< Actuum Apostolorum 27 >
1 ut autem iudicatum est eum navigare in Italiam et tradi Paulum cum reliquis custodiis centurioni nomine Iulio cohortis Augustae
Бизниң Италийәгә деңиз йоли билән беришимиз қарар қилинғандин кейин, әмәлдарлар Павлус билән башқа бир нәччә мәһбусни «Авғустус қисми»дики Юлиюс исимлиқ бир йүз бешиға тапшурди.
2 ascendentes autem navem hadrumetinam incipientem navigare circa Asiae loca sustulimus perseverante nobiscum Aristarcho Macedone Thessalonicense
Биз Адрамиттиумниң бир кемисигә чиқтуқ. Кемә Асия өлкисиниң деңиз бойлиридики шәһәрләргә баратти. Тесалоника шәһиридин болған Македонийәлик, Аристархус исимлиқ бир киши биз билән һәмсәпәр болди.
3 sequenti autem die devenimus Sidonem humane autem tractans Iulius Paulum permisit ad amicos ire et curam sui agere
Әтиси биз Зидон шәһиригә йетип кәлдуқ. Юлиюс Павлусқа кәңчилик қилип, шу йәрдики дост-бурадәрлириниң йениға берип уларниң ғәмхорлиғини қобул қилишиға рухсәт қилди.
4 et inde cum sustulissemus subnavigavimus Cypro propterea quod essent venti contrarii
Биз у йәрдин йәнә деңизға чиқтуқ. Шамаллар қеришқандәк қарши тәрипимиздин чиққанлиғи үчүн, Сипрус арилиниң шамалға далда тәрипи билән маңдуқ.
5 et pelagus Ciliciae et Pamphiliae navigantes venimus Lystram quae est Lyciae
Киликийә вә Памфилийә өлкилириниң удулидики деңиздин өтүп, Ликийә өлкисидики Мира шәһиригә кәлдуқ.
6 et ibi inveniens centurio navem alexandrinam navigantem in Italiam transposuit nos in eam
Шу йәрдә йүз беши Искәндәрийә шәһиридики Италийәгә баридиған башқа бир кемини тепип, бизни униңға чиқирип қойди.
7 et cum multis diebus tarde navigaremus et vix devenissemus contra Cnidum prohibente nos vento adnavigavimus Cretae secundum Salmonem
Деңизда көп күнләр наһайити аста меңип, тәсликтә Кинидос шәһириниң удулиға кәлдуқ. Шамал миңиш йөнилишимизни тосуғачқа, Крет арилиниң шамалдин далда тәрипи билән меңип, Салмоний [йерим арили]дин өтүп,
8 et vix iuxta navigantes venimus in locum quendam qui vocatur Boni portus cui iuxta erat civitas Thalassa
деңизда тәсликтә илгириләп қирғақни бойлап, Ласея шәһиригә йеқин болған «Гөзәл арамгаһ» дәп атилидиған бир йәргә кәлдуқ.
9 multo autem tempore peracto et cum iam non esset tuta navigatio eo quod et ieiunium iam praeterisset consolabatur Paulus
Сәпәр билән хелә вақитлар өтүп, роза күни аллиқачан өткән болғачқа, деңизда сәпәр қилиш хәтәрлик еди. Шуңа Павлус көпчиликкә несиһәт қилип:
10 dicens eis viri video quoniam cum iniuria et multo damno non solum oneris et navis sed etiam animarum nostrarum incipit esse navigatio
— Бурадәрләр, бу сәпәрниң балаю-апәт вә еғир зиян билән түгәйдиғанлиғини көрүватимән; мал вә кемидин мәһрум болупла қалмай, сәпәр өз җенимизғиму замин болиду! — дәп агаһландурди.
11 centurio autem gubernatori et nauclerio magis credebat quam his quae a Paulo dicebantur
Бирақ йүз беши болса Павлусниң сөзигә ишәнмәй, кемә башлиғи билән кемә егисиниң сөзигә ишәнди.
12 et cum aptus portus non esset ad hiemandum plurimi statuerunt consilium navigare inde si quo modo possent devenientes Phoenice hiemare portum Cretae respicientem ad africum et ad chorum
Униң үстигә, бу портму қишлашқа мувапиқ җай болмиғачқа, көпчилик йәнә деңизға чиқип, мүмкинқәдәр Феникс шәһиригә йетип берип, шу йәрдә қишлашни қувәтлиди. Феникс болса Крет арилидики бир деңиз порти болуп, бир тәрипи ғәрбий җәнупқа вә бир тәрипи ғәрбий шималға қарайтти.
13 adspirante autem austro aestimantes propositum se tenere cum sustulissent de Asson legebant Cretam
Җәнуптин мәйин шамал чиқивататти, көпчилик нишанимизға йетидиған болдуқ дәп, ләңгәрни еливетип, кемини Крет арилиниң қирғиқини бойлап һайдап маңди.
14 non post multum autem misit se contra ipsam ventus typhonicus qui vocatur euroaquilo
Лекин узун өтмәй, аралдин қаттиқ «шәрқий шималдин кәлгүчи» дәп атилидиған әшәддий қара боран чиқип кәтти.
15 cumque arrepta esset navis et non posset conari in ventum data nave flatibus ferebamur
Кемә буранниң қамаллиғида қалғачқа, уни шамалға йүзләндүрәлмәй, боранниң мәйличә меңишиға қоюп бәрдуқ.
16 insulam autem quandam decurrentes quae vocatur Caudam potuimus vix obtinere scapham
Клавда дегән кичик бир аралниң шамалға далда тәрипигә өтүвелип, қолвақни кемигә чиқиривелип, аранла уни сақлап қалалидуқ. Андин кемичиләр кемини арғамчилар билән сиртидин орап бағливалди. Кеминиң Сиртис дәп аталған деңиз астидики таш-қум догилириға қеқилип петип қелишидин қорқуп, тормуз ләңгәрлирини чүшүрүп, кемини шамалниң һайдишигә қоюп бәрди.
17 qua sublata adiutoriis utebantur accingentes navem timentes ne in Syrtim inciderent submisso vase sic ferebantur
18 valide autem nobis tempestate iactatis sequenti die iactum fecerunt
Боран үстимизгә шиддәтлик соққачқа, әтиси мални деңизға ташлашқа башлиди.
19 et tertia die suis manibus armamenta navis proiecerunt
Үчинчи күнидә улар өз қоллири билән кемидики қурал-җабдуқлирини деңизға ташливәтти.
20 neque sole autem neque sideribus apparentibus per plures dies et tempestate non exigua inminente iam ablata erat spes omnis salutis nostrae
Көп күнләргичә я күн я юлтузлар көрүнмәй, боран-чапқун йәнила шиддәтлик үстимизгә тохтимай соқувәргәчкә, ахирда қутулуп қелиш үмүтүмизму йоққа чиққан еди.
21 et cum multa ieiunatio fuisset tunc stans Paulus in medio eorum dixit oportebat quidem o viri audito me non tollere a Creta lucrique facere iniuriam hanc et iacturam
Кемидикиләр бир нәрсә йемигинигә көп күнләр болғандин кейин, Павлус уларниң арисида туруп: — Бурадәрләр, силәр балдурла мениң гепимгә қулақ селип Креттин деңизға чиқмаслиғиңлар керәк еди. Шундақ қилған болсаңлар бу балаю-апәт вә зиян-зәхмәтләргә учримиған болаттиңлар.
22 et nunc suadeo vobis bono animo esse amissio enim nullius animae erit ex vobis praeterquam navis
Лекин әнди силәрни ғәйрәтлик болушқа дәвәт қилимән. Чүнки араңларда һеч қайсиңлар җенидин айрилғини йоқ, пәқәт кемидинла мәһрум қалисиләр.
23 adstitit enim mihi hac nocte angelus Dei cuius sum ego et cui deservio
Чүнки мән тәвә болған вә ибадәт-хизмитини қилип кәлгән Худаниң бир пәриштиси түнүгүн кечә йенимға келип
24 dicens ne timeas Paule Caesari te oportet adsistere et ecce donavit tibi Deus omnes qui navigant tecum
маңа: «Павлус, қорқма! Сән Қәйсәрниң алдиға берип турушуң керәк; вә мана, Худа шапаәт қилип сән билән биллә сәпәр қилғанларниң һәммисиниң җенини тилигиниңни саңа иҗабәт қилди!» деди.
25 propter quod bono animo estote viri credo enim Deo quia sic erit quemadmodum dictum est mihi
Шуниң үчүн әй әпәндиләр, ғәйрәтлик болуңлар; чүнки Худаға ишинимәнки, маңа қандақ ейтилған болса шундақ әмәлгә ашурулиду.
26 in insulam autem quandam oportet nos devenire
Бирақ биз мәлум аралниң қирғиқиға урулуп кетишимиз муқәррәр болиду.
27 sed posteaquam quartadecima nox supervenit navigantibus nobis in Hadria circa mediam noctem suspicabantur nautae apparere sibi aliquam regionem
Сәпиримизниң он төртинчи күни кечиси, кемә Адриатик деңизида ләйләп жүрүватқан болуп, түн ниспидә, кемичиләр қуруқлуққа йеқинлап қаптуқ, дәп ойлиди.
28 qui submittentes invenerunt passus viginti et pusillum inde separati invenerunt passus quindecim
Улар чоңқурлуқни өлчәш арғамчисини деңизға чүшүрүп, суниң чоңқурлуғини өлчәп көргән еди, жигирмә ғулач чиқти. Сәл алдиға меңип йәнә өлчивиди, он бәш ғулач чиқти.
29 timentes autem ne in aspera loca incideremus de puppi mittentes anchoras quattuor optabant diem fieri
Улар кеминиң хада ташларға урулуп кетишидин қорқуп, кеминиң кәйнидин төрт ләңгәрни ташливетип, таң етишни тәлмүрүп күтүп турди.
30 nautis vero quaerentibus fugere de navi cum misissent scapham in mare sub obtentu quasi a prora inciperent anchoras extendere
Лекин кемичиләр кемидин қачмақчи болуп кеминиң бешидинму ләңгәрни елип ташливетәйли дәп банә көрситип, қолвақни деңизға чүшүрди.
31 dixit Paulus centurioni et militibus nisi hii in navi manserint vos salvi fieri non potestis
Павлус йүз беши вә ләшкәрләргә: — Бу [кемичиләр] кемидә қалмиса, силәр қутулалмайсиләр! — деди.
32 tunc absciderunt milites funes scaphae et passi sunt eam excidere
Буниң билән ләшкәрләр кемидики қолвақниң арғамчилирини кесип, уни ләйлитип қойди.
33 et cum lux inciperet fieri rogabat Paulus omnes sumere cibum dicens quartadecima hodie die expectantes ieiuni permanetis nihil accipientes
Таң атай дегәндә, Павлус һәммәйләнни бир аз ғизалинивелишқа дәвәт қилди. У: — Силәрниң дәккә-дүккә ичидә һеч немә йемәй турғиниңларға он төрт күн болди.
34 propter quod rogo vos accipere cibum pro salute vestra quia nullius vestrum capillus de capite peribit
Әнди бир аз ғизалинишиңларни өтүнимән. Чүнки һаят қелишиңлар үчүн мошундақ қилишқа тоғра келиду; чүнки һеч қайсиңларниң бешидики бир тал мойму зиянға учримайду! — деди.
35 et cum haec dixisset sumens panem gratias egit Deo in conspectu omnium et cum fregisset coepit manducare
Бу сөзни қилип болуп, у қолиға бир парчә нанни елип, көпчиликниң алдида Худаға тәшәккүр ейтип уштуп йеди.
36 animaequiores autem facti omnes et ipsi adsumpserunt cibum
Шуниң билән һәммәйлән ғәйрәтлинип ғизалинишқа башлиди
37 eramus vero universae animae in navi ducentae septuaginta sex
(кемидә биз җәмий икки йүз йәтмиш алтә киши едуқ).
38 et satiati cibo adleviabant navem iactantes triticum in mare
Һәммәйлән қосақлирини тоқлиғандин кейин, кемини йениклитиш үчүн, кемидики буғдайларниму деңизға ташливәтти.
39 cum autem dies factus esset terram non agnoscebant sinum vero quendam considerabant habentem litus in quem cogitabant si possent eicere navem
Таң атқанда, кемичиләр қуруқлуқниң нә екәнлигини тонумиди. Лекин униңдики бир қумлуқ қолтуқни байқап, кемини бир амал қилип шу йәрдә урулдуруп қуруқлуққа чиқармақчи болди.
40 et cum anchoras abstulissent committebant se mari simul laxantes iuncturas gubernaculorum et levato artemone secundum flatum aurae tendebant ad litus
Улар алди билән ләңгәрләрни бошиветип, уларни деңизға ташливәтти. Шуниң билән бир вақитта, кеминиң икки йөнилиш палиқиниң бағлирини бошитип, уларни чүшүрүвәтти. Андин кеминиң бешидики йәлкәнни шамалға чиқирип, кемини қумлуқниң қирғиқиға қаритип маңдурди.
41 et cum incidissemus in locum bithalassum inpegerunt navem et prora quidem fixa manebat inmobilis puppis vero solvebatur a vi maris
Әнди икки еқим бир-биригә учрашқан йәргә кирип қелип, улар кемини қираққа соқтурувалди; кеминиң беши деңиз тегигә урулуп петип, мидирлимай қалди, лекин кеминиң арқа тәрипи долқунларниң зәрбиси билән чувулуп кетишкә башлиди.
42 militum autem consilium fuit ut custodias occiderent ne quis cum enatasset effugeret
Ләшкәрләр мәһбусларниң суға сәкрәп қечип кетишиниң алдини елиш үчүн, һәммисини өлтүрүвәтмәкчи болди.
43 centurio autem volens servare Paulum prohibuit fieri iussitque eos qui possent natare mittere se primos et evadere et ad terram exire
Лекин йүз беши Павлусни қутқузушни халиған болуп, ләшкәрләрниң бундақ қилишиға йол қоймиди. У алди билән су үзүшни билидиғанларниң суға чүшүп қирғаққа чиқишини,
44 et ceteros alios in tabulis ferebant quosdam super ea quae de navi essent et sic factum est ut omnes animae evaderent ad terram
қалғанларниң бәзилирини тахтайларға, бәзилирини кеминиң чувулуп кәткән парчилириға есилип, қирғаққа чиқишини буйруди. Шундақ болдики, һәммәйлән қутулуп сақ-саламәт қуруқлуққа чиқти.