< Apocalypsis 7 >
1 Post hæc vidi quattuor Angelos stantes super quattuor angulos terræ, tenentes quattuor ventos terræ ne flarent super terram, neque super mare, neque in ullam arborem.
Униңдин кейин мән көрдүмки, төрт пәриштә йәр йүзиниң төрт булуңида туратти. Улар һәр қандақ шамалниң қуруқлуқ, деңиз һәм дәл-дәрәқләргә урулмаслиғи үчүн йәр йүзиниң төрт тәрипидин чиқидиған шамални тизгинләп туратти.
2 Et vidi alterum Angelum ascendentem ab ortu solis, habentem signum Dei vivi: et clamavit voce magna quattuor Angelis, quibus datum est nocere terræ, et mari,
Мән һаят Худаниң мөһүрини алған, күн чиқиштин көтириливатқан башқа бир пәриштини көрдүм. У қаттиқ аваз билән қуруқлуқ вә деңизларни вәйран қилиш һоқуқи берилгән әшу төрт пәриштигә:
3 dicens: Nolite nocere terræ, et mari, neque arboribus, quoadusque signemus servos Dei nostri in frontibus eorum.
«Биз Худаниң қул-хизмәткарлириниң пешанисигә мөһүр басқичә, қуруқлуқ, деңиз вә дәл-дәрәқләрни вәйран қилмаңлар!» дәп товлиди.
4 Et audivi numerum signatorum, centum quadraginta quattuor millia signati, ex omni tribu filiorum Israel.
Мән мөһүрләнгәнләрниң санини аңлидим — Исраилларниң һәр қайси қәбилилиридин бир йүз қириқ төрт миң киши, йәни: —
5 Ex tribu Iuda duodecim millia signati: Ex tribu Ruben duodecim millia signati: Ex tribu Gad duodecim millia signati:
Йәһуда қәбилисидин он икки миң киши, Рубән қәбилисидин он икки миң киши, Гад қәбилисидин он икки миң киши,
6 Ex tribu Aser duodecim millia signati: Ex tribu Nephthali duodecim millia signati: Ex tribu Manasse duodecim millia signati:
Ашир қәбилисидин он икки миң киши, Нафтали қәбилисидин он икки миң киши, Манассәһ қәбилисидин он икки миң киши,
7 Ex tribu Simeon duodecim millia signati: Ex tribu Levi duodecim millia signati: Ex tribu Issachar duodecim millia signati:
Шимеон қәбилисидин он икки миң киши, Лавий қәбилисидин он икки миң киши, Иссакар қәбилисидин он икки миң киши,
8 Ex tribu Zabulon duodecim millia signati: Ex tribu Ioseph duodecim millia signati: Ex tribu Beniamin duodecim millia signati.
Зәбулун қәбилисидин он икки миң киши, Йүсүп қәбилисидин он икки миң киши, Бинямин қәбилисидин он икки миң киши мөһүрләнгән еди.
9 Post hæc vidi turbam magnam, quam dinumerare nemo poterat ex omnibus gentibus, et tribubus, et populis, et linguis: stantes ante thronum, et in conspectu Agni, amicti stolis albis, et palmæ in manibus eorum:
Бу ишлардин кейин көрдүмки, мана һәр әл, һәр қәбилә, һәр милләттин болған, һәр хил тилларда сөзлишидиған сан-санақсиз зор бир топ халайиқ тәхтниң вә Қозиниң алдида туратти; уларниң һәммисигә ақ тон кийдүрүлгән болуп, қоллирида хорма шахлири тутқан еди.
10 et clamabant voce magna dicentes: Salus Deo nostro, qui sedet super thronum, et Agno.
Улар жуқури аваз билән: — «Ниҗат тәхттә олтарғучи Худайимизға вә Қозиға мәнсуп болғай!» дәп вақиришатти.
11 Et omnes Angeli stabant in circuitu throni, et seniorum, et quattuor animalium: et ceciderunt in conspectu throni in facies suas, et adoraverunt Deum,
Барлиқ пәриштиләр тәхтниң, ақсақалларниң вә төрт һаят мәхлуқниң әтрапиға олашқан еди. Улар тәхтниң алдида жиқилип, Худаға сәҗдә қилип мундақ дейишәтти: —
12 dicentes, Amen. Benedictio, et claritas, et sapientia, et gratiarum actio, honor, et virtus, et fortitudo Deo nostro in sæcula sæculorum, Amen. (aiōn )
«Амин! Һәмд-мәдһийә, шан-шәрәп, Даналиқ вә тәшәккүр, Һөрмәт вә күч-қудрәт Худайимизға әбәдил-әбәткичә мәнсуп болғай, амин!» (aiōn )
13 Et respondit unus de senioribus, et dixit mihi: Hi, qui amicti sunt stolis albis, qui sunt? et unde venerunt?
Әнди ақсақаллардин бири мәндин: — Бу ақ тон кийдүрүлгән кишиләр ким болиду, қәйәрдин кәлди? — дәп сориди.
14 Et dixi illi: Domine mi, tu scis. Et dixit mihi: Hi sunt, qui venerunt de tribulatione magna, et laverunt stolas suas, et dealbaverunt eas in sanguine Agni.
— Тәхсир, бу өзлиригә мәлумдур, — дедим. У маңа: — Булар дәһшәтлик азап-оқубәтни бешидин өткүзүп кәлгәнләр. Улар тонлирини Қозиниң қенида жуюп аппақ қилған.
15 ideo sunt ante thronum Dei, et serviunt ei die ac nocte in templo eius: et qui sedet in throno, habitabit super illos:
Шуңа улар Худаниң тәхтиниң алдида туруп, ибадәтханисида кечә-күндүз Униң хизмитидә болиду; тәхттә Олтарғучи болса уларниң үстигә чедирини сайивән қилиду.
16 non esurient, neque sitient amplius, nec cadet super illos sol, neque ullus æstus:
Улар йәнә һеч ач қалмайду, һеч уссимайду, уларға нә аптап, нә пижиғирим иссиқ һеч урмайду.
17 quoniam Agnus, qui in medio throni est, reget illos, et deducet eos ad vitæ fontes aquarum, et absterget Deus omnem lacrymam ab oculis eorum.
Чүнки уларни тәхтниң оттурисидики Қоза бақиду вә һаятлиқ сүйи булақлириға елип бариду; вә Худа уларниң һәр бир көз йешини сүртиду, — деди.