< Matio 7 >

1 Ko mirihy, hera ho zakaeñe.
Башқиларниң үстидин һөкүм қилип жүрмәңлар. Шундақта [Худаниң] һөкүмигә учримайсиләр.
2 Ami’ty fizakañe izakà’ areo ty anjakañe anahareo, naho ty fañaranañe añarana’ areo ro añaranañe ama’areo.
Чүнки силәр башқилар үстидин қандақ баһа билән һөкүм қилсаңлар, [Худаму] силәрниң үстүңлардин шундақ баһа билән һөкүм чиқириду. Силәр башқиларни қандақ өлчәм билән өлчисәңлар, [Худаму] силәрни шундақ өлчәм билән өлчәйду.
3 Akore te biribirie’o ty ahetse am-pihaino’ ondatio, fe tsy isa’o i boda am-pihaino’oy?
Әнди немә үчүн бурадириңниң көзидики қилни көрүп, өз көзүңдики лимни байқалмайсән?!
4 Akore ty anoa’o am’indatiy, ty hoe: Eo heike, hañifihako o ahetse am-pihaino’oo; te mone hehe ty boda am-pihaino’o ao?
Сән қандақму бурадириңға: «Қени, көзүңдики қилни еливетәй!» дейәләйсән? Чүнки мана, өзүңниң көзидә лим туриду!?
5 Soa­miatreke! Ahifiho añe hey o boda a’ maso’oo, izay irehe vaho hahafibiretse, hañifike i ahetse am-pihainon-drañe’oy.
Әй сахтипәз! Авал өзүңниң көзидики лимни еливәт, андин ениқ көрүп, бурадириңниң көзидики қилни еливетәләйсән.
6 Ko atolotse ami’ty amboa ty hena miavake, naho ko apoke aolon-dambo eo o hange’ areoo ke ho vazañe’e; hera hitolike handrimitse azo.
Муқәддәс нәрсини иштларға бәрмәңлар, яки үнчә-мәрвайитлириңларни тоңғузларниң алдиға ташлап қоймаңлар. Болмиса, улар буларни путлирида дәссәп, андин бурулуп силәрни талайду.
7 Mihalalia aman’Añahare, le ho tolo­rañe, mikodebea le hahaoniñe, mampikonkòña le hisokafañe;
Тиләңлар, силәргә ата қилиниду; издәңлар, таписиләр; ишикни чекиңлар, ечилиду.
8 amy te songa mahazo ze mihalaly, hahaisake ty mitsoeke; vaho ho sokafañe ty mitrehentreheñe.
Чүнки һәр бир тилигүчи тилигинигә еришиду; издигүчи издигинини тапиду; ишикни чәккүчиләргә ишик ечилиду.
9 Ia ama’areo, naho ipaia’ ty ana’e mofo, ro hañomey aze vato?
Араңларда өз оғли нан тәләп қилса, униңға таш беридиғанлар барму?!
10 Ke ihalalia’e fiañe, ro hanozoa’e mereñe?
Яки белиқ тәләп қилса, илан беридиғанлар барму?
11 Aa ndra te raty nahareo ro mahay mifampanjotso raha soa, sandrake t’i Rae’ areo andindìñe ao ro hanolotse i Arofo’e Soa amo mihalaly ama’eo.
Әнди силәр рәзил турупму өз пәрзәнтлириңларға яхши илтипатларни беришни билгән йәрдә, әрштики Атаңлар Өзидин тилигәнләргә яхши нәрсиләрни техиму илтипат қилмасму?
12 Aa ndra inoñ’ inoñe ty tea’ areo hanoe’ ondaty ama’areo, anò am’iereo. Fa izay t’i Hake naho ty tsaram-pitoky.
Шуңа һәр ишта башқиларниң өзүңларға қандақ муамилә қилишини үмүт қилсаңлар, силәрму уларға шундақ муамилә қилиңлар; чүнки Тәврат қануни вә пәйғәмбәрләрниң тәлиматлири мана шудур.
13 Iziliho i làlambey maifitsey, fa mivañavaña ty lalambey naho laleke ty lalañe mb’am-piantoañe mb’eo vaho maro ty mimoake ao.
Тар дәрвазидин кириңлар. Чүнки кишини һалакәткә елип баридиған дәрваза кәң болуп, йоли кәңташа вә дағдамдур, вә униңдин киридиғанлар көптур.
14 Mizìtse ty lalam-bey naho mikitìtse ty oloñoloñe mañity mb’an-kaveloñe mb’eo; Tsy ampeampe ty mahaoniñe aze.
Бирақ һаятлиққа елип баридиған дәрваза тар, йоли қистаң болуп, уни тапалайдиғанларму аз.
15 Itaò o mpitoky vìlañe miheo mb’ama’ areo am-bolon’ añondrio, te mone amboa romotse ty am-po ao.
Алдиңларға қой терисигә оринивелип кәлгән, ичи житқуч чилбөридәк болған сахта пәйғәмбәрләрдин һошияр болуңлар.
16 O sata’eo ro hahafohinañe iareo; potore’ ondaty am-patike hao ty valoboke? Ke amo farehetseo ty sakoañe?
Силәр уларни мевилиридин тонувалалайсиләр. Тикәндин үзүмләр, қамғақтин әнҗирләр алғили боламду?
17 Hene mamoa voa soa ze hatae soa, naho fonga mamoa voa raty ty hatae mimontamontañe.
Шуниңға охшаш, һәр яхши дәрәқ яхши мевә бериду, пор дәрәқ начар мевә бериду.
18 Tsy mete mamoa voa raty ty hatae soa, naho tsy lefe’ ty hatae raty ty hamoa voa soa.
Яхши дәрәқ начар мевә бәрмәйду, пор дәрәқ яхши мевә бәрмәйду.
19 Hene forototoeñe añ’afo ao ze hatae tsy mamoa voa soa,
Яхши мевә бәрмәйдиған һәр бир дәрәқ кесилип отқа ташлиниду.
20 aa le o voa’eo, toe o sata’eo, ty hahafohinañe iareo.
Шуниңдәк, мошундақ кишиләрни мевилиридин тонувалалайсиләр.
21 Amy te tsy ze fonga manao amako ty hoe: Talè, ro himoake amy fifehean-dikerañey, fa ze manao o satrin-dRaeko an-dindìñeo ty hizilike am-pifehean-dikerañey ao.
Маңа «Рәббим, Рәббим» дегәнләрниң һәммисила әрш падишалиғиға кирәлмәйду, бәлки әрштә турғучи Атамниң ирадисини ада қилғанларла кирәләйду.
22 Amy andro zay maro ty hanao amako ty hoe: O Talè, Talè, tsy i tahina’oy hao ty nitokia’ay? naho i tahina’oy ty nañaria’ay kokolampa, mbore i tahina’oy ty nanoa’ay raha tsitantane maro?
Шу күнидә нурғун кишиләр маңа: «Рәббим, Рәббим, биз сениң намиң билән вәһий-бешарәтләрни йәткүздуқ, сениң намиң билән җинларни қоғлидуқ вә намиң билән нурғун мөҗизиләрни көрсәттуқ» дәйду.
23 F’ie hanoako ty hoe: Le lia’e tsy nifàntako nahareo, misitaha amako ty mpitolon-tsereke retia.
Һалбуки, у чағда мән уларға: «Силәрни әзәлдин тонумаймән. Көзүмдин йоқилиңлар, әй итаәтсизләр!» дәп елан қилимән.
24 Aa ze hene maha­janjiñe o volako rezao naho itoloña’e, ro razañeko amy t’indaty mahihitse nañoreñe anjomba an-damilamy.
Әнди һәр бири бу сөзлиримни аңлап әмәл қилған болса, у өз өйини қорам таш үстигә салған пәм-парасәтлик кишигә охшайду.
25 Nikojojojoaha’ i orañey, naho nifofoha’ o tiokeo, f’ie tsy niro­tsake, amy te lamilamy ty mananta’e.
Ямғур жиғип, кәлкүн келип, боран чиқип соқсиму, у өй өрүлмиди; чүнки униң ули қорам ташниң үстигә селинған.
26 Ze mahajanjiñe o volakoo, fe tsy tarè’e, le hambañe amy t’indaty minèñe nañoren-traño am-paseñe.
Бирақ сөзлиримни аңлап туруп, әмәл қилмайдиған һәр бири өйини қумниң үстигә қурған ахмақкә охшайду.
27 Nilihitse i orañey, nitorotositse i soro­tombakey, namaoke i trañoy i tiokey, naho nihotrake vaho havaràta ty fideboña’e.
Ямғур яққанда, кәлкүн кәлгәндә, боран чиққанда шу өй өрүлүп кәтти; униң өрүлүши интайин дәһшәтлик болди!
28 Ie nitsara i entañe zay t’Iesoà, le hene nilatsa amy fañoha’ey;
Вә шундақ болдики, Әйса бу сөзлирини ахирлаштурғандин кейин, бу топ-топ халайиқ униң тәлимлиригә һәйрануһәс болушти.
29 amy te an-kaozaram-bey i fitaro­ña’ey, tsy nanahake o androanavi’ iareoo.
Чүнки униң тәлимлири Тәврат устазлириниңкигә охшимайтти, бәлки толиму нопузлуқ еди.

< Matio 7 >