< Iohannis I 2 >

1 filioli mei haec scribo vobis ut non peccetis sed et si quis peccaverit advocatum habemus apud Patrem Iesum Christum iustum
И әзиз балилирим, мән силәрни гуна садир қилмисун дәп, бу сөзләрни йезиватимән. Мабада бириси гуна садир қилса, Атиниң йенида бир ярдәмчи вәкилимиз, йәни Һәққаний Болғучи Әйса Мәсиһ бардур.
2 et ipse est propitiatio pro peccatis nostris non pro nostris autem tantum sed etiam pro totius mundi
У Өзи гуналиримиз үчүн [җазани көтәргүчи] кафарәттур; мошу кафарәт пәқәт бизниң гуналиримиз үчүнла әмәс, бәлки пүткүл дуниядикиләрниң гуналири үчүндур.
3 et in hoc scimus quoniam cognovimus eum si mandata eius observemus
Бизниң уни тонуғанлиғимизни биләлишимиз — Униң әмирлиригә әмәл қилишимиздиндур.
4 qui dicit se nosse eum et mandata eius non custodit mendax est in hoc veritas non est
«Уни тонуймән» дәп туруп, Униң әмирлиригә әмәл қилмиғучи киши ялғанчидур, униңда һәқиқәт йоқтур.
5 qui autem servat verbum eius vere in hoc caritas Dei perfecta est in hoc scimus quoniam in ipso sumus
Лекин кимки Униң сөзигә әмәл қилса, әнди униңда Худаниң меһир-муһәббити һәқиқәтән камаләткә йәткән болиду. Биз өзимизниң Униңда болғанлиғимизни әнә шуниңдин билимиз.
6 qui dicit se in ipso manere debet sicut ille ambulavit et ipse ambulare
«Худада туруп яшаймән» дегүчи болса [Әйсаниң] маңғинидәк охшаш меңиши керәк.
7 carissimi non mandatum novum scribo vobis sed mandatum vetus quod habuistis ab initio mandatum vetus est verbum quod audistis
И сөйүмлүклирим, силәргә [бурун аңлап бақмиған] йеңи бир әмирни әмәс, бәлки дәсләптин тартип силәр тапшурувалған кона әмирни йезиватимән. Ушбу әмир силәр бурундинла аңлап келиватқан сөз-каламдур.
8 iterum mandatum novum scribo vobis quod est verum et in ipso et in vobis quoniam tenebrae transeunt et lumen verum iam lucet
Лекин йәнә келип мән силәргә йезиватқинимни йеңи әмир [десәкму болиду]; бу әмир Мәсиһдә һәм силәрдиму әмәл қилинмақта, чүнки қараңғулуқ өтүп кәтмәктә, вә һәқиқий нур аллиқачан чечилишқа башлиди.
9 qui dicit se in luce esse et fratrem suum odit in tenebris est usque adhuc
Кимдәким өзини «нурда яшаватимән» дәп туруп, қериндишини өч көрсә, у бүгүнгичә қараңғулуқта туруватқан болиду.
10 qui diligit fratrem suum in lumine manet et scandalum in eo non est
Қериндишиға меһир-муһәббәт көрсәткән киши йоруқлуқта турмақта, униңда гунаға путлаштуридиған һеч немә қалмайду.
11 qui autem odit fratrem suum in tenebris est et in tenebris ambulat et nescit quo eat quoniam tenebrae obcaecaverunt oculos eius
Лекин қериндишини өч көргән киши қараңғулуқтидур; у қараңғулуқта маңиду вә қәйәргә кетиватқанлиғини билмәйду, чүнки қараңғулуқ униң көзлирини қариғу қиливәткән.
12 scribo vobis filioli quoniam remittuntur vobis peccata propter nomen eius
Мән буларни силәргә йезиватимән, и әзиз балилирим, чүнки гуналириңлар Униң нами үчүн кәчүрүм қилинди.
13 scribo vobis patres quoniam cognovistis eum qui ab initio est scribo vobis adulescentes quoniam vicistis malignum
Мән буни силәргә йезиватимән, и атилар, чүнки силәр Әзәлдин Бар Болғучини тонудуңлар. Мән буни силәргә йезиватимән, и жигитләр, чүнки силәр у рәзил үстидин ғәлибә қилдиңлар.
14 scripsi vobis infantes quoniam cognovistis Patrem scripsi vobis patres quia cognovistis eum qui ab initio scripsi vobis adulescentes quia fortes estis et verbum Dei in vobis manet et vicistis malignum
Мән буни силәргә йезиватимән, и әзиз балилирим, чүнки силәр Атини тонудуңлар. Мән буни силәргә йезиватимән, и атилар, чүнки силәр Әзәлдин Бар Болғучини тонудуңлар. Мән буни силәргә йезиватимән, и жигитләр, чүнки силәр күчлүксиләр, Худаниң сөз-калами силәрдә туриду вә силәр у рәзил үстидинму ғәлибә қилдиңлар.
15 nolite diligere mundum neque ea quae in mundo sunt si quis diligit mundum non est caritas Patris in eo
Бу дунияни вә бу дуниядики ишларни сөймәңлар. Һәр ким бу дунияни сөйсә, Атиниң сөйгүси униңда йоқтур.
16 quoniam omne quod est in mundo concupiscentia carnis et concupiscentia oculorum est et superbia vitae quae non est ex Patre sed ex mundo est
Чүнки бу дуниядики барлиқ ишлар, йәни әттики һәвәс, көзләрдики һәвәс вә һаятиға болған мәғрурлуқниң һәммиси Атидин кәлгән әмәс, бәлки бу дуниядин болғандур, халас;
17 et mundus transit et concupiscentia eius qui autem facit voluntatem Dei manet in aeternum (aiōn g165)
вә бу дуния вә униңдики һәвәсләрниң һәммиси өтүп кетиду. Лекин Худаниң ирадисигә әмәл қилғучи киши мәңгү яшайду. (aiōn g165)
18 filioli novissima hora est et sicut audistis quia antichristus venit nunc antichristi multi facti sunt unde scimus quoniam novissima hora est
Әзиз балилирим, заманниң ахирқи саити йетип кәлди; вә силәр дәҗҗалниң [ахир заманда] келидиғанлиғини аңлиғиниңлардәк, әмәлийәттә болса һазирниң өзидила нурғун дәҗҗаллар мәйданға чиқти; буниңдин заманниң ахирқи саити болуп қалғанлиғи бизгә мәлум.
19 ex nobis prodierunt sed non erant ex nobis nam si fuissent ex nobis permansissent utique nobiscum sed ut manifesti sint quoniam non sunt omnes ex nobis
Улар аримиздин чиқти, лекин улар әслидә бизләрдин әмәс еди. Чүнки әгәр бизләрдин болған болса, аримизда туривәргән болатти. Лекин уларниң һеч қайсисиниң әслидә биздикиләрдин болмиғанлиғи паш қилинғанлиғи үчүн улар аримиздин чиқип кәтти.
20 sed vos unctionem habetis a Sancto et nostis omnia
Һалбуки, силәр болсаңлар Муқәддәс Болғучидин кәлгән мәсиһлигүчи Роһтин несип болдуңлар вә шуниң үчүн силәр һәммә ишни билисиләр.
21 non scripsi vobis quasi ignorantibus veritatem sed quasi scientibus eam et quoniam omne mendacium ex veritate non est
Силәргә бу хәтни йизишимдики сәвәп, силәрниң һәқиқәтни билмигәнлигиңлар үчүн әмәс, бәлки һәқиқәтни билип, ялғанчилиқниң һәқиқәттин келип чиқмайдиғанлиғини билгәнлигиңлар үчүндур.
22 quis est mendax nisi is qui negat quoniam Iesus non est Christus hic est antichristus qui negat Patrem et Filium
Әмисә, ким ялғанчи? Әйсаниң Мәсиһ екәнлигини инкар қилғучи киши булса, у ялғанчидур. Ата вә Оғулни инкар қилғучи киши өзи бир дәҗҗалдур.
23 omnis qui negat Filium nec Patrem habet qui confitetur Filium et Patrem habet
Кимдәким Оғулни рәт қилса униңда Ата болмайду. Лекин Оғулни етирап қилса, униңда Ата болиду.
24 vos quod audistis ab initio in vobis permaneat si in vobis permanserit quod ab initio audistis et vos in Filio et Patre manebitis
Силәр болсаңлар, бурундин аңлап келиватқиниңларни өзүңларда давамлиқ турғузивериңлар. Бурундин аңлап келиватқиниңлар силәрдә давамлиқ туривәрсә, силәрму давамлиқ Оғул вә Атида яшаватқан болисиләр;
25 et haec est repromissio quam ipse pollicitus est nobis vitam aeternam (aiōnios g166)
вә Униң бизгә қилған вәдиси болса дәл шу — мәңгү һаятлиқтур. (aiōnios g166)
26 haec scripsi vobis de eis qui seducunt vos
Силәрни аздурмақчи болғанларни нәзәрдә тутуп, буларни силәргә яздим;
27 et vos unctionem quam accepistis ab eo manet in vobis et non necesse habetis ut aliquis doceat vos sed sicut unctio eius docet vos de omnibus et verum est et non est mendacium et sicut docuit vos manete in eo
Силәр болсаңлар, силәр Униңдин қобул қилған мәсиһлигүчи Роһ силәрдә туривериду, силәр һеч кимниң үгитишигә муһтаҗ әмәссиләр; бәлки әнә шу мәсиһлигүчи Роһ силәргә барлиқ ишлар тоғрилиқ үгитиватқандәк (У һәқтур, һеч ялған әмәстур!) — һәм үгәткәндәк, силәр давамлиқ Униңда яшайдиған болисиләр.
28 et nunc filioli manete in eo ut cum apparuerit habeamus fiduciam et non confundamur ab eo in adventu eius
Әмисә, и әзиз балилирим, давамлиқ Униңда туруп яшавериңлар. Шундақ қилсаңлар, У һәр қачан қайтидин аян болғанда қорқмас болимиз һәм У кәлгинидә Униң алдида һеч хиҗаләт болуп қалмаймиз.
29 si scitis quoniam iustus est scitote quoniam et omnis qui facit iustitiam ex ipso natus est
[Худаниң] һәққаний екәнлигини билгән екәнсиләр, һәққанийлиққа әмәл қилғучиларниң һәр бириниң униң тәрипидин туғулғучи екәнлигиниму билсәңлар керәк.

< Iohannis I 2 >