< Petri I 1 >

1 Petrus Apostolus Iesu Christi, electis advenis dispersionis Ponti, Galatiæ, Cappadociæ, Asiæ, et Bithyniæ,
Әйса Мәсиһниң расули болған мәнки Петрустин Понтус, Галатия, Кападокия, Асия вә Битинийә өлкилиридә тарқақ яшаватқан мусапир бәндиләргә салам.
2 secundum præscientiam Dei Patris, in sanctificationem Spiritus, in obedientiam, et aspersionem sanguinis Iesu Christi: Gratia vobis, et pax multiplicetur.
Силәр ХудаАтиниң алдин билгини бойичә таллинип, Роһ тәрипидин пак-муқәддәс қилиндиңлар. Буниңдин мәхсәт, силәрниң Әйса Мәсиһниң итаитидә болушуңлар вә қениниң үстүңларға сепилиши үчүндур. Меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик силәргә һәссиләп ата қилинғай!
3 Benedictus Deus et Pater Domini nostri Iesu Christi, qui secundum misericordiam suam magnam regeneravit nos in spem vivam, per resurrectionem Iesu Christi ex mortuis,
Өзиниң зор рәһимдиллиги билән, Әйса Мәсиһниң өлүмдин тирилиши арқилиқ бизни йеңидин туғдуруп, өлмәс үмүткә несивә қилған Рәббимиз Әйса Мәсиһниң ХудаАтисиға мубарәк-мәдһийиләр оқулғай!
4 in hereditatem incorruptibilem, et incontaminatam, et immarcescibilem, conservatam in cælis in vobis,
Демәк, силәр үчүн чиримәс, дағсиз вә солмас мирас әршләрдә сақланмақта.
5 qui in virtute Dei custodimini per fidem in salutem, paratam revelari in tempore novissimo.
Ахир заманда ашкарилинишқа тәйярланған ниҗат үчүн, силәр етиқатиңлар билән Худаниң қудрити арқилиқ қоғдалмақтисиләр.
6 In quo exultabis, modicum nunc si oportet contristari in variis tentationibus:
Силәр бу [ниҗаттин] зор шатлинисиләр — гәрчә һазир зөрүр тепилғанда силәрниң һәр хил синақлар түпәйлидин қисқа вақит азап-оқубәт чекишиңларға тоғра кәлсиму.
7 ut probatio vestræ fidei multo pretiosior auro (quod per ignem probatur) inveniatur in laudem, et gloriam, et honorem in revelatione Iesu Christi:
Алтун һаман йоқилип кетидиған нәрсә болсиму, саплиғи от билән синилиду. Шуниңға охшаш алтундин толиму қиммәтлик болған етиқатиңлар синилип испатлиниду. Буниң билән у Әйса Мәсиһ [қайта] ашкариланған вақтида мәдһийә, шан-шәрәп вә иззәт-һөрмәт кәлтүриду.
8 quem cum non videritis, diligitis: in quem nunc quoque non videntes creditis: credentes autem exultabitis lætitia inenarrabili, et glorificata:
Әйса Мәсиһни илгири көрүп бақмиған болсаңларму, Уни сөйүп кәлдиңлар; вә һазирму Уни көрмәйсиләр, лекин Униңға йәнила етиқат қилип қәлбиңлар ипадилигүсиз шан-шәрәпкә толған хошаллиқ билән яйрайду.
9 reportantes finem fidei vestræ, salutem animarum.
Шуниң билән силәр етиқатиңларниң нишани, йәни җениңларниң ниҗатиға муйәссәр болуватисиләр.
10 De qua salute exquisierunt, atque scrutati sunt prophetæ, qui de futura in vobis gratia prophetaverunt:
Силәргә ата қилинған бу меһри-шәпқәтни алдин-ала ейтқан [илгәрки] пәйғәмбәрләр бу ниҗат-қутқузулуш тоғрисида тәпсилий издәнгән, уни чүшинишкә тиришқан еди.
11 scrutantes in quod, vel quale tempus significaret in eis Spiritus Christi: prænuncians eas quæ in Christo sunt passiones, et posteriores glorias:
Уларда болған Мәсиһниң Роһи уларға Мәсиһ кәлгүсидә тартидиған азап-оқубәтләр вә булардин кейинки келидиған шан-шәрәпләр тоғрисида алдин-ала мәлумат берип бешарәт кәлтүргинидә, улар бу ишларниң қандақ йол билән вә қайси заманда йүз беридиғанлиғи үстидә издәнгән.
12 quibus revelatum est quia non sibimetipsis, vobis autem ministrabant ea, quæ nunc nunciata sunt vobis per eos, qui evangelizaverunt vobis, Spiritu sancto misso de cælo, in quem desiderant Angeli prospicere.
Шуниң билән уларға бу ишларни алдин-ала ейтиши улар өзлири үчүн әмәс, бәлки силәрниң хизмитиңларда болған, дәп аян қилинған. Әнди бүгүнки күндә бу ишлар әрштин әвәтилгән Муқәддәс Роһниң күчи билән силәргә хуш хәвәрни йәткүзгүчиләр арқилиқ силәргә җакаланди. Һәтта пәриштиләрму бу ишларниң теги-тәктини сәпселип чүшинивелишқа тәлпүнмәктә.
13 Propter quod succincti lumbos mentis vestræ, sobrii perfecte sperate in eam, quæ offertur vobis, gratiam, in revelationem Iesu Christi:
Шуңа, зеһинлириңларниң белини бағлап, өзүңларни сәгәк-салмақ тутуңлар, үмүтүңларни Әйса Мәсиһ қайта көрүнгән күнидә силәргә елип келидиған бәхит-шапаәткә пүтүнләй бағлаңлар.
14 quasi filii obedientiæ, non configurati prioribus ignorantiæ vestræ desideriis:
[Худаниң] итаәтмән пәрзәнтлири сүпитидә, илгәрки ғапиллиқ чағлириңлардикидәк һавайи-һәвәсләргә берилмәңлар.
15 sed secundum eum, qui vocavit vos, Sanctum: et ipsi in omni conversatione sancti sitis:
Әксичә, силәрни чақирғучи пак-муқәддәс болғанға охшаш барлиқ жүрүш-турушиңларда өзүңларни пак-муқәддәс тутуңлар.
16 quoniam scriptum est: Sancti eritis, quoniam ego Sanctus sum.
Чүнки [муқәддәс язмиларда]: «Пак-муқәддәс болуңлар, чүнки Мән пак-муқәддәстурмән» дәп хатириләнгән.
17 Et si patrem invocatis eum, qui sine acceptione personarum iudicat secundum uniuscuiusque opus, in timore incolatus vestri tempore conversamini.
Силәр дуа қилғиниңларда кишиләрниң һәр бириниң иш-һәрикитигә қарап йүз-хатирә қилмай Сорақ Қилғучини «Ата» дәп чақиридикәнсиләр, ундақта бу дунияда мусапир болуп яшаватқан вақтиңларни [Униң] қорқунучида өткүзүңлар.
18 Scientes quod non corruptibilibus auro, vel argento redempti estis de vana vestra conversatione paternæ traditionis:
Чүнки силәргә мәлумки, силәр ата-бовилириңлар тәрипидин силәргә қалдурулған әһмийәтсиз турмушниң [қуллуғидин] азат болдуңлар. Бу, қиммитини һаман йоқитидиған алтун яки күмүчтәк нәрсиләрниң төлими билән болған әмәс,
19 sed pretioso sanguine quasi agni immaculati Christi, et incontaminati:
бәлки қиммәтлик қени билән, йәни кәм-күтисиз вә дағсиз қоза кәби Мәсиһниң қиммәтлик қениниң бәдилигә кәлди.
20 præcogniti quidem ante mundi constitutionem, manifestati autem novissimis temporibus propter vos,
У дәрвәқә дуния апиридә қилиништин илгирила [Худа тәрипидин] шу сүпитидә тонулған, һазир У заманларниң мошу ахирқи вақитлирида силәр үчүн [бу дунияға әвәтилип] ашкарә қилинди.
21 qui per ipsum fideles estis in Deo, qui suscitavit eum a mortuis, et dedit ei gloriam, ut fides vestra, et spes esset in Deo:
Силәр Униң арқилиқ Уни өлүмдин тирилдүрүп, Униңға шан-шәрәп бәргән Худаға етиқат қиливатисиләр. Худаниң [шуни қилғини] етиқатиңлар вә үмүтүңлар Өзигә бағлансун үчүндур.
22 Animas vestras castificantes in obedientia charitatis, in fraternitatis amore, simplici ex corde invicem diligite attentius:
Силәр һәқиқәткә итаәт қилғанлиғиңлардин қәлбиңларни паклап, қериндашларни сөйидиған сахтисиз меһир-муһәббәткә кириштиңлар; шуңа, бир-бириңларни чин қәлбиңлардин қизғин сөйүңлар.
23 renati non ex semine corruptibili, sed incorruptibili per verbum Dei vivi, et permanentis in æternum: (aiōn g165)
Чүнки силәр яңливаштин туғулдуңлар — бу чирип кетидиған уруқ арқилиқ әмәс, бәлки чиримас уруқ, йәни Худаниң һаятий күчкә егә вә мәңгү туридиған сөз-калами арқилиқ болди. (aiōn g165)
24 quia omnis caro ut fœnum: et omnis gloria eius tamquam flos fœni: exaruit fœnum, et flos eius decidit.
Чүнки [худди муқәддәс язмиларда йезилғинидәк]: «Барлиқ әт егилири от-чөптур, халас, Уларниң барлиқ шан-шәриви даладики гүлгә охшаш; От-чөп солишиду, гүл хазан болиду,
25 Verbum autem Domini manet in æternum. hoc est autem verbum, quod evangelizatum est in vos. (aiōn g165)
Бирақ Рәбниң сөз-калами мәңгүгә туриду!» Силәргә йәткүзүлгән хуш хәвәрдә җакаланған сөз-калам дәл шудур. (aiōn g165)

< Petri I 1 >