< 1 UJohane 5 >
1 Wonke okholwa ukuthi uJesu unguKristu uzelwe nguNkulunkulu; laye wonke othanda umzali uthanda lozelwe nguye.
Әйсаниң Мәсиһ екәнлигигә ишәнгән һәр бир киши Худадин туғулған болиду; вә туғдурғучи [Атини] сөйидиған һәр бир киши Униңдин туғулғучиниму сөйиду.
2 Ngalokho siyazi ukuthi siyabathanda abantwana bakaNkulunkulu, nxa sithanda uNkulunkulu, njalo sigcina imilayo yakhe;
Биз өзимизниң Худаниң балилирини сөйидиғанлиғимизни шуниңдин билимизки, Худани сөйүп, Униң әмирлиригә әмәл қилишимиздиндур.
3 ngoba lolu luthando lukaNkulunkulu, ukuthi sigcine imilayo yakhe; lemilayo yakhe kayinzima.
Худани сөйүш Униң әмирлиригә әмәл қилиш демәктур; вә Униң әмирлиридә турмақ еғир иш әмәстур.
4 Ngoba konke okuzelwe nguNkulunkulu kuyawunqoba umhlaba; lalokho yikunqoba okunqoba umhlaba, ukholo lwethu.
Чүнки Худадин туғулғанларниң һәммиси бу дуния үстидин ғәлибә қилиду; вә дунияниң үстидин ғәлибә қилғучи күч — дәл бизниң етиқатимиздур.
5 Ngubani onqoba umhlaba, ngaphandle kokholwa ukuthi uJesu uyiNdodana kaNkulunkulu?
Бу дунияниң үстидин ғәлибә қилғучи зади кимләр? Пәқәт Әйсани Худаниң Оғли дәп етиқат қилғучилар әмәсму?
6 Lo nguye oweza ngamanzi legazi, uJesu Kristu; kungeyisikho ngamanzi kuphela, kodwa ngamanzi legazi. LoMoya nguye ofakazayo, ngoba uMoya uliqiniso.
У болса су вә қан арқилиқ кәлгән зат, йәни Әйса Мәсиһдур; Униң келиши пәқәт су биләнла әмәс, бәлки қан биләнму еди. Вә бу ишларға гувалиқ бәргүчи болса Роһтур, чүнки Роһ Өзи һәқиқәттур.
7 Ngoba bathathu abafakazayo ezulwini, uYise, uLizwi, loMoya oNgcwele; laba abathathu banye.
Чүнки Униң тоғрилиқ үч гувалиқ бәргүчи бар: —
8 Njalo bathathu abafakazayo emhlabeni, uMoya, lamanzi, legazi; laba abathathu bahlanganyela intonye.
булар Роһ, су вә қандин ибарәттур. Бу үчиниң [гувалиғи] бирдур.
9 Uba sisemukela ubufakazi babantu, ubufakazi bukaNkulunkulu bukhulu; ngoba lobu yibufakazi bukaNkulunkulu, abufakazileyo ngeNdodana yakhe.
Әгәр биз инсанларниң гувалиқини қобул қилсақ, Худаниң гувалиғи буларниңкидин үстүндур. Худа Өз Оғли тоғрисида шундақ гувалиқ бәргән —
10 Okholwa eNdodaneni kaNkulunkulu ulobufakazi phakathi kwakhe ngokwakhe; ongakholwa uNkulunkulu, umenze abe ngumqambimanga, ngoba engakholwanga ubufakazi uNkulunkulu abufakazileyo ngeNdodana yakhe.
(Худаниң Оғлиға етиқат қилған кишиниң ичидә шу гувалиқ бардур; бирақ Худаға ишәнмигән киши Уни ялғанчи қилған болиду, чүнки У Худаниң Өз Оғлини тәстиқлиған гувалиғиға ишәнмигән)
11 Yilobu-ke ubufakazi, ukuthi uNkulunkulu usinikile impilo elaphakade, lale impilo iseNdodaneni yakhe. (aiōnios )
гувалиқ дәл шудурки, Худа бизгә мәңгүлүк һаятни ата қилди вә бу һаятлиқ Униң Оғлидидур. (aiōnios )
12 Olayo iNdodana ulempilo; ongelayo iNdodana kaNkulunkulu kalampilo.
Шуңа Оғулға егә болған киши һаятлиққа егә болған болиду; Худаниң Оғлиға егә болмиған киши һаятлиққа егә болмиған болиду.
13 Lezizinto ngizibhalela lina elikholwa ebizweni leNdodana kaNkulunkulu, ukuze lazi ukuthi lilempilo elaphakade, lokuze likholwe ebizweni leNdodana kaNkulunkulu. (aiōnios )
Мән буларни Худаниң Оғлиниң намиға етиқат қилған силәргә силәрниң мәңгүлүк һаятқа егә болғанлиғиңларни билишиңлар үчүн яздим. (aiōnios )
14 Njalo yilesi isibindi esilaso kuye, ukuthi uba sicela ulutho ngokwentando yakhe, uyasizwa;
Вә бизниң Униңға болған толуқ ишәш-хатирҗәмлигимиз шундақки, Униң ирадисигә мувапиқ һәр қандақ бир ишни тилисәк, У бизни аңлайду.
15 uba-ke sisazi ukuthi uyasizwa, loba yini esiyicelayo, siyazi ukuthi sesilezicelo esizicela kuye.
Уни һәр немә тилигинимизни аңлайду дәп билгән екәнмиз, дуайимизда Униңдин тилигинимизгә ериштуқ, дәп билимиз.
16 Uba umuntu ebona umzalwane wakhe esona isono esingasi ekufeni, uzacela, njalo uzamnika impilo labo abangonelanga ekufeni. Sikhona isono esisa ekufeni; kangitsho ukuthi ancenge ngaleso;
Бириси қериндишиниң өлүмгә мәһкүм қилмайдиған бир гуна садир қилғанлиғини көрсә, униң үчүн дуа қилсун; вә Худа өлүмгә мәһкүм қилмайдиған гуна садир қилғанлар үчүн униңға һаятлиқ ата қилиду. Өлүмгә мәһкүм гунаму бардур. Униң тоғрисидин тилисун, демәймән.
17 konke ukungalungi kuyisono; njalo kukhona isono esingasi ekufeni.
Һәммә һәққанийәтсизлик гунадур; вә өлүмгә мәһкүм қилмайдиған гунаму бар.
18 Siyazi ukuthi wonke ozelwe nguNkulunkulu koni; kodwa ozelwe nguNkulunkulu uyazigcina, lomubi kamthinti.
Худадин туғулғучиниң гуна садир қилмайдиғанлиғини билимиз; чүнки әслидә Худадин туғулған Зат бундақ кишини қоғдап қалиду вә әшу рәзил униңға тегәлмәйду.
19 Siyazi ukuthi singabakaNkulunkulu, lokuthi umhlaba wonke ulele ebubini.
Әнди өзимизниң Худадин болғанлиғимиз өзимизгә мәлум; амма пүткүл дуния болса у рәзилниң илкидидур.
20 Njalo siyazi ukuthi iNdodana kaNkulunkulu isifikile, yasinika ukuqedisisa ukuze simazi oweqiniso; njalo sikuye oweqiniso, eNdodaneni yakhe uJesu Kristu. Yena unguNkulunkulu weqiniso, lempilo elaphakade. (aiōnios )
Йәнә бизгә мәлумки, Худаниң Оғли дунияға кәлди вә Һәқиқий Болғучини тонушимиз үчүн көңлимизни йорутти; вә биз Һәқиқий Болғучиниң Өзидә, йәни Униң Оғли Әйса Мәсиһдә яшаватимиз. У болса һәқиқий Худа вә мәңгүлүк һаятлиқтур! (aiōnios )
21 Bantwanyana, zilondolozeni ezithombeni. Ameni.
Әзиз балилирим, өзүңларни һәр қандақ бутлардин сақлаңлар.