< 욥기 3 >
1 그 후에 욥이 입을 열어 자기의 생일을 저주하니라
[Йәттә күндин] кейин, Аюп еғиз ечип [әһвалиға қарита] өзиниң көрүватқан күнигә ләнәт оқуп мундақ деди: —
3 나의 난 날이 멸망하였었더라면, 남아를 배었다 하던 그 밤도 그러하였었더라면,
«Мән туғулған әшу күн болмиған болса боптикән! «Оғул бала апиридә болди!» дейилгән шу кечә болмиған болса боптикән!
4 그 날이 캄캄하였었더라면, 하나님이 위에서 돌아보지 마셨더라면, 빛도 그 날을 비취지 말았었더라면,
Шу күнни зулмәт қаплиған болса боптикән! Әрштә турған Тәңри көз алдидин шу күнни йоқитивәткән болса боптикән, Қуяш нури униң үстигә чүшүрүлмисә боптикән!
5 유암과 사망의 그늘이 그 날을 자기 것이라 주장하였었더라면, 구름이 그 위에 덮였었더라면, 낮을 캄캄하게 하는 것이 그 날을 두렵게 하였었더라면,
Шу күнни қараңғулуқ һәм өлүмниң көләңгиси өз қойниға алса боптикән! Булутлар уни жутуп кәтсә боптикән, Шу күнни күн қараңғулатқучилар қорқитип кәткүзивәткән болса боптикән!
6 그 밤이 심한 어두움에 잡혔었더라면, 해의 날 수 가운데 기쁨이 되지 말았었더라면, 달의 수에 들지 말았었더라면,
Шу кәчни — Зулмәт тутуп кәтсә боптикән; Шу күн жил ичидики [башқа] күнләр билән биллә шатланмиса боптикән! Шу күн айниң бир күни болуп саналмиса боптикән!
7 그 밤이 적막하였었더라면, 그 가운데서 즐거운 소리가 일어나지 말았었더라면,
Мана, шу кечидә туғут болмиса боптикән! У кечидә һеч қандақ шат-хурамлиқ аваз яңримиса боптикән!
8 날을 저주하는 자 곧 큰 악어를 격동시키기에 익숙한 자가 그 밤을 저주하였었더라면,
Күнләргә ләнәт қилғучилар шу күнгә ләнәт қилса боптикән! Левиатанни қозғашқа петиналайдиғанлар шу күнгә ләнәт қилса боптикән!
9 그 밤에 새벽별들이 어두웠었더라면, 그 밤이 광명을 바랄지라도 얻지 못하며 동틈을 보지 못하였었더라면 좋았을 것을,
Шу күн таң сәһәрдики юлтузлар қараңғулашса боптикән! У күн қуяш нурини беһудә күтсә боптикән! Шу күн сүбһиниң қапақлириниң ечилишини беһудә күтсә боптикән!
10 이는 내 모태의 문을 닫지 아니하였고 내 눈으로 환난을 보지 않도록 하지 아니하였음이로구나
Чүнки шу күн мени көтәргән балиятқуниң ишиклирини әтмигән, Мениң көзлиримни дәрд-әләмни көрәлмәс қилмиған.
11 어찌하여 내가 태에서 죽어 나오지 아니하였었던가 어찌하여 내 어미가 낳을 때에 내가 숨지지 아니하였던가
Аһ, немишкә анамниң қосиғидин чүшүпла өлүп кәтмигәндимән?! Немишкә қосақтин чиққандила нәпәстин қалмиғандимән?
12 어찌하여 무릎이 나를 받았던가 어찌하여 유방이 나로 빨게 하였던가
Немишкә мени қобул қилидиған етәкләр болғанду? Немишкә мени емитидиған әмчәкләр болғанду?
13 그렇지 아니하였던들 이제는 내가 평안히 누워서 자고 쉬었을 것이니
Мошулар болмиған болса, ундақта мән мәңгү тинич йетип қалаттим, Мәңгүлүк уйқиға кәткән болаттим, шу чағда арам тапқан болаттим.
14 자기를 위하여 거친 터를 수축한 세상 임금들과 의사들과 함께 있었을 것이요
Шу чағда өзлири үчүнла хилвәт җайларға мазар салған йәр йүзидики падишалар һәм мәслиһәтчиләр билән,
15 혹시 금을 가지며 은으로 집에 채운 목백들과 함께 있었을 것이며
Яки алтун жиққан, Өйлири күмүчкә толған бәг-шаһзадиләр билән болаттим;
16 또 부지 중에 낙태한 아이 같아서 세상에 있지 않았겠고 빛을 보지 못한 아이들 같았었을 것이라
Қосақтин мәзгилсиз чүшүп кәткән йошурун балидәк, Нурни көрмәй чачрап кәткән балидәк һаят кәчүрмигән болаттим.
17 거기서는 악한 자가 소요를 그치며 거기서는 곤비한 자가 평강을 얻으며
Әшу йәрдә рәзилләр аваричиликтин халий болиду, Әшу йәрдә һалидин кәткәнләр арам тапиду;
18 거기서는 갇힌 자가 다 함께 평안히 있어 감독자의 소리를 듣지 아니하며
Әшу йәрдә әсирләр раһәттә җәм болиду, Улар әзгүчиләрниң авазини аңлимайду;
19 거기서는 작은 자나 큰 자나 일반으로 있고 종이 상전에게서 놓이느니라
Ғерибларму һәм улуқларму әшу йәрдә туриду, Қул болса ғоҗайинидин азат болиду.
20 어찌하여 곤고한 자에게 빛을 주셨으며 마음이 번뇌한 자에게 생명을 주셨는고
Җапа тартқучиға немә дәп нур берилиду? Немишкә дәрд-әләмгә чөмгәнләргә һаят берилиду?
21 이러한 자는 죽기를 바라도 오지 아니하니 그것을 구하기를 땅을 파고 숨긴 보배를 찾음보다 더하다가
Улар тәшналиқ билән өлүмни күтиду, Бирақ у кәлмәйду; Улар өлүмни йошурун гөһәрни кезип издигәндинму әвзәл билиду,
22 무덤을 찾아 얻으면 심히 기뻐하고 즐거워하나니
Улар гөрни тапқанда зор хошал болуп, Шат-хурамлиққа чөмиду.
23 하나님에게 둘러싸여 길이 아득한 사람에게 어찌하여 빛을 주셨는고
Өз йоли ениқсиз адәмгә, Йәни Тәңриниң тосиқи селинған адәмгә немишкә [нур вә һаят] берилиду?
24 나는 먹기 전에 탄식이 나며 나의 앓는 소리는 물이 쏟아지는 것 같구나
Шуңа тамиғимниң орниға налилирим келиду; Мениң қаттиқ пәрядлирим шарқиратмидәк шарқирайду.
25 나의 두려워하는 그것이 내게 임하고 나의 무서워하는 그것이 내 몸에 미쳤구나
Чүнки мән дәл қорққан вәһшәт өз бешимға чүшти; Мән дәл қорқидиған иш маңа кәлди.
26 평강도 없고 안온도 없고 안식도 없고 고난만 임하였구나
Мәндә һеч арамлиқ йоқтур! Һәм һеч хатирҗәм әмәсмән! Һеч теч-аманлиғим йоқтур! Бирақ паракәндичилик һаман үстүмгә чүшмәктә!».