< Psalmorum 124 >

1 Canticum graduum. Nisi quia Dominus erat in nobis, dicat nunc Israel:
«Жуқириға чиқиш нахшиси» Әгәр биз тәрәптә турғини Пәрвәрдигар болмиған болса, — Аһ, Исраил шундақ десун —
2 nisi quia Dominus erat in nobis, Cum exurgerent homines in nos,
Биз тәрәптә турғини Пәрвәрдигар болмиған болса, Кишиләр бизгә һуҗумға қозғалғанда,
3 forte vivos deglutissent nos: Cum irasceretur furor eorum in nos,
Уларниң ғәзиви бизгә туташқанда, — Шу чағда улар бизни тирик жутуветәтти;
4 forsitan aqua absorbuisset nos.
[Шу чағда] сулар бизни ғәриқ қиливетәтти; Кәлкүн бешимиздин өтәтти;
5 Torrentem pertransivit anima nostra: forsitan pertransisset anima nostra aquam intolerabilem.
Давалғуған сулар бешимиздин өтәтти!
6 Benedictus Dominus qui non dedit nos, in captionem dentibus eorum.
Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә болғай! Уларниң чишлириға ов болушқа бизни қоюп бәрмиди.
7 Anima nostra sicut passer erepta est de laqueo venantium: Laqueus contritus est, et nos liberati sumus.
Җенимиз тутқучиларниң басмиқидин қечип чиққан қуштәк қачти; Басмақ сундурулуп, биз қачтуқ!
8 Adiutorium nostrum in nomine Domini, qui fecit caelum et terram.
Еришкән ярдимимиз Пәрвәрдигарниң намидидур, Асман-зимин Яратқучиниң намидидур!

< Psalmorum 124 >