< Timotheum Ii 1 >

1 Paulus apostolus Christi Iesu per voluntatem Dei secundum promissionem vitae quae est in Christo Iesu
Мәсиһ Әйсада вәдә қилинған һаятни елип бериш үчүн, Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһниң расули болған мәнки Павлустин сөйүмлүк балам Тимотийға салам: ХудаАтимиздин вә Рәббимиз Мәсиһ Әйсадин саңа меһри-шәпқәт, рәһимдиллик вә хатирҗәмлик болғай!
2 Timotheo carissimo filio gratia misericordia pax a Deo Patre et Christo Iesu Domino nostro
3 gratias ago Deo cui servio a progenitoribus in conscientia pura quam sine intermissione habeam tui memoriam in orationibus meis nocte ac die
Мән ата-бовилиримниң изини бесип сап виҗданим билән хизмитини қиливатқан Худаға тәшәккүр ейтимән, чүнки кечә-күндүз дуалиримда сени тохтавсиз әсләп туримән;
4 desiderans te videre memor lacrimarum tuarum ut gaudio implear
көз яшлириңни әслигинимдә, шатлиққа чөмүшүм үчүн сән билән йәнә дидарлишишқа қаттиқ тәлпүнүп жүрмәктимән;
5 recordationem accipiens eius fidei quae est in te non ficta quae et habitavit primum in avia tua Loide et matre tua Eunice certus sum autem quod et in te
чүнки сениңдә болған сахтилиқсиз етиқат есимдин чиқмайду. Бу етиқат әң авал момаң Лоиста, андин анаң Евникидә бар болған, әнди һазир сәндиму бар екән дәп хатирҗәмдурмән.
6 propter quam causam admoneo te ut resuscites gratiam Dei quae est in te per inpositionem manuum mearum
Шуниң үчүн мән шуни қайтидин саңа әслитимәнки, қоллиримни учаңға қоюшум билән сәндә болған, [Худа] саңа тәқдим қилған илтипатни қайтидин ялқунлитип җари қилғин.
7 non enim dedit nobis Deus spiritum timoris sed virtutis et dilectionis et sobrietatis
Чүнки Худа бизгә қорққанчақлиқниң роһини әмәс, бәлки бизгә күч-қудрәтниң, меһри-муһәббәтниң вә салмақлиқниң Роһини тәқдим қилди.
8 noli itaque erubescere testimonium Domini nostri neque me vinctum eius sed conlabora evangelio secundum virtutem Dei
Шуңа Рәббимиз һәққидики хәвәр-гувалиқтин, яки Униң мәһбуси болған мәндин номус қилма. Әксичә, Худаниң күч-қудрити билән хуш хәвәрни җаркарлаш йолидики харлиқ-мушәққәтни өз һәссәң бойичә ортақ тартқин;
9 qui nos liberavit et vocavit vocatione sancta non secundum opera nostra sed secundum propositum suum et gratiam quae data est nobis in Christo Iesu ante tempora saecularia (aiōnios g166)
Худа бизни өз әмәллиримизгә асасән әмәс, бәлки өз муддиаси вә меһри-шәпқитигә асасән қутқузуп, пак-муқәддәс чақириқи билән чақирди; Униң бу меһри-шәпқити һәммә дәвир-заманлардин илгирила Мәсиһ Әйсада бизгә беғишланғандур; (aiōnios g166)
10 manifestata est autem nunc per inluminationem salvatoris nostri Iesu Christi qui destruxit quidem mortem inluminavit autem vitam et incorruptionem per evangelium
лекин бу меһри-шәпқәт Қутқузғучимиз Әйса Мәсиһниң келиши билән һазир аян болди; У өлүмни бекар қиливетип, хуш хәвәр арқилиқ һаятлиқ вә чиримаслиқни йоруқлуқта аян қилди.
11 in quo positus sum ego praedicator et apostolus et magister gentium
Мән болсам әлләргә бу хуш хәвәрниң җакарчиси, расули вә тәлим бәргүчиси болуп тайинланған.
12 ob quam causam etiam haec patior sed non confundor scio enim cui credidi et certus sum quia potens est depositum meum servare in illum diem
Мән шу сәвәптин һазирқи бу харлиқ-мушәққәтләрни тартмақтимән. Лекин буниңдин номус қилмаймән; чүнки мән кимгә етиқат қилғанлиғимни билимән һәмдә Униң маңа тапшурған аманитини шу күнгичә сақлалайдиғанлиғиға қадир екәнлигигә ишәндүрүлдум.
13 formam habe sanorum verborum quae a me audisti in fide et dilectione in Christo Iesu
Мәндин аңлиған сағлам тәлим сөзлириниң нәмунилик бир үзүндисини сақлап, Мәсиһ Әйсада болған муһәббәт вә етиқат билән чиң тутқин;
14 bonum depositum custodi per Spiritum Sanctum qui habitat in nobis
биздә маканлашқан Муқәддәс Роһқа тайинип саңа тапшурулған шу гөзәл аманәтни сақла.
15 scis hoc quod aversi sunt a me omnes qui in Asia sunt ex quibus est Phygelus et Hermogenes
Сән билгиниңдәк, Асия өлкисидики [етиқатчиларниң] һәммиси [дегидәк] мәндин йүз өриди. Уларниң арисида Фигелус вә Хермогенесму бар.
16 det misericordiam Dominus Onesifori domui quia saepe me refrigeravit et catenam meam non erubuit
Рәб Онесифорниң аилисидикилиригә рәһим-шәпқәт көрсәткәй. Чүнки у мениң мәһбус болғанлиғимдин һеч номус қилмай көп қетим мени йоқлап сөйүндүрди.
17 sed cum Romam venisset sollicite me quaesivit et invenit
У Рим шәһиригә кәлгинидә мени тапқичә көп издәп аварә болупту.
18 det illi Dominus invenire misericordiam a Domino in illa die et quanta Ephesi ministravit melius tu nosti
Рәб шу күнидә уни Өзидин рәһим-шәпқәткә муйәссәр қилғай; униң Әфәсус шәһиридә маңа көрсәткән хизмәтлириниң қанчилик екәнлигини убдан билисән.

< Timotheum Ii 1 >