< Apocalypsis 16 >
1 et audivi vocem magnam de templo dicentem septem angelis ite et effundite septem fialas irae Dei in terram
Шуниңдин кейин, ибадәтханидин көтирилгән жуқури бир авазниң йәттә пәриштигә: «Бериңлар, Худаниң қәһри толған йәттә чинини йәр йүзигә төкүңлар!» дегәнлигини аңлидим.
2 et abiit primus et effudit fialam suam in terram et factum est vulnus saevum ac pessimum in homines qui habent caracterem bestiae et eos qui adoraverunt imaginem eius
Биринчиси берип ченидикини йәр-зиминға төкти. Буниң билән дивиниң тамғиси бесилған вә униң бут-һәйкилигә чоқунғанларда бир хил жиркиничлик һәм азаплиқ чақа-җаһарәт пәйда болди.
3 et secundus effudit fialam suam in mare et factus est sanguis tamquam mortui et omnis anima vivens mortua est in mari
Иккинчиси чинидикини деңизға төкти; деңиз сүйи өлүкниң қениға охшаш қанға айланди вә ичидики пүтүн җанлиқлар өлди.
4 et tertius effudit fialam suam super flumina et super fontes aquarum et factus est sanguis
Үчинчиси чинидикини дәрия вә булақларниң сулириға төкти; уларниң сүйиму қанға айланди.
5 et audivi angelum aquarum dicentem iustus es qui es et qui eras sanctus quia haec iudicasti
Андин мән суларниң пәриштисиниң мундақ дегәнлигини аңлидим: — «Мошундақ һөкүмләрни чиқиришиңда адил болғансән, И һазир бар Болғучи, бар болған Муқәддәс Болғучи!
6 quia sanguinem sanctorum et prophetarum fuderunt et sanguinem eis dedisti bibere digni sunt
Мошу адәмләр муқәддәс бәндиләр вә пәйғәмбәрләрниң қенини төккәнлиги вәҗидин, Сән уларға ичкили қан бәрдиң. Улар шуниңға лайиқтур».
7 et audivi altare dicens etiam Domine Deus omnipotens vera et iusta iudicia tua
Андин қурбангаһниң җававән: — «Шундақ, и Һәммигә Қадир Пәрвәрдигар Худа, Һөкүмлириң һәқ вә адилдур» — дегәнлигини аңлидим.
8 et quartus effudit fialam suam in solem et datum est illi aestu adficere homines et igni
Төртинчиси чинидикини қуяшниң үстигә төкти; буниң билән қуяшқа инсанларни от билән өртигили қудрәт берилди.
9 et aestuaverunt homines aestu magno et blasphemaverunt nomen Dei habentis potestatem super has plagas neque egerunt paenitentiam ut darent illi gloriam
Шуниң билән инсанлар дәһшәтлик қизиқта өртәлди; бирақ улар һеч товва қилмиди вә бу балаю-апәтләрниң Егиси болған Худани улуқлашниң орниға Униң намини қарғашти.
10 et quintus effudit fialam suam super sedem bestiae et factum est regnum eius tenebrosum et conmanducaverunt linguas suas prae dolore
Бәшинчиси чинидикини дивиниң тәхтигә төкти; дивиниң падишалиғини қараңғулуқ басти, кишиләр азаптин тиллирини чишләшти
11 et blasphemaverunt Deum caeli prae doloribus et vulneribus suis et non egerunt paenitentiam ex operibus suis
вә ағриқ-азави вә чақа-җараһәтлириниң дәстидин әрштики Худани күпүрлүк қилип қарғишип, қилмишлириға һеч товва қилишмиди.
12 et sextus effudit fialam suam in flumen illud magnum Eufraten et siccavit aquam eius ut praepararetur via regibus ab ortu solis
Алтинчиси чинидикини улуқ Әфрат дәриясиға төкти; шу һаман күнчиқиштин келидиған падишаларниң йолини һазирлашқа дәрияниң сүйи қуриди.
13 et vidi de ore draconis et de ore bestiae et de ore pseudoprophetae spiritus tres inmundos in modum ranarum
Андин мән әҗдиһаниң, дивиниң вә сахта пәйғәмбәрниң еғизлиридин чиққан пақиға охшайдиған үч напак роһни көрдүм.
14 sunt enim spiritus daemoniorum facientes signa et procedunt ad reges totius terrae congregare illos in proelium ad diem magnum Dei omnipotentis
Булар мөҗизилик аламәтләрни көрситидиған җинларниң роһлири болуп, пүткүл йәр йүзидики падишаларни Һәммигә Қадир Худаниң дәһшәтлик күнидики җәңгә җәм қилишқа уларниң йениға чиқип кетивататти
15 ecce venio sicut fur beatus qui vigilat et custodit vestimenta sua ne nudus ambulet et videant turpitudinem eius
(«мана, Мән оғридәк келимән! Ялаңач маңмаслиқ, номуси көрүнмәслиги үчүн, кийимлирини чиң сақлап, сәгәк турғанлар бәхитликтур!»).
16 et congregavit illos in locum qui vocatur hebraice Hermagedon
Әнди [напак роһлар] [падишаларни] ибранийчә «Һармагеддон» дейилидиған йәргә җәм қилди.
17 et septimus effudit fialam suam in aerem et exivit vox magna de templo a throno dicens factum est
Йәттинчиси чинидикини һаваға төкти; әрштики ибадәтханидин, тәхттин жуқури бир аваз көтирилип: «Иш тамам болди!» дейилди.
18 et facta sunt fulgora et voces et tonitrua et terraemotus factus est magnus qualis numquam fuit ex quo homines fuerunt super terram talis terraemotus sic magnus
Шуан чақмақлар чеқилди, түрлүк авазлар вә гүлдүрмамилар аңланди вә дәһшәтлик бир йәр тәврәш йүз бәрди; инсанлар йәр йүзидә апиридә болғандин бери бунчилик дәһшәтлик йәр тәврәш һеч болуп бақмиған еди.
19 et facta est civitas magna in tres partes et civitates gentium ceciderunt et Babylon magna venit in memoriam ante Deum dare ei calicem vini indignationis irae eius
Катта шәһәр үчкә бөлүнди; һәр қайси әлләрдики шәһәрләрму ғулитилди. Шуниң билән катта шәһәр Бабил Худаниң ядиға кечип униң әшәддий қәһрлик шараби билән толған қәдәһ униңға берилди.
20 et omnis insula fugit et montes non sunt inventi
Барлиқ араллар өзини қачуруп ғайип болди, тағларму йоқ болди;
21 et grando magna sicut talentum descendit de caelo in homines et blasphemaverunt homines Deum propter plagam grandinis quoniam magna facta est vehementer
Инсанларниң үстигә һәр бир даниси бир талант еғирлиқта келидиған мөлдүр асмандин яғди. Мөлдүр апити шундақ дәһшәтлик болдики, адәмләр апәтниң дәстидин Худани күпүрлүк қилип қарғашти.