< 역대하 35 >

1 요시야가 예루살렘 여호와 앞에서 유월절을 지켜 정월 십사일에 유월절 어린 양을 잡으니라
Йосия Пәрвәрдигарни сеғинип өтүп кетиш һейтини Йерусалимда өткүзмәкчи болди; биринчи айниң он төртинчи күни улар өтүп кетиш һейтиға аталған қозиларни сойди.
2 왕이 제사장들에게 그 직분을 맡기고 면려하여 여호와의 전에서 사무를 행하게 하고
Падиша каһинларниң вәзипилирини бәлгүлиди, уларни Пәрвәрдигарниң өйидики хизмәтни қилишқа риғбәтләндүрди.
3 또 여호와 앞에 구별되어서 온 이스라엘을 가르치는 레위 사람에게 이르되 거룩한 궤를 이스라엘 왕 다윗의 아들 솔로몬의 건축한 전 가운데 두고 다시는 너희 어깨에 메지 말고 마땅히 너희 하나님 여호와와 그 백성 이스라엘을 섬길 것이라
У йәнә пүткүл Исраил хәлқигә өзлирини Пәрвәрдигарға атап пак-муқәддәс болушқа тәлим бәргүчи Лавийларға: — Силәр муқәддәс әһдә сандуғини Исраил падишаси Давутниң оғли Сулайман салдурған өйгә әкирип орунлаштуруңлар; әнди уни мүрәңләрдә көтирип жүрүш вәзиписи қалмиди. Әнди силәр Худайиңлар Пәрвәрдигарниң хизмитидә, шундақла Униң хәлқи Исраилниң хизмитидә болуңлар.
4 너희는 이스라엘 왕 다윗의 글과 다윗의 아들 솔로몬의 글을 준행하여 너희 족속대로 반열을 따라 스스로 예비하고
Шуниң үчүн җәмитиңлар вә нөвәт-гуруппаңлар бойичә, Исраилниң падишаси Давутниң язғини вә униң оғли Сулайманниң язғиниға асасән, өзүңларни убдан тәйярлаңлар.
5 너희 형제 모든 백성의 족속의 차서대로 또는 레위 족속의 차서대로 성소에 서서
Силәр өз ата җәмәтлириңларниң нөвәт-гуруппа тәртиви бойичә қериндашлириңлардин ибарәт шу аддий хәлиқ-пухралар җәмәт-җәмәтлиригә вәкил болуп, муқәддәсгаһта турисиләр; һәр бир гуруппида Лавий җәмәтидин бир нәччә адәм болсун.
6 스스로 성결케하고 유월절 어린 양을 잡아 너희 형제를 위하여 예비하되 여호와께서 모세로 전하신 말씀을 좇아 행할지니라
Силәр өтүп кетиш һейтиға аталған қозиларни союсиләр, өзүңларни паклаңлар, [Исраилдики] қериндашлириңлар үчүн, йәни уларниң Пәрвәрдигар Мусаниң вастиси билән тапилиған сөз-каламиға беқиниши үчүн, һәммә ишни тәйяр қилиңлар, деди.
7 요시야가 그 모인 백성들에게 자기의 소유 양떼 중에서 어린 양과 어린 염소 삼만과 수소 삼천을 내어 유월절 제물로 주매
Йосия шу йәрдә һазир болған барлиқ хәлиқ-пухраларниң өтүп кетиш һейтиға атиған қурбанлиғи болсун дәп, җәмий оттуз миң қоза вә оғлақ, вә йәнә үч миң буқа һәдийә қилди; бу малларниң һәммиси падишаниң мелидин чиқирилған еди.
8 방백들도 즐거이 희생을 드려 백성과 제사장들과 레위 사람들에게 주었고 하나님의 전을 주장하는 자 힐기야와 스가랴와 여히엘은 제사장들에게 양 이천육백과 수소 삼백을 유월절 제물로 주었고
Униң әмәлдарлириму өз ихтиярлиғи билән хәлиққә вә каһинлар билән Лавийларға қурбанлиқ мели «көтәрмә һәдийә» қилди; Пәрвәрдигарниң өйини башқурғучилардин Һилқия, Зәкәрия вә Йәһийәлму икки миң алтә йүз қоза-өшкә билән үч йүз буқини каһинларға өтүп кетиш һейтиға атап қурбанлиқ қилиш үчүн һәдийә қилип тапшурди.
9 또 레위 사람의 두목들 곧 고나냐와 그 형제 스마야와 느다넬과 또 하사뱌와 여이엘과 요사밧은 양 오천과 수소 오백을 레위 사람들에게 유월절 제물로 주었더라
Лавийларниң йолбашчилири болған Конания вә униң қериндашлиридин Шемая билән Нәтанәл, шундақла Һашабия, Җәийәл вә Йозабадму бәш миң қоза билән бәш йүз буқини Лавийларниң һейтқа атап қурбанлиқ қилишиға «көтәрмә һәдийә» қилди.
10 이와 같이 섬길 일이 구비하매 왕의 명을 좇아 제사장들은 자기 처소에 서고 레위 사람들은 그 반열대로 서고
Шундақ қилип, өтилидиған вәзипиләр орунлаштуруп болунғандин кейин, падишаниң тапилиғини бойичә, каһинлар өз орнида турди, Лавийларму өзлириниң нөвәт-гуруппа тәртиви бойичә турушти.
11 유월절 양을 잡으니 제사장들은 저희 손에서 피를 받아 뿌리고 또 레위 사람들은 잡은 짐승의 가죽을 벗기고
Лавийлар өтүп кетиш һейтиға аталған қозиларни боғузлиди; каһинлар уларниң қолидин қанни елип қурбангаһқа сәпти вә шуниң билән бир вақитта Лавийлар қурбанлиқ малниң терисини сойди.
12 그 번제물을 옮겨 족속의 차서대로 모든 백성에게 나누어 모세의 책에 기록된 대로 여호와께 드리게 하고 소도 그와 같이 하고
Көйдүрмә қурбанлиққа сунулидиған малларни болса, улар хәлиқ-пухраларға вәкил болған җәмәтләр бойичә хәлиққә бөлүп берип, уларни Мусаниң китавида йезилғиниға мувапиқ, Пәрвәрдигарға сунушқа тәйярлиди. Сунулидиған буқиларниму шундақ қилди.
13 이에 규례대로 유월절 양을 불에 굽고 그 나머지 성물은 솥과 가마와 남비에 삶아 모든 백성에게 속히 분배하고
Андин бәлгүлимә бойичә улар өтүп кетиш һейтиға аталған қоза-өшкиләрни отқа қақлап кавап қилди; башқа қурбанлиқлардин қалған, йәни Худаға аталған қисимларни қазанда, даңқанда яки даста пиширип тездин хәлиқ-пухраларға үләштүрүп бәрди;
14 그 후에 자기와 제사장들을 위하여 준비하니 이는 아론의 자손 제사장들이 번제와 기름을 저녁까지 드리는고로 레위 사람들이 자기와 아론의 자손 제사장들을 위하여 준비함이더라
шуниңдин кейин өзлиригә вә каһинларға қурбанлиқлардин тәйярлиди, чүнки каһинлар, йәни Һарунниң әвлатлири кәч киргичә көйдүрмә қурбанлиқ қилиш вә майларни көйдүрүш билән алдираш болуп кәткән еди; шуңа Лавийлар өзлиригә вә каһинлар болған Һарунниң әвлатлириғиму қурбанлиқлардин [гөш] тәйярлап қоюшти.
15 아삽의 자손 노래하는 자들은 다윗과 아삽과 헤만과 왕의 선견자 여두둔의 명한 대로 자기 처소에 있고 문지기들은 각 문에 있고 그 직임에서 떠날 것이 없었으니 이는 그 형제 레위 사람들이 저희를 위하여 예비하였음이더라
Нава-нәғмичиләр, йәни Асафниң әвлатлири Давут, Асаф, Һеман вә [Давут] падишаниң алдин көргүчиси Йәдутунниң тапшуруғи бойичә өз орунлирида турушти; дәрвазивәнләр һәр қайсиси өз дәрвазиси алдида турди; уларниң иш орнидин аҗришиниң һаҗити болмиди, чүнки уларниң қериндашлири болған Лавийлар қурбанлиқлардин тәйярлап қоятти.
16 이와 같이 당일에 여호와를 섬길 일이 다 준비되매 요시야 왕의 명대로 유월절을 지키며 번제를 여호와의 단에 드렸으며
Шундақ қилип, шу бир күн ичидә Йосия падишаниң тапшуруғи бойичә, өтүп кетиш һейти өткүзүлүп, Пәрвәрдигарниң қурбангаһиға көйдүрмә қурбанлиқлар сунулуши билән Пәрвәрдигарға беғишлап өткүзүлгән ибадәт толуқ орунланди.
17 그 때에 모인 이스라엘 자손이 유월절을 지키고 연하여 무교절을 칠 일 동안 지켰으니
Шу чағда һазир болған Исраиллар өтүп кетиш һейтини өткүзүп болғандин кейин, йәттә күн петир нан һейтини өткүзди.
18 선지자 사무엘 이후로 이스라엘 가운데서 유월절을 이같이 지키지 못하였고 이스라엘 열왕도 요시야가 제사장들과 레위 사람들과 모인 온 유다와 이스라엘 무리와 예루살렘 거민과 함께 지킨 것처럼은 유월절을 지키지 못하였더라
Самуил пәйғәмбәрниң заманидин буян Исраилда өтүп кетиш һейти мундақ өткүзүлүп бақмиған еди; Исраил падишалириниң һеч қайсисиму Йосия, каһинлар, Лавийлар вә шу йәрдә һазир болған Йәһудалар билән Исраиллар вә Йерусалимда туруватқанлар өткүзгәндәк мундақ өтүп кетиш һейти өткүзүп бақмиған еди.
19 요시야의 위에 있은지 십팔년에 이 유월절을 지켰더라
Бу қетимқи өтүп кетиш һейти Йосияниң сәлтәнитиниң он сәккизинчи жили өткүзүлди.
20 이 모든 일 후 곧 요시야가 전을 정돈하기를 마친 후에 애굽 왕 느고가 유브라데 강가의 갈그미스를 치러 올라온고로 요시야가 나가서 방비하였더니
Йосия [муқәддәс] өйниң һәммә ишини мошундақ тәртипкә селип болғандин кейин, Мисир падишаси Нәқо Әфрат дәриясиниң бойидики Каркемиш шәһиридә урушқа чиқти, Йосия униң алдини тосқили чиқти.
21 느고가 요시야에게 사자를 보내어 가로되 유다 왕이여 내가 그대와 무슨 관계가 있느뇨 내가 오늘날 그대를 치려는 것이 아니요 나로 더불어 싸우는 족속을 치려는 것이라 하나님이 나를 명하사 속히 하라 하셨은즉 하나님이 나와 함께 계시니 그대는 하나님을 거스리지 말라 그대를 멸하실까 하노라 하나
Нәқо Йосияниң алдиға әлчиләрни әвәтип униңға: «И Йәһуда падишаси, өзлириниң мениң билән немә карлири бар? Бүгүн мән сили билән урушқили әмәс, бәлки мениң билән уруш қиливатқан җәмәт билән урушқили чиққанмән; йәнә келип, Худа мени тез һуҗум қил, деди; Худаниң силини һалак қиливәтмәслиги үчүн, Униң ишиға кашила қилмисила, чүнки У мениң билән биллидур» деди.
22 요시야가 몸을 돌이켜 떠나기를 싫어하고 변장하고 싸우고자 하여 하나님의 입에서 나온 느고의 말을 듣지 아니하고 므깃도 골짜기에 이르러 싸울 때에
Лекин Йосия униң билән қаршилишиштин янмиди, әксичә өзини ниқаплап униңға җәң қилғили чиқти; у Худаниң Нәқониң вастиси билән ейтқан гепигә қулақ салмай, Мәгиддо түзләңлигигә келип Нәқо билән тутушти.
23 활 쏘는 자가 요시야 왕을 쏜지라 왕이 그 신복에게 이르되 내가 중상하였으니 나를 도와 나가게 하라
Оқячилар Йосия падишаға оқ етип униңға [тәккүзди]; падиша хизмәткарлириға: — Мән еғир яриландим, мени елип кетиңлар, деди.
24 그 신복이 저를 병거에서 내리게 하고 저의 버금 병거에 태워 예루살렘에 이른 후에 저가 죽으니 그 열조의 묘실에 장사하니라 온 유다와 예루살렘 사람들이 요시야를 슬퍼하고
Униң хизмәткарлири уни җәң һарвусидин йөләп чүшүрүп, униң иккинчи җәң һарвусиға ятқузуп Йерусалимға елип меңивиди, у шу йәрдә өлди. У ата-бовилириниң қәбирстанлиғиға дәпнә қилинди; барлиқ Йәһуда вә Йерусалимдикиләр Йосияға тәзийә тутушти.
25 예레미야는 저를 위하여 애가를 지었으며 노래하는 남자와 여자는 요시야를 슬피 노래하니 이스라엘에 규례가 되어 오늘날까지 이르렀으며 그 가사는 애가 중에 기록되었더라
Йәримия [пәйғәмбәр] Йосия үчүн мәрсийә оқуди; нәғмә-навачи әр-аялларниң һәммиси таки бүгүнгичә Йосияни тәрипләп мәрсийә оқуп кәлмәктә; у иш Исраилда бәлгүлимигә айланди. Мана булар «мәрсийәләр» дегән китапқа пүтүлгәндур.
26 요시야의 남은 사적과 여호와의 율법에 기록된 대로 행한 모든 선한 일과
Йосияниң қалған ишлири, униң Пәрвәрдигарниң Тәврат китавида йезилғанлириға әгәшкән яхши әмәллири,
27 그 시종 행적이 이스라엘과 유다 열왕기에 기록되니라
қилғанлири баштин-ахириғичә һәммиси «Йәһуда вә Исраил падишалириниң Тарих-Тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгәндур.

< 역대하 35 >