< Petri Ii 3 >

1 Hanc ecce vobis, charissimi, secundam scribo epistolam, in quibus vestram excito in commonitione sinceram mentem:
И сөйүмлүклирим, һазир силәргә бу йезиватқиним иккинчи хетимдур. Һәр икки хетимдә силәрниң сап көңлүңларни ойғитип, шу ишларни әслитишкә интилдимки,
2 ut memores sitis eorum, quæ prædixi verborum a sanctis Prophetis, et Apostolorum vestrorum, præceptorum Domini et Salvatoris.
муқәддәс пәйғәмбәрләр бурун ейтқан сөзләргә вә Рәббимиз һәм Қутқузғучимизниң расуллириңлар арқилиқ йәткүзгән әмригә көңүл бөлүшүңларни өтүнимән.
3 hoc primum scientes, quod venient in novissimis diebus in deceptione illusores, iuxta proprias concupiscentias ambulantes,
Әң муһими шуни билишиңлар керәкки, күнләрниң ахирида өзиниң һавайи-һәвәслириниң кәйнигә киридиған, мәсқирә қилидиған мазақчилар чиқип:
4 dicentes: Ubi est promissio, aut adventus eius? ex quo enim patres dormierunt, omnia sic perseverant ab initio creaturæ.
«Қени, Униң қайтип келимән дегән вәдиси?! Ата-бовилиримиз [өлүмдә] ухлап қалғандин таки һазирғичә һәммә ишлар дуния апиридә болған вақиттики билән охшаш һаләттә кетиватиду» дәп мәсқирә қилишиду.
5 Latet enim eos hoc volentes, quod cæli erant prius, et terra, de aqua, et per aquam consistens Dei verbo:
Һалбуки, улар әң қедимки заманда Худаниң сөзи билән асманларниң яритилғанлиғини вә шуниңдәк йәрниң судин чиққан һәм суниң вастиси билән барлиққа кәлгәнлигини әтәй унтуйду;
6 per quæ, ille tunc mundus aqua inundatus periit.
шу амилларниң васитилири билән шу замандики дуния кәлкүндин ғәриқ болуп йоқалди.
7 Cæli autem, qui nunc sunt, et terra eodem verbo repositi sunt, igni reservati in diem iudicii, et perditionis impiorum hominum.
Амма һазирқи асманлар билән зимин охшашла шу сөз билән ихлассиз адәмләр сораққа тартилип һалак қилинидиған әшу күндә отта көйдүрүлүшкә сақлинип, та шу күнигичә һалидин хәвәр елинип туриду.
8 Unum vero hoc non lateat vos, charissimi, quia unus dies apud Dominum sicut mille anni, et mille anni sicut dies unus.
Әнди и сөйүмлүклирим, шу иш нәзириңлардин қачмисунки, Рәбгә нисбәтән бир күн миң жилдәк вә миң жил бир күндәктур.
9 Non tardat Dominus promissionem suam, sicut quidam existimant: sed patienter agit propter vos, nolens aliquos perire, sed omnes ad pœnitentiam reverti.
Рәб Өз вәдисини [орундашни] (бәзиләрниң «кечиктүрди» дәп ойлиғинидәк) кечиктүргини йоқ, бәлки һеч кимниң һалак болушини халимай, һәммә инсанниң товва қилишиға киришини арзулап, силәргә кәңчилик қилип [вақитни созмақта].
10 Adveniet autem dies Domini ut fur: in quo cæli magno impetu transient, elementa vero calore solventur, terra autem et quæ in ipsa sunt opera, exurentur.
Лекин Рәбниң күни худди оғриниң келишидәк [күтүлмигән вақитта] болиду. У күни асманлар шиддәтлик гүлдүрлигән аваз билән ғайип болуп, каинатниң барлиқ қурулмилири шиддәтлик отта ерип түгәйду; зимин вә униңдики пүткүл нәрсиләрму көйүп кетиду.
11 Cum igitur hæc omnia dissolvenda sunt, quales oportet vos esse in sanctis conversationibus, et pietatibus,
Һәммә нәрсә мана шундақ ерип йоқилидиған йәрдә, силәр қандақ адәмләрдин болушуңлар керәк? — һаятиңларни пак-муқәддәсликтә вә ихласмәнликтә өткүзүп,
12 expectantes, et properantes in adventum diei Domini, per quem cæli ardentes solventur, et elementa ignis ardore tabescent?
Худаниң күнини тәлмүрүп күтүп, у күнниң тезрәк келиши үчүн интилишиңлар керәк әмәсму? У күнниң келиши билән пүтүн асманлар отта йоқап түгәйду вә каинатниң барлиқ қурулмилири шиддәтлик отта ерип түгәйду.
13 Novos vero cælos, et novam terram secundum promissa ipsius expectamus, in quibus iustitia habitat.
Лекин биз болсақ Униң вәдиси бойичә, йеңи асман-зиминни интизарлиқ билән күтмәктимиз. У йәр һәққанийлиқниң маканидур.
14 Propter quod charissimi hæc expectantes, satagite immaculati, et inviolati ei inveniri in pace.
Шуниң үчүн, әй сөйүмлүклирим, бу ишларни күтүватқан екәнсиләр, [шу тапта] Худаниң алдида нуқсансиз вә дағсиз, енақлиқ-хатирҗәмлик ичидә һазир болуп чиқишиңлар үчүн интилиңлар.
15 et Domini nostri longanimitatem, salutem arbitremini: sicut et charissimus frater noster Paulus secundum datam sibi sapientiam scripsit vobis,
вә Рәббимизниң сәвир-тақитини ниҗат дәп билиңлар, дәл сөйүмлүк қериндишимиз Павлусму өзигә ата қилинған даналиқ билән бу ишлар тоғрилиқ силәргә язған;
16 sicut et omnibus epistolis, loquens in eis de his, in quibus sunt quædam difficilia intellectu, quæ indocti, et instabiles depravant, sicut et ceteras Scripturas, ad suam ipsorum perditionem.
барлиқ хәтлиридиму у бу ишлар һәққидә тохтилиду. Униң хәтлиридә чүшиниш тәс болған бәзи ишлар бар; бу ишларни тәлим алмиған вә тутами йоқ кишиләр муқәддәс язмиларниң башқа қисимлирини бурмилиғандәк, бурмилап чүшәндүриду вә шуниң билән өз бешиға һалакәт елип келиду.
17 Vos igitur fratres præscientes custodite, ne insipientium errore traducti excidatis a propria firmitate.
Шуниң билән, и сөйүмлүклирим, [мән ейтқан] бу ишларни алдин-ала билгән екәнсиләр, бу әхлақсизларниң сәпсәтлири билән аздурулуп, мустәһкәм турушуңларни йоқитип қоюштин һошияр болуңлар.
18 crescite vero in gratia, et in cognitione Domini nostri, et Salvatoris Iesu Christi. Ipsi gloria et nunc, et in diem æternitatis. Amen. (aiōn g165)
Әксичә, [Худаниң] меһри-шәпқитидә һәм Рәббимиз вә Қутқузғучимиз Әйса Мәсиһгә болған билиштә давамлиқ өсүңлар. Униңға һәм һазир һәм әшу әбәд күнигичә барлиқ шан-шәрәп мәнсуп болғай! Амин! (aiōn g165)

< Petri Ii 3 >

The Great Flood
The Great Flood