærer megen frukt, og I skal bli mine disipler.
Силәрниң көп меви беришиңлар, шундақла мениң мухлислирим екәнлигиңларни испатлишиңлар билән шан-шәрәп Атамға кәлтүрүлиду.
9 Likesom Faderen har elsket mig, så har jeg elsket eder; bli i min kjærlighet!
Атам мени сөйгинидәк, мәнму силәрни сөйдүм; мениң меһир-муһәббитимдә изчил туруңлар.
10 Dersom I holder mine bud, da blir I i min kjærlighet, likesom jeg har holdt min Faders bud og blir i hans kjærlighet.
Әгәр әмирлиримни тутсаңлар, худди мән Атамниң әмирлирини тутқан вә һемишә униң меһир-муһәббитидә турғинимдәк, силәрму һемишә мениң меһир-муһәббитимдә турисиләр.
11 Dette har jeg talt til eder forat min glede kan være i eder, og eders glede kan bli fullkommen.
Мениң хошаллиғим силәрдә болсун вә шуниңдәк хошаллиғиңлар толуп ташсун дәп, мән буларни силәргә ейттим.
12 Dette er mitt bud at I skal elske hverandre, likesom jeg har elsket eder.
Мениң әмрим шуки, мән силәрни сөйгинимдәк, силәрму бир-бириңларни сөйүңлар.
13 Ingen har større kjærlighet enn denne at han setter sitt liv til for sine venner;
Инсанларниң өз достлири үчүн җенини пида қилиштин чоңқур меһир-муһәббити йоқтур.
14 I er mine venner dersom I gjør det jeg byder eder.
Силәргә буйруған әмирлиримни ада қилсаңлар, мениң достлирим болисиләр.
15 Jeg kaller eder ikke lenger tjenere; for tjeneren vet ikke hvad hans herre gjør; men eder har jeg kalt venner, for alt det jeg har hørt av min Fader, har jeg kunngjort eder.
Әнди мундин кейин мән силәрни «қул» дәп атимаймән. Чүнки қул ғоҗайининиң немә қиливатқинини билмәйду. Униң орниға силәрни «дост» дәп атидим, чүнки Атамдин аңлиғанлиримниң һәммисини силәргә йәткүздүм.
16 I har ikke utvalgt mig, men jeg har utvalgt eder, og jeg har satt eder til å gå ut og bære frukt, frukt som varer, forat Faderen skal gi eder alt det I beder ham om i mitt navn.
Силәр мени таллиғиниңлар йоқ, әксичә мән силәрни таллидим вә силәрни берип мевә бәрсун һәмдә мевилириңлар дайим сақлансун, мениң намим билән Атидин немә тилисәңлар, у силәргә бәрсун дәп силәрни тиклидим.
17 Dette byder jeg eder at I skal elske hverandre.
Силәргә шуни әмир қилимәнки, бир-бириңларни сөйүңлар.
18 Når verden hater eder, da skal I vite at den har hatet mig før eder.
Бу дуниядикиләр силәрдин нәпрәтләнсә, силәрдин авал мәндин нәпрәтләнгәнлигини билиңлар.
19 Var I av verden, da vilde verden elske sitt eget; men fordi I ikke er av verden, men jeg har utvalgt eder av verden, derfor hater verden eder.
Силәрму бу дуниядикиләрдин болған болсаңлар, бу дуниядикиләр силәрни өзимизниңки дәп, сөйгән болатти. Бирақ силәр бу дуниядин болмиғачқа, бәлки мән силәрни бу дуниядин айрип таллиғанлиғим үчүн, әнди бу дуниядикиләр силәрдин нәпрәтлиниду.
20 Kom det ord i hu som jeg sa eder: En tjener er ikke større enn sin herre! Har de forfulgt mig, så skal de også forfølge eder; har de holdt mitt ord, så skal de også holde eders.
Мән силәргә ейтқан сөзни есиңларда тутуңлар: «Қул ғоҗайинидин үстүн турмайду». Улар маңа зиянкәшлик қилған болса, силәргиму зиянкәшлик қилиду. Мениң сөзүмни тутқан болса, улар силәрниңкиниму тутиду.
21 Men alt dette skal de gjøre mot eder for mitt navns skyld, fordi de ikke kjenner ham som har sendt mig.
Бирақ мениң намим түпәйлидин улар силәргиму шу ишларниң һәммисини қилиду, чүнки улар мени Әвәткүчини тонумайду.
22 Var jeg ikke kommet og hadde talt til dem, da hadde de ikke synd; men nu har de ingen undskyldning for sin synd.
Әгәр мән келип уларға сөз қилмиған болсам, уларда гуна йоқ дәп һесаплинатти. Лекин һазир гунайи үчүн уларниң һеч баниси йоқтур.
23 Den som hater mig, han hater også min Fader.
Кимдәким мәндин нәпрәтләнсә Атамдинму нәпрәтләнгән болиду.
24 Hadde jeg ikke gjort de gjerninger blandt dem som ingen annen har gjort, da hadde de ikke synd; men nu har de sett dem og allikevel hatet både mig og min Fader.
Мән уларниң арисида башқа һеч ким қилип бақмиған әмәлләрни қилмиған болсам, уларда гуна йоқ дәп һесаплинатти. Лекин улар һазир [әмәллиримни] көргән туруқлуқ, йәнила һәм мәндин һәм Атамдин нәпрәтләнди.
25 Men dette er skjedd forat det ord skal opfylles som er skrevet i deres lov: De hatet mig uten årsak.
Лекин бу ишлар уларға тәвә болған Тәврат қанунида: «Һеч қандақ сәвәпсизла мәндин нәпрәтләнди» дәп пүтүлгән сөз әмәлгә ашурулуши үчүн шундақ йүз бәрди.
26 Når talsmannen kommer, som jeg skal sende eder fra Faderen, sannhetens Ånd, som utgår fra Faderen, han skal vidne om mig.
Лекин мән силәргә Атиниң йенидин әвәтидиған Ярдәмчи, йәни Атиниң йенидин чиққучи Һәқиқәтниң Роһи кәлгәндә, У маңа гувалиқ бериду.
27 Men også I skal vidne; for I har vært med mig fra begynnelsen av.
Силәрму маңа гувалиқ берисиләр, чүнки силәр баштин тартип мән билән биллә болдуңлар.