< 2 Krønikebok 14 >

1 Og Abia la sig til hvile hos sine fedre og blev begravet i Davids stad, og hans sønn Asa blev konge i hans sted. I hans dager hadde landet ro i ti år.
Абия ата-бовилири арисида ухлиди, кишиләр уни «Давут шәһири»гә дәпнә қилди. Оғли Аса униң орниға падиша болди. Аса падиша болған күнләрдә он жил тинич өтти.
2 Asa gjorde hvad godt og rett var i Herrens, hans Guds øine.
Аса Худаси Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус вә тоғра болғанни қилди.
3 Han fikk bort de fremmede guders altere og offerhaugene og sønderbrøt støttene og hugg Astartebilledene i stykker.
У ят әлләрдин кәлгән бут қурбангаһлирини вә «жуқури җайлар»ни йоқитип, «бут түврүк»ләрни өрүп чеқип, Ашәраһ бутлирини кисип ташлиди,
4 Og han bød Juda å søke Herren, deres fedres Gud, og holde loven og budene.
Йәһудаларға ата-бовилириниң Худаси болған Пәрвәрдигарни издәшни, муқәддәс қанун-әмирләрни тутушни әмир қилди.
5 I alle Judas byer fikk han bort offerhaugene og solstøttene, og riket hadde ro under ham.
У йәнә Йәһуда зиминидики һәр бир шәһәрләрдин «жуқури җайлар»ни вә «күн түврүклири»ни йоқатти. У чағда пүтүн падишалиқ униң һөкүмранлиғида тинич-асайишлиқта өтти.
6 Han bygget festninger i Juda; for landet hadde ro, og ingen førte krig mot ham i de år, fordi Herren gav ham ro.
У йәнә Йәһуда зиминида бир нәччә қорғанлиқ шәһәрләрни салдурди, чүнки жут-зимин арамлиқта болди; Пәрвәрдигар униңға арамлиқ бәргәчкә, шу жилларда һеч уруш болмиди.
7 Han sa til Juda: La oss bygge disse byer og reise murer og tårner, porter og bommer omkring dem! Ennu råder vi fritt over landet, fordi vi har søkt Herren vår Gud; vi har søkt ham, og han har gitt oss ro på alle kanter. Så tok de til å bygge, og det lyktes for dem.
У Йәһудаларға: — Зимин алдимизда тинич турғанда, бу шәһәрләрни сепил билән қоршалған, мунарлиқ, балдақлиқ қовуқлири болған шәһәрләр қилип қурайли; чүнки биз Худайимиз Пәрвәрдигарни издигинимиз үчүн У тиничлик бәрди; биз Уни издәп кәлдуқ вә У бизниң төрт әтрапимизда бизгә арамлиқ бәрди, деди. Шуниң билән улар қурулушни башлиди вә ишлири оңушлуқ болди.
8 Asas hær var tre hundre tusen mann av Juda, som var væbnet med spyd og store skjold, og to hundre og åtti tusen av Benjamin, som bar små skjold og skjøt med bue; de var alle djerve stridsmenn.
Асаниң қошуни бар еди; Йәһуда қәбилисидин қалқан вә нәйзә билән қуралланған үч йүз миң әскири, Бинямин қәбилисидин сипар вә оқя билән қуралланған икки йүз сәксән миң кишилик; уларниң һәммиси батур әзимәтләр еди.
9 Men etioperen Serah drog ut imot dem med en hær på tusen ganger tusen mann og tre hundre stridsvogner, og han kom til Maresa.
У чағда Зәраһ исимлиқ бир Ефиопий миллион кишилик қошуни билән үч йүз җәң һарвусини башлап, [Асаға] һуҗум қозғап Марәшаһға кәлди.
10 Og Asa drog ut imot ham, og de stilte sig i fylking i Sefata-dalen ved Maresa.
Аса униң билән қаршилишишқа атланди; улар Марәшаһқа йеқин Зәфатаһ җилғисиға келип, бир-биригә қарши сәп түзүп турушти.
11 Da ropte Asa til Herren sin Gud og sa: Herre, for dig gjør det ingen forskjell, enten du hjelper den mektige eller den maktesløse. Hjelp oss, Herre vår Gud! Til dig setter vi vår lit, og i ditt navn er vi gått mot denne store mengde. Herre, du er vår Gud; la ikke et menneske stå sig imot dig!
Аса Худаси Пәрвәрдигарға нида қилип: — И Пәрвәрдигар, Өз бәндәңгә ярдәм бәрсәң, у күчлүк болсун, аҗиз болсун Сән үчүн һеч қанчә иш әмәс. И Пәрвәрдигар Худайимиз, бизгә ярдәм қилғайсән; чүнки биз Саңа тайинимиз вә Сениң намиңда бу зор қошунға қарши атлинип чиқтуқ. И Пәрвәрдигар, Сән бизниң Худайимиздурсән, инсанлар Сениңдин ғалип кәлмисун! — деди.
12 Da lot Herren etioperne bli slått av Asa og Juda, og etioperne flyktet.
Шуниң билән Пәрвәрдигар Аса вә Йәһудалар алдида Ефиопийләрни уруп тирипирән қиливәтти, Ефиопийләр қачти.
13 Asa og hans folk forfulgte dem like til Gerar, og av etioperne falt det så mange at ingen av dem blev i live; de blev knust av Herren og hans hær. Og de førte et umåtelig stort hærfang bort med sig.
Аса өз адәмлири билән бирликтә уларни таки Гәрарғичә қоғлиди; Ефиопийләр шундақ жиқитилдики, улардин бир адәмму тирик қалмиди; чүнки улар Пәрвәрдигарниң алдида вә униң қошуни алдида кукум-талқан қилинди. Йәһудалар ғайәт зор җәң ғәнимәтлирини қолиға елип кәтти.
14 Og de inntok alle byene rundt omkring Gerar, for frykt for Herren var kommet over dem, og de plyndret alle byene, for det var meget å plyndre i dem.
Улар йәнә Гәрар әтрапидики барлиқ шәһәрләргә һуҗум қилип ишғал қилди; чүнки Пәрвәрдигардин зор бир қорқунуч мошу шәһәрләрдикиләрни басқан еди. Йәһудалар йәнә һәммә шәһәрни бирниму қоймай булаң-талаң қилди, чүнки уларда толиму көп мал-мүлүк бар еди.
15 Endog teltene for buskapen tok de, og de førte bort en mengde med småfe og kameler, og så vendte de tilbake til Jerusalem.
Улар йәнә мал баққан чарвичиларниң чедир-қотанлириғиму зәрб қилип, наһайити көп қой вә төгиләрни елип Йерусалимға қайтти.

< 2 Krønikebok 14 >