< 마태복음 12 >
1 그 때에 예수께서 안식일에 밀밭 사이로 가실새 제자들이 시장하여 이삭을 잘라 먹으니
Шу чағларда бир шабат күни, Әйса буғдайлиқлардин өтүп кетивататти. Қосиғи ечип кәткән мухлислири башақларни үзүп, йейишкә башлиди.
2 바리새인들이 보고 예수께 고하되 보시오 당신의 제자들이 안식일에 하지 못할 일을 하나이다
Лекин буни көргән Пәрисийләр униңға: — Қара, мухлислириң шабат күни Тәвратта чәкләнгән ишни қиливатиду, дейишти.
3 예수께서 가라사대 다윗이 자기와 그 함께 한 자들이 시장할 때에 한 일을 읽지 못하였느냐
Бирақ у уларға: — Давут вә униң һәмраһлириниң ач қалғанда немә қилғанлиғини [муқәддәс язмилардин] оқумиғанмусиләр?
4 그가 하나님의 전에 들어가서 제사장 외에는 자기나 그 함께한 자들이 먹지 못하는 진설병을 먹지 아니하였느냐
У Худаниң өйигә кирип, [Худаға] аталған, шундақла өзи вә һәмраһлириға нисбәтән Тәврат қануни бойичә йейишкә болмайдиған «тәқдим нанлар»ни [сорап елип], уларни [һәмраһлири] билән биллә йегән. Әслидә бу нанларни пәқәт каһинларниң йейишигила болатти.
5 또 안식일에 제사장들이 성전 안에서 안식을 범하여도 죄가 없음을 너희가 율법에서 읽지 못하였느냐
Силәр Тәвраттин шуни оқуп бақмиғансиләрки, ибадәтханида ишләйдиған каһинлар шабат күнлири ишләп шабат тәртивини бузсиму, гунаға буйрулмайду.
6 내가 너희에게 이르노니 성전보다 더 큰 이가 여기 있느니라
Бирақ мән шуни силәргә ейтип қояйки, бу йәрдә ибадәтханидинму улуқ бириси бар.
7 나는 자비를 원하고 제사를 원치 아니하노라 하신 뜻을 너희가 알았더면 무죄한 자를 죄로 정치 아니하였으리라
Әндиликтә әгәр силәр [Худаниң] «[муқәддәс язмиларда]: «Издәйдиғиним қурбанлиқлар әмәс, бәлки рәһим-шәпқәт» дейилгән шу сөзиниң мәнасини билгән болсаңлар, бегуна кишиләрни гунакар дәп бекитмәйттиңлар.
Чүнки Инсаноғли шабат күниниң Егисидур.
У у йәрдин айрилип, уларниң синагогиға кирди.
10 한편 손 마른 사람이 있는지라 사람들이 예수를 송사하려 하여 물어 가로되 안식일에 병 고치는 것이 옳으니이까
Вә мана, у йәрдә бир қоли йегиләп қалған бир адәм бар еди. Улар униң үстидин әрз қилишқа сәвәп тапмақчи болуп униңдин: — Шабат күни кесәл сақайтиш Тәврат қануниға уйғунму? — дәп сориди.
11 예수께서 가라사대 너희 중에 어느 사람이 양 한 마리가 있어 안식일에 구덩이에 빠졌으면 붙잡아 내지 않겠느냐
Лекин у уларға мундақ җавап бәрди: — Бирәрсиңларниң қойи шабат күни ориға чүшүп кәтсә, уни дәрһал тартип чиқиривалмайдиған адәм бармиду?
12 사람이 양보다 얼마나 더 귀하냐 그러므로 안식일에 선을 행하는 것이 옳으니라 하시고
Инсан болса қойдин шунчә әтибарлиқтур! Шуңа, шабат күни яхшилиқ қилиш Тәврат қануниға уйғундур.
13 이에 그 사람에게 이르시되 손을 내밀라 하시니 저가 내밀매 다른 손과 같이 회복되어 성하더라
Андин у һелиқи кесәлгә: — Қолуңни узат, — деди. У қолини узитиши биләнла қоли иккинчи қолиға охшаш әслигә кәлтүрүлди.
14 바리새인들이 나가서 어떻게 하여 예수를 죽일꼬 의논하거늘
Бирақ Пәрисийләр ташқириға чиқип, уни қандақ йоқитиш һәққидә мәслиһәт қилишти.
15 예수께서 아시고 거기를 떠나가시니 사람이 많이 좇는지라 예수께서 저희 병을 다 고치시고
Амма Әйса буни биливелип у йәрдин айрилди. Топ-топ кишиләр униңға әгишип маңди. У уларниң һәммисини сақайтти;
андин уларға өзиниң салаһйитини ашкарилимаслиқни қаттиқ тапилиди.
Буниң билән Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ йәткүзүлгән муну сөзләр әмәлгә ашурулди:
18 보라 나의 택한 종 곧 내 마음에 기뻐하는 바 나의 사랑하는 자로다 내가 내 성령을 줄 터이니 그가 심판을 이방에 알게 하리라
— «Қараңлар, мана Мән таллиған Өз қулум! Мениң сөйүмлүгим, дилимниң сөйүнгини! Мән Өз Роһумни униң вуҗудиға қондуримән, Шуниң билән у әлләргә һөкүм-һәқиқәтни җакалайду.
19 그가 다투지도 아니하며 들레지도 아니하리니 아무도 길에서 그 소리를 듣지 못하리라
У нә талаш-тартиш қилмайду нә чуқан көтәрмәйду, Кочиларда униң көтәргән авазини һеч аңлиғучи болмайду.
20 상한 갈대를 꺾지 아니하며 꺼져가는 심지를 끄지 아니하기를 심판하여 이길 때까지 하리니
Таки у ғәлибә билән тоғра һөкүмләрни чиқарғичә, Янҗилған қомушни сундурмайду, Түтәп өчәй дәп қалған пиликни өчүрмәйду;
21 또한 이방들이 그 이름을 바라리라 함을 이루려 하심이니라
Вә әлләр униң намиға үмүт бағлайду».
22 그 때에 귀신들려 눈 멀고 벙어리 된 자를 데리고 왔거늘 예수께서 고쳐 주시매 그 벙어리가 말하며 보게 된지라
Шу чағда, униң алдиға җин чаплишивалған кор вә гача бири елип келинди. У уни сақайтти, кор гачини сөзләләйдиған вә көрәләйдиған қилди.
23 무리가 다 놀라 가로되 이는 다윗의 자손이 아니냐 하니
Барлиқ халайиқ һәйран болушуп: — Әҗәба, бу Давутниң оғлимиду? — дейишти.
24 바리새인들은 듣고 가로되 이가 귀신의 왕 바알세불을 힘입지 않고는 귀신을 쫓아 내지 못하느니라 하거늘
Лекин Пәрисийләр бу сөзни аңлап: — У пәқәт җинларниң әмри болған Бәәлзибубқа тайинип җинларни қоғливетидикән, дейишти.
25 예수께서 저희 생각을 아시고 가라사대 스스로 분쟁하는 나라마다 황폐하여질 것이요 스스로 분쟁하는 동네나 집마다 서지 못하리라
Лекин у уларниң немә ойлаватқанлиғини билип уларға мундақ деди: — Өз ичидин бөлүнүп өз ара соқушқан һәр қандақ падишалиқ вәйран болиду; һәр қандақ шәһәр яки аилә өз ичидин бөлүнүп өз ара соқушса заваллиққа йүз тутиду.
26 사단이 만일 사단을 쫓아 내면 스스로 분쟁하는 것이니 그리하고야 저의 나라가 어떻게 서겠느냐
Әгәр Шәйтан Шәйтанни қоғлиса, у өз-өзигә қарши чиққан болиду. Ундақта, униң падишалиғи қандақму пут тирәп туралисун?
27 또 내가 바알세불을 힘입어 귀신을 쫓아 내면 너희 아들들은 누구를 힘입어 쫓아 내느냐 그러므로 저희가 너희 재판관이 되리라
Әгәр мән җинларни Бәәлзибулға тайинип қоғлисам, силәрниң пәрзәнтлириңлар кимгә тайинип җинларни қоғлайду?! Шуңа улар силәр тоғрилиқ һөкүм чиқарсун!
28 그러나 내가 하나님의 성령을 힘입어 귀신을 쫓아 내는 것이면 하나님의 나라가 이미 너희에게 임하였느니라
Лекин мән Худаниң Роһиға тайинип җинларни қоғлиған болсам, ундақта Худаниң падишалиғи дәрвәқә үстүңларға чүшүп намайән болди.
29 사람이 먼저 강한 자를 결박하지 않고야 어떻게 그 강한 자의 집에 들어가 그 세간을 늑탈하겠느냐 결박한 후에야 그 집을 늑탈하리라
Бир киши күчтүңгүр бирисиниң өйигә кирип, униң мал-мүлкини қандақ булап кетәлисун? Пәқәт у шу күчтүңгүрни авал бағлалиса, андин өйини булаң-талаң қилалайду.
30 나와 함께 아니하는 자는 나를 반대하는 자요 나와 함께 모으지 아니하는 자는 헤치는 자니라
Мән тәрәптә турмиғанлар маңа қарши турғучидур. Мән тәрәпкә [адәмләрни] жиғмиғучилар болса тозутувәткүчидур.
31 그러므로 내가 너희에게 이르노니 사람의 모든 죄와 훼방은 사하심을 얻되 성령을 훼방하는 것은 사하심을 얻지 못하겠고
Шуниң үчүн мән силәргә шуни ейтип қояйки, инсанларниң өткүзгән һәртүрлүк гуналири вә қилған күпүрлүклириниң һәммисини кәчүрүшкә болиду. Бирақ Муқәддәс Роһқа күпүрлүк қилиш һеч кәчүрүлмәйду.
32 또 누구든지 말로 인자를 거역하면 사하심을 얻되 누구든지 말로 성령을 거역하면 이 세상과 오는 세상에도 사하심을 얻지 못하리라 (aiōn )
Инсаноғлиға қарши сөз қилған кимдәким болса кәчүрүмгә еришәләйду; лекин Муқәддәс Роһқа қарши гәп қилғанлар болса бу дуниядиму, у дуниядиму кәчүрүмгә еришәлмәйду. (aiōn )
33 나무도 좋고 실과도 좋다 하든지 나무도 좋지 않고 실과도 좋지 않다 하든지 하라 그 실과로 나무를 아느니라
Дәрәқ яхши болса, мевисиму яхши болиду — яки дәрәқ пор болса, мевисиму начар болиду; чүнки һәр қандақ дәрәқ өз мевисидин билиниду.
34 독사의 자식들아 너희는 악하니 어떻게 선한 말을 할 수 있느냐 이는 마음에 가득한 것을 입으로 말함이라
Әй иланларниң пәрзәнтлири! Силәр рәзил турсаңлар, ағзиңлардин қандақму яхши сөз чиқсун? Чүнки адәмниң қәлбидә немә толуп ташқан болса еғиздин шу чиқиду.
35 선한 사람은 그 쌓은 선에서 선한 것을 내고 악한 사람은 그 쌓은 악에서 악한 것을 내느니라
Яхши адәм өз яхши ғәзнисидин яхши нәрсиләрни чиқириду. Яман адәм яман ғәзнисидин яман нәрсиләрни чиқириду.
36 내가 너희에게 이르노니 사람이 무슨 무익한 말을 하든지 심판 날에 이에 대하여 심문을 받으리니
Мән силәргә шуни ейтип қояйки, инсанлар қилған һәр бир еғиз қуруқ сөзи үчүн сорақ күни һесап бериду.
37 네 말로 의롭다함을 받고 네 말로 정죄함을 받으리라
Чүнки өз сөзлириң билән я һәққаний испатлинисән, я сөзлириңлар билән гунакар дәп бекитилисән.
38 그 때에 서기관과 바리새인 중 몇 사람이 말하되 선생님이여 우리에게 표적 보여 주시기를 원하나이다
Шу чағда бәзи Тәврат устазлири вә Пәрисийләр униңға җававән: Устаз, сәндин бир мөҗизилик аламәт көргүмиз бар, — деди.
39 예수께서 대답하여 가라사대 악하고 음란한 세대가 표적을 구하나 선지자 요나의 표적 밖에는 보일 표적이 없느니라
Лекин у уларға мундақ җавап бәрди: — Рәзил һәм зинахор бу дәвир бир «аламәт»ниң көристилишини истәп жүриду. Бирақ бу дәвирдикиләргә «Юнус пәйғәмбәрдә көрүлгән мөҗизилик аламәт»тин башқа һеч қандақ мөҗирилик аламәт көрситилмәйду.
40 요나가 밤낮 사흘을 큰 물고기 뱃속에 있었던 것 같이 인자도 밤낮 사흘을 땅 속에 있으리라
Чүнки Юнус пәйғәмбәр йоған белиқниң қосиғида үч кечә-күндүз ятқандәк, Инсаноғлиму охшашла үч кечә-күндүз йәрниң бағрида ятиду.
41 심판 때에 니느웨 사람들이 일어나 이 세대 사람을 정죄하리니 이는 그들이 요나의 전도를 듣고 회개하였음이어니와 요나보다 더 큰 이가 여기 있으며
Сорақ күни Нинәвә шәһиридикиләр бу дәвирдикиләр билән тәң қопуп, бу дәвирдикиләрниң гуналирини бекитиду. Чүнки улар Юнус [пәйғәмбәр] җакалиған хәвәрни аңлап, [яманлиғидин] товва қилған; вә мана, мошу йәрдә Юнус [пәйғәмбәр]динму улуқ бириси туриду!
42 심판 때에 남방 여왕이 일어나 이 세대 사람을 정죄하리니 이는 그가 솔로몬의 지혜로운 말을 들으려고 땅 끝에서 왔음이어니와 솔로몬보다 더 큰 이가 여기 있느니라
Сорақ күни «Җәнуптики аял падиша»му бу дәвирдикиләр билән тәң тирилип, уларниң гуналирини бекитиду. Чүнки у Сулайманниң дана сөзлирини аңлаш үчүн йәр йүзиниң четидин кәлгән; вә мана, һазир мошу йәрдә Сулаймандинму улуқ бириси туриду.
43 더러운 귀신이 사람에게서 나갔을 때에 물 없는 곳으로 다니며 쉬기를 구하되 얻지 못하고
Напак роһ бирәвниң тенидин чиқириветилгәндин кейин, у қурғақ далаларни чөргиләп жүрүп, бирәр арамгаһни издәйду, бирақ тапалмайду
44 이에 가로되 내가 나온 집으로 돌아가리라 하고 와 보니 그 집이 비고 소제되고 수리되었거늘
вә: «Мән чиққан маканимға қайтай» дәйду. Шуниң билән қайтип келип, шу маканиниң йәнила бош турғанлиғини, шундақла пакиз тазиланғанлиғини вә рәтләнгәнлигини байқайду-дә,
45 이에 가서 저보다 더 악한 귀신 일곱을 데리고 들어가서 거하니 그 사람의 나중 형편이 전보다 더욱 심하게 되느니라 이 악한 세대가 또한 이렇게 되리라
берип өзидинму бәттәр йәттә җинни башлап келиду; улар кирип биллә туриду. Буниң билән һелиқи адәмниң кейинки һали бурунқидинму техиму яман болиду. Бу рәзил дәвирдикиләрниң һалиму мана шундақ болиду.
46 예수께서 무리에게 말씀하실 때에 그 모친과 동생들이 예수께 말하려고 밖에 섰더니
У топлашқан халайиққа давамлиқ сөзләватқанда, мана, аниси билән инилири келип, униң билән сөзләшмәкчи болуп ташқирида турушти.
47 한사람이 예수께 여짜오되 보소서 당신의 모친과 동생들이 당신께 말하려고 밖에 섰나이다 하니
Шуниң билән бирәйлән униңға: — Аниңиз вә инилириңиз сиз билән сөзлишимиз дәп ташқирида туриду, — деди.
48 말하던 사람에게 대답하여 가라사대 누가 내 모친이며 내 동생들이냐 하시고
Лекин у җававән шу хәвәрни йәткүзгән кишидин: «Ким мениң анам, ким мениң инилирим?» — дәп сориди.
49 손을 내밀어 제자들을 가리켜 가라사대 나의 모친과 나의 동생들을 보라
Андин у қолини созуп мухлислирини көрситип: — Мана мениң анам, мана мениң инилирим!
50 누구든지 하늘에 계신 내 아버지의 뜻대로 하는 자가 내 형제요 자매요 모친이니라 하시더라
Чүнки ким әрштики Атамниң ирадисини ада қилса, шу мениң ака-иним, ача-сиңлим вә анамдур, — деди.