< Marcum 16 >
1 et cum transisset sabbatum Maria Magdalene et Maria Iacobi et Salome emerunt aromata ut venientes unguerent eum
Шабат күни өтүши биләнла, Магдаллиқ Мәрйәм, Яқупниң аниси Мәрйәм вә Саломилар берип Әйсаниң җәситигә сүрүш үчүн хушпурақлиқ буюмларни сетивалди.
2 et valde mane una sabbatorum veniunt ad monumentum orto iam sole
Һәптиниң биринчи күни улар бәк балдур, таң сәһәрдә орнидин туруп, күн чиқиши билән қәбиргә барди.
3 et dicebant ad invicem quis revolvet nobis lapidem ab ostio monumenti
Улар өз ара: «Бизгә қәбирниң ағзидики ташни ким домилитишип берәр?» дейишти.
4 et respicientes vident revolutum lapidem erat quippe magnus valde
Лекин улар башлирини көтирип қаривиди, ташниң бир янға домилитиветилгинини көрди — әслидә у таш наһайити йоған еди.
5 et introeuntes in monumento viderunt iuvenem sedentem in dextris coopertum stola candida et obstipuerunt
Улар қәбиргә киргәндә, оң тәрәптә олтарған, ақ тон кийгән, яш бир адәмни көрди, вә қаттиқ дәккә-дүккигә чүшти.
6 qui dicit illis nolite expavescere Iesum quaeritis Nazarenum crucifixum surrexit non est hic ecce locus ubi posuerunt eum
Лекин у уларға: — Дәккә-дүккигә чүшмәңлар. Силәр крестләнгүчи Насарәтлик Әйсани издәватисиләр. У тирилди, у бу йәрдә әмәс. Мана улар уни қойған җай!
7 sed ite et dicite discipulis eius et Petro quia praecedit vos in Galilaeam ibi eum videbitis sicut dixit vobis
Лекин бериңлар, униң мухлислириға вә Петрусқа: «У Галилийәгә силәрдин авал баридикән; у силәргә ейтқинидәк, силәр уни шу йәрдә көридикәнсиләр» дәңлар, — деди.
8 at illae exeuntes fugerunt de monumento invaserat enim eas tremor et pavor et nemini quicquam dixerunt timebant enim
Улар қәбирдин чиқипла бәдәр қачти. Уларни титрәк бесип һошини йоқитай дегән еди; бәк қорқуп кәткәчкә, һеч кимгә һеч немини ейтмиди.
9 (note: The most reliable and earliest manuscripts do not include Mark 16:9-20.) surgens autem mane prima sabbati apparuit primo Mariae Magdalenae de qua eiecerat septem daemonia
(note: The most reliable and earliest manuscripts do not include Mark 16:9-20.) Әйса һәптиниң биринчи күни таң сәһәрдә тирилгәндин кейин, авал Магдаллиқ Мәрйәмгә көрүнди. У әслидә униңдин йәттә җинни һайдивәткән еди.
10 illa vadens nuntiavit his qui cum eo fuerant lugentibus et flentibus
Мәрйәм чиқип, матәм тутуп жиғлишип турған, бурун униң билән биллә болғанларға хәвәр бәрди.
11 et illi audientes quia viveret et visus esset ab ea non crediderunt
Униң тирик екәнлигини вә Мәрйәмгә көрүнгәнлигини аңлиғанда, улар ишәнмиди.
12 post haec autem duobus ex eis ambulantibus ostensus est in alia effigie euntibus in villam
Бу ишлардин кейин, у уларниң ичидики йезиға кетиватқан иккиләнгә башқа сияқта көрүнди.
13 et illi euntes nuntiaverunt ceteris nec illis crediderunt
Буларму қалғанларниң йениға қайтип, уларға хәвәр қилған болсиму, лекин улар буларғиму ишәнмиди.
14 novissime recumbentibus illis undecim apparuit et exprobravit incredulitatem illorum et duritiam cordis quia his qui viderant eum resurrexisse non crediderant
Андин он бирәйлән дәстиханда олтирип ғизалиниватқанда, у уларға көрүнди вә уларниң етиқатсизлиғи вә таш жүрәклиги үчүн уларни тәнбиһ берип әйиплиди; чүнки улар өзиниң тирилгинини көргәнләргә ишәнмигән еди.
15 et dixit eis euntes in mundum universum praedicate evangelium omni creaturae
У уларға мундақ деди: — Пүткүл җаһанға берип, яритилғучиларниң һәр биригә хуш хәвәрни җакалаңлар.
16 qui crediderit et baptizatus fuerit salvus erit qui vero non crediderit condemnabitur
Етиқат қилип, чөмүлдүрүшни қобул қилғанлар қутқузулиду. Етиқат қилмиғанлар болса гунаға бекитилиду.
17 signa autem eos qui crediderint haec sequentur in nomine meo daemonia eicient linguis loquentur novis
Етиқат қилғанларниң излириға мошундақ мөҗизилик аламәтләр әгишип һәмраһ болиду: — улар Мениң намим билән җинларни һайдиветиду; улар йеңи тилларда сөзләйду,
18 serpentes tollent et si mortiferum quid biberint non eos nocebit super aegrotos manus inponent et bene habebunt
улар иланларни қоллирида тутиду, һәр қандақ зәһәрлик нәрсини ичсиму, уларға зәрәр йәткүзмәйду; қоллирини бемарларға тәккүзүп қойса, кесәллири сақийип кетиду.
19 et Dominus quidem postquam locutus est eis adsumptus est in caelum et sedit a dextris Dei
Шуңа Рәб уларға бу сөзләрни қилип болғандин кейин, асманға көтирилди, Худаниң оң йенида олтарди.
20 illi autem profecti praedicaverunt ubique Domino cooperante et sermonem confirmante sequentibus signis
Мухлислар чиқип, һәр йәргә берип хуш хәвәрни җакалап жүрди. Рәб улар билән тәң ишләп, сөз-каламиға һәмраһ болуп әгәшкән мөҗизилик аламәтләр билән униңға испат бәрди.