< Timotheum Ii 2 >

1 tu ergo fili mi confortare in gratia quae est in Christo Iesu
Шуңа әй оғлум, сән Мәсиһ Әйсада болған меһри-шәпқәткә тайинип күчлүк бол;
2 et quae audisti a me per multos testes haec commenda fidelibus hominibus qui idonei erunt et alios docere
вә сән көп гувачилар алдида мәндин аңлиғанлириңни һәм ишәшлик һәмдә башқиларғиму тәлим берәләйдиған адәмләргә аманәт қилғин.
3 labora sicut bonus miles Christi Iesu
Әйса Мәсиһниң яхши җәңчиси болуш сүпитидә, харлиқ-мушәққәтни өз һәссәң бойичә ортақ тартқин.
4 nemo militans inplicat se negotiis saecularibus ut ei placeat cui se probavit
Җәңчи болған киши өзини әскәрликкә тизимлиған сәрдарини рази қилиш үчүн адәттики турмуш ишлирини өзигә һәләк қиливалмаслиғи керәк.
5 nam et qui certat in agone non coronatur nisi legitime certaverit
Мусабиқигә қатнашқан тәнһәрикәтчиму мусабиқә қаидилиригә риайә қилмиса, ғәлибә таҗиға еришәлмәйду.
6 laborantem agricolam oportet primum de fructibus accipere
Әҗир сиңдүргән дехан һосулидин биринчи болуп бәһримән болуши тегишликтур.
7 intellege quae dico dabit enim tibi Dominus in omnibus intellectum
Бу сөзлирим үстидә яхши ойла, шуниң билән Рәб саңа һәммә ишта йорутиду.
8 memor esto Iesum Christum resurrexisse a mortuis ex semine David secundum evangelium meum
Сән Давутниң нәсли болған, өлүмдин тирилгән Әйса Мәсиһни мән йәткүзүватқан хуш хәвәр бойичә есиңдә чиң тут.
9 in quo laboro usque ad vincula quasi male operans sed verbum Dei non est alligatum
Бу хуш хәвәрни дәп көп харлиқ-мушәққәт чекип, һәтта җинайәтчи һесаплинип кишәнлинип ятимән. Һалбуки, Худаниң сөз-калами һеч кишәнләнмәйду!
10 ideo omnia sustineo propter electos ut et ipsi salutem consequantur quae est in Christo Iesu cum gloria caelesti (aiōnios g166)
Әнди мән дәл шу сәвәптин, [Худа] таллиған бәндиләрниң Мәсиһ Әйсада болған ниҗатқа мәңгүлүк шан-шәрәп билән еришиши үчүн һәммә ишқа бәрдашлиқ беримән. (aiōnios g166)
11 fidelis sermo nam si conmortui sumus et convivemus
Төвәндики бу сөзләр ишәшликтур: — «Униң билән биллә өлгән екәнмиз, Униң билән һаятта биллә яшаймиз.
12 si sustinemus et conregnabimus si negabimus et ille negabit nos
Қийинчилиқларға бәрдашлиқ бәрсәк, Униң билән биллә һөкүм сүримиз. Биз униңдин тансақ, Уму биздин таниду.
13 si non credimus ille fidelis manet negare se ipsum non potest
Биз Униңға садақәтсизлик қилсақму, У йәнила садақәтликтур; Чүнки У Өзидин һеч таналмайду».
14 haec commone testificans coram Domino noli verbis contendere in nihil utile ad subversionem audientium
Бу ишларни давамлиқ [қериндашларниң] сәмигә селип, уларни Рәб алдида бемәна сөзләр үстидә талаш-тартиш қилмаслиқни әстайдиллиқ билән агаһландурғин. Бундақ талаш-тартишларниң һеч қандақ пайдиси болмайла қалмай, бәлки аңлиғучиларни набут қилиду.
15 sollicite cura te ipsum probabilem exhibere Deo operarium inconfusibilem recte tractantem verbum veritatis
Уста тикимчи рәхтни тоғра пичқандәк һәқиқәт сөзини дурус чүшәндүрүп, өзүңни Худа алдида тәстиқланғидәк, йәргә қарап қалмайдиған маһир бир хизмәткар қилип көрситишкә интилип көңүл қойғин;
16 profana autem inaniloquia devita multum enim proficient ad impietatem
лекин иплас, қуруқ гәпләрдин нери тур. Чүнки бундақ гәпләрни қилғучилар бәрибир техиму ихлассизлиққа чөмүп кетиду.
17 et sermo eorum ut cancer serpit ex quibus est Hymeneus et Philetus
Мошундақларниң гәплири худди мәрәздәк тезла ямрап кетиду. Хименеюс вә Филетослар мана шундақларниң ичидики иккисидур;
18 qui a veritate exciderunt dicentes resurrectionem iam factam et subvertunt quorundam fidem
улар һәқиқәттин чәтнәп, өлгәнләрниң тирилиши дегән бу иш аллиқачан йүз берип болди, дәйду, шундақла бәзиләрниң етиқатини ғулитиду.
19 sed firmum fundamentum Dei stetit habens signaculum hoc cognovit Dominus qui sunt eius et discedat ab iniquitate omnis qui nominat nomen Domini
Һалбуки, Худаниң мәзмут ули чиң турмақта. Униң үстигә мөһүр билән: «Рәб Өзигә тәвә болғанларни тонуйду» вә «Рәбниң мубарәк намини ләвзигә алидиғанларниң һәммиси рәзилликтин қол үзсун» дәп мөһүрләнгәндур.
20 in magna autem domo non solum sunt vasa aurea et argentea sed et lignea et fictilia et quaedam quidem in honorem quaedam autem in contumeliam
Бай-баяшат адәмниң өйидә пәқәт алтун вә күмүч қача-қучиларла әмәс, яғач, сапал қачиларму болиду. Қача-қучиларниң бәзилири әтиварлиниду, бәзилири пәс көрүлиду.
21 si quis ergo emundaverit se ab istis erit vas in honorem sanctificatum et utile Domino ad omne opus bonum paratum
Әгәр бир киши өзини ундақларниң киридин тазилап халий қилса, у муқәддәс қилинған, ғоҗайинимизға ярайдиған қачидәк, һәр қандақ гөзәл ишларға тәйяр болиду.
22 iuvenilia autem desideria fuge sectare vero iustitiam fidem caritatem pacem cum his qui invocant Dominum de corde puro
Шуңлашқа, яшлиқниң арзу-һәвәслиридин өзүңни қачурғин, пак қәлб билән Рәбгә нида қилғучи билән биллә һәққанийлиқ, ишәш-етиқат, меһир-муһәббәт вә тинич-хатирҗәмликни қоғлишип издә.
23 stultas autem et sine disciplina quaestiones devita sciens quia generant lites
Лекин әхмиқанә, билимсизликтин чиққан талаш-тартишларға арилишишни рәт қил, чүнки бундақ ишларниң җедәл терийдиғанлиғини билисән.
24 servum autem Domini non oportet litigare sed mansuetum esse ad omnes docibilem patientem
Әндиликтә Рәбниң қули җедәлләшмәслиги, бәлки һәммә кишиләргә мулайим-меһриван, тәлим беришкә маһир, сәвир-тақәтлик болуши керәк;
25 cum modestia corripientem eos qui resistunt nequando det illis Deus paenitentiam ad cognoscendam veritatem
шуниң билән өз-өзигә қарши болғанларға у Худа бәлким уларға һәқиқәтни тонуп йетишигә товва қилидиған қәлбни берәр дәп, мөмин-мулайимлиқ билән несиһәт қилсун;
26 et resipiscant a diaboli laqueis a quo capti tenentur ad ipsius voluntatem
бундақ болғанда улар уйқисини ечип, өзлирини өз муддиасиға әмәл қилишқа тутқун қилған Иблисниң қапқинидин қутулалайду.

< Timotheum Ii 2 >