< 1 Timoteus 2 >
1 Jeg formaner altså fremfor alle ting at det gjøres bønner, påkallelser, forbønner, takksigelser for alle mennesker,
Мән һәммидин авал, [етиқатчиларға] пүткүл инсанлар үчүн Худадин тиләкләр тилишини, дуа-тилавәт қилишини, башқилар үчүн мураҗиәт қилишини вә тәшәккүрләр ейтишини,
2 for konger og alle dem som er i høi verdighet, forat vi kan leve et rolig og stille liv i all gudsfrykt og sømmelighet.
болупму падишалар вә барлиқ әмәлдарлар үчүн дуа-тилавәт қилишини җекиләймән. Шундақ қилғанда, биз толуқ ихласмәнлик вә салмақлиқ билән тинич вә аман-есән һаят кәчүрәләймиз.
3 For dette er godt og tekkelig for Gud, vår frelser,
Бундақ дуа-тилавәт қилиш гөзәл иштур, Қутқузғучимиз Худани хурсән қилиду.
4 han som vil at alle mennesker skal bli frelst og komme til sannhets erkjennelse.
Чүнки У пүткүл инсанниң қутқузулуши вә уларниң һәқиқәтни тонуп йетишини халайду.
5 For det er én Gud og én mellemmann imellem Gud og mennesker, mennesket Kristus Jesus,
Чүнки бирла Худа бардур, Худа билән инсанлар арисида бир келиштүргүчиму бар, У болсиму Өзи инсан болуп кәлгән Мәсиһ Әйсадур.
6 han som gav sig selv til en løsepenge for alle, et vidnesbyrd i sin tid,
У барлиқ инсанларни һөр қилиш үчүн Өзини қурбан қилип бәдәл төлиди; шундақ қилип бекитилгән вақит-саитидә Худаниң ниҗатиға гувалиқ берилди.
7 og for dette blev jeg satt til forkynner og apostel - jeg sier sannhet, jeg lyver ikke - en lærer for hedningene i tro og sannhet.
Мән бу гувалиқни йәткүзүш үчүн җакарчи вә расул болушқа тайинлинип (мениң бу сөзлиримниң һәммиси раст, мән ялған гәп қилмидим), ят әлликләргә етиқат вә һәқиқәт йолида үгәткүчи болуп тикләндим.
8 Jeg vil altså at mennene på hvert sted skal bede så at de opløfter hellige hender, uten vrede og trette;
Шуңа, мән шуни халаймәнки, әрләр қәйәрдә болсун, дуаға җәм болғанда ғәзәпсиз вә дәталашсиз һалда, һалал әмәллик қоллирини көтирип дуа қилсун.
9 likeså og at kvinnene skal pryde sig med sømmelig klædning, i tukt og ære, ikke med fletninger og gull eller perler eller kostelig klædebon,
Охшаш йолда аялларму мувапиқ кийинип, өзлирини ар-номус вә салмақлиқ билән пәрдаз қилсун. Уларниң өзлирини пәрдазлаш, чачлирини алаһидә ясаш вә алтун, үнчә-мәрвайит вә есил қиммәт кийим-кечәкләр билән әмәс,
10 men som det sømmer sig for kvinner som bekjenner sig til gudsfrykt, med gode gjerninger.
бәлки гөзәл әмәллири билән пәрдазлишини халаймән. Бу, Худа йолида тәқвадар болай дегән аялларға яришиду.
11 En kvinne skal la sig lære i stillhet, med all lydighet;
[Җамаәт сорунлирида], аяллар тинич олтирип, толуқ итаәтмәнлик билән тәлим алсун.
12 men jeg tillater ikke en kvinne å være lærer eller å være mannens herre, hun skal være i stillhet.
Лекин аялларниң әрләргә тәлим бериши яки улар үстидин һөкүм сүрүшигә йол қоймаймән. Әксичә, улар тинич болсун.
13 For Adam blev skapt først, derefter Eva,
Чүнки авал Адәм ата, кейин Һава ана яритилған.
14 og Adam blev ikke dåret, men kvinnen blev dåret og falt i overtredelse;
Авал алдинип аздурулғанму Адәм ата әмәс, бәлки [Һава ана] еди. У толиму алданғанлиғидин уларниң итаәтсизлигигә чүшүп қалған еди.
15 men hun skal bli frelst gjennem sin barnefødsel, såfremt de blir i tro og kjærlighet og helliggjørelse med tuktighet.
Лекин аяллар етиқатта, меһир-муһәббәт вә пак-муқәддәсликтә салмақлиқ билән туридиғанла болса, улар туғутта сақ-саламәт қутулиду.