< Apostlenes-gjerninge 28 >
1 Da vi nu hadde berget oss, fikk vi vite at øen hette Malta.
Биз қутулуп сақ-саламәт қирғаққа чиққандин кейин, у аралниң Малта дәп атилидиғанлиғини билдуқ.
2 De innfødte viste ikke liten menneskekjærlighet mot oss; de tendte op en ild og tok sig av oss alle sammen, da det hadde begynt å regne og var koldt.
Йәрлик хәлиқ бизгә интайин меһриванлиқ билән муамилә қилди; чүнки у чағда ямғур йеғип, һава соғ болғачқа, улар гүлхан йеқип бизни күтүвалди.
3 Men da Paulus sanket sammen en hop tørre kvister og kastet dem på ilden, krøp en orm ut på grunn av heten og bet sig fast i hans hånd.
Павлус бир бағлам отун терип келип отқа ташливиди, иссиқтин етилип чиққан бир зәһәрлик илан униң қолини чишлигиничә чаплишивалди.
4 Da nu de innfødte så dyret henge ved hans hånd, sa de til hverandre: Dette menneske er visselig en morder, som den hevnende rettferdighet ikke gir lov til å leve, skjønt han er berget fra havet.
Шу йәрликләр Павлусниң қолиға йепишип турған иланни көрүп, бир-биригә: — Бу адәм чоқум бир қатил екән! Деңиздин қутулуп чиққан болсиму, «Адиллиқ» униң тирик қелишиға йол қоймиди, — дейишти.
5 Han rystet da dyret av sig inn i ilden, og hadde intet mén av det;
Лекин Павлус иланни отниң ичигә силкип атти, өзи болса һеч қандақ зәхим йемиди.
6 men de ventet på at han skulde hovne eller falle død om med det samme. Da de nu ventet lenge, og så at han ikke hadde noget ondt av det, kom de på andre tanker, og sa at han var en gud.
Хәлиқ униңға бәдини ишшип кетиду яки у туюқсиз жиқилип өлиду дәп қарап туратти. Лекин узун вақит қарап туруп, униңда һеч қандақ бенормал һаләтниң болмиғанлиғини көрүп, ойлиғинидин йенип: — Бу бир илаһ болса керәк! — дейишти.
7 Men nær ved dette sted hadde den første mann på øen, ved navn Publius, en gård; han tok imot oss og viste oss vennlig gjestfrihet i tre dager.
У йәрниң әтрапидики жутта, арал башлиғи (Публиюс дәп аталған)ниң бир нәччә йәр-етизлири бар еди. У бизни өйигә башлап, үч күн қизғин меһман қилип күтти.
8 Og det traff sig så at Publius' far lå meget syk av feber og blodgang; Paulus gikk da inn til ham og bad og la hendene på ham og helbredet ham.
У чағда шундақ болдики, Публиюсниң атисиниң қизитмиси өрләп, толғақ болуп йетип қалған екән. Павлус униң йениға кирип, дуа қилип үстигә қолини тәккүзүп, уни сақайтип қойди.
9 Men da dette hadde hendt, kom også de andre der på øen som hadde sykdommer, og blev helbredet.
Шуниңдин кейин аралдики қалған кесәлләрниң һәммиси униң алдиға келип, сақайтилди.
10 De viste oss også stor ære, og da vi fór derfra, førte de ombord i skibet det vi kunde ha bruk for.
Улар бизниң һөрмитимизгә нурғун соғатларни беғишлиған болуп, ахирда бу йәрдин йәнә йолға чиққан вақтимизда, бизни йолға лазимлиқ нәрсә-керәкләр билән тәминлиди.
11 Da nu tre måneder var gått, fór vi derfra på et skib fra Aleksandria som hadde hatt vinterleie ved øen og hadde tvillingene til merke;
Малта арилида Искәндәрийәдин кәлгән, бешиға «Самавий Қош гезәк» илаһлириниң нәқишлири оюлған бир кемә қишлиған еди. Аралда үч ай турғандин кейин, бу кемә билән йолға чиқтуқ.
12 og vi løp inn til Syrakus og blev der i tre dager;
Сиракоза шәһиригә келип, у йәрдә үч күн турдуқ.
13 og efterat vi derfra hadde seilt rundt kysten, kom vi til Regium. Dagen efter blev det sønnenvind, så vi efter to dagers fart kom til Puteoli.
Андин айлинип меңип, [Италийәдики] Региюм шәһиригә кәлдуқ. Әтиси шамал йөнилиши өзгирип җәнуптин чиқиши билән, иккинчи күни Путеоли шәһиригә йетип кәлдуқ.
14 Der fant vi brødre, og de bad oss bli syv dager hos dem; og så kom vi til Rom.
У йәрдә бир нәччә қериндашларни таптуқ, уларниң өтүнүшлири билән биз уларда бир һәптә турдуқ. Шундақ қилип биз Рим шәһиригә йетип кәлдуқ.
15 Og da brødrene der fikk høre om oss, gikk de oss i møte derfra til Forum Appii og Tres Tabernæ; da Paulus så dem, takket han Gud og fattet mot.
Келиватқанлиғимиздин хәвәр тапқан шу йәрдики қериндашлар бизни қарши елиш үчүн шәһәрдин чиқип һәтта «Апиюс базири»ғичә, [бәзилири] «Үч Сарай»ғичә кәлгән еди. Павлус уларни көргәндә, Худаға рәхмәт ейтип, ғәйрәтләнди.
16 Da vi nu var kommet til Rom, overgav høvedsmannen fangene til høvdingen for livvakten; men Paulus fikk lov til å bo for sig selv sammen med den stridsmann som holdt vakt over ham.
Рим шәһиригә киргинимиздә, йүз беши мәһбусларни орда қаравул бегигә тапшурди; лекин Павлусниң бирла күзәткүчи ләшкәр билән бир өйдә айрим турушиға рухсәт қилинди.
17 Og da tre dager var gått, skjedde det at han kalte sammen de første menn blandt jødene der i byen, og da de var kommet sammen, sa han til dem: Mine brødre! jeg som ikke har gjort noget imot vårt folk eller våre fedres skikker, blev fra Jerusalem av overgitt som fange i romernes hender;
Үч күндин кейин, у у йәрдики Йәһудийларниң каттивашлирини өзи билән көрүшүшкә чақирди. Улар җәм болғанда, у мундақ деди: — Қериндашлар! Мән хәлқимизгә яки ата-бовилиримиздин қалдурулған өрп-адәтләргә қарши һеч қандақ иш қилмиған болсамму, Йерусалимда турғинимда тутқун қилинип римлиқларниң қолиға тапшурулдум.
18 da de hadde forhørt mig, vilde de late mig løs, fordi det ikke var nogen døds-sak mot mig.
Римлиқлар мени сораққа тартип, мәндә өлүм җазасиға мәһкүм қилғидәк бирәр җинайәт болмиғачқа, мени қоювәтмәкчи болди.
19 Men da jødene satte sig imot det, blev jeg nødt til å innanke min sak for keiseren, men ikke som om jeg hadde noget klagemål imot mitt folk.
Лекин Йәһудийлар буниңға қаршилиқ билдүргәчкә, Қәйсәргә мураҗиәт қилишқа мәҗбур болдум. Буларни дегиним билән, бу мениң өз хәлқим үстидин шикайитим бар дегәнлигим әмәс.
20 Av denne årsak har jeg da bedt eder hit for å få se eder og tale med eder; for det er for Israels håps skyld jeg bærer denne lenke.
Шу сәвәптин мән силәр билән йүз көрүшүш вә бу һәқтә силәргә ейтиш үчүн силәрни бу йәргә чақирдим. Чүнки бу зәнҗир билән бағлинишниң сәвәви дәл Исраилниң күткән үмүтидур.
21 De sa da til ham: Hverken har vi fått noget brev om dig fra Judea, heller ikke er nogen av brødrene kommet og har meldt eller sagt noget ondt om dig.
Улар Павлусқа: — Биз болсақ Йәһудийәдин сән тоғрилиқ хәт алмидуқ, яки у йәрдин кәлгән қериндашларниң һеч қайсисиму сән тоғрилиқ бирәр яман хәвәр әкәлмиди яки яман гепиңни қилмиди.
22 Men vi vil gjerne få høre av dig hvad du mener; for om denne sekt er det oss vitterlig at den allesteds finner motsigelse.
Лекин сениң пикирлириңни аңлиғумиз бар. Чүнки һәммә йәрдә кишиләрниң [сән тәвә болған] бу мәзһәпкә қарши сөзләватқанлиғидин хәвиримиз бар! — дейишти.
23 Efterat de da hadde avtalt en dag med ham, kom de i større mengde til ham i hans herberge; han la da ut for dem, idet han vidnet om Guds rike og søkte å overbevise dem om Jesus ut av Mose lov og profetene, fra årle morgen til aften silde.
Шуниң билән улар Павлус билән көрүшүшкә бир күнни бекитти. У күни нурғун кишиләр униң туралғусиға кәлгән еди; у таң атқандин кәчкичә уларға [сөз-каламни] шәрһләп, Худаниң падишалиғи һәққидә толуқ гувалиқ берип, Тәврат һәм пәйғәмбәрләрниң язмилиридин нәқил кәлтүрүп, уларни Әйса тоғрилиқ қайил қилишқа күчиди.
24 Og nogen blev overbevist ved det han sa, men andre var vantro.
Униң сөзлиригә бәзиләр ишәндүрүлди, бәзиләр ишинишни рәт қилди.
25 De gikk da fra hverandre i uenighet, idet Paulus sa det ene ord: Rettelig talte den Hellige Ånd ved profeten Esaias til eders fedre da han sa:
Улар Павлусниң мундақ бир сөзни қилиши билән өз ара келишәлмәй қайтип кәтти. У мундақ деди: — Муқәддәс Роһ Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ ата-бовилиримизға муну сөзни дәл җайида ейтқан:
26 Gå til dette folk og si: I skal høre og høre og ikke forstå, og se og se og ikke skjelne;
— «Барғин; мошу хәлиққә мундақ дәп ейтқин: — «Силәр аңлашни аңлайсиләр, бирақ чүшәнмәйсиләр; Көрүшни көрүсиләр, бирақ билип йәтмәйсиләр.
27 for dette folks hjerte er sløvet, og med ørene hører de tungt, og sine øine lukker de, forat de ikke skal se med øinene og høre med ørene og forstå med hjertet og omvende sig, så jeg kunde få læge dem.
Чүнки мошу хәлиқниң жүригини май қаплап кәткән, Улар аңлиғанда қулақлирини еғир қиливалған, Улар көзлирини жумувалған; Ундақ болмисиди, улар көзлири билән көрүп, Қулиқи билән аңлап, Көңли билән чүшинип, Өз йолидин яндурулуши билән, Мән уларни сақайтқан болаттим»».
28 Så være det eder da vitterlig at denne Guds frelse er blitt utsendt til hedningene; hos dem skal den også finne øre.
Шуңа билишиңлар керәкки, Худаниң бу ниҗатлиғи ят әлликләргә әвәтиливатиду. Улар болса униңға қулақ салмай қалмайду! — деди. У бу сөзләрни ейтқанда Йәһудийлар өз-ара қаттиқ талаш-тартиш қилишип кәтти.
29 Og da han hadde sagt dette, gikk jødene bort og hadde et skarpt ordskifte innbyrdes.
30 Han blev da to fulle år i sitt leide herberge, og tok imot alle som kom til ham,
[Павлус] өзи иҗаригә алған өйдә толуқ икки жил турди вә бу йәрдә униң билән көрүшүшкә кәлгән һәммә кишиләрни қобул қилип,
31 og han forkynte Guds rike og lærte om den Herre Jesus med all frimodighet, uten hindring.
толиму жүрәклик билән һәм һеч тосалғуға учримай, Худаниң падишалиғини җар қилип, Рәб Әйса Мәсиһкә даир һәқиқәтләрни йәткүзүп тәлим бәрди.