< Efeserne 6 >

1 I barn! vær lydige mot eders foreldre i Herren! for dette er rett.
Балилар, Рәбдә ата-анилириңларға итаәт қилиңлар; чүнки бу дурусдур.
2 Hedre din far og din mor - dette er det første bud med løfte -
«Атаңни вә анаңни һөрмәтлә» — бу болса өз ичигә вәдини алған биринчи әмирдур —
3 forat det må gå dig vel, og du må lenge leve i landet.
«Шуниң билән сениң ишлириң қутлуқ болиду, зиминда узун өмүр көрисән» — [дәп вәдә қилинған].
4 Og I fedre! egg ikke eders barn til vrede, men fostre dem op i Herrens tukt og formaning!
Силәр атилар, балилириңларни хапа қилмаңлар, бәлки уларни Рәбниң тәрбийиси һәм көрсәтмисидә беқиңлар.
5 I tjenere! vær lydige mot eders herrer efter kjødet, med frykt og beven, i eders hjertes enfold, som mot Kristus,
Силәр қуллар, әттин болған ғоҗайиниңларға Мәсиһкә итаәт қилғиниңлардәк чин көңлүңлардин әйминиш вә титрәш билән итаәт қилиңлар;
6 ikke med øientjeneste, som de som vil tekkes mennesker, men som Kristi tjenere, så I gjør Guds vilje av hjertet
пәқәт көз алдидила хизмәт қилип, адәмни хуш қилғучи қуллардин болмаңлар, бәлки Мәсиһниң қуллириниң сүпитидә Худаниң ирадисини җан-дил билән беҗа кәлтүрүңлар,
7 og med villig hu tjener som for Herren og ikke som for mennesker,
адәмләргә әмәс, бәлки Рәбгә чин дилиңлардин хизмәт қилиңлар;
8 da I vet at hvad godt enhver gjør, det skal han få igjen av Herren, enten han er tjener eller fri.
шуни билгәнки, һәр қандақ адәм бирәр яхшилиқ қилса, мәйли у қул болсун яки һөр болсун, шу иш Рәбдин униңға яниду.
9 Og I herrer! gjør likeså mot dem, så I lar være å true, da I vet at både deres og eders Herre er i himlene, og han gjør ikke forskjell på folk.
Силәр ғоҗайинлар, қуллириңларғиму охшаш йол билән муамилә қилип, уларға һәйвә қилиштин қол үзүңлар; чүнки уларниңму вә силәрниңму ғоҗайиниңлар әрштидур, Униңда һәр қандақ адәмниң йүз-хатирисини қилиш дегәнниң йоқлуғини билисиләр.
10 For øvrig - bli sterke i Herren og i hans veldes kraft!
Ахирда, қериндашлар, Рәбдә вә Униң күч-қудритидә күчләндүрлүңлар;
11 Iklæ eder Guds fulle rustning, så I kan stå eder mot djevelens listige angrep;
Иблисниң һейлә-нәйрәңлиригә тақабил турушуңлар үчүн Худаниң пүткүл савут-яриғини кийивелиңлар;
12 for vi har ikke kamp mot blod og kjød, men mot makter, mot myndigheter, mot verdens herrer i dette mørke, mot ondskapens ånde-hær i himmelrummet. (aiōn g165)
чүнки елишидиғинимиз әт вә қан егилири әмәс, бәлки һөкүмранлар, һоқуқдарлар, бу дуниядики қараңғулуқни башқурғучи дунияви әмирләр, йәни әршләрдә туруватқан рәзил роһий күчләрдур. (aiōn g165)
13 Ta derfor Guds fulle rustning på, så I kan gjøre motstand på den onde dag og stå efter å ha overvunnet alt.
Мошу вәҗидин өзүңларға Худаниң пүтүн савут-яриқини елип артиңларки, рәзиллик күнидә бәрдашлиқ билән қаттиқ туридиған, ахир һәммә ишни ада қилип, йәрни чиң дәссәп туридиған болисиләр.
14 Så stå da omgjordet om eders lend med sannhet, og iklædd rettferdighetens brynje,
Әнди чиң туруңлар — һәқиқәт бәлвеғини белиңларға бағлап, мәйдәңләргә һәққанийлиқ савутини кийип, путуңларға хатирҗәм-енақлиқ хуш хәвирини йәткүзүшкә тәйярлиқ чоруғини кийип, йәрни чиң дәссәп туруңлар.
15 Og ombundet på føttene med den ferdighet til kamp som fredens evangelium gir,
16 og grip foruten alt dette troens skjold, hvormed I skal kunne slukke alle den ondes brennende piler,
Бу ишларниң һәммисидә иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар; униң билән силәр рәзил болғучиниң барлиқ от оқлирини өчүриветәләйдиған болисиләр.
17 og ta frelsens hjelm og Åndens sverd, som er Guds ord,
Һәмдә бешиңларға ниҗатниң дубулғисини кийип, Худаниң сөз-каламини, йәни Роһниң қиличини елиңлар;
18 idet I til enhver tid beder i Ånden med all bønn og påkallelse, og er årvåkne deri med all vedholdenhet og bønn for alle de hellige,
һәммә вақит-пәсилдә Роһта һәр хил дуа-тилавәт һәм илтиҗа билән дуа қилиңлар; дәл бу ишта қәтъий һошияр туруп барлиқ муқәддәс бәндиләр үчүн һәр тәрәплимә дуа-илтиҗалар қилиңлар;
19 og også for mig, at det må gis mig ord når jeg oplater min munn, så jeg med frimodighet kan kunngjøre evangeliets hemmelighet,
мән үчүнму дуа қилиңларки, — еғиз ачқинимда маңа сөзләр кәлсун, хуш хәвәрниң сирини дадиллиқ билән ашкарә қилай.
20 for hvis skyld jeg er sendebud i lenker, at jeg må tale med frimodighet derom, således som jeg bør tale.
Мән дәл шу ишқа зәнҗирләр билән бағланған әлчимән; шуңа қилишқа тегишлигим бойичә, [хуш хәвәр йәткүзүштә] дадиллиқ билән сөз қилишимға [дуа қилиңлар].
21 Men forat også I skal kjenne min tilstand, hvorledes jeg har det, skal Tykikus fortelle eder alt, han den elskede bror og tro tjener i Herren,
Әнди мениң тоғрамдики ишлардин, мениң қандақ өтүватқанлиғимдин хәвәрлинишиңлар үчүн, сөйүмлүк қериндаш һәм Рәбдә садиқ хизмәткар болған Тикикус силәргә һәммә ишларни мәлум қилиду.
22 som jeg just derfor sender til eder at I skal få vite hvorledes det er med oss, og at han skal trøste eders hjerter.
Мениң уни дәл мошу иш үчүн йениңларға әвәтишим, силәрниң ишлиримиздин хәвәрдар болушиңлар вә униң көңлүңларға тәсәлли вә илһам бериши үчүндур.
23 Fred være med brødrene, og kjærlighet med tro, fra Gud Fader og den Herre Jesus Kristus!
Қериндашларға хатирҗәмлик, муһәббәт һәм иман-ишәш ХудаАта вә Рәб Әйса Мәсиһдин болғай!
24 Nåden være med alle dem som elsker vår Herre Jesus Kristus i uforgjengelighet!
Рәб Әйса Мәсиһни өлмәс-чиримас сөйгү билән сөйгүчиләргә меһри-шәпқәт яр болғай!

< Efeserne 6 >