< Actuum Apostolorum 24 >
1 Post quinque autem dies descendit princeps sacerdotum, Ananias, cum senioribus quibusdam, et Tertullo quodam oratore, qui adierunt præsidem adversus Paulum.
Бәш күндин кейин, баш каһин Ананияс ақсақаллардин бир нәччәйлән вә Тәртуллус исимлиқ бир адвокат билән Қәйсәрийәгә чүшүп, Павлус тоғрисидики рәсмий шикайәтлирини валийға сунди.
2 Et citato Paulo cœpit accusare Tertullus, dicens: Cum in multa pace agamus per te, et multa corrigantur per tuam providentiam;
Павлус чақиртилип, Тәртуллус униң үстидин шикайәт қилип мундақ деди: — Һөрмәтлик Феликс җанаблири! Биз өзлириниң қол астилирида һәр тәрәптин аман-есәнликкә несип болуп кәлмәктимиз вә алдин көрәрликлири билән хәлқимиз арисида дана ислаһатлар барлиққа кәлтүрүлмәктә, биз бу ишлардин һәр вақит, һәр җайда толуқ миннәтдарлиқ билән бәһриман болуватимиз.
3 semper et ubique suscipimus, optime Felix, cum omni gratiarum actione.
4 Ne diutius autem te protraham, oro, breviter audias nos pro tua clementia.
Бирақ өз вақитлирини көп елип қоймаслиғим үчүн, шәпқәтлири билән сөзимизни қисқила аңлашлирини өтүнүп сораймән.
5 Invenimus hunc hominem pestiferum, et concitantem seditiones omnibus Iudæis in universo orbe, et auctorem seditionis sectæ Nazarenorum:
Чүнки биз шуни тонуп йәттуқки, бу адәм балахор болуп, пүткүл җаһандики Йәһудийлар арисида маҗира-топилаң пәйда қилишни күшкүрткүчи, шундақла «Насарәтликләр» дәп аталған мәзһәпниң каттивашлиридин биридур.
6 qui etiam templum violare conatus est, quem et apprehensum voluimus secundum legem nostram iudicare.
У бизниң ибадәтханимизниму булғимақчи болған еди. Шуңа, биз уни тутувалдуқ вә уни өз қанунимиз бойичә сотлайттуқ. Лекин миң беши Лисияс әшәддий зорлуқ билән уни қоллиримиздин тартивалди вә униңға әрз қилғучиларни өзлириниң алдиға келишкә буйруған еди.
7 Superveniens autem tribunus Lysias, cum vi magna eripuit eum de manibus nostris,
8 iubens accusatores eius ad te venire: a quo poteris ipse iudicans, de omnibus istis cognoscere, de quibus nos accusamus eum.
Уни сорақ қилип көрсилә, бизниң униңға қилған әрзлиримизниң тоғрилиғини билип йетидила!
9 Adiecerunt autem et Iudæi, dicentes hæc ita se habere.
Сорунда болған Йәһудийларму униң ейтқанлириға қошулуп: Раст, раст, дәп шикайәтни күчәйтти.
10 Respondit autem Paulus, (annuente sibi Præside dicere) Ex multis annis te esse iudicem genti huic sciens, bono animo pro me satisfaciam.
Валий Павлусқа сөз қилғин дәп қол ишаритини қилғанда, у мундақ деди: — Мән силиниң узун жиллардин бери бу хәлиқни сорап кәлгәнликлирини билгәчкә, хатирҗәмлик билән алдилирида өзүм тоғрамда җавап беримән.
11 Potes enim cognoscere quia non plus sunt mihi dies quam duodecim, ex quo ascendi adorare in Ierusalem:
Асанла биләләйдилиги, мән Йерусалимға ибадәт қилишқа барғинимдин һазирғичә пәқәт он икки күнла өтти.
12 et neque in templo invenerunt me cum aliquo disputantem, aut concursum facientem turbæ, neque in synagogis, neque in civitate:
Улар мениң ибадәтханида бирәр адәм билән муназириләшкинимни көрмигән, яки синагогларда яки шәһәрдә аммини топилаңға қутратқанлиғимниму һеч көрмиди.
13 neque probare possunt tibi de quibus nunc me accusant.
Улар йәнә һазир җанаблириға мениң үстүмдин қилған шикайәтлиригә һеч испатму кәлтүрәлмәйду.
14 Confiteor autem hoc tibi, quod secundum sectam, quam dicunt hæresim, sic deservio Patri, et Deo meo, credens omnibus, quæ in Lege, et Prophetis scripta sunt:
Бирақ силигә шуни етирап қилимәнки, мән улар «мәзһәп» дәп атиған йол билән меңип, Тәвратта вә пәйғәмбәрләрниң язмилирида пүтүлгәнләрниңму һәммисигә ишинип, ата-бовилиримниң Худасиға ибадәт қилимән.
15 spem habens in Deum, quam et hi ipsi expectant, resurrectionem futuram iustorum, et iniquorum.
Мениң Худаға бағлиған үмүтүм барки (бу кишиләрму бу үмүтни тутиду), кәлгүсидә һәм һәққанийларниң һәм һәққанийсизларниң өлүмдин тирилиши болиду.
16 In hoc et ipse studeo sine offendiculo conscientiam habere ad Deum, et ad homines semper.
Шу сәвәптин, өзүм һемишә Худа алдидиму, инсанлар алдидиму пак виҗданлиқ болушқа интилимән.
17 Post annos autem plures eleemosynas facturus in gentem meam, veni, et oblationes, et vota,
Мән [Йерусалимдин] айрилғили хелә жиллар болған болуп, бу қетим у йәргә өз хәлқимгә хәйр-сәдиқә йәткүзүп бәргили вә Худа алдиға һәдийә сунғили барған едим.
18 in quibus invenerunt me purificatum in templo: non cum turba, neque cum tumultu.
Мән бу ишларда болувататтим, бәзиләр мени тазилиниш қаидисини ада қилип болған чағда ибадәтхана һойлисида учратти; лекин мән әтрапимға адәм топлиғинимму йоқ, малиманчилиқ чиқарғинимму йоқ.
19 Quidam autem ex Asia Iudæi, quos oportebat apud te præsto esse, et accusare siquid haberent adversum me:
Әмәлийәттә мени учратқанлар болса Асия өлкисидин кәлгән бәзи Йәһудийлар еди; уларниң үстүмдин шикайәтлири бар болса, әсли улар өзлири келип, силиниң алдилирида әрз қилишқа тоғра келәтти.
20 aut hi ipsi dicant siquid invenerunt in me iniquitatis cum stem in concilio,
Болмиса, мошу сорундикиләр алий кеңәшмә алдида турғинимда, мениңдин қандақ җинайәт тапқанлиғини ейтип бақсун!
21 nisi de una hac solummodo voce, qua clamavi inter eos stans: Quoniam de resurrectione mortuorum ego iudicor hodie a vobis.
Пәқәт мундақ бир иш болған еди: — Мән уларниң алдида, «Бүгүнки күндә өлгәнләрниң қайта тирилиши тоғрилиқ силәрниң сориғиңларға тартилғанмән!» дәп вақириған едим.
22 Distulit autem illos Felix, certissime sciens de via hac, dicens: Cum Tribunus Lysias descenderit, audiam vos.
[Рәбниң] йоли тоғрилиқ тәпсилий хәвири бар болған Феликс сорақни тохтитип, уларға: — Миң беши Лисияс кәлгәндә дәвайиңлар тоғрисидики һөкүмни чиқиримән, — деди.
23 Iussitque Centurioni custodire eum, et habere requiem, nec quemquam de suis prohibere ministrare ei.
У йүз бешиға Павлусни нәзәрбәнд астиға елип, амма униңға бир аз кәңчилик қилип, дост-бурадәрлириниң һәр қайсисиниң униң һаҗәтлиридин чиқишини тосмиғин, дәп буйруди.
24 Post aliquot autem dies veniens Felix cum Drusilla uxore sua, quæ erat Iudæa, vocavit Paulum, et audivit ab eo fidem, quæ est in Christum Iesum.
Бир нәччә күндин кейин, валий Феликс аяли Друсила билән биллә кәлди (Друсила Йәһудий еди). У Павлусни чақиртип, униңдин Мәсиһ Әйсаға етиқат қилиш йоли тоғрилиқ аңлиди.
25 Disputante autem illo de iustitia, et castitate, et de iudicio futuro, tremefactus Felix respondit: Quod nunc attinet, vade: tempore autem opportuno accersam te:
Павлус һәққаний яшаш, өзини тутувелиш, қиямәт күнидики соал-сорақ қилинишлар тоғрисида сөзләватқанда, Феликс вәһимигә чүшүп униңға: — Һазирчә қайтип турсаң болиду. Кейин маңа пәйт кәлгәндә, йәнә чақиртимән, — деди.
26 simul et sperans, quod pecunia ei daretur a Paulo, propter quod et frequenter accersens eum, loquebatur cum eo.
У шуниң билән бир вақитта Павлусниң пара беришини үмүт қилатти. Шуниң үчүн, уни имканқәдәр пат-пат чақиртип, униң билән сөзлишәтти.
27 Biennio autem expleto, accepit successorem Felix Portium Festum. Volens autem gratiam præstare Iudæis Felix, reliquit Paulum vinctum.
Лекин икки жил тошқанда, Феликсниң орниға Поркиюс Фестус валий болди. Феликс Йәһудийларға илтипат көрситип уларниң көңлини елиш үчүн Павлусни солақта қалдурди.