< Ii Regum 11 >
1 Athalia vero mater Ahaziae videns mortuum filium suum surrexit et interfecit omne semen regium
Әнди Аһазияниң аниси Аталия оғлиниң өлгинини көргәндә, барлиқ шаһ нәслини өлтүрүшкә қозғалди.
2 tollens autem Iosaba filia regis Ioram soror Ahaziae Ioas filium Ahaziae furata est eum de medio filiorum regis qui interficiebantur et nutricem eius de triclinio et abscondit eum a facie Athaliae ut non interficeretur
Лекин Йорам падишаниң қизи, йәни Аһазияниң сиңлиси Йәһошеба өлтүрүлүш алдида турған падишаниң оғуллириниң арисидин Аһазияниң оғли Йоашни оғрилиқчә елип чиқип, уни вә иник анисини ястуқ-кирлик амбириға йошуруп қойди. Йоаш шу йол билән Аталиядин йошуруп қелинип өлтүрүлмиди.
3 eratque cum ea in domo Domini clam sex annis porro Athalia regnavit super terram
Андин кейин [иник аниси] билән Пәрвәрдигарниң өйидә алтә жилғичә йошурунуп турди. Шу вақитларда Аталия зиминда сәлтәнәт қилди.
4 anno autem septimo misit Ioiada et adsumens centuriones et milites introduxit ad se in templum Domini pepigitque cum eis foedus et adiurans eos in domo Domini ostendit eis filium regis
Йәттинчи жили Йәһояда адәм әвәтип Карийлар һәм орда пасибанлириниң йүз бешилирини Пәрвәрдигарниң өйигә чақиртип келип, улар билән әһдә қилишти. У уларға Пәрвәрдигарниң өйидә қәсәм ичкүзүп, падишаниң оғлини көрсәтти.
5 et praecepit illis dicens iste sermo quem facere debetis
Андин уларға буйруп: Мана силәр қилишиңлар керәк болған иш шуки: — Шабат күнидә пасибанлиқ нөвити кәлгән үчтин бири падишаниң ордисида пасибанлиқ күзити қилсун.
6 tertia pars vestrum introeat sabbato et observet excubitum domus regis tertia autem pars sit ad portam Sir et tertia pars ad portam quae est post habitaculum scutariorum et custodietis excubitum domus Messa
Үчтин бири Сүр дегән дәрвазида турсун вә үчтин бири орда пасибанлар һойлисиниң кәйнидики дәрвазида турсун; шундақ қилип силәр орда үчүн пасибанлиқ қилисиләр.
7 duae vero partes e vobis omnes egredientes sabbato custodiant excubias domus Domini circum regem
Шабат күнидә пасибанлиқ нөвитини қилип болған үчтин икки қисми Пәрвәрдигарниң өйидә падишаниң қешида пасибанлиқ қилсун.
8 et vallabitis eum habentes arma in manibus vestris si quis autem ingressus fuerit septum templi interficiatur eritisque cum rege introeunte et egrediente
Силәр падишаниң әтрапида туруп, һәр бириңлар қолуңларға өз қуралиңларни елип, кимдәким сепиңлардин өткили урунса уни өлтүрүңлар; падиша чиқип-кирсә униң билән биллә жүрүңлар, деди.
9 et fecerunt centuriones iuxta omnia quae praeceperat eis Ioiada sacerdos et adsumentes singuli viros suos qui ingrediebantur sabbatum cum his qui egrediebantur e sabbato venerunt ad Ioiada sacerdotem
Йүз бешилар каһин Йәһояда барлиқ тапилиғанлирини беҗа кәлтүрүшти; һәр бир йүз беши өз адәмлирини, һәм шабат күнидә пасибанлиқ нөвитигә кәлгәнләрни һәм пасибанлиқ нөвитидин янғанларни қалдуруп қалди; андин Йәһояда каһинниң қешиға кәлди.
10 qui dedit eis hastas et arma regis David quae erant in domo Domini
Каһин болса Давут падишаниң Пәрвәрдигарниң өйидә сақлақлиқ нәйзә вә қалқанлирини йүз бешиларға тарқитип бәрди.
11 et steterunt singuli habentes arma in manu sua a parte templi dextra usque ad partem sinistram altaris et aedis circum regem
Орда пасибанлири тизилип, һәр бири өз қолида қуралини тутуп, ибадәтханиниң оң тәрипидин тартип сол тәрипигичә қурбангаһ билән ибадәтханини бойлап падишаниң әтрапида турди.
12 produxitque filium regis et posuit super eum diadema et testimonium feceruntque eum regem et unxerunt et plaudentes manu dixerunt vivat rex
Йәһояда шаһзадини оттуриға чиқирип униң бешиға таҗни кийгүзүп, униңға гуванамиләрни берип, падиша болушқа [хушбуй май билән] мәсиһ қилди. Һәммәйлән чавак челип: — «Падиша яшисун!» дәп товлашти.
13 audivit Athalia vocem currentis populi et ingressa ad turbas in templum Domini
Аталия орда пасибанлири билән хәлиқниң товлашлирини аңлиғанда, Пәрвәрдигарниң өйигә кирип, көпчиликниң арисиға кәлди.
14 vidit regem stantem super tribunal iuxta morem et cantores et tubas propter eum omnemque populum terrae laetantem et canentem tubis et scidit vestimenta sua clamavitque coniuratio coniuratio
У қаривиди, мана падиша қаидә-рәсим бойичә түврүкниң йенида туратти. Падишаһниң йенида әмәлдарлар билән канайчилар тизилған еди; барлиқ жут хәлқи шатлинип, канай челишатти. Буни көргән Аталия кийимлирини житип: — Асийлиқ, асийлиқ! — дәп вақирди.
15 praecepit autem Ioiada centurionibus qui erant super exercitum et ait eis educite eam extra consepta templi et quicumque secutus eam fuerit feriatur gladio dixerat enim sacerdos non occidatur in templo Domini
Амма Йәһояда каһин қошунға мәсъул болған йүз бешиларға: Уни сәплириңлар оттурисидин сиртқа чиқириветиңлар; кимдәким униңға әгәшсә қиличлансун, дәп буйруди. Чүнки каһин: — У Пәрвәрдигарниң өйидә өлтүрүлмисун, дәп ейтқан еди.
16 inposueruntque ei manus et inpegerunt eam per viam introitus equorum iuxta palatium et interfecta est ibi
Шуниң билән улар униңға йол бошитип бәрди; вә у падиша ордисиға киридиған ат йолиға йетип кәлгәндә, улар у йәрдә уни өлтүрди.
17 pepigit igitur Ioiada foedus inter Dominum et inter regem et inter populum ut esset populus Domini et inter regem et populum
Йәһояда: — «Пәрвәрдигарниң хәлқи болайли» дәп Пәрвәрдигарниң вә падиша билән хәлиқниң оттурисида бир әһдә тохтатти; падиша билән хәлиқниң оттурисида һәм бир әһдә бағланди.
18 ingressusque est omnis populus terrae templum Baal et destruxerunt aras eius et imagines contriverunt valide Matthan quoque sacerdotem Baal occiderunt coram altari et posuit sacerdos custodias in domo Domini
Андин барлиқ зиминдики хәлиқ Баалниң бутханисиға берип уни бузуп ташлиди; униң қурбангаһлири билән мәбудлирини чеқип парә-парә қилип, Баалниң каһини Маттанни қурбангаһларниң алдида өлтүрди. Андин кейин [Йәһояда] каһин Пәрвәрдигарниң өйигә пасибанларни тайинлиди.
19 tulitque centuriones et Cherethi et Felethi legiones et omnem populum terrae deduxeruntque regem de domo Domini et venerunt per viam portae scutariorum in palatium et sedit super thronum regum
Андин у йүз бешилар, Карийлар, орда пасибанлири вә жутниң һәммә хәлқини өзи билән елип келип, падишани Пәрвәрдигарниң өйидин башлап чүшүп, ордидики «Пасибанларниң дәрвазиси»дин падишаниң ордисиға киргүзди; Йоаш падишалиқ тәхтигә олтарди.
20 laetatusque est omnis populus terrae et civitas conquievit Athalia autem occisa est gladio in domo regis
Жутниң барлиқ хәлқи шатлинатти; улар Аталияни падишаниң ордисиниң йенида қиличлап өлтүргәндин кейин, шәһәр тинич болуп қалди.
21 septemque annorum erat Ioas cum regnare coepisset
Йәһоаш йәттә яшқа киргәндә падиша болди.