< Actuum Apostolorum 1 >

1 primum quidem sermonem feci de omnibus o Theophile quae coepit Iesus facere et docere
И [һөрмәтлик] Теофилос, мән дәсләп язған баян Әйса өзи таллиған расулларға Муқәддәс Роһ арқилиқ әмирләрни тапшуруп асманға көтирилгән күнгичә болған униң барлиқ әмәллири һәм барлиқ тәлим беришлириниң башланмиси тоғрисида еди.
2 usque in diem qua praecipiens apostolis per Spiritum Sanctum quos elegit adsumptus est
3 quibus et praebuit se ipsum vivum post passionem suam in multis argumentis per dies quadraginta apparens eis et loquens de regno Dei
У азап-оқубәтләрни тартқандин кейин, уларға көп испатлар билән өзиниң тирик екәнлигини көрсәткән; у уларға қириқ күн ичидә көрүнгән болуп, Худаниң падишалиғиға аит ишлар тоғрилиқ сөзләп бәргән;
4 et convescens praecepit eis ab Hierosolymis ne discederent sed expectarent promissionem Patris quam audistis per os meum
вә улар билән җәм қилинғанда мундақ әмир қилди: — «Йерусалимдин айрилмай, силәр мәндин аңлиған, Атиниң вәдисини күтүңлар.
5 quia Iohannes quidem baptizavit aqua vos autem baptizabimini Spiritu Sancto non post multos hos dies
Чүнки Йәһя суда чөмүлдүргән, лекин силәр болсаңлар көп күнләр өтмәй Муқәддәс Роһта чөмүлдүрүлисиләр».
6 igitur qui convenerant interrogabant eum dicentes Domine si in tempore hoc restitues regnum Israhel
Расуллар [униң билән] җәм қилинғанда, униңдин: — И Рәб, сән мошу вақитта Исраилниң падишалиғини әслигә кәлтүрмәкчимусән? — дәп сорашқа башлиди.
7 dixit autem eis non est vestrum nosse tempora vel momenta quae Pater posuit in sua potestate
У уларға мундақ деди: — Ата Өз һоқуқиға асасән бекиткән вақит-пәйтләрни силәрниң билиш несивәңлар йоқ.
8 sed accipietis virtutem supervenientis Spiritus Sancti in vos et eritis mihi testes in Hierusalem et in omni Iudaea et Samaria et usque ad ultimum terrae
Бирақ Муқәддәс Роһ үстүңларға чүшкәндә силәр күч-қудрәткә егә болисиләр, Йерусалим, пүтүн Йәһудийә вә Самарийә бойичә һәм җаһанниң чәтлиригичә маңа гувачи болисиләр.
9 et cum haec dixisset videntibus illis elevatus est et nubes suscepit eum ab oculis eorum
У бу сөзләрни қилип болуп, улар қарап турғанда көтирилди, бир парчә булут уни ариға алди-дә, у уларниң нәзиридин ғайип болди.
10 cumque intuerentur in caelum eunte illo ecce duo viri adstiterunt iuxta illos in vestibus albis
У асманға көтирилгәндә, улар көзлирини көккә тикип қарашқанда, мана туюқсиз уларниң йенида ақ кийим кийгән икки адәм пәйда болуп:
11 qui et dixerunt viri galilaei quid statis aspicientes in caelum hic Iesus qui adsumptus est a vobis in caelum sic veniet quemadmodum vidistis eum euntem in caelum
— Әй Галилийәликләр, немишкә өрә турғиниңларчә асманға қарап қалдиңлар? Силәр силәрдин айрилип әршкә көтирилгән шу Әйсаниң асманға қандақ көтирилгинини көргән болсаңлар, йәнә шу һалда қайтип келиду, — деди.
12 tunc reversi sunt Hierosolymam a monte qui vocatur Oliveti qui est iuxta Hierusalem sabbati habens iter
Андин улар Йерусалимға йеқин, униңдин бир чақиримчә жирақлиқтики Зәйтун теғидин Йерусалимға қайтип кәлди.
13 et cum introissent in cenaculum ascenderunt ubi manebant Petrus et Iohannes Iacobus et Andreas Philippus et Thomas Bartholomeus et Mattheus Iacobus Alphei et Simon Zelotes et Iudas Iacobi
Улар шәһәргә кирип, өзлири туруватқан өйниң үстүнки қәвитидики бир өйгә чиқти. Шу йәрдә Петрус, Юһанна, Яқуп, Андирияс, Филип, Томас, Бартоломай, Матта, Алфайниң оғли Яқуп, «милләтпәрвәр» Симон вә [йәнә бир] Яқупниң оғли Йәһуда бар еди.
14 hii omnes erant perseverantes unianimiter in oratione cum mulieribus et Maria matre Iesu et fratribus eius
Булар бир җан бир дил болуп үзүлдүрмәй берилип дуа-тилавәт қилишти; бу ишта бир йәргә җәм болғанлардин бир қанчә аял, җүмлидин Әйсаниң аниси Мәрйәм һәмдә Әйсаниң инилириму бар еди.
15 et in diebus illis exsurgens Petrus in medio fratrum dixit erat autem turba nominum simul fere centum viginti
Шу күнләрниң биридә, Петрус қериндашлар оттурисида өрә туруп (җәм болушқанлар бир йүз жигирмигә йеқин еди) мундақ деди:
16 viri fratres oportet impleri scripturam quam praedixit Spiritus Sanctus per os David de Iuda qui fuit dux eorum qui conprehenderunt Iesum
— Қериндашлар, Әйсани тутқанларға йол башлиғучи болған Йәһуда һәққидә Муқәддәс Роһниң бурун Давут арқилиқ алдин-ала ейтқан муқәддәс язмилардики сөзлири әмәлгә ешиши муқәррәр еди.
17 quia connumeratus erat in nobis et sortitus est sortem ministerii huius
Чүнки [Йәһуда]му аримиздин бири һесапланған вә [Худаниң] бу хизмитидин несивиси бар еди
18 et hic quidem possedit agrum de mercede iniquitatis et suspensus crepuit medius et diffusa sunt omnia viscera eius
(у қилған қәбиһликниң инъамидин еришкән пулға бир парчә йәр сетивалған еди, у шу йәрдә бешичилап жиқилип, үчәй-қерини чувулуп кәтти;
19 et notum factum est omnibus habitantibus Hierusalem ita ut appellaretur ager ille lingua eorum Acheldemach hoc est ager Sanguinis
бу иш пүткүл Йерусалимдикиләргә мәлум болуп, улар у йәрни өз тили билән «Һақәлдәма» дәп аташти. Буниң мәнаси «қан төкүлгән йәр» дегәнликтур)
20 scriptum est enim in libro Psalmorum fiat commoratio eius deserta et non sit qui inhabitet in ea et episcopatum eius accipiat alius
Чүнки Зәбурда [Йәһудаға] [қаритилған] муну сөзләр пүтүлгән: — «Униң туралғуси чөлгә айлансун, Униңда һеч турғучи болмисун!» Вә: — «Униң йетәкчилик орниға башқа бириси чиқсун!»
21 oportet ergo ex his viris qui nobiscum congregati sunt in omni tempore quo intravit et exivit inter nos Dominus Iesus
Шуниң үчүн, Рәб Әйсаниң тирилгәнлигигә биз билән тәң гувалиқ бериши үчүн, бир кишини таллишимиз керәк. Бу киши Әйса аримизда жүргән күнләрдә, Йәһя [пәйғәмбәр]дин чөмүлдүрүшни қобул қилған күндин башлап таки асманға көтирилгән күнгичә биз билән баштин-ахир биллә болған кишиләрдин болуши керәк, — деди.
22 incipiens a baptismate Iohannis usque in diem qua adsumptus est a nobis testem resurrectionis eius nobiscum fieri unum ex istis
23 et statuerunt duos Ioseph qui vocabatur Barsabban qui cognominatus est Iustus et Matthiam
Шуниң билән улар Йүсүп (йәнә Барсабас дәпму аталған, йәнә бир исми Юстус) билән Маттияс дегән икки кишини бекитип, мундақ дуа қилишти:
24 et orantes dixerunt tu Domine qui corda nosti omnium ostende quem elegeris ex his duobus unum
— Сән, и һәммә адәмниң қәлбини билгүчи Пәрвәрдигар! Йәһуда тейилип бу хизмәт вә расуллуқтин мәһрум болуп өзигә хас болған йәргә кәтти. Әнди у ташлап қойған хизмәт вә расуллуқниң несивисигә егә болушқа бу иккиләндин қайсисини таллиғанлиғиңни көрсәткәйсән!
25 accipere locum ministerii huius et apostolatus de quo praevaricatus est Iudas ut abiret in locum suum
26 et dederunt sortes eis et cecidit sors super Matthiam et adnumeratus est cum undecim apostolis
Андин улар бу икки кишигә чәк ташливиди, чәк Маттиясқа чиқти. Шуниң билән у он бир расул билән бир қатардин орун алған һесапланди.

< Actuum Apostolorum 1 >