< Leviticus 16 >

1 locutusque est Dominus ad Mosen post mortem duum filiorum Aaron quando offerentes ignem alienum interfecti sunt
Һарунниң икки оғли Пәрвәрдигарниң алдиға йеқинлишиши билән өлүп кәтти. Улар өлүп кәткәндин кейин, Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилди.
2 et praecepit ei dicens loquere ad Aaron fratrem tuum ne omni tempore ingrediatur sanctuarium quod est intra velum coram propitiatorio quo tegitur arca ut non moriatur quia in nube apparebo super oraculum
Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: — «Сән өз қериндишиң Һарунға: «Сән өлүп кәтмәслигиң үчүн пәрдиниң ичидики муқәддәс җайға қоюлған әһдә сандуғиниң үстидики «кафарәт тәхти»ниң алдиға һәр вақит кәлмә», дегин. Чүнки Мән «кафарәт тәхти»ниң үстидики булутта аян болимән.
3 nisi haec ante fecerit vitulum offeret pro peccato et arietem in holocaustum
Һарун [әң] муқәддәс җайға муну йол билән кирсун: — Гуна қурбанлиғи үчүн бир яш топақ, көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир қочқарни кәлтүрсун;
4 tunica linea vestietur feminalibus lineis verecunda celabit accingetur zona linea cidarim lineam inponet capiti haec enim vestimenta sunt sancta quibus cunctis cum lotus fuerit induetur
өзи муқәддәс канап халта көйнәкни кийип, әтлирини япидиған канап иштанниму кийип, белигә бир канап бәлвағни бағлап, бешиға канап сәллини йөгәп кәлсун. Булар муқәддәс кийимләр болғачқа, кийиштин илгири бәдинини суда жуйсун.
5 suscipietque ab universa multitudine filiorum Israhel duos hircos pro peccato et unum arietem in holocaustum
У Исраилларниң җамаитидин гуна қурбанлиғи үчүн икки текә, көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир қочқарни тапшурувалсун.
6 cumque obtulerit vitulum et oraverit pro se et pro domo sua
Шуниң билән Һарун авал гуна қурбанлиғи болидиған топақни сунуп, өзи вә өз өйидикиләр үчүн кафарәт кәлтүрүши керәк.
7 duos hircos stare faciet coram Domino in ostio tabernaculi testimonii
Андин у икки текини елип, уларни җамаәт чедириниң кириш ағзиниң алдиға кәлтүрүп, Пәрвәрдигарниң алдида турғузсун.
8 mittens super utrumque sortem unam Domino et alteram capro emissario
Андин Һарун бу икки текә тоғрисида чәк ташлисун; чәкниң бирини «Пәрвәрдигар үчүн», йәнә бирини «азазәл үчүн» ташлисун.
9 cuius sors exierit Domino offeret illum pro peccato
Һарун Пәрвәрдигарға чәк чүшкән текини кәлтүрүп, гуна қурбанлиғи сүпитидә сунсун.
10 cuius autem in caprum emissarium statuet eum vivum coram Domino ut fundat preces super eo et emittat illum in solitudinem
Лекин «азазәл»гә чәк чүшкән текини болса, кафарәт кәлтүрүши үчүн чөлгә һайдилишкә, шундақла «азазәл»гә әвәтилишкә Пәрвәрдигарниң алдида тирик қалдурулсун.
11 his rite celebratis offeret vitulum et rogans pro se et pro domo sua immolabit eum
Андин Һарун гуна қурбанлиғини, йәни өзи үчүн болған топақни кәлтүрүп, өзи вә өз өйидикиләр үчүн кафарәт кәлтүрүшкә өзигә гуна қурбанлиғи болидиған бу топақни боғузлисун;
12 adsumptoque turibulo quod de prunis altaris impleverit et hauriens manu conpositum thymiama in incensum ultra velum intrabit in sancta
Андин у Пәрвәрдигарниң алдидики қурбангаһтин елинған чоғ билән толған бир хушбуйданни елип, икки қоллап юмшақ езилгән есил хушбуй әтир билән толдуруп, буни пәрдиниң ичигә елип барсун;
13 ut positis super ignem aromatibus nebula eorum et vapor operiat oraculum quod est super testimonium et non moriatur
андин хушбуй ис-түтики һөкүм-гува сандуғиниң үстидики кафарәт тәхтини қаплисун дәп, хушбуйни Пәрвәрдигарниң һозуридики отниң үстигә қойсун; шуниң билән у өлмәйду.
14 tollet quoque de sanguine vituli et asperget digito septies contra propitiatorium ad orientem
У топақниң қенидин елип өз бармиғи билән кафарәт тәхтиниң шәриқ тәрипигә чечип, кафарәт тәхтиниң алдиғиму өз бармиғи билән қандин елип, йәттә қетим сәпсун.
15 cumque mactaverit hircum pro peccato populi inferet sanguinem eius intra velum sicut praeceptum est de sanguine vituli ut aspergat e regione oraculi
Андин у хәлиқ үчүн гуна қурбанлиғи қилинидиған текини боғузлисун; қенини пәрдиниң ичигә кәлтүрүп, топақниң қенини қилғандәк қилсун, йәни униң қенидин елип кафарәт тәхтигә вә кафарәт тәхтиниң алдиға чачсун.
16 et expiet sanctuarium ab inmunditiis filiorum Israhel et a praevaricationibus eorum cunctisque peccatis iuxta hunc ritum faciet tabernaculo testimonii quod fixum est inter eos in medio sordium habitationis eorum
У бу йол билән муқәддәс җай үчүн кафарәт кәлтүрүп, уни Исраилларниң напаклиғидин, һәммә итаәтсизликлирини елип баридиған гуналиридин паклайду вә шуниңдәк уларниң напаклиғи арисида туруватқан җамаәт чедири үчүнму шундақ кафарәт қилсун.
17 nullus hominum sit in tabernaculo quando pontifex ingreditur sanctuarium ut roget pro se et pro domo sua et pro universo coetu Israhel donec egrediatur
У кафарәт кәлтүрүш үчүн әң муқәддәс җайға киргәндин тартип униңдин чиққичә һеч бир адәм җамаәт чедири ичидә болмисун; бу йол билән у өзи, өйидикиләр вә Исраилниң пүткүл җамаити үчүн кафарәт кәлтүриду.
18 cum autem exierit ad altare quod coram Domino est oret pro se et sumptum sanguinem vituli atque hirci fundat super cornua eius per gyrum
Андин у Пәрвәрдигарниң алдидики қурбангаһқа чиқип, униң үчүнму кафарәт кәлтүриду; шуниңдәк топақниң қени билән текиниң қенидин елип қурбангаһниң чөрисидики мүңгүзләргә сүрсун;
19 aspergensque digito septies expiet et sanctificet illud ab inmunditiis filiorum Israhel
у бармиғи билән қандин елип қурбангаһниң үстигә йәттә қетим сәпсун; шуниң билән у уни Исраилларниң напаклиқлиридин паклап [Худаға атап] муқәддәс қилиду.
20 postquam emundarit sanctuarium et tabernaculum et altare tunc offerat hircum viventem
— Муқәддәс җай, җамаәт чедири вә қурбангаһ үчүн кафарәт кәлтүрүп болғандин кейин, у тирик текини кәлтүрсун;
21 et posita utraque manu super caput eius confiteatur omnes iniquitates filiorum Israhel et universa delicta atque peccata eorum quae inprecans capiti eius emittet illum per hominem paratum in desertum
андин Һарун икки қолини тирик текиниң бешиға қоюп туруп, униң үстидә туруп, Исраилларниң барлиқ қәбиһликлири вә итаәтсизликлирини елип баридиған гуналирини иқрар қилип, уларни текиниң бешиға артсун; андин уни йенида тәйяр туридиған бир адәмниң қоли билән чөлгә әвәтивәтсун.
22 cumque portaverit hircus omnes iniquitates eorum in terram solitariam et dimissus fuerit in deserto
Бу йол билән текә уларниң һәммә қәбиһликлирини өз үстигә елип, адәмзатсиз чөлгә кетиду. Шуңа у текини чөлгә қоювәтсун.
23 revertetur Aaron in tabernaculum testimonii et depositis vestibus quibus prius indutus erat cum intraret sanctuarium relictisque ibi
— Андин Һарун җамаәт чедириға кирип муқәддәс җайға киргән вақитта кийгән канап кийимлирини селип шу йәрдә уларни қоюп қойсун.
24 lavabit carnem suam in loco sancto indueturque vestimentis suis et postquam egressus obtulerit holocaustum suum ac plebis rogabit tam pro se quam pro populo
У муқәддәс йәрдә өз бәдинини суда жуюп, өз кийимлирини кийип ташқириға чиқип, өзиниң көйдүрмә қурбанлиғи билән хәлиқниң көйдүрмә қурбанлиғини сунуп, шу йол билән өзи вә хәлиқ үчүн кафарәт кәлтүриду.
25 et adipem qui oblatus est pro peccatis adolebit super altare
Шундақла у гуна қурбанлиғиниң мейини қурбангаһта көйдүрсун.
26 ille vero qui dimiserit caprum emissarium lavabit vestimenta sua et corpus aqua et sic ingredietur in castra
«Азазәл»гә бекитилгән текини елип берип қоювәткән киши өз кийимлирини жуюп, бәдинини суда жуюп, андин чедиргаһқа киришкә болиду.
27 vitulum autem et hircum qui pro peccato fuerant immolati et quorum sanguis inlatus est ut in sanctuario expiatio conpleretur asportabunt foras castra et conburent igni tam pelles quam carnes eorum et fimum
Кафарәт кәлтүрүш үчүн қени [әң] муқәддәс җайға елип кирилип, гуна қурбанлиғи қилинған топақ билән гуна қурбанлиғи қилинған текини бириси чедиргаһниң ташқириға елип чиқип, уларниң териси, гөши вә тезәклирини отта көйдүрсун.
28 et quicumque conbuserit ea lavabit vestimenta sua et carnem aqua et sic ingredietur in castra
Уларни көйдүргән киши өз кийимлирини жуюп, бәдинини суда жуюп, андин чедиргаһқа киришкә болиду.
29 eritque hoc vobis legitimum sempiternum mense septimo decima die mensis adfligetis animas vestras nullumque facietis opus sive indigena sive advena qui peregrinatur inter vos
— Мана бу силәргә бир әбәдий қанун-бәлгүлимә болсун: — Һәр йәттинчи айниң онинчи күнидә силәр өз нәпсиңларни тартип өзүңларни төвән тутуңлар вә һеч қандақ иш қилмаңлар; мәйли йәрликләр болсун яки араңларда туруватқан Яқ. жутлуқлар болсун шундақ қилишиңлар керәк.
30 in hac die expiatio erit vestri atque mundatio ab omnibus peccatis vestris coram Domino mundabimini
Чүнки шу күнидә силәрни паклашқа силәр үчүн кафарәт кәлтүрүлиду; Пәрвәрдигарниң алдида силәр һәммә гуналириңлардин пак болисиләр.
31 sabbatum enim requietionis est et adfligetis animas vestras religione perpetua
Бу күн силәргә пүтүнләй арам алидиған шабат күни болуп, нәпсиңларни тартип өзүңларни төвән тутисиләр; бу әбәдий бир бәлгүлимидур.
32 expiabit autem sacerdos qui unctus fuerit et cuius initiatae manus ut sacerdotio fungatur pro patre suo indueturque stola linea et vestibus sanctis
Кимки атисиниң орнида каһинлиқ жүргүзүш үчүн мәсиһ қилинип, Худаға атап тикләнгән каһин болса шу йол билән кафарәт кәлтүриду. У канаптин етилгән муқәддәс кийимни кийип туруп,
33 et expiabit sanctuarium et tabernaculum testimonii atque altare sacerdotes quoque et universum populum
Әң муқәддәс җай үчүн кафарәт кәлтүриду; җамаәт чедири билән қурбангаһ үчүнму кафарәт кәлтүриду; қалған каһинлар билән барлиқ хәлиқниң җамаити үчүн һәм кафарәт кәлтүриду.
34 eritque hoc vobis legitimum sempiternum ut oretis pro filiis Israhel et pro cunctis peccatis eorum semel in anno fecit igitur sicut praeceperat Dominus Mosi
Бу болса силәр үчүн әбәдий бир бәлгүлимә болиду; шуниң билән Исраилларни барлиқ гуналиридин паклаш үчүн жилда бир қетим кафарәт кәлтүрүп берисиләр». Шуниң билән [Һарун] Пәрвәрдигар Мусаға буйруғинидәк қилди.

< Leviticus 16 >