< Actuum Apostolorum 7 >

1 dixit autem princeps sacerdotum si haec ita se habent
Баш каһин Истипандин: — Буларниң ейтқанлири растму? — дәп сориди.
2 qui ait viri fratres et patres audite Deus gloriae apparuit patri nostro Abraham cum esset in Mesopotamiam priusquam moraretur in Charram
Истипан мундақ җавап бәрди: — Қериндашлар вә ата-бовилар, сөзүмгә қулақ селиңлар! Атимиз Ибраһим техи Месопотамийә районида туруватқанда, йәни Һаран шәһиригә көчүп маканлишиштин илгири, шан-шәрәпниң Егиси Худа униңға аян болуп:
3 et dixit ad illum exi de terra tua et de cognatione tua et veni in terram quam tibi monstravero
«Сән өз жутуң вә уруқ-җәмәтиңдин айрилип чиқип, Мән саңа көрситидиған зиминға барғин» дегән еди.
4 tunc exiit de terra Chaldeorum et habitavit in Charram et inde postquam mortuus est pater eius transtulit illum in terram istam in qua nunc vos habitatis
Буниң билән у Калдийләрниң зиминини ташлап, Һаран шәһиригә берип олтирақлашти. Атиси өлгәндин кейин, Худа уни бу зиминға, йәни силәр һазир туруватқан зиминға йөткәп кәлди.
5 et non dedit illi hereditatem in ea nec passum pedis et repromisit dare illi eam in possessionem et semini eius post ipsum cum non haberet filium
У вақитта, [Худа] униңға бу зиминдин мирас бәрмиди, һәтта униңқа тәвә пут қойғидәкму бир йәр бәрмигән еди. Гәрчә у техичә пәрзәнт көрмигән болсиму, [Худа] бу зиминни униңға вә униң нәслигә егилиги болуш үчүн беришкә вәдә қилди.
6 locutus est autem Deus quia erit semen eius accola in terra aliena et servituti eos subicient et male tractabunt eos annis quadringentis
Андин Худа униңға мундақ деди: «Сениң нәсиллириң яқа жутта мусапир болуп туриду, шу жуттикиләр уларни қул қилип төрт йүз жил хорлайду.
7 et gentem cui servierint iudicabo ego dixit Deus et post haec exibunt et deservient mihi in loco isto
Бирақ уларни қуллуққа салған әлни җазалаймән», деди Худа, «вә униңдин кейин, [нәсиллириң] у йәрдин чиқип, бу йәрдә Мениң ибадәт-хизмитимдә болиду».
8 et dedit illi testamentum circumcisionis et sic genuit Isaac et circumcidit eum die octava et Isaac Iacob et Iacob duodecim patriarchas
Кейин Худа Ибраһим билән бәлгүси хәтнә болған әһдини түзгән, шуниң билән Исһақ униңдин төрәлди; [Ибраһим] уни сәккизинчи күни хәтнә қилди; шундақ қилип Исһақтин Яқуп [төрәлди], Яқуптин он икки «қәбилә атиси» [төрәлди].
9 et patriarchae aemulantes Ioseph vendiderunt in Aegyptum et erat Deus cum eo
Кейин, «қәбилә атилири» иниси Йүсүпкә һәсәт қилип, уни Мисирға қуллуққа сетивәтти. Лекин Худа униң билән биллә болуп,
10 et eripuit eum ex omnibus tribulationibus eius et dedit ei gratiam et sapientiam in conspectu Pharaonis regis Aegypti et constituit eum praepositum super Aegyptum et super omnem domum suam
уни барлиқ җәбир-җапалардин қутқузуп, уни Мисир падишаси Пирәвнниң нәзиридә илтипатқа егә қилип, униңға данишмәнлик ата қилди. Падиша уни Мисирға баш вәзир, ордисиға баш ғоҗидар қилди.
11 venit autem fames in universam Aegyptum et Chanaan et tribulatio magna et non inveniebant cibos patres nostri
Кейин, еғир ачарчилиқ пүткүл Мисир вә Қанаан йәрлирини бесип, зор қийинчилиқ болди. Ата-бовилиримиз озуқ-түлүк тапалмиди.
12 cum audisset autem Iacob esse frumentum in Aegypto misit patres nostros primum
Яқуп әнди Мисирда ашлиқ барлиғини аңлиған болуп, [оғуллирини], йәни ата-бовилиримизни у йәргә биринчи қетим әвәтти.
13 et in secundo cognitus est Ioseph a fratribus suis et manifestatum est Pharaoni genus eius
Иккинчи қетим барғанда, Йүсүп акилириға өзини ашкарилиди. Шуниң билән Йүсүпниң җәмәтидикиләр Пирәвн падишаға мәлум болди.
14 mittens autem Ioseph accersivit Iacob patrem suum et omnem cognationem in animabus septuaginta quinque
Андин Йүсүп атиси Яқупниң алдиға хәвәр йәткүзүп, уни пүтүн аилә-җәмәти билән, җәмий йәтмиш бәш кишини Мисирға өзигә чақирди.
15 et descendit Iacob in Aegyptum et defunctus est ipse et patres nostri
Шуниң билән Яқуп Мисирға чүшти вә шу йәрдә өлди; кейин [униңдин болған] ата-бовилиримизму шу йәрдә өлди.
16 et translati sunt in Sychem et positi sunt in sepulchro quod emit Abraham pretio argenti a filiis Emmor filii Sychem
Уларниң җәсәтлири кейин Шәкәм шәһиригә қайтурулуп, Ибраһим бурун Һаморниң оғуллиридин мәлум пулға сетивалған, Шәкәмдики бир йәрликкә қоюлди.
17 cum adpropinquaret autem tempus repromissionis quam confessus erat Deus Abrahae crevit populus et multiplicatus est in Aegypto
Лекин Худа Ибраһимға әсли қилған вәдиниң вақти йеқинлашқанда, Мисирда туруватқан [Исраил] хәлқиниң нопуси хелә көпәйгән еди.
18 quoadusque surrexit rex alius in Aegypto qui non sciebat Ioseph
У вақитта, Йүсүптин хәвири болмиған йеңи бир падиша Мисирда тәхткә чиқти.
19 hic circumveniens genus nostrum adflixit patres ut exponerent infantes suos ne vivificarentur
Бу падиша қовмимизға һейлә-микирләр билән муамилә қилип, ата-бовилиримизни езип хорлиди, һәтта уларни өз бовақлирини һаят қалдурмаслиғи үчүн ташливетишкә мәҗбур қилди.
20 eodem tempore natus est Moses et fuit gratus Deo qui nutritus est tribus mensibus in domo patris sui
Муса мана шу чағларда туғулған еди. У Худаниң алдида алаһидә йеқимлиқ бала болуп, атисиниң өйидә үч ай беқилди.
21 exposito autem illo sustulit eum filia Pharaonis et enutrivit eum sibi in filium
Кейин у сиртқа қоюп қоюлғанда, Пирәвнниң қизи уни [судин] елип, өз оғли қилип чоң қилди.
22 et eruditus est Moses omni sapientia Aegyptiorum et erat potens in verbis et in operibus suis
Муса Мисирлиқларниң барлиқ билим-һекмити билән тәрбийилинип, сөздә вә әмәлдә интайин қабилийәтлик адәм болуп чиқти.
23 cum autem impleretur ei quadraginta annorum tempus ascendit in cor eius ut visitaret fratres suos filios Israhel
Лекин униң туғулғиниға қириқ жил тошқанда, өз қериндашлири болған Исраилларниң һалиға йетиш нийитигә кәлди.
24 et cum vidisset quendam iniuriam patientem vindicavit illum et fecit ultionem ei qui iniuriam sustinebat percusso Aegyptio
У улардин бириниң увал қилинип бозәк қилиниватқанлиғини көрүп, уни қоғдап, харланған киши үчүн интиқам елип харлиғучи Мисирлиқни өлтүрди.
25 existimabat autem intellegere fratres quoniam Deus per manum ipsius daret salutem illis at illi non intellexerunt
Чүнки у өз қериндашлирини: — Худа мениң қолум арқилиқ бизгә қутқузуш йолини ачқан дәп чүшинидиғу, дәп ойлиған еди. Лекин улар буни чүшәнмиди.
26 sequenti vero die apparuit illis litigantibus et reconciliabat eos in pacem dicens viri fratres estis ut quid nocetis alterutrum
Әтиси, Муса уларниң арисидики бир уруш-җедәлни көрүп, арисиға кирип яраштурмақчи болуп: Силәр қериндаш туруп, немишкә бир-бириңларға йолсизлиқ қиливатисиләр? — деди.
27 qui autem iniuriam faciebat proximo reppulit eum dicens quis te constituit principem et iudicem super nos
Бирақ қериндишини йолсиз бозәк қилған киши уни чәткә иштириветип: — Ким сени бизгә баш һәм сорақчи болсун дәпту?!
28 numquid interficere me tu vis quemadmodum interfecisti heri Aegyptium
Мениму түнүгүнки Мисирлиқни өлтүргәндәк өлтүрмәкчимусән? — деди.
29 fugit autem Moses in verbo isto et factus est advena in terra Madiam ubi generavit filios duos
Муса бу сөзни аңлап қорқуп, Мисирдин қечип Мидиян зиминиға берип, у йәрдә мусапир болуп туруп қалди. У шу йәрдә икки оғул пәрзәнт көрди.
30 et expletis annis quadraginta apparuit illi in deserto montis Sina angelus in igne flammae rubi
Қириқ жил тошқандин кейин, Синай теғиниң йенидики чөлдә, көйүватқан бир чатқаллиқниң от ялқунида бир пәриштә униңға көрүнди.
31 Moses autem videns admiratus est visum et accedente illo ut consideraret facta est vox Domini
Бу ғайипанә көрүнүшни көргән Муса униңға интайин һәйран болуп қалди; буниң қандақ иш екәнлигини биләй дәп йеқинрақ барғанда Пәрвәрдигарниң авази аңлинип:
32 ego Deus patrum tuorum Deus Abraham et Deus Isaac et Deus Iacob tremefactus autem Moses non audebat considerare
«Мән сениң ата-бовилириңниң Худаси, йәни Ибраһим, Исһақ вә Яқупниң Худасидурмән» деди. Муса қорқунучта титрәп, қарашқиму җүръәт қилалмиди.
33 dixit autem illi Dominus solve calciamentum pedum tuorum locus enim in quo stas terra sancta est
Пәрвәрдигар униңға йәнә: — Айиғиңни селивәт; чүнки сән туруватқан йәр муқәддәстур.
34 videns vidi adflictionem populi mei qui est in Aegypto et gemitum eorum audivi et descendi liberare eos et nunc veni et mittam te in Aegyptum
Мән дәрһәқиқәт Мисирда туруватқан хәлқимниң харлиниватқанлиғини көрдүм, уларниң налә-пәрядлирини аңлидим. Шуңа мән уларни елип чиққили чүштүм. Әнди барғин, мән сени Мисирға әвәтәй!» деди.
35 hunc Mosen quem negaverunt dicentes quis te constituit principem et iudicem hunc Deus principem et redemptorem misit cum manu angeli qui apparuit illi in rubo
Мана һелиқи кишиләр: «Ким сени бизгә баш һәм сорақчи болсун дәпту!?» дәп рәт қилған дәл мошу Мусани, Худа униңға чатқаллиқта көрүнгән пәриштиниң қоли билән Исраилларға һәм баш һәм қутқузғучи болушқа әвәтти.
36 hic eduxit illos faciens prodigia et signa in terra Aegypti et in Rubro mari et in deserto annis quadraginta
Әнә шу Муса хәлиққә йетәкчилик қилип, уларни [Мисирдин] чиқарди һәмдә Мисир зиминида, Қизил деңизниң бойида вә қириқ жилни өткүзгән чөлдә карамәтләрни вә мөҗизилик аламәтләрни көрсәтти.
37 hic est Moses qui dixit filiis Israhel prophetam vobis suscitabit Deus de fratribus vestris tamquam me
Әнә шу Муса өзи Исраилларға: «Худа қериндашлириңлар арисидин маңа охшаш бир пәйғәмбәрни тикләйду» дегән еди.
38 hic est qui fuit in ecclesia in solitudine cum angelo qui loquebatur ei in monte Sina et cum patribus nostris qui accepit verba vitae dare nobis
Чөл-баявандики җамаәткә һәмраһ болған, Синай теғида өзигә сөз қилған пәриштә билән биллә болған, ата-бовилиримиз билән биллә болған һәмраһ дәл әнә шу еди; һаятлиқ бәхш йәткүзидиған вәһийләрни бизгә йәткүзүш үчүн қобул қилғучи болған дәл әнә шу еди;
39 cui noluerunt oboedire patres nostri sed reppulerunt et aversi sunt cordibus suis in Aegyptum
шундақ болсиму, ата-бовилиримиз униңға итаәт қилишни халимай, уни чәткә қеқип, көңлидә Мисирға қайтишни арзу қилди;
40 dicentes ad Aaron fac nobis deos qui praecedant nos Moses enim hic qui eduxit nos de terra Aegypti nescimus quid factum sit ei
шуңа улар Һарунға: — «Бизгә йол башлайдиған илаһларни ясап бәргин! Чүнки бизни Мисир зиминидин елип чиққан һелиқи Мусаниң немә болуп кәткәнлигини биләлмидуқ» деди.
41 et vitulum fecerunt in illis diebus et obtulerunt hostiam simulacro et laetabantur in operibus manuum suarum
Шуниң билән шу күнләрдә улар мозай шәклидә бир бут ясап, бу мәбудқа атап қурбанлиқ сунди. Шундақ қилип улар өз қоллири билән ясиған бир нәрсини хошал-хурамлиқ билән тәбрикләшкә киришти.
42 convertit autem Deus et tradidit eos servire militiae caeli sicut scriptum est in libro Prophetarum numquid victimas aut hostias obtulistis mihi annis quadraginta in deserto domus Israhel
Лекин Худа улардин йүзини өрүп, уларни асмандики юлтуз қошунлириға чоқунушқа қоюп бәрди. Шуниң билән пәйғәмбәрләрниң муқәддәс язмисида пүтүлгәдәк, [Худа уларни мундақ әйиплиди]: — «Силәр чөл-баяванда болған қириқ жил җәрянида қилған қурбанлиқ-һәдийәләрни һәқиқәтән Маңа елип кәлгәнмусиләр, и Исраил җәмәти?
43 et suscepistis tabernaculum Moloch et sidus dei vestri Rempham figuras quas fecistis adorare eas et transferam vos trans Babylonem
Бәрһәқ, силәр чоқунуш үчүн ясиған мәбудлар, йәни «Молоқ»ниң чедири һәм бутуң болған «Рәмфан»ниң юлтуз бәлгүсини көтирип маңдиңлар; әнди Мән силәрни әсир қилип Бабилдин жираққа сүргүн қилдуримән».
44 tabernaculum testimonii fuit patribus nostris in deserto sicut disposuit loquens ad Mosen ut faceret illud secundum formam quam viderat
Ата-бовилиримиз чөлдин кәзгән вақтида, «һөкүм-гувалиқ» чедири уларниң оттурисида тикләнгән еди; у дәл Мусаға сөз-калам Йәткүзгүчиниң буйруғинидәк, көрситилгән өрнәк бойичә ясалған еди.
45 quod et induxerunt suscipientes patres nostri cum Iesu in possessionem gentium quas expulit Deus a facie patrum nostrorum usque in diebus David
Шу ибадәт чедирини ата-бовилиримиз илгиридикиләрдинму егидарчилиғиға тапшуруп, Йәшуаниң йетәкчилигидә, Худа уларниң алдидила қоғлиған әлләрниң зиминлирини бесивалғинида, уни бу йәргә елип кәлгән; чедир шундақла [падиша] Давутниң заманиғичә турған.
46 qui invenit gratiam ante Deum et petiit ut inveniret tabernaculum Deo Iacob
Давут Худаниң шапаитигә еришип, Яқупниң Худаси үчүн бир муқим макан селишқа иҗазәт сориған.
47 Salomon autem aedificavit illi domum
Бирақ кейин, [Худа] үчүн ибадәтхана салған [Давут әмәс], әмәлийәттә Сулайман болди.
48 sed non Excelsus in manufactis habitat sicut propheta dicit
Һалбуки, Һәммидин Алий Болғучи инсанниң қоллири билән ясиған маканларда турмайду; худди пәйғәмбәр мундақ дегинидәк: —
49 caelum mihi sedis est terra autem scabillum pedum meorum quam domum aedificabitis mihi dicit Dominus aut quis locus requietionis meae est
«Асманлар Мениң тәхтим, Зимин болса аяқлиримға тәхтипәрдур, Әнди Маңа қандақ өй-имарәт ясимақчисиләр? Маңа қандақ йәр арамгаһ болалайду?
50 nonne manus mea fecit haec omnia
Буларниң һәммисини Мениң қолум яратқан әмәсмиди?»
51 dura cervice et incircumcisi cordibus et auribus vos semper Spiritui Sancto resistitis sicut patres vestri et vos
— Әй, бойни қаттиқ, жүриги вә қулиқи хәтнисиз болғанлар! Силәр Муқәддәс Роһ билән дайим қаршилишисиләр; силәр ата-бовилириңлар немә қилған болса, шуни охшаш қиливатисиләр!
52 quem prophetarum non sunt persecuti patres vestri et occiderunt eos qui praenuntiabant de adventu Iusti cuius vos nunc proditores et homicidae fuistis
Пәйғәмбәрләрдин зади қайсисиға ата-бовилириңлар зиянкәшлик қилип бақмиған? Шундақ қилип улар «Һәққаний Болғучи»ниң келидиғанлиғини алдин җакалиғучиларни өлтүрүшкән. Әнди у өзи һазир кәлгәндә, силәр униңға сатқунлуқ қилғучи вә қатил болуп чиқтиңлар,
53 qui accepistis legem in dispositionem angelorum et non custodistis
И силәр Тәврат қанунини пәриштиләрниң әмри-тапилиғанлири билән тапшурувелип туруп, униңға әмәл қилмиғучилар!»
54 audientes autem haec dissecabantur cordibus suis et stridebant dentibus in eum
[Истипанниң] бу сөзлирини аңлиған [алий кеңәшмидикиләр] жүригигә [хәнҗәр] санҗилғандәк болуп, униңға чишлирини ғучурлатти.
55 cum autem esset plenus Spiritu Sancto intendens in caelum vidit gloriam Dei et Iesum stantem a dextris Dei
Лекин у болса Муқәддәс Роһқа толған, көзлирини көккә тикип, Худаниң җуласини, шундақла униң оң йенида Әйсаниң турғанлиғини көрүп,
56 et ait ecce video caelos apertos et Filium hominis a dextris stantem Dei
— Қараңлар! Асманлар ечилип, Инсаноғлиниң Худаниң оң йенида турғанлиғини көрүватимән! — деди.
57 exclamantes autem voce magna continuerunt aures suas et impetum fecerunt unianimiter in eum
Улар буниңға қулақлирини қоллири билән етивелип, авазини қаттиқ көтирип вақиришип бирликтә униңға йопурулуп келивиди,
58 et eicientes eum extra civitatem lapidabant et testes deposuerunt vestimenta sua secus pedes adulescentis qui vocabatur Saulus
уни шәһәрниң сиртиға иштирип чиқирип, чалма-кесәк қилишқа башлиди. [Уни әрз қилған] гувачилар [уни чалма-кесәк қилиштин авал] чапанлирини Саул исимлиқ бир яшниң пути алдида қоюп қоюшти.
59 et lapidabant Stephanum invocantem et dicentem Domine Iesu suscipe spiritum meum
Улар Истипанни чалма-кесәк қилғинида у: — И Рәб Әйса, мениң роһумни қобул қилғайсән! — дәп нида қилди.
60 positis autem genibus clamavit voce magna Domine ne statuas illis hoc peccatum et cum hoc dixisset obdormivit
Андин у тизлинип туруп қаттиқ аваз билән: — И Рәб, бу гунаниң һесавини улардин алмиғайсән, — деди. У бу сөзни қилип болупла җан үзүп ухлап кәтти.

< Actuum Apostolorum 7 >