< Aggæi Prophetæ 2 >
1 in septimo mense vicesima et prima mensis factum est verbum Domini in manu Aggei prophetae dicens
Йәттинчи айниң жигирмә биринчи күни, Пәрвәрдигарниң сөзи Һагай пәйғәмбәр арқилиқ келип мундақ дейилди:
2 loquere ad Zorobabel filium Salathihel ducem Iuda et ad Iesum filium Iosedech sacerdotem magnum et ad reliquos populi dicens
— «Шеалтиәлниң оғли, Йәһуданиң валийиси Зәруббабәлгә, Йәһозадакниң оғли, баш каһин Йәшуаға һәмдә хәлиқниң қалдисиға сөз қилип улардин: —
3 quis in vobis est derelictus qui vidit domum istam in gloria sua prima et quid vos videtis hanc nunc numquid non ita est quasi non sit in oculis vestris
«Араңлардин әйни чағдики шан-шәрәптә болған бу өйни көргәнләрдин ким бар? Силәр һазир униңға қандақ қарайсиләр? Нәзириңларда у һеч немигә әрзимәйду, шундақму?» — дәп сориғин.
4 et nunc confortare Zorobabel dicit Dominus et confortare Iesu fili Iosedech sacerdos magne et confortare omnis popule terrae dicit Dominus exercituum et facite quoniam ego vobiscum sum dicit Dominus exercituum
— Бирақ һазир, и Зәруббабәл, җасарәтлик бол, — дәйду Пәрвәрдигар, — Йәһозадакниң оғли, баш каһин Йәшуа, җасарәтлик бол; зиминдики барлиқ хәлиқ, җасарәтлик болуп ишләңлар, — дәйду Пәрвәрдигар. — чүнки Мән силәр билән биллидурмән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
5 verbum quod placui vobiscum cum egrederemini de terra Aegypti et spiritus meus erit in medio vestrum nolite timere
— Мисирдин чиққан вақтиңларда силәргә әһдә қилған сөзүм вә Мениң Роһум араңларда туруп кәлди; һәргиз қорқмаңлар.
6 quia haec dicit Dominus exercituum adhuc unum modicum est et ego commovebo caelum et terram et mare et aridam
Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — — Йәнә пәқәт азғина вақиттин кейин Мән асманлар, йәр йүзи, деңиз һәм қуруқлуқни тәвритимән;
7 et movebo omnes gentes et veniet desideratus cunctis gentibus et implebo domum istam gloria dicit Dominus exercituum
Мән барлиқ әлләрни тәвритимән; нәтиҗидә әлләрниң сәрхил әтивар нәрсилири елип келиниду. Мән мошу өйни шан-шәрәпкә толдуримән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
8 meum est argentum et meum est aurum dicit Dominus exercituum
— Күмүч Мениңки, алтун Мениңки, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
9 magna erit gloria domus istius novissimae plus quam primae dicit Dominus exercituum et in loco isto dabo pacem dicit Dominus exercituum
— Бу өйниң кейинки шан-шәриви әслидикидин зор болиду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — вә Мән мошу йәрдә арамлик-хатирҗәмликни ата қилимән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар».
10 in vicesima et quarta noni mensis in anno secundo Darii factum est verbum Domini ad Aggeum prophetam dicens
Дариус падишаниң иккинчи жили, тоққузинчи айниң жигирмә төртинчи күни, Пәрвәрдигарниң сөзи Һагай пәйғәмбәр арқилиқ келип мундақ дейилди: —
11 haec dicit Dominus exercituum interroga sacerdotes legem dicens
«Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Каһинларға сөз қилип улардин Тәврат-қануни тоғрилиқ: —
12 si tulerit homo carnem sanctificatam in ora vestimenti sui et tetigerit de summitate eius panem aut pulmentum aut vinum aut oleum aut omnem cibum numquid sanctificabitur respondentes autem sacerdotes dixerunt non
«Бириси тониниң етигидә «[Худаға] аталған гөш»ни көтирип кетиватқинида, униң етиги нанға, умачқа, шарапқа, зәйтун майға яки һәр қандақ аш-озуққа мундақла тегип кәтсә, ундақта у нәрсиләр «[Худаға] аталған» боламду?» — дәп сориғин». Каһинлар җававән: «Яқ» — деди.
13 et dixit Aggeus si tetigerit pollutus in anima ex omnibus his numquid contaminabitur et responderunt sacerdotes et dixerunt contaminabitur
Вә Һагай: «Бириси җәсәткә тегип «напак» болған болса, у бу аш-озуқниң қайсибиригә тәгсә, ундақта аш-озуқ напак боламду?» — дәп сориди. Каһинлар җававән: «У напак болиду» — деди.
14 et respondit Aggeus et dixit sic populus iste et sic gens ista ante faciem meam dicit Dominus et sic omne opus manuum eorum et omnia quae obtulerint ibi contaminata erunt
Андин Һагай җававән мундақ деди: —«Пәрвәрдигар: «Әнди бу хәлиқ, бу «ят әл» Мениң алдимдиму шундақтур, уларниң қоллирида ишләнгәнлириниң һәммисиму шундақтур, шуниңдәк уларниң шу йәрдә Маңа һәр бир сунғанлириму напактур» — дәйду.
15 et nunc ponite corda vestra a die hac et supra antequam poneretur lapis super lapidem in templo Domini
— Әнди һазир көңүл қоюп ойлиниңлар — Бүгүндин башлап, мошу вақиттин тартип көрүңлар — таки Пәрвәрдигарниң ибадәтханисидики таш үстигә йәнә бир тал таш қоюлғичә,
16 cum accederetis ad acervum viginti modiorum et fierent decem intraretis ad torcular ut exprimeretis quinquaginta lagoenas et fiebant viginti
шуниңдин илгәрки күнләрдә, бириси «жигирмә күрә»лик бир дога ашлиқни алғили кәлгәндә, мана пәқәт он күрила чиқти; бириси шарап күпидин әллик комзәк алғили кәлсә, мана пәқәт жигирмә комзәк чиқти.
17 percussi vos vento urente et aurugine et grandine omnia opera manuum vestrarum et non fuit in vobis qui reverteretur ad me dicit Dominus
Мән қоллириңлар билән ишлигән барлиқ ишлириңларда силәрни җудун, һал вә мөлдүр апәтлири билән уруп кәлдим; бирақ силәр йенимға қайтмидиңлар.
18 ponite corda vestra ex die ista et in futurum a die vicesima et quarta noni mensis a die qua fundamenta iacta sunt templi Domini ponite super cor vestrum
Әнди өтүнимәнки, көңүл қоюп ойлиниңлар — бу күн, йәни тоққузинчи айниң жигирмә төртинчи күнидин башлап, мошу вақиттин тартип, — йәни Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиниң қайта қурулушини башлиған күнидин кейинки ишларға көңүл қоюп ойлиниңлар;
19 numquid iam semen in germine est et adhuc vinea et ficus et malogranatum et lignum olivae non floruit ex die ista benedicam
данлар амбарға жиғилдиму? Үзүм таллири, әнҗир, анар һәм зәйтун дәрәқлири һеч мевә бәрмиди. Бирақ Мән бу күндин башлап силәрни бәрикәтләймән».
20 et factum est verbum Domini secundo ad Aggeum in vicesima et quarta mensis dicens
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи шу айниң жигирмә төртинчи күни Һагайға иккинчи қетим келип мундақ дейилди: —
21 loquere ad Zorobabel ducem Iuda dicens ego movebo caelum pariter et terram
— Йәһудаға валий болған Зәруббабәлгә сөз қилип мундақ дегин: — — «Мән асманларни, зиминни тәвритишкә тәмшиливатимән;
22 et subvertam solium regnorum et conteram fortitudinem regni gentium et subvertam quadrigam et ascensorem eius et descendent equi et ascensores eorum vir in gladio fratris sui
Падишаһлиқларниң тәхтини өрүветимән, әлләрниң падишалиқлириниң күчини йоқитимән; җәң һарвулири һәм униң үстидә олтарғанларни өрүветимән; атлар вә атлиқ әскәрләр, уларниң һәр бири өз қериндишиниң қиличи билән моллақ атқузулиду.
23 in die illo dicit Dominus exercituum adsumam te Zorobabel fili Salathihel serve meus dicit Dominus et ponam te quasi signaculum quia te elegi dicit Dominus exercituum
Шу күнидә — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Мән сени, йәни Шеалтиәлниң оғли Зәруббабәлни алимән, — дәйду Пәрвәрдигар — андин сени худди мөһүрлүк үзүкүмдәк қилимән; чүнки Мән сени талливалдим, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар».