< Apocalypsis 2 >
1 angelo Ephesi ecclesiae scribe haec dicit qui tenet septem stellas in dextera sua qui ambulat in medio septem candelabrorum aureorum
— Әфәсустики җамаәтниң әлчисигә мундақ язғин: «Оң қолида йәттә юлтузни тутуп, йәттә алтун чирақданниң оттурисида Маңғучи мундақ дәйду:
2 scio opera tua et laborem et patientiam tuam et quia non potes sustinere malos et temptasti eos qui se dicunt apostolos et non sunt et invenisti eos mendaces
— Сениң әҗир-әмәллириңни, тартқан җапалириңни һәм сәвир-тақитиңни, рәзил адәмләрниң қилмишлириға чидап туралмайдиғанлиғиңни, шундақла расул болмисиму өзлирини расул дәп ативалғанларни синап, уларниң ялғанчи болғанлиғини тонуғанлиғиңниму билимән.
3 et patientiam habes et sustinuisti propter nomen meum et non defecisti
Шундақ, сениң сәвир-тақәт қиливатқанлиғиңни, Мениң намим вәҗидин җапа-мушәққәткә бәрдашлиқ бәргәнлигиңни амма еринмигәнлигиңни билимән.
4 sed habeo adversus te quod caritatem tuam primam reliquisti
Лекин саңа шу бир етиразим барки, сән өзүңдики дәсләпки меһир-муһәббәттин ваз кәчтиң.
5 memor esto itaque unde excideris et age paenitentiam et prima opera fac sin autem venio tibi et movebo candelabrum tuum de loco suo nisi paenitentiam egeris
Шуңа қайси һаләттин жиқилип чүшкәнлигиңни есиңгә елип товва қилғин, авалқи әмәлләрни қайта қилғин. Болмиса йениңға келимән вә товва қилмисаң чирақдениңни җайидин йөткиветимән.
6 sed hoc habes quia odisti facta Nicolaitarum quae et ego odi
Бирақ, сениң шу артуқчилиғиң барки, Мән Өзүм нәпрәтлинидиған Николас тәрәпдарлириниң қилмишлиридин сәнму нәпрәтлинисән.
7 qui habet aurem audiat quid Spiritus dicat ecclesiis vincenti dabo ei edere de ligno vitae quod est in paradiso Dei mei
Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун! Ғәлибә қилғучиларни Худаниң җәннитиниң оттурисидики һаятлиқ дәриғиниң мевилиридин йейишкә муйәссәр қилимән».
8 et angelo Zmyrnae ecclesiae scribe haec dicit primus et novissimus qui fuit mortuus et vivit
— Измирдики җамаәтниң әлчисигә мундақ язғин: — «Авалқиси вә Ахирқиси, өлгән вә Тирилгүчи мундақ дәйду:
9 scio tribulationem tuam et paupertatem tuam sed dives es et blasphemaris ab his qui se dicunt Iudaeos esse et non sunt sed sunt synagoga Satanae
— Сениң азап-оқубәтлириңни вә намратлиғиңни билимән (лекин сән бай!), Йәһудий әмәс туруп өзлирини Йәһудий дәвалған, Шәйтанниң бир синагоги болғанларниң төһмәтлириниму билимән.
10 nihil horum timeas quae passurus es ecce missurus est diabolus ex vobis in carcerem ut temptemini et habebitis tribulationem diebus decem esto fidelis usque ad mortem et dabo tibi coronam vitae
Алдиңда чекидиған азап-оқубәтләрдин қорқма. Мана, Иблис араңлардин бәзилириңларни синилишиңлар үчүн йеқинда зинданға ташлитиду. Силәр он күн қийнилисиләр. Таки өлгичә садиқ болғин, Мән саңа һаятлиқ таҗини кийдүримән.
11 qui habet aurem audiat quid Spiritus dicat ecclesiis qui vicerit non laedetur a morte secunda
Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун! Ғәлибә қилғучилар иккинчи өлүмниң зийиниға һәргиз учримайду!».
12 et angelo Pergami ecclesiae scribe haec dicit qui habet rompheam utraque parte acutam
— Пәргамумдики җамаәтниң әлчисигә мундақ язғин: — «Икки бислиқ өткүр қиличи бар Болғучи мундақ дәйду:
13 scio ubi habitas ubi sedes est Satanae et tenes nomen meum et non negasti fidem meam et in diebus Antipas testis meus fidelis qui occisus est apud vos ubi Satanas habitat
— Мән сән олтарған йәрни, йәни Шәйтанниң тәхти болған җайни билимән. Шундақтиму, сән Мениң намимни чиң тутуп, һәтта садиқ гувачим Антипас маканиңда, йәни Шәйтан турған җайда қәтл қилинған күнләрдиму, Маңа қилған етиқатиңдин тенип кәтмидиң.
14 sed habeo adversus te pauca quia habes illic tenentes doctrinam Balaam qui docebat Balac mittere scandalum coram filiis Israhel edere et fornicari
Лекин саңа шу бир нәччә етиразим барки, араңларда Балаамниң тәлимигә әгәшкәнләрдин бәзиләр болмақта — Балаам болса Балаққа Исраилларни бутқа атап қурбанлиқ қилинған гөшни йейиш вә җинсий бузуқлуқ қилишқа аздурушни үгәткән еди.
15 ita habes et tu tenentes doctrinam Nicolaitarum
Шуниңға охшаш, силәрниң араңларда Николас тәрәпдарлириниң тәлимини тутқанларму бар.
16 similiter paenitentiam age si quo minus venio tibi cito et pugnabo cum illis in gladio oris mei
Шуниң үчүн, товва қил! Ундақ қилмисаң, йениңға тез арида берип, ағзимдики қиличим билән шуларға һуҗум қилимән.
17 qui habet aurem audiat quid Spiritus dicat ecclesiis vincenti dabo ei manna absconditum et dabo illi calculum candidum et in calculo nomen novum scriptum quod nemo scit nisi qui accipit
Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун! Ғәлибә қилғучилар болса йошуруп қойған маннадин беримән вә һәр биригә бирдин ақ таш беримән. Таш үстидә йеңи бир исим пүтүклүк болиду, шу исимни уни қобул қилған кишидин башқа һеч ким билмәйду».
18 et angelo Thyatirae ecclesiae scribe haec dicit Filius Dei qui habet oculos ut flammam ignis et pedes eius similes orichalco
— Тиятирадики җамаәтниң әлчисигә мундақ язғин: — «Көзлири ялқунлиған отқа вә путлири пақирақ тучқа охшайдиған Худаниң Оғли мундақ дәйду:
19 novi opera tua et caritatem et fidem et ministerium et patientiam tuam et opera tua novissima plura prioribus
— Сениң әмәллириңни, меһир-муһәббитиңни, етиқатиңни, әҗир-хизмитиңни вә сәвир-тақитиңни, шундақла һазирқи әмәллириңниң авалқидин ешип чүшүватқанлиғиниму билимән.
20 sed habeo adversus te quia permittis mulierem Hiezabel quae se dicit propheten docere et seducere servos meos fornicari et manducare de idolothytis
Лекин, саңа шу бир етиразим барки, өзини пәйғәмбәр дәп ативалған әшу хотун Йизәбәлгә йол қоюватисән. У хотун қул-хизмәткарлиримға тәлим берип, уларни җинсий бузуқлуқ қилишқа вә бутқа атап нәзир қилинған гөшни йейишкә аздурмақта.
21 et dedi illi tempus ut paenitentiam ageret et non vult paeniteri a fornicatione sua
Мән униңға товва қилғидәк вақит бәргән едим, лекин у өз бузуқлуғиға товва қилишни халимайду.
22 ecce mitto eam in lectum et qui moechantur cum ea in tribulationem maximam nisi paenitentiam egerint ab operibus eius
Әнди мана, Мән уни [еғир кесәл] орниға ташлап ятқузимән вә униң билән зина қилғанлар қилмишлириға товва қилмиса, уларниму еғир азапқа чөмдүримән.
23 et filios eius interficiam in morte et scient omnes ecclesiae quia ego sum scrutans renes et corda et dabo unicuique vestrum secundum opera vestra
Униң пәрзәнтлириниму әҗәллик кесәл билән уримән. Шу чағда, барлиқ җамаәтләр нийәт-нишанларни вә қәлбләрни күзитип тәкшүргүчиниң Өзүм екәнлигимни, шундақла Мениң һәр бириңларға қилған әмәлийитиңларға яриша яндуридиғанлиғимни билиду.
24 vobis autem dico ceteris qui Thyatirae estis quicumque non habent doctrinam hanc qui non cognoverunt altitudines Satanae quemadmodum dicunt non mittam super vos aliud pondus
Лекин, Тиятирадики қалғанларға, йәни бу тәлимни қобул қилмиғанлар (уларниң пикри бойичә, Шәйтанниң аталмиш «чоңқур сирлири»ни үгәнмигәнләр), йәни силәргә шуни ейтимәнки: Өзүңларда бар болғанни Мән кәлгичә чиң тутуңлар. Үстүңларға буниңдин башқа жүкни артмаймән.
25 tamen id quod habetis tenete donec veniam
26 et qui vicerit et qui custodierit usque in finem opera mea dabo illi potestatem super gentes
Ғәлибә қилғучиларға, йәни әмәллиримни ахирғичә чиң тутқан кишиләргә болса, уларға пүткүл әлләргә һаким болуш һоқуқини беримән.
27 et reget illas in virga ferrea tamquam vas figuli confringentur
Мана бу Атам Маңа бәргән һоқуққа охшаш һоқуқтур: — «У уларни төмүр калтәк билән падичидәк башқуруп, сапал қачиларни уруп чаққандәк тар мар қилиду».
28 sicut et ego accepi a Patre meo et dabo illi stellam matutinam
Мән униңға таң юлтузиниму ата қилимән.
29 qui habet aurem audiat quid Spiritus dicat ecclesiis
Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун!»