< Jeremiæ 10 >

1 Audite verbum, quod locutus est Dominus super vos domus Israel.
Пәрвәрдигарниң силәргә ейтқан сөзигә қулақ селиңлар, и Исраил җәмәти: —
2 Hæc dicit Dominus: Iuxta vias Gentium nolite discere: et a signis cæli nolite metuere, quæ timent Gentes:
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Әлләрниң йоллирини үгәнмәңлар; гәрчә әлләр асмандики һадисә-аламәтләрдин қорқуп дәккә-дүккигә чөмгән болсиму, силәр булардин һеч чөчүп кәтмәңлар.
3 quia leges populorum vanæ sunt: quia lignum de saltu præcidit opus manus artificis in ascia.
Чүнки әлләрниң қаидә-йосунлири бимәниликтур; һәммиси орманлиқтин кесилгән дәрәқтин, яғаччиниң искиниси билән оюлған нәрсигә асасланғандур.
4 Argento, et auro decoravit illud: clavis et malleis compegit, ut non dissolvatur.
Улар буни алтун-күмүч билән һәлләйду; уни жиқилмисун дәп улар болқа, миқлар билән бекитиду.
5 In similitudinem palmæ fabricata sunt, et non loquentur: portata tollentur, quia incedere non valent. Nolite ergo timere ea, quia nec male possunt facere, nec bene.
Бундақ бутлар тәрхәмәкликтә туридиған бир қаранчуқтур, халас; улар һеч сөзләлмәйду; улар башқилар тәрипидин көтирилиши керәк, чүнки улар маңалмайду. Улардин қорқмаңлар; чүнки улар рәзиллик қилалмайду, уларниң қолидин яхшилиқ қилишму кәлмәйду.
6 Non est similis tui Domine: magnus es tu, et magnum nomen tuum in fortitudine.
— Саңа охшайдиған һеч ким йоқ, и Пәрвәрдигар; Сән улуқ, күч-қудритиң билән намиң улуқдур.
7 Quis non timebit te, O Rex gentium? Tuum est enim decus: inter cunctos sapientes Gentium, et in universis regnis eorum nullus est similis tui.
Ким Сәндин қорқмай туралисун, и барлиқ әлләр үстигә һөкүмран падиша!? Чүнки бу Саңа тегишликтур; чүнки әлләрдики данишмәнләр арисида вә барлиқ падишалиқлар арисида Саңа охшаш һеч ким йоқтур.
8 Pariter insipientes et fatui probabuntur: doctrina vanitatis eorum lignum est.
[Әлләрниң] һәммиси истиснасиз әқли йоқ, наданлардур; бу әрзимәсләр яғачтур, халас! Улар тәлим берәләмду!?
9 Argentum involutum de Tharsis affertur, et aurum de Ophaz: opus artificis, et manus ærarii, hyacinthus et purpura indumentum eorum. Opus artificum universa hæc.
Соқуп ялпақланған күмүч Таршиштин елип келиниду; алтунму Уфаздин елип келиниду; андин һүнәрвән вә зәргәрләрниң қоли бу ясиғиниға көк вә сөсүн рәхт билән кийим кийгүзиду — буларниң һәммиси шүбһисизки, данишмән устиларниң әҗридур!
10 Dominus autem Deus verus est: ipse Deus vivens, et Rex sempiternus. Ab indignatione eius commovebitur terra: et non sustinebunt Gentes comminationem eius.
Лекин Пәрвәрдигар Худаниң Өзи һәқиқәттур; У һаят Худадур, мәңгүлүкниң Падишасидур; Униң ғәзиви алдида йәр-зимин титрәйду; әлләр Униң қәһрини көтирәлмәйду.
11 Sic ergo dicetis eis: dii, qui cælos et terram non fecerunt, pereant de terra, et de his, quæ sub cælo sunt.
Уларға мундақ дегин: «Асман билән зиминни яратмиған илаһлар, улар зимин йүзидин вә асман астидин йоқайду!».
12 Qui facit terram in fortitudine sua, præparat orbem in sapientia sua, et prudentia sua extendit cælos.
[Пәрвәрдигар болса] йәр-зиминни күч-қудрити билән ясиған, Аләмни даналиғи билән бәрпа қилған, Асманларни әқил-парасити билән яйғучидур.
13 Ad vocem suam dat multitudinem aquarum in cælo, et elevat nebulas ab extremitatibus terræ: fulgura in pluviam facit, et educit ventum de thesauris suis.
У авазини қоювәтсә, асманларда сулар шавқунлайду; У йәр чәтлиридин булут-туманларни өрлитиду; У ямғурларға чақмақларни һәмраһ қилип бекитиду, Вә шамални өз ғәзнилиридин чиқириду.
14 Stultus factus est omnis homo a scientia, confusus est artifex omnis in sculptili: quoniam falsum est quod conflavit, et non est spiritus in eis.
Мошу кишиләрниң һәр бири әқилсиз, билимдин мәһрумлардур; Зәргәрләрниң һәр бири өзлири ойған бут тәрипидин шәрмәндигә қалиду; Чүнки униң қуйма һәйкили ялғанчилиқ, уларда һеч тиниқ йоқтур.
15 Vana sunt, et opus risu dignum: in tempore visitationis suæ peribunt.
Улар бимәниләрдур, мазақ объектидур; Җазалиниш вақти уларниң үстигә кәлгәндә, улар йоқитилиду.
16 Non est his similis pars Iacob: qui enim formavit omnia, ipse est: et Israel virga hereditatis eius: Dominus exercituum nomen illi.
Яқупниң Несивиси Болғучи булардәк әмәстур, Чүнки барлиқ мәвҗудатни ясиғучи Шудур; Исраил болса Униң Өз мираси болған қәбилидур; Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Униң намидур.
17 Congrega de terra confusionem tuam, quæ habitas in obsidione:
Зиминдин чиқишқа жүк-тақиңни жиғиштуруп ал, и муһасиригә елинғучи қиз;
18 Quia hæc dicit Dominus: Ecce ego longe proiiciam habitatores terræ in hac vice: et tribulabo eos ita ut inveniantur.
чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана, Мән бу вақитта зиминдикиләрни елип у йәрдин чөриветимән вә уларниң көңли тонуп йәткичә азар беримән!».
19 Væ mihi super contritione mea, pessima plaga mea. Ego autem dixi: Plane hæc infirmitas mea est, et portabo illam.
Җараһитим үчүн һалимға вай! Мениң ярам давалиғусиздур! Бирақ әслидә мән: «Бу пәқәт бир кесәллик, халас, униңға чидиғидәкмән» — дәптикәнмән.
20 Tabernaculum meum vastatum est, omnes funiculi mei dirupti sunt, filii mei exierunt a me, et non subsistunt: non est qui extendat ultra tentorium meum, et erigat pelles meas.
Мениң чедирим һалак болди, барлиқ танилирим үзүлди; балилирим мәндин җуда болуп, улар йоқ болди; чедиримни қайтидин созуп тиккидәк, чедир пәрдилирини асқидәк һеч ким қалмиди.
21 Quia stulte egerunt pastores, et Dominum non quæsierunt: propterea non intellexerunt, et omnis grex eorum dispersus est.
Чүнки хәлиқ падичилири әқилсиз болуп, Пәрвәрдигарни издәп йол соримайду; шуңа улар данишмәнләрдәк иш көрәлмәйду, уларниң барлиқ падиси тарқилип кәтти.
22 Vox auditionis ecce venit, et commotio magna de terra Aquilonis: ut ponat civitates Iuda solitudinem, et habitaculum draconum.
Аңлаңлар! Бир гәпниң шәписи! Мана, у келиду, шималий зиминдин чиққан зор бир чуқан-сүрән! Йәһуданиң шәһәрлирини бир вәйранә, чилбөриләрниң туралғусиға айландурғучи келиватиду!
23 Scio Domine quia non est hominis via eius: nec viri est ut ambulet, et dirigat gressus suos.
Билимәнки, и Пәрвәрдигар, инсанниң өз йолини бекитиши өз қолида әмәстур; меңиватқан адәмниң өзидә қәдәмлирини халиғанчә ташлаш қудрити болмастур;
24 Corripe me Domine, verumtamen in iudicio: et non in furore tuo, ne forte ad nihilum redigas me.
Пәрвәрдигар, мени түзигәйсән, лекин ғәзивиң билән әмәс, адил һөкүмиң билән түзигәйсән; болмиса Сән мени йоққа баравәр қилисән.
25 Effunde indignationem tuam super Gentes, quæ non cognoverunt te, et super provincias, quæ nomen tuum non invocaverunt: quia comederunt Iacob, et devoraverunt eum, et consumpserunt illum, et decus eius dissipaverunt.
Қәһриңни Сени тонумайдиған әлләр һәмдә намиңға нида қилмайдиған җәмәтләр үстигә төккәйсән; чүнки улар Яқупни йәп кәткән; бәрһәқ, улар уни жутуп түгәштүрүп, турған җайини мутләқ вәйран қилған.

< Jeremiæ 10 >