< Iohannem 17 >
1 Haec locutus est Iesus: et sublevatis oculis in caelum, dixit: Pater venit hora, clarifica filium tuum, ut filius tuus clarificet te:
Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, көзлирини әршкә тикип, мундақ дуа қилди: — И Ата, вақит-саат йетип кәлди; Сән Оғлуңни улуқлатқузғайсән; буниң билән Оғлуңму Сени улуқлатқузиду;
2 Sicut dedisti ei potestatem omnis carnis, ut omne, quod dedisti ei, det eis vitam aeternam. (aiōnios )
йәни, униң Сән униңға тапшурған инсанларға мәңгүлүк һаят ата қилиши үчүн, униңға пүткүл әт егилиридин үстүн һоқуқ ата қилғиниңдәк, уни улуқлатқузғайсән. (aiōnios )
3 Haec est autem vita aeterna: Ut cognoscant te, solum Deum verum, et quem misisti Iesum Christum. (aiōnios )
Мәңгүлүк һаят шуки, бирдин-бир һәқиқий Худа — Сени вә Сән әвәткән Әйса Мәсиһни тонуштин ибарәттур. (aiōnios )
4 Ego te clarificavi super terram: opus consummavi, quod dedisti mihi ut faciam:
Мән Сениң әмәл қилишим үчүн тапшурған ишиңни орундишим билән Сени йәр йүзидә улуқлатқуздум.
5 et nunc clarifica me tu Pater apud temetipsum, claritate, quam habui prius, quam mundus fieret, apud te.
И Ата, Сениң аләм апиридә болуштин бурун мән Өзүңниң йениңда егә болған шан-шәрәп билән мени Өзүңниң йениңда улуқлатқузғайсән.
6 Manifestavi nomen tuum hominibus, quos dedisti mihi de mundo: Tui erant, et mihi eos dedisti: et sermonem tuum servaverunt.
Сән бу дуниядин маңа таллап бәргән адәмләргә Сениң намиңни аян қилдим. Улар Сениңки еди, Сән уларни маңа бәрдиң вә улар Сениң сөз-каламиңни тутуп кәлди.
7 Nunc cognoverunt quia omnia, quae dedisti mihi, abs te sunt:
Улар һазир Сән маңа бәргән һәммә нәрсиләрниң Сениңдин кәлгәнлигини билди.
8 quia verba, quae dedisti mihi, dedi eis: et ipsi acceperunt, et cognoverunt vere quia a te exivi, et crediderunt quia tu me misisti.
Чүнки Сән маңа тапшурған сөзләрни уларға йәткүздүм; уларму буларни қобул қилди, шуниң билән Сәндин чиққинимни һәқиқәтән билип йәтти һәмдә Сениң мени әвәткәнлигиңгиму ишәнди.
9 Ego pro eis rogo: Non pro mundo rogo, sed pro his, quos dedisti mihi: quia tui sunt:
Буларға дуа қилимән; бу дуниядики адәмләргә әмәс, бәлки Сән маңа бәргән адәмләргә дуа қилимән; чүнки улар Сениңкидур.
10 et mea omnia tua sunt, et tua mea sunt: et clarificatus sum in eis:
Мениң барлиғим Сениңкидур вә Сениң барлиғиң болса мениңкидур вә мән уларда шәрәп таптим.
11 Et iam non sum in mundo, et hi in mundo sunt, et ego ad te venio. Pater sancte, serva eos in nomine tuo, quos dedisti mihi: ut sint unum, sicut et nos.
Мән әнди бу дунияда туривәрмәймән; лекин улар бу дунияда қалди вә мән Сениң йениңға кетиватимән. И муқәддәс Ата, Сән маңа бәргән намиң арқилиқ уларни сақлиғинки, биз иккимиз бир болғинимиздәк, уларму бир болғай.
12 Cum essem cum eis, ego servabam eos in nomine tuo. Quos dedisti mihi, ego custodivi: et nemo ex eis periit, nisi filius perditionis, ut Scriptura impleatur.
Мән улар билән биллә болған вақтимда, Сән маңа бәргән намиң билән уларни сақлидим һәм қоғдидим; вә муқәддәс язмилардики бешарәтниң әмәлгә ашурулуши йолида, уларниң ичидин һалакәткә хас болған кишидин башқа бириму йоқалмиди.
13 Nunc autem ad te venio: et haec loquor in mundo, ut habeant gaudium meum impletum in semetipsis.
Мана әнди сениң йениңға баримән. Мениң шатлиғим уларда толуп ташсун дәп, бу сөзләрни дуниядики вақтимда сөзлидим.
14 Ego dedi eis sermonem tuum, et mundus eos odio habuit, quia non sunt de mundo, sicut et ego non sum de mundo.
Мән уларға сөз-каламиңни тапшурдум. Мән бу дуниядин болмиғинимдәк, уларму бу дуниядин болмиғини үчүн, бу дунияниң адәмлири улардин нәпрәтлиниду.
15 Non rogo ut tollas eos de mundo, sed ut serves eos a malo.
Уларни бу дуниядин айривәткәйсән дәп тилимәймән, бәлки уларни рәзил болғучидин сақлиғайсән, дәп тиләймән.
16 De mundo non sunt, sicut et ego non sum de mundo.
Мән бу дуниядин болмиғинимдәк, уларму бу дуниядин әмәстур.
17 Sanctifica eos in veritate. Sermo tuus veritas est.
Уларни һәқиқәт арқилиқ Өзүңгә муқәддәс қилип атиғузғайсән, чүнки сөз-каламиң һәқиқәттур.
18 Sicut tu me misisti in mundum, ita et ego misi eos in mundum.
Сән мени дунияға әвәткиниңдәк, мәнму уларни дунияға әвәттим.
19 Et pro eis ego sanctifico meipsum: ut sint et ipsi sanctificati in veritate.
Уларму һәқиқәттә муқәддәс қилинип Өзүңгә аталсун дәп, өзүмни Саңа хас атаймән.
20 Non pro eis autem rogo tantum, sed et pro eis, qui credituri sunt per verbum eorum in me:
Мән ялғуз улар үчүнла әмәс, йәнә уларниң сөзи арқилиқ маңа етиқат қилидиғанлар үчүнму дуа қилимән.
21 ut omnes unum sint, sicut tu Pater in me, et ego in te, ut et ipsi in nobis unum sint: ut credat mundus, quia tu me misisti.
Уларниң һәммиси бир болғай; и Ата, Сән мәндә, мән Сәндә болғандәк, уларму Биздә бир болғай; шундақ болғанда, бу дуниядикиләр мени Сениң әвәткәнлигиңгә ишиниду.
22 Et ego claritatem, quam tu dedisti mihi, dedi eis: ut sint unum, sicut et nos unum sumus.
Сән маңа ата қилған шан-шәрәпни уларға ата қилдимки, биз иккимиз бир болғандәк, уларму бир болғай;
23 Ego in eis, et tu in me: ut sint consummati in unum: et cognoscat mundus quia tu me misisti, et dilexisti eos, sicut et me dilexisti.
йәни мән уларда, сән мәндә болуп, улар бирликтә камил қилинғай. Шу арқилиқ бу дуниядикиләр мени әвәткәнлигиңни һәм мени сөйгиниңдәк уларниму сөйгәнлигиңни билиду.
24 Pater, quos dedisti mihi, volo ut ubi sum ego, et illi sint mecum: ut videant claritatem meam, quam dedisti mihi: quia dilexisti me ante constitutionem mundi.
И Ата, Сән маңа бәргәнлириңниң һәммисиниң мән болған йәрдә мән билән биргә болушини, шундақла мениң шан-шәривимни, йәни Сән аләм апиридә болуштин бурун мени сөйгәнлигиң үчүн, маңа бәргән шан-шәрәпни уларниң көрүшини халаймән.
25 Pater iuste, mundus te non cognovit. ego autem te cognovi: et hi cognoverunt, quia tu me misisti.
И һәққаний Ата, бу дуниядикиләр сени тонумиған, амма мән Сени тонуймән вә буларму мени Сениң әвәткәнлигиңни билди.
26 Et notum feci eis nomen tuum, et notum faciam: ut dilectio, qua dilexisti me, in ipsis sit, et ego in ipsis.
Вә мән Сениң намиңни уларға аян қилдим вә йәнә давамлиқ аян қилимән. Шуниң билән, Сениң маңа көрсәткән меһир-муһәббитиң уларда болиду вә мәнму уларда болай.