< Romanos 1 >
1 Paulus servus Christi Iesu vocatus apostolus segregatus in evangelium Dei
Расуллуққа таллап чақирилған, Худаниң хуш хәвирини җакалашқа айрип тайинланған, Мәсиһ Әйсаниң қули болған мәнки Павлустин салам!
2 quod ante promiserat per prophetas suos in scripturis sanctis
Худа бу хуш хәвәрниң келишини хелә бурунла пәйғәмбәрлири арқилиқ муқәддәс язмиларда вәдә қилған еди.
3 de Filio suo qui factus est ex semine David secundum carnem
Бу хуш хәвәр Өз Оғли, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһ тоғрисидидур; җисманий җәһәттин У Давутниң нәслидин туғулған; бирдин-бир пак-муқәддәс Роһ тәрипидин өлүмдин тирилдүрүлүш арқилиқ «күч-қудрәт Егиси Худаниң Оғли» дәп көрситилип бекитилгән;
4 qui praedestinatus est Filius Dei in virtute secundum Spiritum sanctificationis ex resurrectione mortuorum Iesu Christi Domini nostri
5 per quem accepimus gratiam et apostolatum ad oboediendum fidei in omnibus gentibus pro nomine eius
У арқилиқ, шундақла Униң нами үчүн барлиқ әлләр арисида Худаға етиқаттин болған итаәтмәнлик вуҗудқа кәлтүрүлүшкә биз меһри-шәпқәткә вә расуллуққа муйәссәр болдуқ;
6 in quibus estis et vos vocati Iesu Christi
Силәр улар арисида, Әйса Мәсиһ тәрипидин чақирилғансиләр.
7 omnibus qui sunt Romae dilectis Dei vocatis sanctis gratia vobis et pax a Deo Patre nostro et Domino Iesu Christo
Шуңа, Худа сөйгән вә У «муқәддәс бәндилирим» дәп чақирған Рим шәһиридики һәммиңларға, Атимиз Худадин вә Рәббимиз Әйса Мәсиһтин меһри-шәпқәт вә аман-хатирҗәмлик болғай!
8 primum quidem gratias ago Deo meo per Iesum Christum pro omnibus vobis quia fides vestra adnuntiatur in universo mundo
Алди билән мән Әйса Мәсиһ арқилиқ һәммиңлар үчүн Худайимға тәшәккүр ейтимән; чүнки силәрниң етиқатиңлар пүткүл аләмгә пур кәтти.
9 testis enim mihi est Deus cui servio in spiritu meo in evangelio Filii eius quod sine intermissione memoriam vestri facio
Өз Оғли тоғрисидики хуш хәвәрдә чин роһ-қәлбим билән мән хизмитини қиливатқан Худа Өзи мениң дуалиримда силәрни шунчә үзлүксиз әсләп турғанлиғимға гувадур.
10 semper in orationibus meis obsecrans si quo modo tandem aliquando prosperum iter habeam in voluntate Dei veniendi ad vos
Мән дуалиримда, мүмкин қәдәр Худаниң ирадиси билән силәрниң йениңларға беришқа ахир муйәссәр болушқа һемишә өтүнимән.
11 desidero enim videre vos ut aliquid inpertiar gratiae vobis spiritalis ad confirmandos vos
Чүнки мән силәрни бирәр роһий илтипатқа егә қилиш арқилиқ мустәһкәмләш үчүн силәр билән көрүшүшкә интайин тәқәззамән;
12 id est simul consolari in vobis per eam quae invicem est fidem vestram atque meam
йәни, мән араңларда болсам, бир-биримизниң етиқатидин өз ара тәсәлли вә илһам алалаймиз демәкчимән.
13 nolo autem vos ignorare fratres quia saepe proposui venire ad vos et prohibitus sum usque adhuc ut aliquem fructum habeam et in vobis sicut et in ceteris gentibus
Қериндашлар, мән силәрниң шуни билишиңларни халаймәнки, башқа йәрдики әлликләрниң арисида хизмитим мевә бәргәндәк, силәрниң араңлардиму хизмитимниң мевә бериши үчүн йениңларға беришни көп қетим нийәт қилдим, лекин бүгүнгичә тосалғуға учрап келиватимән.
14 Graecis ac barbaris sapientibus et insipientibus debitor sum
Мән һәр қандақ адәмләргә, мәйли Юнанлиқлар вә ят таипиләргә, данишмән вә наданларға болсун, һәммисигә қәриздармән.
15 ita quod in me promptum est et vobis qui Romae estis evangelizare
Шуниң үчүн имканийәт маңа яр бәрсила мән Римдики силәргиму хуш хәрвәрни йәткүзүп баян қилишқа қизғинмән.
16 non enim erubesco evangelium virtus enim Dei est in salutem omni credenti Iudaeo primum et Graeco
Чүнки мән Мәсиһ тоғрисидики бу хуш хәвәрдин һәргиз хиҗил болмаймән! Чүнки у униңға ишәнгүчилириниң һәммисини, алди билән Йәһудийларни, андин кейин Грекләрни ниҗатқа ериштүридиған Худаниң күч-қудритидур!
17 iustitia enim Dei in eo revelatur ex fide in fidem sicut scriptum est iustus autem ex fide vivit
Чүнки [хуш хәвәрдә] етиқатқа асасланған, Худаниң бир хил һәққанийлиғи етиқат қилғучиларға вәһий қилинғандур. [Муқәддәс язмиларда] йезилғинидәк: — «Һәққаний адәм ишәш-етиқати билән һаят болиду».
18 revelatur enim ira Dei de caelo super omnem impietatem et iniustitiam hominum eorum qui veritatem in iniustitiam detinent
Чүнки һәққанийәтсизлик билән һәқиқәтни басидиған инсанларниң барлиқ ипласлиғиға вә һәққанийәтсизлигигә нисбәтән Худаниң қаратқан ғәзиви әрштин очуқ вәһий қилинмақта.
19 quia quod notum est Dei manifestum est in illis Deus enim illis manifestavit
Чүнки инсанлар Худа тоғрисида биләләйдиған ишлар уларниң көз алдида туриду; чүнки Худа һәммини уларға очуқ көрситип бәргән
20 invisibilia enim ipsius a creatura mundi per ea quae facta sunt intellecta conspiciuntur sempiterna quoque eius virtus et divinitas ut sint inexcusabiles (aïdios )
(чүнки дуния апиридә болғандин бери Худаниң көзгә көрүнмәс өзгичиликлири, йәни мәңгүлүк қудрити вә бирдин-бир Худа екәнлиги Өзи яратқан мәвҗудатлар арқилиқ очуқ көрүлмәктә, шундақла буни чүшинип йәткили болиду. Шу сәвәптин инсанлар һеч банә көрситәлмәйду) (aïdios )
21 quia cum cognovissent Deum non sicut Deum glorificaverunt aut gratias egerunt sed evanuerunt in cogitationibus suis et obscuratum est insipiens cor eorum
— чүнки инсанлар Худани билсиму, уни Худа дәп улуқлимиди, Униңға тәшәккүр ейтмиди; әксичә, уларниң ой-пикирлири бемәна болуп, надан қәлби қараңғулишип кәтти.
22 dicentes enim se esse sapientes stulti facti sunt
Өзлирини данишмән қилип көрсәтсиму, лекин әқилсиз болуп чиқти;
23 et mutaverunt gloriam incorruptibilis Dei in similitudinem imaginis corruptibilis hominis et volucrum et quadrupedum et serpentium
чиримас Худаниң улуқлуғиниң орниға чирип өлидиған адәмзатқа, учар-қанатларға, төрт аяқлиқ һайванларға вә йәр беғирлиғучиларға охшайдиған бутларни алмаштуруп қойған еди.
24 propter quod tradidit illos Deus in desideria cordis eorum in inmunditiam ut contumeliis adficiant corpora sua in semet ipsis
Шуңа Худа уларни қәлбидики шәһваний һәвәслири билән ипласлиқ қилишқа, шундақла бир-бириниң тәнлирини номусқа қалдурушқа қоюп бәрди.
25 qui commutaverunt veritatem Dei in mendacio et coluerunt et servierunt creaturae potius quam creatori qui est benedictus in saecula amen (aiōn )
Улар Худа тоғрисидики һәқиқәтни ялғанға айландурди, Яратқучиниң орниға яритилған нәрсиләргә чоқунуп, тавап-таәт қилған еди. Һалбуки, Яратқучиға тәшәккүр-мәдһийә мәңгүгә оқулмақта! Амин! (aiōn )
26 propterea tradidit illos Deus in passiones ignominiae nam feminae eorum inmutaverunt naturalem usum in eum usum qui est contra naturam
Мана шуниң үчүн, Худа уларни пәскәш шәһваний һәвәсләргә қоюп бәрди. Һәтта аялларму тәбиий җинсий мунасивәтни ғәйрий мунасивәткә айландурди;
27 similiter autem et masculi relicto naturali usu feminae exarserunt in desideriis suis in invicem masculi in masculos turpitudinem operantes et mercedem quam oportuit erroris sui in semet ipsis recipientes
шуниңдәк, әрләрму аяллар билән болидиған тәбиий җинсий мунасивәтләрни ташлап, башқа әрләргә шәһваний һәвәсләр билән көйүп пишидиған болди. Әрләр әрләр билән шәрмәндиликкә киришти вә нәтиҗидә уларниң мухалип қилмишлири өз бешиға чиқти.
28 et sicut non probaverunt Deum habere in notitia tradidit eos Deus in reprobum sensum ut faciant quae non conveniunt
Улар Худани билиштин ваз кечишни лайиқ көргәнлиги таллиғанлиғи үчүн, Худа уларни бузуқ нийәтләргә вә налайиқ ишларни қилишқа қоюп бәрди.
29 repletos omni iniquitate malitia fornicatione avaritia nequitia plenos invidia homicidio contentione dolo malignitate susurrones
Улар һәр хил һәққанийәтсизлик, рәзиллик, нәпсанийәтчилик, өчмәнликкә чөмүп, һәсәтхорлуқ, қатиллиқ, җедәлхорлуқ, мәккарлиқ вә һәр хил бәтнийәтләр билән толди. Улар иғвагәр,
30 detractores Deo odibiles contumeliosos superbos elatos inventores malorum parentibus non oboedientes
төһмәтхор, Худаға нәпрәтлинидиған, кибирлик, махтанчақ, чоңчи, һәр хил рәзилликләрни ойлап чиқиридиған, ата-анисиниң сөзини аңлимайдиған,
31 insipientes inconpositos sine affectione absque foedere sine misericordia
йорутулмиған, вәдисидә турмайдиған, көйүмсиз вә рәһимсиз инсанлардур.
32 qui cum iustitiam Dei cognovissent non intellexerunt quoniam qui talia agunt digni sunt morte non solum ea faciunt sed et consentiunt facientibus
Улар Худаниң шуларға болған адил һөкүмини, йәни шундақ ишларни қилғучиларниң өлүмгә лайиқ екәнлигини ениқ билсиму, бу ишларни өзлири қилипла қалмай, бәлки шундақ қилидиған башқилардин сөйүнүп уларни алқишлайду.