< Isaiæ 11 >

1 Et egredietur virga de radice Iesse, et flos de radice eius ascendet.
Вә бир тал нота Йәссәниң дәриғиниң көтигидин үнүп чиқиду; Униң йилтизидин үнүп чиққан бир шах көп мевә бериду.
2 Et requiescet super eum spiritus Domini: spiritus sapientiae, et intellectus, spiritus consilii, et fortitudinis, spiritus scientiae, et pietatis,
Вә Пәрвәрдигарниң Роһи, Йәни даналиқниң вә йорутушниң Роһи, Несиһәт вә күч-қудрәтниң Роһи, Билим вә Пәрвәрдигардин әйминишниң Роһи униң үстигә чүшүп туриду;
3 et replebit eum spiritus timoris Domini: non secundum visionem oculorum iudicabit, neque secundum auditum aurium arguet:
Униң хурсәнлиги болса Пәрвәрдигардин әйминиш ибарәт болиду; У көзи билән көргинигә асасән һөкүм чиқармайду, Яки қулиқи билән аңлиғиниға асасән кесим қилмайду.
4 sed iudicabit in iustitia pauperes, et arguet in aequitate pro mansuetis terrae: et percutiet terram virga oris sui, et spiritu labiorum suorum interficiet impium.
У намратларға һәққанийлиқ билән һөкүм чиқириду, Йәр йүзидики мискин-мөминләр үчүн адаләт билән кесим қилиду. У җаһанни ағзидики закон тайиғи билән уриду, Рәзилләрни ләвлиридин чиққан нәпәси билән өлтүриду.
5 Et erit iustitia cingulum lumborum eius: et fides cinctorium renum eius.
Униң бәлвеғи һәққанийлиқ, Чатрақлиғи болса садиқлиқ болиду.
6 Habitabit lupus cum agno: et pardus cum hoedo accubabit: vitulus et leo, et ovis simul morabuntur, et puer parvulus minabit eos.
Бөрә болса қоза билән биллә туриду, Илпиз оғлақ билән биллә, Мозай, аслан вә бордақ кала билән биллә ятиду; Уларни йетилигүчи кичик бир бала болиду.
7 Vitulus, et ursus pascentur: simul requiescent catuli eorum: et leo quasi bos comedet paleas.
Кала ейиқ билән биллә озуқлиниду, Уларниң балилири биллә йетишиду, Шир болса калидәк саман йәйду.
8 Et delectabitur infans ab ubere super foramine aspidis: et in caverna reguli, qui ablactatus fuerit, manum suam mittet.
Әммәйдиған бала кобра иланниң төшүгигә йеқин ойнайду, Әмчәктин айрилған бала қолини зәһәрлик иланниң овисиға тиқиду;
9 Non nocebunt, et non occident in universo monte sancto meo: quia repleta est terra scientia Domini, sicut aquae maris operientes.
Мениң муқәддәс теғимниң һәммә йеридә һеч зиянкәшлик болмайду; Һеч бузғунчилиқ болмайду; Чүнки худди сулар деңизни қаплиғандәк, Пүткүл җаһан Пәрвәрдигарни билиш-тонуш билән қаплиниду.
10 In die illa radix Iesse, qui stat in signum populorum, ipsum gentes deprecabuntur, et erit sepulchrum eius gloriosum.
Шу күнидә «Йәссәниң Йилтизи» һәр қайси әл-милләтләр үчүн туғ сүпитидә көтирилип туриду; Барлиқ әлләр Уни издәп келип жиғилиду; Вә У арамгаһқа таллиған җай шан-шәрәпкә толиду.
11 Et erit in die illa: Adiiciet Dominus secundo manum suam ad possidendum residuum populi sui, quod relinquetur ab Assyriis, et ab Aegypto, et a Phetros, et ab Aethiopia, et ab Aelam, et a Sennaar, et ab Emath, et ab insulis maris.
Шу күни Рәб иккинчи қетим Өз хәлқиниң сақланған қалдисини қайтуруш үчүн, йәни Асурийә, Мисир, Патрос, Куш, Елам, Шинар, Хамат вә деңиздики жирақ араллардин қайтуруш үчүн Өз қолини йәнә узартиду.
12 Et levabit signum in nationes, et congregabit profugos Israel, et dispersos Iuda colliget a quattuor plagis terrae.
У әлләрни чақириш үчүн бир туғ көтириду; шундақ қилип У йәр йүзиниң чәт-чәтлиридин Исраилниң ғериблирини җәм қилип, Йәһудадин тарқилип кәткәнләрни жиғиду.
13 Et auferetur zelus Ephraim, et hostes Iuda peribunt: Ephraim non aemulabitur Iudam, et Iudas non pugnabit contra Ephraim.
Шуниң билән Әфраимға болған һәсәтхорлуқ йоқайду, Йәһудани харлиғанларму үзүп ташлиниду; Әфраим Йәһудаға һәсәт қилмайду, Йәһуда болса Әфраимни хорлимайду.
14 Et volabunt in humeros Philisthiim per mare, simul praedabuntur filios Orientis: Idumaea et Moab praeceptum manus eorum, et filii Ammon obedientes erunt.
Бирақ улар ғәрип тәрәптә Филистийләрниң мүрисигә учуп чүшиду; Улар бирликтә шәриқтики хәлиқләрдин олҗа алиду; Улар Едом вә Моаб үстигә қоллирини узартиду; Аммонийларму уларға беқиниду.
15 Et desolabit Dominus linguam maris Aegypti, et levabit manum suam super flumen in fortitudine spiritus sui: et percutiet eum in septem rivis, ita ut transeant per eum calceati.
Пәрвәрдигар Мисирдики деңизниң «тили»ни йоқ қилиду; У күчлүк пижғирин шамал билән [Әфрат] дәриясиниң үстигә қолини беғирлитип учуриду, Уни адәм айиғи қуруқ һалда меңип өткидәк йәттә ериқ қилип уриду;
16 Et erit via residuo populo meo, qui relinquetur ab Assyriis: sicut fuit Israeli in die illa, qua ascendit de Terra Aegypti.
Шуниң билән Өз хәлқиниң қалдиси үчүн, Мисирдин чиққан күнидә Исраил үчүн тәйярлиған йолға охшаш, Асурийәдә қалғанлар үчүн әшу йәрдин келидиған бир көтирилгән егиз йол болиду.

< Isaiæ 11 >