< Matio 6 >

1 Mitaòa, hera hanoe’ areo añatrefa’ ondatio o fatariha’ areoo, hitsiriria’ iareo, f’ie ho po-tambe aman-dRae’ areo andindìñe ao.
Һези болуңларки, хәйр-сахавәтлик ишлириңларни башқиларниң алдида көз-көз қилмаңлар. Бундақ қилсаңлар, әрштики Атаңларниң инъамиға еришәлмәйсиләр.
2 Ie mitolon-kavantañañe, ko mikoi-dava ndra mitioke trompetra hiaolo azo manahake o soamiatrekeo fa anoe’ iereo an-dalañeo naho an-tsena ey o falalà’ iareoo soa te ho isa’ ondaty. Eka! to ty asako ama’o t’ie fa nandrambe tambe.
Шуңа хәйр-сахавәт қилғиниңда, давраң салма. Сахтипәзләрла синагогларда вә кочиларда адәмләрниң махтишиға еришиш үчүн шундақ қилиду. Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, улар көзлигән инъамиға еришкән болиду.
3 F’ihe naho manao fatarihañe, ko ampahafohineñe ty fità’o havia ty anoem-pità’o havana
Лекин сән, хәйр-сахавәт қилғиниңда оң қолуңниң немә қиливатқинини сол қолуң билмисун.
4 soa te hihaja i fatariha’oy; le i Rae’o mahavazoho añ’etake ro hanambe azo.
Шуниң билән хәйр-сахавитиң йошурун болиду вә йошурун ишларни көргүчи Атаң саңа буни қайтуриду.
5 Ie mihalaly irehe, ko mañonjom-peo, le ko manao soamiatreke lonjetse, mpitea halaly am-pitontonañe ao naho an-kotson-kiririsa ey, miloloke an-dreham-piriñake hijanjiña’ ondaty hilombofa’e. Eka! to t’itaroñako t’ie fa aman-tambe.
Дуа қилған вақтиңда, сахтипәзләрдәк болма; чүнки улар башқиларға көз-көз қилиш үчүн синагоглар яки төрт коча еғизида турувелип дуа қилишқа амрақтур. Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, улар көзлигән инъамиға еришкән болиду.
6 Fa ihe, naho miloloke, miziliha am-pandrea’o ao le agabeño ty lala’o, naho milolofa aman-dRae’o am-bangiñe ao, vaho ho tambezen-dRae’o mivazoho añ’ etake ao.
Лекин сән болсаң, дуа қилған вақтиңда, ичкири өйгә кирип, ишикни йепип, йошурун турғучи Атаңға дуа қилиңлар; вә йошурун көргүчи Атаң буни саңа қайтуриду.
7 Inahareo ka, naho mihalaly, ko mibeobeoke manahake o tsereheñeo, ie atao’iereo ho janjiñeñe ty amo figaradadàha’ iareoo.
Дуа-тилавәт қилғанда, [бутпәрәс] ят әлликләрдикидәк қуруқ гәпләрни тәкрарлавәрмәңлар. Чүнки улар дегәнлиримиз көп болса [Худа] тилигинимизни чоқум иҗабәт қилиду, дәп ойлайду.
8 Aa le ko itsikombeañe. Ami’te arofoanan-dRae’ areo andindiñe ao o enta’ areoo aolo’ ty ihalalia’areo?
Шуңа, силәр уларни доримаңлар. Чүнки Атаңлар силәрниң еһтияҗиңларни силәр тилимәстин бурунла билиду.
9 Inao ty hilolofa’ areo: Ry Rae’ay andindiñe ao, ho masiñeñe ty tahina’o.
Шуниң үчүн, мундақ дуа қилиңлар: — «И асманларда турғучи Атимиз, Сениң намиң муқәддәс дәп улуқланғай.
10 Ho tahieñe ty fifehea’o, hanoeñe an-dindiñe ao naho an-tane atoy o satri’oo.
Падишаһлиғиң кәлгәй, Ирадәң әрштә ада қилинғандәк йәр йүзидиму ада қилинғай.
11 Atoloro anay nainai’e ty mahakama’ay,
Бүгүнки ненимизни бүгүн бизгә бәргәйсән.
12 Apoho o tahi’aio, manahake ty ihevea’ay o anaña’ay hakeoo.
Бизгә қәриздар болғанларни кәчүргинимиздәк, Сәнму қәризлиримизни кәчүргәйсән.
13 Ko minday anay mb’an-kaozaram-panjiziañe, fa kalaño amy ze atao raty, [toe Azo ty fifeheañe, ty haozarañe vaho ty engeñe nainai’e.] Amene.
Бизни аздурулушларға учратқузмиғайсән, Бәлки бизни рәзил болғучидин қутулдурғайсән».
14 Naho hevè’ areo ty hakeo’ ondaty, le ho hahà’ i Rae’areo andindìñey ka o tahi’areoo.
Чүнки силәр башқиларниң гуна-сәһвәнликлирини кәчүрсәңлар, әрштики Атаңларму силәрни кәчүриду.
15 Fe naho tsy apo’ areo ty hakeo’ ondaty, tsy ho hahàn-dRae’areo o tahi’areoo.
Бирақ башқиларниң гуна-сәһвәнликлирини кәчүрмисәңләр, әрштики Атаңларму гуна-сәһвәнликлириңларни кәчүрмәйду.
16 Ie mililitse, ko manao laharam-pandalàn-tsoamiatreke, mañamonjetse laharañe hisenge te mililitse añatrefa’ ondaty. Eka! to t’itaroñako t’ie fa nahazo tambe.
Роза тутқан вақтиңларда, сахтипәзләрдәк татираңғу қияпәткә киривалмаңлар. Улар роза тутқинини көз-көз қилиш үчүн чирайлирини солғун қияпәттә көрситиду. Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, улар көзлигән инъамиға еришкән болиду.
17 F’i­he, naho mililitse sasao ty añ’am­bone’o;
Әнди сән, роза тутқиниңда, чачлириңни майлап, йүзүңни жуюп жүр.
18 tsy mone ho oni’ ondaty t’ie mililitse, naho tsy t’i Rae’o añ’etake ao, vaho i Rae’o mahavazoho an-kafits’aoy ro hanambe azo.
Шу чағда, роза тутқиниң инсанларға әмәс, бәлки пәқәт йошурун турғучи Атаңғила көрүниду; вә йошурун көргүчи Атаң уни саңа қайтуриду.
19 Ko mitolom-pamotry vara an-tane atoy, habotse’ ty oletse naho ty eno, ndra hipoñafa’ ty mpikizo hañaoke.
Йәр йүзидә өзүңларға байлиқларни топлимаңлар. Чүнки бу йәрдә я күйә йәп кетиду, я дат басиду яки оғрилар там тешип оғрилап кетиду.
20 Mañajà vara andindìñ’ ao, ami’ty tsy hagedra’ ty oletse naho ty eno, mbore tsy ho gorobahe’ ty mpikizo hamaoke;
Әксичә, әрштә өзүңларға байлиқлар топлаңлар. У йәрдә күйә йемәйду, дат басмайду, оғриму там тешип оғрилимайду.
21 fa ami’ty nampipoha’o o vara’oo, ao ka ty arofo’o.
Чүнки байлиғиң қәйәрдә болса, қәлбиңму шу йәрдә болиду.
22 Failo’ ty sandry ty fihaino’o, ie vantam-pañente o fihaino’oo le tsy haieñe ty sandri’o.
Тәнниң чириғи көздур. Шуңа әгәр көзүң сап болса, пүтүн вуҗудуң йорутулиду.
23 Aa naho mitsi­kirike o fihaino’oo, le himoromoroñe iaby ty vata’o; ie maieñe ty zava ama’o ao, le hene haieñe o lala’oo!
Лекин әгәр көзүң яман болса пүтүн вуҗудуң қараңғу болиду. Әгәр вуҗудуңдики «йоруқлуқ» әмәлийәттә қараңғулуқ болса, у қараңғулуқ немидегән қорқунучлуқ-һә!
24 Tsy eo ty mahafitoroñe talè roe, hera ho falai’e ty raike naho hikokoa’e ty raike, ke hiasia’e ty raike vaho sirikae’e ty raike; tsy lefe’areo toroñeñe t’i Andrianañahare naho ty voatse toy.
Һеч ким [бирла вақитта] икки ғоҗайинниң қуллуғида болмайду. Чүнки у яки буни яман көрүп, уни яхши көриду; яки буниңға бағлинип, униңға етиварсиз қарайду. [шуниңға охшаш], силәрниң һәм Худаниң, һәм мал-дунияниң қуллуғида болушуңлар мүмкин әмәс.
25 Inao ty itaroñako, Ko marimarihe’ areo ty havelo’areo, ty ho kamae’ areo ndra ty hinoma’ areo, vaho ty sandri’ areo, ty hisafora’ areo. Tsy likoare’ ty troke hao ty mahakama, naho ty sandriñe ty sikiñe?
Шуңа мән силәргә шуни ейтип қояйки, һаятиңларға керәклик йемәк-ичмәк яки учаңларға кийидиған кийим-кечәкниң ғемини қилмаңлар. Һаятлиқ озуқтин, тән кийим-кечәктин әзиз әмәсму?
26 Heheke o voron-dikerañeo: tsy mitongy, tsy mandrofotse vaho tsy mañoroñe an-driha, fa fahana’ i Rae’areo onjoneñey. Tsy sarotse te am’iereo v’inahareoo?
Асмандики учар-қанатларға қараңлар! Улар теримайду, ормайду, амбарларға жиғмайду, лекин әрштики Атаңлар уларниму озуқландуриду. Силәр әшу қушлардин көп әзиз әмәсму?
27 Ia ama’ areo, te mahimahiñe ro mahatovoñe ty haabo’e kiho raike?
Араңларда қайсиңлар ғәм-қайғу билән өмрүңларни бирәр саат узарталайсиләр?
28 Aa ino ty marikarihañe amo saroñeo? Birèto o befelañe an-tetekeo, ty fitiri’e; ie tsy mandrorotse, tsy manenoñe,
Силәрниң кийим-кечәкниң ғемини қилишиңларниң немә һаҗити?! Даладики нелупәрләрниң қандақ өсидиғанлиғиға қарап беқиңлар! Улар әмгәкму қилмайду, чақ егирмәйду;
29 fe itaroñako te, ndra i Solomona ami’ty enge’e iaby, tsy nihamiñe manahake ty raike ama’e.
лекин силәргә шуни ейтайки, һәтта Сулайман толуқ шан-шәрәптә турғандиму униң кийиниши нилупәрләрниң бир гүличиликму йоқ еди.
30 Aa naho izay ty ampisikinan’ Añahare ty vinda am-bare mizorazora ao, ie maindoñe androany naho miheatse vaho ahifike an-toñake ao hamaray; tsy mandikoatse izay hao nahareo ry kede fatokisañe?
Әнди Худа даладики бүгүн ечилса, әтиси қуруп очаққа селинидиған әшу гүл-гияларни шунчә безигән йәрдә, силәрни техиму кийиндүрмәсму, әй ишәши аҗизлар!
31 Aa kanao izay ty itarean’ Añahare, ko mihakahaka manao ty hoe: Ino ty ho hane’ay? ndra, Ino ty ho nome’ay? ndra ino ty ho sikina’ay,
Шуңа «немә йәймиз», «немә ичимиз», «немә кийимиз?» дәп ғәм қилмаңлар.
32 amy t’ie hene paie’ o sandriñeo, vaho arofoanan-dRae’ areo ze paia’ areo iaby.
Чүнки ят әлдикиләр мана шундақ һәммә нәрсигә интилиду, амма әрштики Атаңлар силәрниң бу һәммә нәрсиләргә муһтаҗлиғиңларни билиду;
33 Tsoeho hey i Fifehean’ Añaharey naho ty havantaña’e; vaho hene hatolotse anahareo.
шундақ екән, һәммидин авал Худаниң падишалиғи вә һәққанийлиғиға интилиңлар. У чағда, буларниң һәммиси силәргә қошулуп несип болиду.
34 Ko angovitañe ty hamaraiñe, fa ho vazobazore’ i hamaraiñey o azeo. Tsahatse ty andro o haembera’eo.
Шуниң үчүн, әтиниң ғемини қилмаңлар. Әтиниң ғеми әтигә қалсун. Һәр күнниң дәрди шу күнгә тушлуқ болиду.

< Matio 6 >