< Psalmi 2 >

1 Kāpēc pagāni trako, un ļaudis domā uz nelietību?
Әлләр немишкә чуқан салиду? Немә үчүн хәлиқләр бекардин-бекар сүйқәст ойлайду?
2 Ķēniņi virs zemes saceļas un valdnieki sadomājās kopā pret To Kungu un pret Viņa svaidīto.
Дуниядики падишалар сәпкә тизилип, Әмәлдарлар қара нийәт әйлишип, Пәрвәрдигар вә Униң Мәсиһи билән қаршилишип: —
3 Sarausim viņu saites un atmetīsim viņu virves!
«Уларниң чәклимилирини чөрүветәйли, Уларниң асарәтлирини бузуп ташлайли!» — дейишиду.
4 Bet kas debesīs valda, smejas, un Tas Kungs tos tur par nieku.
Асманда олтарғучи күлиду, Рәб уларни мазақ қилиду;
5 Tad Viņš runās uz tiem Savās dusmās, un ar Savu bardzību Viņš tos iztrūcinās.
Һәм аччиғида уларға сөзләп, Қәһри билән уларни вәһимигә селип: —
6 Bet Es Savu ķēniņu esmu svaidījis pār Ciānu, Savu svēto kalnu.
«Өзүм болсам Зионда, йәни муқәддәс теғимда, Өзүм мәсиһ қилған падишани тиклидим».
7 Es sludināšu likumu: Tas Kungs uz mani sacījis: tu esi Mans Dēls, šodien Es tevi esmu dzemdinājis.
«Мән [әрштики] пәрманни җакалаймәнки, Пәрвәрдигар маңа: — «Сән Мениң оғлум; Өзүм сени бүгүнки күндә туғулдурдум;
8 Prasi Man, tad Es tev došu tautas par mantību, un pasaules galus par īpašumu.
Мәндин сора, Мән саңа мирас болушқа әлләрни, Тәәллуғуң болушқа йәр йүзини чәт-чәтлиригичә беримән;
9 Tu tos satrieksi ar dzelzs rīksti, kā podnieka trauku tu tos sadauzīsi.
Сән төмүр таяқ билән уларни битчит қиливетисән; Сапал чинини кукум-талқан қилғандәк, сән уларни парә-парә қиливетисән» — деди».
10 Nu tad, jūs ķēniņi, paliekat prātīgi, liekaties pamācīties, jūs soģi virs zemes.
Әнди, һәй падишалар, әқилдар болуңлар! Җаһандики сорақчилар савақ елиңлар;
11 Kalpojiet Tam Kungam ar bijāšanu un priecājaties ar drebēšanu.
Пәрвәрдигардин қорқуш билән униң хизмитидә болуңлар; Титрәк ичидә хошаллиниңлар!
12 Skūpstāt To Dēlu, lai Viņš nedusmo un jūs bojā neejat uz ceļa, jo drīz Viņa dusmas iedegsies, bet svētīgi visi, kas pie Viņa tveras.
Оғулниң ғәзивиниң қозғалмаслиғи үчүн, Уни сөйүңлар; Чүнки униң ғәзиви сәлла қайниса, Йолуңлардила һалак болисиләр; Униңға таянғанлар нәқәдәр бәхитликтур!

< Psalmi 2 >