< Nechemijas 5 >

1 Un tie ļaudis un viņu sievas daudz brēca pret saviem brāļiem, tiem Jūdiem.
У чағда халайиқ вә уларниң хотунлири өз қериндашлири болған Йәһудалар үстидин шикайәт қилип қаттиқ дад-пәряд көтиришти.
2 Jo tur bija, kas sacīja: mēs ar saviem dēliem un ar savām meitām esam daudzi, mums vajag labības ko ēst, lai dzīvojam.
Бәзиләр: — Биз вә оғул-қизлиримизниң җан санимиз көп, күн кәчүришимиз үчүн тойғидәк ашлиқ алмисақ болмайду, дейишти.
3 Tur arī bija, kas sacīja: izdosim ķīlām savus tīrumus un savus vīna dārzus un savus namus, ka varam labības dabūt pret badu.
Йәнә бәзиләр: — Биз ачарчилиқта қалған вақтимизда ашлиқ елип йәймиз дәп етизлиримиз, үзүмзарлиқлиримизни вә өйлиримизни рәнигә беришкә мәҗбур болдуқ, дейишти.
4 Vēl bija, kas sacīja: mēs naudu esam aizņēmuši uz saviem tīrumiem un saviem vīna dārziem priekš ķēniņa mesliem.
Вә йәнә бәзиләр: — Падишаһниң етизлиримиз вә үзүмзарлиқлиримиз үстигә салған баҗ-селиқни тапшурушқа пул қәриз алдуқ.
5 Un tomēr mūsu miesa ir kā mūsu brāļu miesa, mūsu bērni kā viņu bērni, un redzi, mums jādod savi dēli un savas meitas jūgā par kalpiem. Un no mūsu meitām jau kādas ir jūgā padotas un padoma mūsu rokā nav, arī mūsu tīrumi un mūsu vīna dārzi pieder citiem.
Гәрчә бәдәнлиримиз қериндашлиримизниң бәдәнлиригә, пәрзәнтлиримиз уларниң пәрзәнтлиригә охшаш болсиму, лекин оғул-қизлиримизни қул-дедәк болушқа тапшурмай амалимиз болмиди; әмәлийәттә қизлиримиздин бәзилири аллиқачан дедәк болупму кәтти; уларни бәдәл төләп һөрлүккә чиқиришқа қурбимиз йәтмиди, чүнки бизниң етизлар вә үзүмзарлиқлиримиз һазир башқиларниң қолидидур, — дейишти.
6 Tad es ļoti apskaitos, kad dzirdēju viņu brēkšanu un šos vārdus.
Мән уларниң дад-пәрядлирини вә ейтқан бу гәплирини аңлиғандин кейин қаттиқ ғәзәпләндим.
7 Un es to pārdomāju savā sirdī un bāros ar tiem virsniekiem un valdniekiem
Көңлүмдә бирәр қур ойлинивалғандин кейин, мөтивәрләр билән әмәлдарларни әйипләп: — Силәр өз қериндашлириңларға қәриз берип улардин өсүм алидикәнсиләр-һә! — дәп тәнбиһ бәрдим. Андин уларниң сәвәвидин чоң бир жиғин ечип
8 Un uz tiem sacīju: jūs plēšat augļus viens no otra? Un es pret tiem savedu lielu draudzi un uz tiem sacīju: mēs savus brāļus, tos Jūdus, kas pagāniem bija pārdoti, cik spēdami esam atpirkuši, un jūs savus brāļus gribat pārdot un lai mēs tos pērkam? Tad tie cieta klusu un nemācēja ne vārda atbildēt.
уларни: — Биз күчимизниң йетишичә ят таипиләргә сетиветилгән қериндишимиз Йәһудаларни қайтуруп сетивалдуқ, лекин силәр бизни уларни қайтуруп сетивалсун дәп қериндашлириңларни йәнә сетивәтмәкчи болуватамсиләр? — дәп әйипливидим, улар дәйдиған гәп тапалмай, шүк туруп қалди.
9 Tad es sacīju: nav labi, ko jūs darāt! Vai jums nebija staigāt mūsu dievbijāšanā, to pagānu, mūsu ienaidnieku nievāšanas dēļ?
Андин мән уларға йәнә: — Силәрниң бу қилғиниңлар қамлашмапту. Силәр дүшмәнлиримиз болған таипиләр алдида бизни аһанәткә қалдурмай, Худайимизниң қорқунучида маңсаңлар болмасмиди?
10 Arī es un mani brāļi un mani jaunekļi tiem esam devuši naudu un labību. Lai jel šo parādu tiem atlaižam.
Мәнму, қериндашлирим вә хизмәткарлирим уларға пул вә ашлиқ өтнә берип туруп өсүм алсақ алаттуқ! Силәрдин өтүнимән, мундақ өсүм елиштин ваз кечәйли!
11 Atdodiet jel tiem šodien viņu tīrumus, viņu vīna dārzus, viņu eļļas dārzus un viņu namus un to simto tiesu naudas un labības un vīna un eļļu, ko jūs no tiem (augļos) esat ņēmuši.
Өтүнүп қалай, силәр дәл бүгүн уларниң етизлирини, үзүмзарлиқ, зәйтунзарлиқ вә өйлирини қайтуруп бериңлар, вә шуниңдәк силәр улардин үндүрүвалған пул, ашлиқ, йеңи мәй-шарап вә йеңи зәйтун майлириниң өсүмини уларға қайтуруп бериңлар, дедим.
12 Tad tie sacīja: mēs atdosim un nemeklēsim no tiem nekā; mēs darīsim, kā tu saki. Un es aicināju priesterus un tiem liku zvērēt, ka tā darīs.
Улар: — Қайтуруп беримиз, әнди улардин һеч өсүм алмаймиз; сили немә десилә, биз шундақ қилимиз, дейишти. Мән каһинларни чақиртип келип, уларни бу вәдә бойичә шундақ иҗра қилишқа қәсәм ичкүздүм.
13 Es arī izkratīju savu azoti un sacīju: lai Dievs ikkatru, kas šo vārdu neturēs, tā izkrata no viņa nama un no viņa mantas, un lai tas tā ir izkratīts un iztukšots. Un visa draudze sacīja: Āmen! Un slavēja To Kungu. Un tie ļaudis darīja pēc šī vārda.
Мән тонумниң пешини қеқип туруп: — Ким мошу вәдини ада қилмиса, Худа шу йол билән униң өзини өз өйидин вә мал-мүлкидин мәһрум қилип қеқивәтсун! Шу йол билән униң һәммә немиси қуруқдилип қалғичә қеқиветилсун! — дедим. Пүткүл җамаәт бирдәк: «Амин!» дейишти һәм Пәрвәрдигарға Һәмдусана оқушти. Андин көпчилик шу вәдиси бойичә дегинидәк қилишти.
14 No tām dienām, kad man tapa pavēlēts, būt par zemes valdītāju Jūdu zemē, no ķēniņa Artakserksus divdesmitā gada līdz trīsdesmit otram gadam, caurus divpadsmit gadus, arī neesmu ēdis zemes valdītāja maizi, ne es, ne mani brāļi.
Шуниңдәк, Йәһудийә зиминида уларға валий болушқа тикләнгән күндин буян, йәни падиша Артахшаштаниң жигирминчи жилидин оттуз иккинчи жилиғичә болған он икки жил ичидә нә мән, нә мениң уруқ-туққанлирим валийлиқ ненини һеч йемидуқ.
15 Jo tie pirmie zemes valdītāji, kas priekš manis bijuši, tie tiem ļaudīm bija grūti darījuši un no tiem ņēmuši maizi un vīnu un vēl četrdesmit sudraba sēķeļus; pat viņu jaunekļi valdīja pār tiem ļaudīm, bet es tā neesmu darījis, Dievu bīdamies.
Мәндин илгири валий болғанлар хәлиққә еғирчилик селип, улардин [күндилик] ашлиқ, мәй-шарап вә шуниңдәк қириқ шәкәл күмүч елип кәлгән екән; һәтта уларниң хизмәткарлириму хәлиқниң үстидин һоқуқвазлиқ қилип кәлгән екән. Лекин мән Худадин қорқидиғиним үчүн ундақ қилмидим.
16 Es arī pats esmu strādājis pie tā mūra, un tīrumu mēs neesam pirkuši, un visi mani puiši tur kopā bija pie darba.
Мән дәрвәқә сепилниң қурулушиғила берилгәчкә, биз һәтта бирәр етизниму сетивалмидуқ; мениң барлиқ хизмәткарлиримму қурулушта ишләшкә шу йәргә жиғилатти.
17 Un Jūdi un valdnieki, simts piecdesmit vīri, un kas no tiem apkārtējiem pagāniem pie mums nāca, ir bijuši pie mana galda.
Әтрапимиздики ят әлләрдин бизниң йенимизға кәлгәнләрдин бөләк, мениң билән бир дәстиханда ғиза йәйдиғанлар Йәһудийлар вә әмәлдарлардин бир йүз әллик киши еди.
18 Un ikkatrā dienā tapa sataisīts viens vērsis, sešas barotas avis un putni man kļuva sataisīti, arī daudz vīna priekš ik desmit dienām; tomēr es zemes valdītāja maizi nemeklēju, jo tā kalpošana šiem ļaudīm bija grūta.
Һәркүни бир кала, хилланған алтә қой тәйярлинатти, йәнә маңа бәзи учар қушлар тәйярлинатти; һәр он күндә бир қетим һәр хил мол мәй-шарап билән тәминлинәтти. Шундақ болсиму мән йәнила «валий нени»ни тәләп қилмидим; чүнки қурулуш Иши хәлиқниң үстидики еғир жүк еди.
19 Piemini, Dievs, man par labu visu, ko es šiem ļaudīm esmu darījis!
— Аһ Худайим, мән мошу хәлиқ үчүн қилған барлиқ ишимни яд әткәйсән, маңа шапаәт көрсәткәйсән!

< Nechemijas 5 >