< Romanos 14 >

1 infirmum autem in fide adsumite non in disceptationibus cogitationum
Етиқати аҗизларни қобул қилиңлар, лекин улар билән пикирдә талаш-тартиш қилмаңлар.
2 alius enim credit manducare omnia qui autem infirmus est holus manducat
Бириси һәр қандақ йемәкликни йейишкә болидиғиниға ишиниду; лекин йәнә етиқати аҗиз бириси пәқәт көктатларнила йәйду.
3 is qui manducat non manducantem non spernat et qui non manducat manducantem non iudicet Deus enim illum adsumpsit
Һәр қандақ йемәкликләрни йәйдиған киши йемәйдиған кишини кәмситмисун; һәмдә [бәзи нәрсини] йемәйдиған киши һәр қандақ йемәкликләрни йәйдиған киши үстидин һөкүм қилмисун. Чүнки Худа уни қобул қилған.
4 tu quis es qui iudices alienum servum suo domino stat aut cadit stabit autem potens est enim Deus statuere illum
Башқа бирисиниң хизмәткари үстидин һөкүм қилғучи сән ким едиң? Хизмәткарниң тик туруши яки жиқилип кетишигә пәқәтла өз ғоҗайини мәсъулдур. Һәмдә [шу хизмәткарму] тик туридиған қилиниду — чүнки [хуҗайини] Рәб уни тик турғузушқа қадирдур.
5 nam alius iudicat diem plus inter diem alius iudicat omnem diem unusquisque in suo sensu abundet
Мәлум бириси мәлум бир күнни йәнә бир күндин үстүн көриду, йәнә бириси һәммә күнни охшаш дәп қарайду. Һәр ким өзиниң көзқаришиға толуқ ишәши болсун.
6 qui sapit diem Domino sapit et qui manducat Domino manducat gratias enim agit Deo et qui non manducat Domino non manducat et gratias agit Deo
Мәлум күнни қәдирләйдиған киши буниң билән Рәббиниң һөрмитидә уни қәдирләйду. Бир нәрсини йәйдиған кишиму Рәббиниң һөрмитидә йәйду, чүнки у өз рисқи үчүн Худаға тәшәккүр ейтиду. Мәлум нәрсини йемәйдиған киши йемәйдиғанлиғи билән өзиниң Рәббиниң һөрмитидә йемәйду, уму шундақла Худаға тәшәккүр ейтиду.
7 nemo enim nostrum sibi vivit et nemo sibi moritur
Чүнки һеч қайсимиз өзимиз үчүн яшимаймиз вә һеч қайсимиз өзимиз үчүн өлмәймиз;
8 sive enim vivimus Domino vivimus sive morimur Domino morimur sive ergo vivimus sive morimur Domini sumus
Бәлки әгәр яшисақ, Рәббимиз үчүн яшаймиз; өлсәк, Рәббимиз үчүн өлимиз. Шуниң үчүн яшисақму, өлсәкму Рәббимизгә мәнсуптурмиз.
9 in hoc enim Christus et mortuus est et revixit ut et mortuorum et vivorum dominetur
Чүнки Мәсиһниң өлүши вә тирилиши дәл шу мәхсәт билән болдики, Униң өлүкләрниң һәм тирикләрниң Рәбби болуши үчүндур.
10 tu autem quid iudicas fratrem tuum aut tu quare spernis fratrem tuum omnes enim stabimus ante tribunal Dei
Ундақта, сән немә үчүн қериндишиң үстидин һөкүм қилисән? Яки немә үчүн қериндишиңни мәнситмәйсән? Чүнки һәммимиз Худаниң сорақ тәхти алдида туришимиз керәк болиду.
11 scriptum est enim vivo ego dicit Dominus quoniam mihi flectet omne genu et omnis lingua confitebitur Deo
Чүнки [муқәддәс язмиларда] ейтилғинидәк: — «Пәрвәрдигар дәйдуки: — Өз һаятим билән қәсәм ичимәнки, Маңа барлиқ тизлар пүкүлиду, Барлиқ тиллар Мени етирап қилип мәдһийә оқуйду».
12 itaque unusquisque nostrum pro se rationem reddet Deo
Шуңа, һәр биримиз Худа алдида өзимиз тоғрилиқ һесап беримиз.
13 non ergo amplius invicem iudicemus sed hoc iudicate magis ne ponatis offendiculum fratri vel scandalum
Шуниң үчүн, бир-биримизниң үстидин һөкүм қилғучи иккинчи бири болмайли. Буниң орниға шундақ һөкүм-қарарға келиңларки, һәр қандақ қериндашқа гунаға жиқитидиған бир нәрсини яки қапқанни қоймаслиқ керәк.
14 scio et confido in Domino Iesu quia nihil commune per ipsum nisi ei qui existimat quid commune esse illi commune est
Рәббимиз Әйсада болғанлиғимдин шуниңға қәтъий ишәндүрүлүп билимәнки, һәр қандақ нәрсә өзлигидин һарам әмәстур; лекин бир нәрсини һарам дәп қариған киши үчүн, у униңға һарамдур.
15 si enim propter cibum frater tuus contristatur iam non secundum caritatem ambulas noli cibo tuo illum perdere pro quo Christus mortuus est
Әгәр йемәклигиң түпәйлидин қериндишиңни азапқа қойған болсаң, меһир-муһәббәт йолида маңмиған болисән. Мәсиһ униң үчүн Өз җенини пида қилип өлгән, бу [қериндишиңни] йемәклигиң билән набут қилма!
16 non ergo blasphemetur bonum nostrum
Әнди силәр яхши дәп қариған ишларниң яман дейилишигә сәвәпчи болуп қалмаңлар.
17 non est regnum Dei esca et potus sed iustitia et pax et gaudium in Spiritu Sancto
Чүнки Худаниң падишалиғи йемәк-ичмәктә әмәс, бәлки Муқәддәс Роһта болған һәққанийлиқ, енақлиқ-хатирҗәмлик вә шатлиқтидур.
18 qui enim in hoc servit Christo placet Deo et probatus est hominibus
Буларда яшап Мәсиһкә хизмәт қилғучи киши Худани хурсән қилиду вә инсанларниң тәриплишигә сазавәр болиду.
19 itaque quae pacis sunt sectemur et quae aedificationis sunt in invicem
Шуниң үчүн өзимизни енақлиқни илгири сүридиған вә бир-биримизниң етиқатини қуруп чиқидиған ишларға атайли.
20 noli propter escam destruere opus Dei omnia quidem munda sunt sed malum est homini qui per offendiculum manducat
Йемәкликни дәп Худаниң әҗрини набут қилмаңлар. Һәммә нәрсә дәрвәқә һалалдур; бирақ бириси йегини билән [етиқатида] путлашса, у униңға яман һесаплиниду.
21 bonum est non manducare carnem et non bibere vinum neque in quo frater tuus offendit aut scandalizatur aut infirmatur
Шуниң үчүн гөш йейиш, шарап ичиш, шундақла башқа һәр қандақ ишларни қилишиң қериндишиңни гунаға тейилдуридиған, азапқа қойидиған яки уни аҗизлаштуридиған болса, буларни қилмиғиниң түзүк.
22 tu fidem habes penes temet ipsum habe coram Deo beatus qui non iudicat semet ipsum in eo quo probat
Сениң [мәлум бир ишни қилишқа] ишәшиң барму? Әнди бу ишәш Худа билән сениң араңдики иштур. Өзи қиливатқан ишни тоғра дәп қариған, шуниңдин виҗданиму әйипкә буйрулмиған киши немидегән бәхитлик-һә!
23 qui autem discernit si manducaverit damnatus est quia non ex fide omne autem quod non ex fide peccatum est
Лекин [йемәкликтин] гуманлинип туруп йәнә шуни йегән киши әйипкә буйрулиду, чүнки буни ишәш билән йемигән. Ишәштин болмиған һәр қандақ иш гунадур.

< Romanos 14 >