< Titum 3 >

1 admone illos principibus et potestatibus subditos esse dicto oboedire ad omne opus bonum paratos esse
[Җамаәттикиләргә] шуни әслитип турғинки, улар һөкүмранларға вә һоқуқдарларға бойсунуп, шуларниң сөзини аңлисун, һәр қандақ яхши әмәлләрни қилишқа тәйяр турсун,
2 neminem blasphemare non litigiosos esse modestos omnem ostendentes mansuetudinem ad omnes homines
һеч кимниң яман гепини қилмисун, җедәлхор болмисун, мулайим болсун, һәммә адәмгә һәр җәһәттә мөминлик көрсәтсун.
3 eramus enim et nos aliquando insipientes increduli errantes servientes desideriis et voluptatibus variis in malitia et invidia agentes odibiles odientes invicem
Чүнки биз өзимизму әслидә надан болуп, итаәтсиз, аздурулған, һәр хил шәһвәт-һәвәсләрниң һәм ләззәтләрниң қули болған, рәзиллик вә һәсәтхорлуқ ичидә яшиған, нәпрәтлик болған һәм бир-биримиздин нәпрәтлинидиғанлардин едуқ.
4 cum autem benignitas et humanitas apparuit salvatoris nostri Dei
Бирақ Қутқузғучимиз Худаниң инсанларға болған меһриванлиғи вә меһир-муһәббити аян болуши билән,
5 non ex operibus iustitiae quae fecimus nos sed secundum suam misericordiam salvos nos fecit per lavacrum regenerationis et renovationis Spiritus Sancti
(өзимизниң қандақтур һәққаний әмәллиримиз билән әмәс, бәлки Униң рәһим-шәпқити билән) йеңидин туғулушта жуюшлири вә Муқәддәс Роһта йеңилиши арқилиқ У бизни қутқузди;
6 quem effudit in nos abunde per Iesum Christum salvatorem nostrum
бу Роһни Худа Ниҗаткаримиз Әйса Мәсиһ арқилиқ вуҗудимизға мол қуйди.
7 ut iustificati gratia ipsius heredes simus secundum spem vitae aeternae (aiōnios g166)
Бу арқилиқ, Худаниң меһри-шәпқити билән һәққаний қилинип, мәңгүлүк һаятқа еришиш үмүтини тутқан мирасхорлар болдуқ. (aiōnios g166)
8 fidelis sermo est et de his volo te confirmare ut curent bonis operibus praeesse qui credunt Deo haec sunt bona et utilia hominibus
Бу сөзләр ишәшликтур вә бу һәқиқәтләрни алаһидә тәкитлишиңни тәләп қилимән. Шундақ қилғиниңда, Худаға етиқат қилғанлар өзлирини яхши әмәлләрни қилишқа берилишкә көңүл бөлиду. Бу ишлар инсанлар үчүн гөзәл вә пайдилиқ.
9 stultas autem quaestiones et genealogias et contentiones et pugnas legis devita sunt enim inutiles et vanae
Бирақ әхмиқанә муназириләр, нәсәбнамиләрдики [қуруқ гәпләр], җедәл-маҗралар, Тәврат қануниға мунасивәтлик талаш-тартишлардин өзүңни нери тутқин; чүнки булар пайдисиз вә бимәниликтур.
10 hereticum hominem post unam et secundam correptionem devita
Ариға бөлгүнчилик қилғучи адәмни болса бир-икки қетим агаһландурғандин кейин униң билән болған барди-кәлдини үзивәт;
11 sciens quia subversus est qui eiusmodi est et delinquit proprio iudicio condemnatus
чүнки бундақ адәмни һәқиқәттин чәтниди, гуна садир қиливатиду, шундақла өзини өзи җазаға мәһкүм қилған дәп билисән.
12 cum misero ad te Arteman aut Tychicum festina ad me venire Nicopolim ibi enim statui hiemare
Артемасни яки Тикикусни саңа маңдурғанда, мүмкин қәдәр тезрәк Никополис шәһиригә мениң йенимға кәлгин, чүнки у йәрдә қишлимақчи болуватимән.
13 Zenan legis peritum et Apollo sollicite praemitte ut nihil illis desit
Адвокат Зенас билән Аполлосниң сәпиригә көңүл бөлүп һиммитиңниң баричә узатқин; кәм-күтилири болса, уларниң һаҗитидин чиққин.
14 discant autem et nostri bonis operibus praeesse ad usus necessarios ut non sint infructuosi
Бизниң қовмимиз мевисиз қалмаслиғи үчүн һаҗәтмәнләргә ярдәм қилип, өзлирини гөзәл әмәлләрни қилишқа беғишлашни үгәнсун.
15 salutant te qui mecum sunt omnes saluta qui nos amant in fide gratia Dei cum omnibus vobis amen
Йенимдикиләрниң һәммисидин саңа салам. Етиқатта бизни сөйидиғаларға салам ейт. Меһри-шәпқәт һәммиңларға яр болғай!

< Titum 3 >