< Apostlenes-gjerninge 9 >
1 Men Saulus fnyste fremdeles av trusel og mord mot Herrens disipler, og han gikk til ypperstepresten
Амма [шу чағлар] Саул һәр нәпәсидә Рәбниң мухлислириға техичә изчил қирғинчилиқ тәһдитлири селиватқан пәйт еди. У Баш каһинниң алдиға берип,
2 og bad ham om brev til Damaskus, til synagogene der, forat om han fant nogen som hørte Guds vei til, både menn og kvinner, han da kunde føre dem bundne til Jerusalem.
Дәмәшқ шәһиридики синагогларға тәвсийә хети йезип беришни сориди. Шундақ болғанда, у Дәмәшқтә [Мәсиһ] йолидикиләрдин бирәрсини, мәйли әр болсун, аял болсун тепивалсила, бағлап тутқун қилип, Йерусалимға елип келишкә рухсәт болатти.
3 Men på reisen skjedde det at han kom nær til Damaskus, og med ett strålte et lys fra himmelen om ham,
Саул йолға чиқип, Дәмәшқ шәһиригә йеқинлашқанда, туюқсиз асмандин күчлүк бир нур чүшүп, униң әтрапини йорутувәтти.
4 og han falt til jorden og hørte en røst som sa til ham: Saul! Saul! hvorfor forfølger du mig?
У йәргә жиқилди вә өзигә: — Саул, Саул! Маңа немишкә зиянкәшлик қилисән? — дегән бир авазни аңлиди.
5 Han sa: Hvem er du, Herre? Og han svarte: Jeg er Jesus, han som du forfølger.
— И Рәб, сән кимсән? — дәп сориди у. Аваз: — Мән сән зиянкәшлик қиливатқан Әйсадурмән.
6 Men stå op og gå inn i byen, så skal det bli dig sagt hvad du har å gjøre!
Орнуңдин тур, шәһәргә кир, немә қилишиң керәклиги саңа ейтип берилиду» — деди.
7 Men mennene som reiste sammen med ham, stod forferdet, for de hørte vel røsten, men så ikke nogen.
Униң билән биллә маңған адәмләр авазни аңлисиму, һеч кимни көрәлмигәчкә, шу йәрдә үн чиқиралмай турупла қалди.
8 Saulus reiste sig da op fra jorden; men da han åpnet sine øine, så han intet; de ledet ham da ved hånden og førte ham inn i Damaskus.
Саул йәрдин туруп, көзлирини ечип қариди, лекин һеч нәрсини көрәлмиди. Һәмраһлири уни қолидин йетиләп Дәмәшққә елип кирди.
9 Og i tre dager var han uten syn og hverken åt eller drakk.
У үч күнгичә көзи көрмәс болуп нә йемиди нә ичмиди.
10 Men det var i Damaskus en disippel ved navn Ananias, og Herren sa til ham i et syn: Ananias! Han svarte: Her er jeg, Herre!
Дәмәшқтә Ананияс исимлиқ мәлум бир мухлис бар еди. Рәб униңға бир ғайипанә көрүнүштә көрүнүп уни: — Ананияс! — дәп чақирди. — Мана мән, и Рәб, — дәп җавап бәрди у.
11 Og Herren sa til ham: Stå op og gå bort i den gate som kalles den rette, og spør i Judas' hus efter en som heter Saulus, fra Tarsus! for se, han beder,
Рәб униңға: — Сән дәрһал «Түз» дәп аталған кочиға берип, Йәһуданиң өйидин Тарсуслуқ Саул исимлиқ бирини сорап тап; чүнки мана, у дуа-тилавәт қиливатиду.
12 og han har i et syn sett en mann ved navn Ananias, som kom inn til ham og la hånden på ham forat han skulde få sitt syn igjen.
У дуа қиливатқинида, ғайипанә көрүнүштә Ананияс исимлиқ бир кишиниң келип, көзини көридиған қилиш үчүн үстигә қолини тәккүзгәнлигини көрди, — деди.
13 Men Ananias svarte: Herre! jeg har hørt av mange om denne mann hvor meget ondt han har gjort mot dine hellige i Jerusalem,
Ананияс: — И Рәб, мән бу адәмниң хәвирини нурғун кишиләрдин аңлидим, у Йерусалимдики муқәддәс бәндилириңгә шунчә көп зиян-зәхмәт йәткүзгән!
14 og her har han makt fra yppersteprestene til å binde alle dem som påkaller ditt navn.
Һазир у мошу йәрдә намиңға нида қилғанларниң һәммисини тутуп бағлаш үчүн баш каһинлардин һоқуқ апту — деди.
15 Men Herren sa til ham: Gå avsted! for han er mig et utvalgt redskap til å bære mitt navn frem både for hedninger og konger og for Israels barn;
Лекин Рәб униңға: — Баривәр! Чүнки у намимни әлләрниң вә уларниң падишалириниң һәм Исраилларниң алдида аян қилиш үчүн өзүмгә алаһидә таллиған бир әсваптур.
16 for jeg vil vise ham hvor meget han skal lide for mitt navns skyld.
Чүнки мән униңға намим үчүн қанчилик азап-оқубәтләрни тартишиниң муқәррәр екәнлигини аян қилимән, — деди.
17 Så gikk Ananias avsted og kom inn i huset og la hendene på ham og sa: Saul, bror! Herren har sendt mig, Jesus, han som åpenbarte sig for dig på veien hvor du kom, forat du skal få ditt syn igjen og bli fylt med den Hellige Ånd.
Буниң билән Ананияс берип, шу өйгә кирди; у қоллирини Саулниң үстигә тәккүзүп униңға: — Қериндаш Саул, Рәб, йәни бу йәргә келиватқан йолуңда саңа көрүнгән Әйса, көзлириңни көрәләйдиған болсун дәп вә сениң Муқәддәс Роһқа толдурулушуң үчүн мени шәхсән өзи әвәтти, — девиди,
18 Og straks falt det likesom skjell fra hans øine, og han fikk sitt syn igjen, og han stod op og blev døpt,
Саулниң көзлиридин худди белиқ қасириғидәк болған бир нәрсиләр чүшүп, көзлири ечилип көрәләйдиған болди. У орнидин туруп, чөмүлдүрүшни қобул қилди.
19 og han tok føde til sig og blev styrket. Han blev da nogen dager hos disiplene i Damaskus.
У ғизаланғандин кейин, қувәтлинип мағдурға кирди.
20 Og straks forkynte han Jesus i synagogene, at han er Guds Sønn.
[Саул] Дәмәшқтики мухлисларниң йенида бир нәччә күн турди вә вақитни өткүзмәй синагогларға кирип, «У киши Худаниң Оғлидур» дәп Әйсани җакалашқа башлиди.
21 Og alle som hørte det, blev ute av sig selv av forundring og sa: Er ikke dette han som i Jerusalem utryddet dem som påkaller dette navn? og han var kommet hit for å føre dem bundne til yppersteprestene.
Уни аңлиғанлар сөзлиридин интайин һәйран болушуп: — Бу адәм Йерусалимда бу намға нида қилғучиларни қаттиқ вәйран қилған һелиқи адәм әмәсму? Бу йәргиму мошундақларни бағлап баш каһинларға тутуп бериш мәхситидә кәлгәнмиду? — дейишти.
22 Men Saulus blev enn mere styrket, og han målbandt jødene som bodde i Damaskus, idet han beviste at Jesus er Messias.
Лекин Саулниң қайил қилиш күчи барғансери ешип, Әйсаниң Мәсиһ екәнлигини испатлап Дәмәшқтики Йәһудийларни паракәндичиликкә чөмдүрди.
23 Da nu mange dager var gått, la jødene råd op om å slå ham ihjel;
Көп күнләрдин кейин, Йәһудийлар Саулни йоқатмаққа қәст қилмақчи болди.
24 men Saulus fikk vite at de efterstrebte ham. De voktet også portene dag og natt for å slå ham ihjel;
Лекин Саул уларниң сүйқәстидин хәвәр тапти; уни тутуп өлтүрүш үчүн улар кечә-күндүз шәһәрниң қовуқлирида пайлап жүрди.
25 men hans disipler tok ham om natten og slapp ham ut gjennem muren, idet de firte ham ned i en kurv.
Лекин мухлислар бир күни кечидә уни чоң севәткә олтарғузуп, сепил [камаридин] чүшүрди.
26 Da han nu kom til Jerusalem, søkte han å holde sig nær til disiplene; og de fryktet alle for ham, for de trodde ikke at han var nogen disippel.
Саул Йерусалимға йетип берип, у йәрдики мухлисларға қошулмақчи болди, лекин уларниң һәммиси униң мухлис екәнлигигә ишәнмәй, униңдин қорқти.
27 Men Barnabas tok sig av ham og førte ham til apostlene, og han fortalte dem hvorledes han hadde sett Herren på veien, og at han hadde talt til ham, og hvorledes han i Damaskus hadde lært frimodig i Jesu navn.
Бирақ Барнабас уни елип берип, расуллар билән көрүштүрди. У уларға Саулниң Дәмәшқниң йолида Рәбни қандақ көргәнлигини, Рәбниңму униңға гәп қилғанлиғини чүшәндүрди вә униң Дәмәшқтә Әйсаниң намида қандақ җүръәтлик билән сөз-калам йәткүзгәнлигини уқтурди.
28 Så gikk han da inn og ut med dem i Jerusalem
Буниң билән, Саул Йерусалимда расуллар билән биллә очуқ-ашкарә жүрүп, жүрәклик һалда Рәбниң намида сөз-калам йәткүзәтти.
29 og lærte frimodig i Herrens navn, og han talte med de gresktalende jøder og innlot sig i ordskifte med dem. De søkte da å slå ham ihjel;
У йәнә грекчә сөзлишидиған Йәһудийлар биләнму сөзлишип муназирилишәтти; нәтиҗиси, улар униңға қәст қилмақчи болди.
30 men da brødrene fikk det å vite, førte de ham ned til Cesarea, og sendte ham derfra til Tarsus.
Қериндашлар бу иштин хәвәр тепип, уни Қәйсәрийә шәһиригә елип берип, андин у йәрдин Тарсус дегән шәһәргә йолға салди.
31 Menigheten hadde nu fred over hele Judea og Galilea og Samaria; den opbyggedes og vandret i Herrens frykt, og vokste ved den Hellige Ånds hjelp.
У чағда, пүткүл Йәһудийә, Галилийә вә Самарийәдики җамаәтләр [бир мәзгил] течлиққа еришип, [етиқатта] қурулди; Рәбниң қорқунучида меңип, Муқәддәс Роһниң риғбәт-тәсәллиси билән уларниң санлириму барғансери көпәймәктә еди.
32 Og det hendte sig da Peter drog allesteds omkring, at han også kom ned til de hellige som bodde i Lydda.
Шу вақитларда шундақ болдики, Петрус һәр қайси җайларни арилап жүргәндә, Лидда шәһиридики муқәддәс бәндиләрниму йоқлашқа чүшти.
33 Der fant han en mann ved navn Æneas, som hadde ligget åtte år til sengs, fordi han var verkbrudden.
У йәрдә у Әнеяс исимлиқ бир адәмни учратти. Бу адәм паләч болуп, орун тутуп ятқили сәккиз жил болған екән.
34 Og Peter sa til ham: Æneas! Jesus Kristus helbreder dig; stå op og red selv din seng! Og straks stod han op,
Петрус униңға: — Әнеяс, Әйса, йәни Мәсиһ болғучи сени сақайтиду. Орнуңдин туруп, палисиңни жиғиштур! — деди. У дәрһал орнидин турди.
35 og alle som bodde i Lydda og Saron, så ham, og de omvendte sig til Herren.
[Әнеясни] көргән Лидда шәһиридики вә Шарон районидикиләрниң һәммиси товва қилип Рәбгә бағланди.
36 I Joppe var det en disippelinne ved navn Tabita, det er utlagt: Dorkas; hun var rik på gode gjerninger og gav mange almisser.
Йоппа шәһиридә болса Табита исимлиқ бир аял мухлис бар еди (униң исми грекчидә «Доркас» еди). У һәрдайим яхши әмәлләр вә хәйр-сахавәтлик ишларға бериләтти.
37 Men det skjedde i de dager at hun blev syk og døde; de vasket henne da og la henne på en sal.
Шу күнләрдә шундақ болдики, у кесәл болуп, өлүп кәтти. Кишиләр җәсәтни жуюп, үстүнки қәвәттики бир өйгә ятқузуп қойди.
38 Og da Lydda ligger nær ved Joppe, og disiplene hadde hørt at Peter var der, sendte de to menn til ham og bad: Dryg ikke med å komme hit til oss!
Йоппа шәһири Лидда шәһиригә йеқин болғачқа, Йоппадики мухлислар Петрусниң Лиддада екәнлигини аңлап, униң алдиға икки адәм әвәтти. Улар: «Һаял болмай йенимизға кәлсәң!» — дәп йелинди.
39 Peter stod da op og gikk med dem, og da han kom dit, førte de ham op på salen, og alle enkene stod ved hans side og gråt, og viste ham de kjortler og klær som Tabita hadde gjort den tid hun var hos dem.
Петрус орнидин туруп улар билән биллә Йоппаға барди. Йоппаға йетип келиши билән улар уни үстүнки қәвәттики өйгә башлап чиқти. Барлиқ тул аяллар Петрусниң әтрапиға олишип, жиға-зерә қилишип униңға Доркасниң улар билән биллә болған вақтида өзлиригә тикип бәргән көйнәк-кийимлирини көрситишти.
40 Men Peter bød alle gå ut, falt på kne og bad, og han vendte sig til liket og sa: Tabita, stå op! Hun slo øinene op, og da hun så Peter, satte hun sig op.
Лекин Петрус һәммәйләнни чиқириветип, тизлинип олтирип дуа қилди. Андин у җәсәткә қарап: — Табита, орнуңдин тур! — деди. Табита көзини ечип, Петрусни көрүп, орнида олтарди.
41 Og han rakte henne hånden og reiste henne op; og han kalte de hellige og enkene inn og stilte henne levende frem for dem.
Петрус униңға қолини узитип уни йөләп турғузди вә муқәддәс бәндиләр билән тул аялларни чақирип, Доркасни уларға тирик тапшуруп бәрди.
42 Dette blev vitterlig over hele Joppe, og mange kom til troen på Herren.
Бу хәвәр пүткүл Йоппаға тарқилип, нурғун кишиләр Рәбгә етиқат қилди.
43 Derefter blev han en lengere tid i Joppe hos en mann ved navn Simon, en garver.
Шундақ болдики, Петрус Йоппада Симон исимлиқ бир көнчиниң өйидә узун күнләр турди.