< Petri I 3 >

1 similiter mulieres subditae suis viris ut et si qui non credunt verbo per mulierum conversationem sine verbo lucri fiant
Шуниңға охшаш, и аяллар, силәр әрлириңларға бойсунуңлар. Шундақ қилсаңлар, һәтта сөз-каламға итаәт қилмайдиған әрләр болса, өз аялиниң бу пәзилитидин тәсирлинип, ихласмәнлик билән өткүзгән пак жүрүш-турушиңларға қарап, гәп-сөзсизла қайил қилиниду.
2 considerantes in timore castam conversationem vestram
3 quarum sit non extrinsecus capillaturae aut circumdatio auri aut indumenti vestimentorum cultus
Гөзәллигиңлар сиртқи көрүнүштин, йәни алаһидә өрүвалған чечиңлар вә тақиған алтун зибу-зиннәтләрдин яки есил кийимләрдин болмисун,
4 sed qui absconditus cordis est homo in incorruptibilitate quieti et modesti spiritus quod est in conspectu Dei locuples
бәлки «қәлбиңлардики өзүңлар», йәни мөмин вә тинич роһтин болған чиримас гөзәлликтин болсун; бундақ [гөзәллик] Худаниң алдида интайин қиммәтликтур.
5 sic enim aliquando et sanctae mulieres sperantes in Deo ornabant se subiectae propriis viris
Чүнки бурунқи чағларда, Худаға үмүтини бағлиған ихласмән аяллар дәл мошундақ [гөзәллик билән] өзлирини зиннәтләп, әрлиригә итаәт қилатти.
6 sicut Sarra oboediebat Abrahae dominum eum vocans cuius estis filiae benefacientes et non timentes ullam perturbationem
Дәл мошундақ йолда Сараһ Ибраһимни «ғоҗам» дәп атап, униң сөзлиригә бойсунатти. Силәр һеч қандақ вәсвәсиләрдин қорқмай ишларни дурус қилсаңлар, силәрму [Сараһниң] пәрзәнтлири болған болисиләр.
7 viri similiter cohabitantes secundum scientiam quasi infirmiori vaso muliebri inpertientes honorem tamquam et coheredibus gratiae vitae uti ne inpediantur orationes vestrae
Шуниңға охшаш, әй әрләр, силәрму аяллириңлар билән турушта, уларни аял кишиләр биздин аҗиз бәндиләр дәп билип уларни чүшинип йетиңлар; силәр улар билән [Худа] шапаәт қилған һаятқа ортақ мирасхор болуп, уларни һөрмәт қилиңлар. Шундақ қилсаңлар, дуалириңлар тосалғуға учримайду.
8 in fine autem omnes unianimes conpatientes fraternitatis amatores misericordes humiles
Ахирида, һәммиңлар бир нийәт бир мәхсәттә, бир-бириңларға һәмдәрд болуп, бир-бириңларни қериндашларчә сөйүңлар, ич-бағри юмшақ вә кәмтәр болуңлар.
9 non reddentes malum pro malo vel maledictum pro maledicto sed e contrario benedicentes quia in hoc vocati estis ut benedictionem hereditate possideatis
Яманлиққа яманлиқ, аһанәткә аһанәт билән әмәс, әксичә, бәхит тиләш билән җавап қайтуруңлар. Чүнки силәр дәл бу ишқа чақирилғансиләр; шуниң билән өзүңлар бәхиткә мирасхор болисиләр.
10 qui enim vult vitam diligere et videre dies bonos coerceat linguam suam a malo et labia eius ne loquantur dolum
Чүнки [муқәддәс язмиларда йезилғинидәк]: — «Кимки һаятни сөйүп, яхши күн көргүчи болай десә, Тилини яманлиқтин тартсун, Ләвлири мәккарлиқтин нери болсун;
11 declinet autem a malo et faciat bonum inquirat pacem et persequatur eam
Яманлиқтин өзини тартип, Гөзәл әмәлләрни қилип жүрсун; Аман-хатирҗәмликни издәп, уни қоғлап жүрсун.
12 quia oculi Domini super iustos et aures eius in preces eorum vultus autem Domini super facientes mala
Чүнки Пәрвәрдигарниң көзи һәққанийларниң үстидә туриду, Униң қулиқи уларниң илтиҗалириға очуқ туриду; Лекин Пәрвәрдигарниң йүзи рәзиллик жүргүзгүчиләргә қарши туриду».
13 et quis est qui vobis noceat si boni aemulatores fueritis
Әгәр силәр дайим яхши ишларни қилишқа интилсәңлар, ким силәргә яманлиқ қилар?
14 sed et si quid patimini propter iustitiam beati timorem autem eorum ne timueritis et non conturbemini
Лекин һәтта һәққанийлиқ йолида азап-оқубәт чәксәңларму, охшашла бәхитликсиләр! Лекин уларниң вәһимисидин қорқмаңлар вә алақзадә болмаңлар;
15 Dominum autem Christum sanctificate in cordibus vestris parati semper ad satisfactionem omni poscenti vos rationem de ea quae in vobis est spe
бәлки қәлбиңларда Рәб Мәсиһни һәммидин үстүн дәп билиңлар; силәрдә болған үмүтниң сәвәвини сориғанларға мөмин-мулайимлиқ вә ихласлиқ билән җавап беришкә һемишә тәйяр туруңлар.
16 sed cum modestia et timore conscientiam habentes bonam ut in eo quod detrahunt vobis confundantur qui calumniantur vestram bonam in Christo conversationem
Һәрдайим виҗданиңларни пак тутуңлар; шуниң билән силәргә «яманлиқ қилғучилар» дәп төһмәт қилғанлар силәрниң Мәсиһдә болған пәзиләтлик жүрүш-турушуңларни көрүп, өзлири қилған төһмәтләрдин хиҗил болсун.
17 melius est enim benefacientes si velit voluntas Dei pati quam malefacientes
Чүнки Худаниң ирадиси шундақ болса, яхшилиқ қилғиниңлар үчүн азап-оқубәт чәксәңлар, бу яман иш қилғиниңлар түпәйлидин азап-оқубәт чәккиниңлардин әвзәл, [әлвәттә].
18 quia et Christus semel pro peccatis mortuus est iustus pro iniustis ut nos offerret Deo mortificatus carne vivificatus autem spiritu
Чүнки Мәсиһ бизни Худа билән яраштуруш үчүн, йәни Һәққаний Болғучи һәққаний әмәсләрни дәп, бирла қетимлиқ азап-оқубәт чәкти; гәрчә У тән җәһәттә өлтүрүлгән болсиму, лекин роһта җанландурулди;
19 in quo et his qui in carcere erant spiritibus veniens praedicavit
шуниң билән У солап қоюлған роһларниң йениға мошу роһий һаятлиғи билән берип, [Өзиниң бу ғәлибисини] җакалиди.
20 qui increduli fuerant aliquando quando expectabat Dei patientia in diebus Noe cum fabricaretur arca in qua pauci id est octo animae salvae factae sunt per aquam
[солап қоюлған] бу роһлар бурунқи заманда, йәни Нуһ [пәйғәмбәр]ниң күнлиридә, кемә ясиливатқан мәзгилдә Худа сәвирчанлиқ билән [кишиләрниң товва қилишини] күткинидә, Униңға итаәтсизлик қилди. Пәқәт шу кемигә киргән бир қанчиси, йәни җәмий сәккиз җан су арқилиқ қутқузулди.
21 quod et vos nunc similis formae salvos facit baptisma non carnis depositio sordium sed conscientiae bonae interrogatio in Deum per resurrectionem Iesu Christi
Мана бу «суға чөмүлдүрүш»ниң бешарити болған. Әнди чөмүлдүрүш — бәдәнниң кирдин тазилиниши әмәс, бәлки адәмниң пак виҗдан билән Әйса Мәсиһниң тирилдүрүлүши арқилиқ Худадин тилигән тәливи — бизни һазир қутқузуватиду
22 qui est in dextera Dei profectus in caelum subiectis sibi angelis et potestatibus et virtutibus
(Мәсиһ [тирилип] әршкә чиқип, пәриштиләр, барлиқ роһий һоқуқдарлар вә күчлүкләр Униңға босундурулди вә у Худаниң оң йенида турмақта).

< Petri I 3 >