< Iudicum 13 >

1 Rursumque filii Israël fecerunt malum in conspectu Domini: qui tradidit eos in manus Philisthinorum quadraginta annis.
Лекин Исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә йәнә рәзил болғанни қилди; шуниң билән Пәрвәрдигар уларни қириқ жилғичә Филистийләрниң қолиға ташлап қойди.
2 Erat autem quidam vir de Saraa, et de stirpe Dan, nomine Manue, habens uxorem sterilem.
Шу чағда Зореаһ дегән җайда, Дан җәмәтидин болған, Маноаһ исимлиқ бир киши бар еди. Униң аяли туғмас болуп, һеч балиси йоқ еди.
3 Cui apparuit angelus Domini, et dixit ad eam: Sterilis es et absque liberis: sed concipies, et paries filium.
Пәрвәрдигарниң Пәриштиси бу аялға аян болуп униңға: — Мана, сән туғмас болғиниң үчүн бала туғмидиң; лекин әнди сән һамилдар болуп бир оғул туғисән.
4 Cave ergo ne bibas vinum ac siceram, nec immundum quidquam comedas:
Амма сән сәгәк болуп, шарап яки күчлүк һарақ ичмә, һеч напак нәрсиниму йемигин.
5 quia concipies, et paries filium, cujus non tanget caput novacula: erit enim nazaræus Dei ab infantia sua et ex matris utero, et ipse incipiet liberare Israël de manu Philisthinorum.
Чүнки мана, сән һамилдар болуп бир оғул туғисән. Бу бала анисиниң қосиғидики чағдин тартип Худаға аталған «назарий» болидиғини үчүн, униң бешиға һәргиз устира селинмисун. У Исраилни Филистийләрниң қолидин қутқузуш ишини башлайду, — деди.
6 Quæ cum venisset ad maritum suum, dixit ei: Vir Dei venit ad me, habens vultum angelicum, terribilis nimis. Quem cum interrogassem quis esset, et unde venisset, et quo nomine vocaretur, noluit mihi dicere:
Аял ериниң қешиға берип, униңға: — Мана, Худаниң бир адими йенимға кәлди; униң турқи Худаниң Пәриштисидәк, интайин дәһшәтлик екән; лекин мән униңдин: «Нәдин кәлдиң» дәп соримидим, уму өз нам-шәривини маңа дәп бәрмиди.
7 sed hoc respondit: Ecce concipies et paries filium: cave ne vinum bibas, nec siceram, et ne aliquo vescaris immundo: erit enim puer nazaræus Dei ab infantia sua, ex utero matris suæ usque ad diem mortis suæ.
У маңа: — «Мана, сән һамилдар болуп бир оғул туғисән; у бала анисиниң қосиғидики чағдин тартип өлидиған күнигичә Худаға аталған бир назарий болидиған болғачқа, әнди сән шарап яки күчлүк һарақ ичмә вә һеч напак нәрсиниму йемигин» деди, — деди.
8 Oravit itaque Manue Dominum, et ait: Obsecro, Domine, ut vir Dei, quem misisti, veniat iterum, et doceat nos quid debeamus facere de puero, qui nasciturus est.
Буни аңлап Маноаһ Пәрвәрдигарға дуа қилип: — Аһ Рәббим, Сән бу йәргә әвәткән Худаниң адими бизгә йәнә келип, туғулидиған балиға немә қилишимиз керәклигини үгитип қойсун, дәп илтиҗа қилди.
9 Exaudivitque Dominus deprecantem Manue, et apparuit rursum angelus Dei uxori ejus sedenti in agro: Manue autem maritus ejus non erat cum ea. Quæ cum vidisset angelum,
Худа Маноаһниң дуасини аңлиди; аял етизлиқта олтуғинида, Худаниң Пәриштиси йәнә униң қешиға кәлди. Амма униң ери Маноаһ униң қешида йоқ еди.
10 festinavit, et cucurrit ad virum suum: nuntiavitque ei, dicens: Ecce apparuit mihi vir, quem ante videram.
Андин аял дәрһал жүгүрүп берип, еригә хәвәр берип: — Мана, һелиқи күни йенимға кәлгән адәм маңа йәнә көрүнди, девиди,
11 Qui surrexit, et secutus est uxorem suam: veniensque ad virum, dixit ei: Tu es qui locutus es mulieri? Et ille respondit: Ego sum.
Маноаһ дәрһал қопуп аялиниң кәйнидин меңип, у адәмниң қешиға келип: — Бу аялға келип сөз қилған адәм сәнму? — дәп соривиди, у җававән: — Шундақ, мәндурмән, деди.
12 Cui Manue: Quando, inquit, sermo tuus fuerit expletus, quid vis ut faciat puer? aut a quo se observare debebit?
Маноаһ униңға: — Ейтқан сөзлириң беҗа кәлтүрүлгәндә, бала қайси тәриқидә чоң қилиниши керәк, у немә ишларни қилиду? — дәп сориди.
13 Dixitque angelus Domini ad Manue: Ab omnibus, quæ locutus sum uxori tuæ, abstineat se,
Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Маноаһқа җавап берип: — Мән бу аялға ейтқан нәрсиләрниң һәммисидин у һези болуп өзини тартсун;
14 et quidquid ex vinea nascitur, non comedat: vinum et siceram non bibat; nullo vescatur immundo: et quod ei præcepi, impleat atque custodiat.
у үзүм телидин чиққан һеч қандақ нәрсидин йемисун, шарап яки күчлүк һарақ ичмисун, һеч напак нәрсиләрдин йемисун; мән униңға барлиқ әмир қилғинимни тутсун, деди.
15 Dixitque Manue ad angelum Domini: Obsecro te ut acquiescas precibus meis, et faciamus tibi hædum de capris.
Маноаһ Пәрвәрдигарниң Пәриштисигә: — Илтипат қилип, кәтмәй турсила, өзлиригә бир оғлақ тәйярлайли, девиди,
16 Cui respondit angelus: Si me cogis, non comedam panes tuos: si autem vis holocaustum facere, offer illud Domino. Et nesciebat Manue quod angelus Domini esset.
Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Маноаһқа җавап берип: — Сән Мени тутуп қалсаңму, Мән нениңдин йемәймән; әгәр сән бирәр көйдүрмә қурбанлиқ сунмақчи болсаң, уни Пәрвәрдигарға атап сунушуң керәк, деди (униң шундақ дейишиниң сәвәви, Маноаһ униң Пәрвәрдигарниң Пәриштиси екәнлигини билмигән еди).
17 Dixitque ad eum: Quod est tibi nomen, ut, si sermo tuus fuerit expletus, honoremus te?
Андин Маноаһ Пәрвәрдигарниң Пәриштисидин: — Өзлириниң нам-шәриви немиду? Ейтип бәргән болсила, сөзлири әмәлгә ашурулғинида, силигә һөрмитимизни билдүрәттуқ, — деди.
18 Cui ille respondit: Cur quæris nomen meum, quod est mirabile?
Пәрвәрдигарниң Пәриштиси униңға җававән: — Намимни сорап қалдиңғу? Мениң намим карамәт тилсиматтур, — деди.
19 Tulit itaque Manue hædum de capris, et libamenta, et posuit super petram, offerens Domino, qui facit mirabilia: ipse autem et uxor ejus intuebantur.
Шуниң билән Маноаһ оғлақ билән ашлиқ һәдийәсини елип берип уни қорам ташниң үстидә Пәрвәрдигарға атап сунди. Пәрвәрдигарниң Пәриштиси уларниң көз алдида әҗайип карамәт бир ишни қилип көрсәтти; Маноаһ вә аяли қарап турди.
20 Cumque ascenderet flamma altaris in cælum, angelus Domini pariter in flamma ascendit. Quod cum vidissent Manue et uxor ejus, proni ceciderunt in terram,
Шундақ болдики, от ялқуни қурбангаһтин асманға көтирилгәндә, Пәрвәрдигарниң Пәриштисиму қурбангаһтин чиққан от ялқуни ичидә жуқуриға чиқип кәтти. Маноаһ билән аяли буни көрүп, өзлирини йәргә ташлап йүзлирини йәргә йеқип дүм ятти.
21 et ultra eis non apparuit angelus Domini. Statimque intellexit Manue angelum Domini esse,
Шуниңдин кейин Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Маноаһқа вә униң аялиға қайта көрүнмиди. Маноаһ шу вақитта униң Пәрвәрдигарниң Пәриштиси екәнлигини билди.
22 et dixit ad uxorem suam: Morte moriemur, quia vidimus Deum.
Андин Маноаһ аялиға: — Мана, биз чоқум өлимиз, чүнки биз Худани көрдуқ! — деди.
23 Cui respondit mulier: Si Dominus nos vellet occidere, de manibus nostris holocaustum et libamenta non suscepisset, nec ostendisset nobis hæc omnia, neque ea quæ sunt ventura dixisset.
Лекин аяли униңға җавап берип: — Әгәр Пәрвәрдигар бизни өлтүрүшкә лайиқ көргән болса, ундақта у көйдүрмә қурбанлиқ билән ашлиқ һәдийәни қолимиздин қобул қилмиған болатти, бу ишниму көрсәтмигән болатти вә шундақла бундақ сөзләрни бизгә ейтмиған болатти, — деди.
24 Peperit itaque filium, et vocavit nomen ejus Samson. Crevitque puer, et benedixit ei Dominus.
Шу иштин кейин аял бир оғул туғди, униң исмини Шимшон қойди. Бу бала өсүп, чоң болди вә Пәрвәрдигар уни бәрикәтлиди.
25 Cœpitque spiritus Domini esse cum eo in castris Dan inter Saraa et Esthaol.
Зореаһ билән Әштаолниң оттурисидики Маһанәһ-Данда Пәрвәрдигарниң Роһи униңға өз тәсирини көрситишкә башлиди.

< Iudicum 13 >