< Oekyuk 7 >

1 Ke len se Moses el tulokunak tari Lohm Nuknuk Mutal sin LEUM GOD, el mosrwela ac kisaela Lohm Nuknuk sac wi kufwen orekma nukewa kac, oayapa loang uh wi kufwen orekma nukewa nu kac.
Муса ибадәт чедирини тиклигән күни, у чедирни мәсиһ қилип майлап муқәддәс қилди, шундақла униң ичидики барлиқ әсвап-җабдуқлар, қурбангаһ вә униң барлиқ қача-қуча әсваплирини мәсиһ қилип майлап муқәддәс қилди; шү күни шундақ болдики, Исраилниң әмирлири, йәни уларниң ата җәмәтиниң башлиқлири болған, қәбилә әмирлири келип һәдийәләрни сунди; шу қәбилиләрниң әмирлири санақтин өткүзүш ишиға назарәт қилғучилар еди.
2 Na sifen sou lulap nukewa su mwet kol in sruf lun Israel, nuna mwet na ma fosrngakin oaoa lulap se ke pisen mwet uh,
3 elos use mwe sang lalos inge nu sin LEUM GOD: wagon onkosr ac cow mukul singoul lukwa, wagon soko sin kais luo mwet kol, ac cow soko sin kais sie mwet kol. Tukun elos sang ma inge,
Улар өзлириниң һәдийәлирини Пәрвәрдигарниң һозуриға һазир қилишти, кәлтүрүлгән бу һәдийәләр җәмий болуп алтә һарву, он икки өкүздин ибарәт еди; һәр икки әмир бирлишип бирдин сайивәнлик һарву, һәр бир әмир бирдин өкүз елип кәлди; улар бу һәдийәләрни чедириниң алдиға әкилишти.
4 LEUM GOD El fahk nu sel Moses,
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
5 “Eis mwe sang inge in orekmakinyuk nu ke ma ac orek ke Lohm Nuknuk Mutal. Sang nu sin mwet Levi uh fal nu ke orekma ma elos ac oru.”
Җамаәт чедириниң ишлириға ишлитиш үчүн сән бу нәрсиләрни қобул қилип, Лавийларниң һәр бириниң беҗиридиған ишлири бойичә уларниң ишлитишигә бәргин, — деди.
6 Ouinge Moses el sang wagon ac cow mukul uh nu sin mwet Levi.
Шуниң билән Муса һарву билән өкүзләрни қобул қилип Лавийларға тапшуруп бәрди.
7 El sang lukwa wagon uh ac akosr cow uh nu sin mwet lal Gershon,
У Гәршон әвлатлириниң қилидиған ишлириға асасән, уларға икки һарву билән төрт өкүз бәрди.
8 ac wagon akosr ac cow oalkosr nu sin mwet lal Merari. Orekma nukewa lalos orek ye kolyuk lal Ithamar wen natul Aaron.
Мәрари әвлатлириниң қилидиған ишлириға асасән, уларға төрт һарву билән сәккиз өкүз бәрди; уларниң һәммиси каһин Һарунниң оғли Итамарға қарайтти;
9 Tusruktu wangin wagon ku cow Moses el sang nu sin mwet in sou Kohath, mweyen kufwen orekma mutal ma elos karingin uh enenu na in utuk finpisalos.
лекин у Коһатниң әвлатлириға һеч немә бәрмиди; чүнки улар муқәддәс нәрсиләрни көтиришкә мәсъул еди; демәк, улар мәсъул болған нәрсиләрни өз мүрисидә көтирәтти.
10 Na mwet kol elos oayapa use mwe kisa lalos in akfulatye kisala lun loang uh. Ke elos akola in sang mwe kite lalos mutun loang uh,
Қурбангаһ майлинип мәсиһләнгән күни, уни Худаға беғишлаш йолида әмирләр сунидиған һәдийәлирини елип келип, қурбангаһ алдиға қоюшти.
11 LEUM GOD El fahk nu sel Moses, “Fahkang nu selos lah in kais sie len ke lusen len singoul luo, kais sie mwet kol fah srukak mwe kite lal nu ke kisaiyen loang uh.”
Пәрвәрдигар Мусаға: — Улар қурбангаһни беғишлаш йолида һәдийәлирини сунсун; һәр бир әмир өз күнидә сунсун, — деди.
12 Na elos use mwe kisa lalos uh oana ke takla ten inge: Len Sruf Mwet Kol len se meet Judah Nahshon, wen natul Amminadab Akluo Issachar Nethanel, wen natul Zuar Aktolu Zebulun Eliab, wen natul Helon Akakosr Reuben Elizur, wen natul Shedur Aklimekosr Simeon Shelumiel, wen natul Zurishaddai Akonkosr Gad Eliasaph, wen natul Deuel Akitkosr Ephraim Elishama, wen natul Ammihud Akoalkosr Manasseh Gamaliel, wen natul Pedahzur Akeu Benjamin Abidan, wen natul Gideoni Aksingoul Dan Ahiezer, wen natul Ammishaddai Aksingoul sie Asher Pagiel, wen natul Ochran Aksingoul luo Naphtali Ahira, wen natul Enan Mwe sang ma kais sie selos tuh use inge oana sie: sie pesin silver su toasriya oasr ke ounce lumngaul, ac sie pol silver su toasriya ounce tolngoul, fal nu ke srikasrak ma oakwuki, kewana sessesla ke flao karyak ke oil in olive nu ke mwe kisa wheat; sie ahlu gold su toasriya ounce akosr, sessesla ke mwe keng; cow mukul fusr soko, sheep mukul soko, ac sheep fusr mukul soko yac se matwa, nu ke mwe kisa firir; nani soko nu ke kisa ke ma koluk; cow mukul lukwa, sheep mukul limekosr, nani limekosr, sheep fusr limekosr yac se matwa nu ke kisa in akinsewowo.
Биринчи күни һәдийә сунғучи Йәһуда қәбилисидин Амминадабниң оғли Наһшон болди.
У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир әркәк топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Амминадабниң оғли Наһшон сунған һәдийәләр еди.
Иккинчи күни һәдийә сунғучи Иссакарниң әмри Зуарниң оғли Нәтанәл болди.
У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Зуарниң оғли Нәтанәл сунған һәдийәләр еди.
Үчинчи күни һәдийә сунғучи Зәбулун әвлатлириниң әмри Һелонниң оғли Елиаб болди.
У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Һелонниң оғли Елиаб сунған һәдийәләр еди.
Төртинчи күни һәдийә сунғучи Рубән әвлатлириниң әмри Шидөрниң оғли Әлизур болди.
У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Шидөрниң оғли Әлизур сунған һәдийәләр еди.
Бәшинчи күни һәдийә сунғучи Шимеон әвлатлириниң әмри Зури-шаддайниң оғли Шелумийәл болди.
У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Зури-шаддайниң оғли Шелумийәл сунған һәдийәләр еди.
Алтинчи күни һәдийә сунғучи Гад әвлатлириниң әмри Деуәлниң оғли Әлиасаф болди.
У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Деуәлниң оғли Әлиасаф сунған һәдийәләр еди.
Йәттинчи күни һәдийә сунғучи Әфраим әвлатлириниң әмри Аммиһудниң оғли Әлишама болди.
У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Аммиһудниң оғли Әлишама сунған һәдийәләр еди.
Сәккизинчи күни һәдийә сунғучи Манассәһ әвлатлириниң әмри Пидаһзурниң оғли Гамалийәл болди.
У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Пидаһзурниң оғли Гамалийәл сунған һәдийәләр еди.
Тоққузинчи күни һәдийә сунғучи Бенямин әвлатлириниң әмри Гидеониниң оғли Абидан болди.
У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Гидеониниң оғли Абидан сунған һәдийәләр еди.
Онинчи күни һәдийә сунғучи Дан әвлатлириниң әмри Аммишаддайниң оғли Аһиәзәр болди.
У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Аммишаддайниң оғли Аһиәзәр сунған һәдийәләр еди.
Он биринчи күни һәдийә сунғучи Ашир әвлатлириниң әмри Окранниң оғли Пагийәл болди.
У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Окранниң оғли Пагийәл сунған һәдийәләр еди.
Он иккинчи күни һәдийә сунғучи Нафтали әвлатлириниң әмри Енанниң оғли Аһира болди.
У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Енанниң оғли Аһира сунған һәдийәләр еди.
84 Pa inge pisen mwe kisa ma mwet kol singoul luo ah orani nu ke pacl se ac kisaiyuk loang uh: — pol silver singoul luo ac pesin silver singoul luo, toasriya oasr ke paun onngoul — ahlu gold singoul luo, toasriya ounce angngaul oalkosr, sessesla ke mwe keng — cow mukul singoul lukwa, sheep mukul singoul lukwa, sheep fusr mukul singoul lukwa yac se matwa, wi mwe kisa wheat nu kac tuh in mwe kisa firir — nani mukul singoul lukwa tuh in mwe kisa ke ma koluk — cow mukul longoul akosr, sheep mukul onngoul, nani mukul onngoul, sheep fusr mukul onngoul yac se matwa. Ma inge ma nu ke mwe kisa in akinsewowo
Қурбангаһ майлинип мәсиһләнгән күнидә, Исраил әмирлири қурбангаһқа сунған һәдийәләр: — җәмий он икки күмүч легән, он икки күмүч дас, он икки алтун пиялә болди,
һәр бир күмүч легәнниң еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл, һәр бир күмүч дасниң еғирлиғи йәтмиш шәкәл еди; мошу қача-қучиға кәткән күмүч муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнгәндә, җәмий икки миң төрт йүз шәкәл чиқти;
хушбуй билән толдурулған алтун пиялә он икки болуп, муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнгәндә, һәр бир алтун пиялиниң еғирлиғи он шәкәл чиқти; бу алтун пиялиләрниң алтуни җәмий бир йүз жигирмә шәкәл чиқти;
көйдүрмә қурбанлиқлар үчүн болған маллар: — җәмий он икки топақ, он икки қочқар, он икки бир яшлиқ әркәк қоза еди, һәр бири тегишлик ашлиқ һәдийәләр билән биллә сунулди; он икки текә гуна қурбанлиғи үчүн сунулди;
енақлиқ қурбанлиқлири үчүн сунулғини җәмий жигирмә төрт буқа, атмиш қочқар, атмиш текә, бир яшлиқ атмиш әркәк қоза еди. Қурбангаһ майлинип мәсиһлинип, уни Худаға беғишлаш йолида сунулған һәдийәләр мана мошулар.
89 Ke Moses el ilyak nu in Lohm Nuknuk Mutal in kaskas nu sin LEUM GOD, el ac lohng pusren LEUM GOD kaskas nu sel inmasrlon cherub luo ma oan fin mwe afyuf ke Tuptup in Wuleang uh.
Муса [Пәрвәрдигар] билән сөзләшкили җамаәт чедириға киргән чеғида, у «һөкүм-гувалиқ сандуғи»ниң үстидики «кафарәт тәхти»ниң икки тәрипидики керубниң оттурисидин униң өзигә гәп қилған авазини аңлап турди; Пәрвәрдигар шу йолда униңға сөз қилатти.

< Oekyuk 7 >