< Salamo 19 >
1 Tseize’ i likerañey ty engen’Añahare, misenge o tolom-pità’eo i lañelañey.
Давут язған күй: — Әршләр Тәңриниң улуқлуғини җакалайду, Асман гүмбизи Униң қоли ясиғанлирини намайән қилиду;
2 Handro an-kandro t’ie midoan-tsaontsy, haleñ’ an-kale te mitaron-kihitse.
Уларниң сөзлири күн-күнләр дәриядәк еқиватиду; Кечә-кечиләп улар билимни аян қиливатиду.
3 Tsy aman-dañonañe tsy aman-tsara, tsy janjiñeñe o fiarañanaña’eo.
Тилсиз һәм авазсиз болсиму, уларниң садаси [аләмгә] аңланмақта.
4 Fe manitsike ty tane toy o tali’ iareoo, pak’añ’olo-ty voatse toy o talili’eo; napo’e ama’e ao ty kivoho’ i àndroy.
Уларниң өлчәм таниси йәр йүзидә тартилмақта; Уларниң сөзлири аләмниң четигичә йәтмәктә. Уларниң ичидә [Худа] қуяш үчүн чедир тиккән,
5 Manahak’ i mpañenga miakatse i akiba’ey, mitreñe hoe fanalolahy miherereake an-day.
[Қуяш] һуҗрисидин тойға чиққан жигиттәк чиқиду, Бәйгигә чүшидиған палвандәк шатлиниду;
6 Hirik’angadon-dikerañ’eñe i fionjona’ey naho ty fiaria’e pak’ añ’olo’eo, vaho tsy eo ty mahafietake amy hatrovoha’ey.
Асманларниң бир четидин өрләйду, Җаһанниң у четигичә чөргиләйду, Униң һараритидин һеч қандақ мәхлуқат йошуруналмайду.
7 Ki’e t’i Hà’ Iehovà, mañavao ty haveloñe; to ty taro’ Iehovà, mampahihitse ty sotra;
Пәрвәрдигарниң тәврат-қануни мукәммәлдур, У инсан вуҗудини йеңилайду; Пәрвәрдигар бәргән һөкүм-гувалар муқим-ишәшлик, У наданларни дана қилиду.
8 Mahity o fañè’ Iehovào, mampirebek’ arofo; hiringiri’e ty fandilia’ Iehovà, mpañazava fihaino;
Пәрвәрдигарниң көрсәтмилири дурус, У қәлбни шатландуриду; Пәрвәрдигарниң пәрманлири йоруқлуқтур, У көзләрни нурландуриду.
9 Malio ty fañeveñañe am’ Iehovà, tsy mb’ia ho modo; vantañe o fizakà’ Iehovào hene mahity;
Пәрвәрдигардин әйминиш пак иштур, у мәңгү давамлишиду; Пәрвәрдигарниң һөкүмлири һәқтур, Һәр бири тамамән һәққанийәттур.
10 Mahasinda te amo volamenao, eka ndra volamena maro hiringiri’e; vaho mamy te amo tantele naho papi’e miorikeo;
Улар алтундин, бәрһәқ көп сап алтундин қиммәтликтур; Һәсәлдин, һәсәл җәвһиридин шериндур;
11 mbore hatahatae’e i mpitoro’oy, ra’elahy ty tambe t’ie oriheñe.
Улар билән қулуң ойғитилиду; Инсан уларға риайә қилишта чиң турса чоң мукапат бардур.
12 Ia ty mahatsikarake o hila’eo? Liovo amo hakeo mietakeo iraho.
Ким өз хаталиқлирини билип йетәлисун? Мени билип-билмәй қилған гуналиримдин сақит қилғайсән;
13 Afofio amo mpitoro’oo o fisengeañeo, tsy mone hamehe ahy. Halio tahiñe amy zao iraho, vaho ho hahañe ami’ty fiolañe losotse.
Өз қул-чакариңни башбаштақ гуналардин тартқайсән; Бу гуналарни маңа ғоҗайин қилдурмиғайсән; Шуниң билән мән қусурсиз болимән, Еғир гунадин халий болғаймән.
14 Ho no’o añ’atrefa’o abey o fivolam-bavakoo, naho ty fitsakorean-troko ry Iehovà, lamilamiko naho mpijebam-piaiko.
И Пәрвәрдигар, мениң Қорам Тешим вә Һәмҗәмәт-Ниҗаткарим, Ағзимдики сөзләр, қәлбимдики ойлинишлар нәзириңдә мәқбул болғай!