< 시편 119 >

1 행위 완전하여 여호와의 법에 행하는 자가 복이 있음이여
(Аләф) Йолда мукәммәл болғанлар, Пәрвәрдигар Тәврат-қанунида маңидиғанлар бәхитликтур!
2 여호와의 증거를 지키고 전심으로 여호와를 구하는 자가 복이 있도다
Униң агаһ-гувалирини тутқанлар, Уни чин қәлби билән издигәнләр,
3 실로 저희는 불의를 행치 아니하고 주의 도를 행하는도다
Һеч бир һәқсизлиқни қилмиғанлар бәхитликтур! Улар униң йоллирида маңиду.
4 주께서 주의 법도로 명하사 우리로 근실히 지키게 하셨나이다
Көрсәтмилириңгә әстайидил әмәл қилишимиз үчүн, Өзүң уларни бекиткәнсән.
5 내 길을 굳이 정하사 주의 율례를 지키게 하소서
Аһ, йоллиримниң йөнилиши бәлгүлимилириңгә әмәл қилишқа бекитилгәй!
6 내가 주의 모든 계명에 주의할 때에는 부끄럽지 아니하리이다
Шуниң билән барлиқ әмир-пәрманлириңни әтиварлисам, Мән йәргә қарап қалмаймән.
7 내가 주의 의로운 판단을 배울 때에는 정직한 마음으로 주께 감사하리이다
Сениң һәққаний һөкүмлириңни үгинип, Дурус көңүлдин Саңа тәшәккүр ейтимән.
8 내가 주의 율례를 지키오리니 나를 아주 버리지 마옵소서
Мән бәлгүлимилириңни чоқум тутимән; Мени пүтүнләй ташливәтмигәйсән!
9 청년이 무엇으로 그 행실을 깨끗케 하리이까? 주의 말씀을 따라 삼갈 것이니이다
(Бәт) Яш бир жигит қандақ қилип өз йолини пак туталайду? Сениң сөз-каламиңни аңлап әмәл қилиш биләнла.
10 내가 전심으로 주를 찾았사오니 주의 계명에서 떠나지 말게 하소서
Пүтүн қәлбим билән мән Сени издидим; Мени әмирлириңдин адаштурмиғайсән;
11 주께서 나를 가르치셨으므로 내가 주의 규례에서 떠나지 아니하였나이다
Гуна қилип Саңа қарши чиқмаслиғим үчүн, Сөзүңни көңлүмгә мәһкәм пүкүвалдим.
12 주의 말씀의 맛이 내게 어찌 그리 단지요 내 입에 꿀보다 더하니이다
Мубарәкдурсән Пәрвәрдигар, Маңа Өз бәлгүлимилириңни үгәткәйсән.
13 주의 말씀은 내 발에 등이요 내 길에 빛이니이다
Ләвлирим билән мән баян қилимән, Ағзиңдики барлиқ һөкүмлириңни.
14 나의 고난이 막심하오니 여호와여, 주의 말씀대로 나를 소성케 하소서
Түрлүк байлиқлардин шатланғандәк, Агаһ-гувалиқлириңға әгәшкән йолда шатландим.
15 나의 생명이 항상 위경에 있사오나 주의 법은 잊지 아니하나이다
Мән көрсәтмилириң үстидә сеғинип ойлинимән; Излириңға қарап ойлинимән.
16 내가 주의 말씀을 지키려고 발을 금하여 모든 악한 길로 가지 아니하였사오며
Бәлгүлимилириңни хурсәнлик дәп билимән; Сөз-каламиңни унтумаймән.
17 주의 의로운 규례를 지키기로 맹세하고 굳게 정하였나이다
(Гимәл) Қулуңға меһриванлиқни көрсәткәйсән, шуниң билән мән яшаймән, Каламиңға бойсунимән.
18 주의 법도로 인하여 내가 명철케 되었으므로 모든 거짓 행위를 미워하나이다
Тәврат-қанунуңдин карамәт сирларни көрүшүм үчүн, Көзлиримни ачқайсән!
19 주의 법도를 지키므로 나의 명철함이 노인보다 승하니이다
Мән бу дунияда мусапирмән; Әмирлириңни мәндин йошурмиғайсән.
20 여호와여, 구하오니 내 입의 낙헌제를 받으시고 주의 규례로 나를 가르치소서
Һөкүмлириңгә һәр қачан интизар болуп, Жүригим езилип кетәй дәп қалди.
21 주께서 세상의 모든 악인을 찌끼 같이 버리시니 그러므로 내가 주의 증거를 사랑하나이다
Сән ләнәткә буйрулған тәкәббурларға тәнбиһ берисән, Улар әмирлириңдин адишип кетиду.
22 주의 증거로 내가 영원히 기업을 삼았사오니 이는 내 마음의 즐거움이 됨이니이다
Мәндин аһанәт һәм мәсқирини жираққа кәткүзгәйсән; Чүнки агаһ-гувалиқлириңни тутимән.
23 내가 주께 범죄치 아니하려 하여 주의 말씀을 내 마음에 두었나이다
Әмирләр олтирип яман гепимни қилишмақта; Сениң қулуң болса бәлгүлимилириң үстидә сеғинип ойлайду.
24 내가 두 마음 품는 자를 미워하고 주의 법을 사랑하나이다
Сениң агаһ-гувалиқлириң мениң хурсәнлигим, Мениң мәслиһәтчилиримдур.
25 악인이 나를 해하려고 올무를 놓았사오나 나는 주의 법도에서 떠나지 아니하였나이다
(Даләт) Мениң җеним тупраққа йепишқан; Сөз-каламиң бойичә мени йеңиландурғайсән.
26 너희 행악자여 나를 떠날지어다 나는 내 하나님의 계명을 지키리로다
Өз йоллиримни алдиңда очуқ баян қилдим, Сән маңа җавап бәрдиң; Маңа бәлгүлимилириңни үгәткәйсән.
27 주의 말씀대로 나를 붙들어 살게 하시고 내 소망이 부끄럽지 말게 하소서
Мени көрсәтмилириңниң йолини чүшинидиған қилғайсән, Андин мән карамәтлириң үстидә сеғинип ойлинимән.
28 주의 율례에서 떠나는 자는 주께서 다 멸시하셨으니 저희 궤사는 허무함이니이다
Җеним қайғу билән ерип кетиду; Сөз-каламиң бойичә мени күчләндүргәйсән.
29 나를 붙드소서 그리하시면 내가 구원을 얻고 주의 율례에 항상 주의하리이다
Мәндин алдамчи йолни нери қилғайсән; Шәпқәт қилип маңа Тәврат-қанунуңни беғишлиғайсән;
30 내가 주의 율례를 길이 끝까지 행하려고 내 마음을 기울였나이다
Мән һәқиқәт-садақәт йолини талливалдим; Һөкүмлириңни алдимда қойдум.
31 주는 나의 은신처요 방패시라 내가 주의 말씀을 바라나이다
Агаһ-гувалириңни чиң тутимән; Пәрвәрдигар, мени уятқа қалдурмиғайсән.
32 나는 주의 종이오니 깨닫게 하사 주의 증거를 알게 하소서
Сән мениң қәлбимни кәң-азатә қилишиң билән, Әмирлириң йолиға әгишип жүгүримән.
33 내가 공과 의를 행하였사오니 나를 압박자에게 붙이지 마옵소서
(Хе) И Пәрвәрдигар, бәлгүлимилириңниң йолини маңа аян қилғайсән; Мән уни ахирғичә тутимән.
34 주의 인자하신 대로 주의 종에게 행하사 주의 율례로 내게 가르치소서
Мени йорутқайсән, мән Тәврат-қанунуңни тутимән, Шундақла пүтүн қәлбим билән униңға әмәл қилимән.
35 내 눈이 주의 구원과 주의 의로운 말씀을 사모하기에 피곤하니이다
Мени әмирлириңниң йолида маңидиған қилғайсән; Чүнки уларни хурсәнлик дәп билимән.
36 찬송을 받으실 여호와여, 주의 율례를 내게 가르치소서
Мениң қәлбимни шәхсий мәнпәәткә әмәс, Бәлки агаһ-гувалиқлириңға майил қилғайсән.
37 그러므로 내가 주의 계명을 금 곧 정금보다 더 사랑하나이다
Көзлиримни сахтини көрүштин яндурғайсән; Мени йолуңда җанландурғайсән;
38 내 육체가 주를 두려워함으로 떨며 내가 또 주의 판단을 두려워하나이다
Сән қулуңға болған вәдәңни әмәлгә ашурғайсән; Шуниң билән хәқләр Сәндин әйминиду.
39 저희가 주의 법을 폐하였사오니 지금은 여호와의 일하실 때니이다
Мән қорққан шәрмәндиликни нери кәткүзгәйсән; Чүнки Сениң һөкүмлириң әладур.
40 주의 증거가 기이하므로 내 영혼이 이를 지키나이다
Мана, мән көрсәтмилириңгә тәшна болуп кәлдим; Өз һәққанийитиңдә мени җанландурғайсән;
41 그러므로 내가 범사에 주의 법도를 바르게 여기고 모든 거짓 행위를 미워하나이다
: (Вав) Вә меһир-муһәббәтлириң йенимға кәлсун, и Пәрвәрдигар; Вәдәң бойичә ниҗатлиғиң йенимға кәлсун;
42 주의 종을 보증하사 복을 얻게 하시고 교만한 자가 나를 압박하지 못하게 하소서
Шунда мәндә мени мәсқирә қилғучиға бәргидәк җавап болиду; Чүнки сөзүңгә тайинимән.
43 내 대적이 주의 말씀을 잊어버렸으므로 내 열성이 나를 소멸하였나이다
Вә ағзимдин һәқиқәтниң сөзини елип ташлимиғайсән; Чүнки һөкүмлириңгә үмүт бағлидим;
44 사람의 압박에서 나를 구속하소서 그리하시면 내가 주의 법도를 지키리이다
Шунда мән Сениң Тәврат-қанунуңни һәр қачан тутимән, Бәрһәқ, әбәдил-әбәткичә тутимән;
45 주의 명하신 증거는 의롭고 지극히 성실하도소이다
Шунда мән азатиликтә маңимән; Чүнки көрсәтмилириңни издидим.
46 나의 행보를 주의 말씀에 굳게 세우시고 아무 죄악이 나를 주장치 못하게 하소서
Шунда мән падишалар алдида агаһ-гувалиқлириң тоғрилиқ сөзләймән, Бу ишларда мән йәргә қарап қалмаймән.
47 저희가 주의 법을 지키지 아니하므로 내 눈물이 시냇물 같이 흐르나이다
Вә әмирлириңни хурсәнлик дәп билимән, Чүнки уларни сөйүп кәлдим;
48 주의 얼굴로 주의 종에게 비취시고 주의 율례로 나를 가르치소서
Мән сөйүп кәлгән әмирлириңгә қоллиримни созуп интилимән, Вә бәлгүлимилириң үстидә сеғинип ойлинимән.
49 내가 주의 계명을 사모하므로 입을 열고 헐떡였나이다
(Заин) Сән қулуңға бәргән сөзүңни, Йәни маңа үмүт беғишлиған каламиңни әслигәйсән.
50 여호와여, 주는 의로우시고 주의 판단은 정직하시니이다
У болса дәрдимгә болған тәсәллидур; Чүнки сөз-вәдәң мени җанландурди.
51 주의 말씀을 열므로 우둔한 자에게 비취어 깨닫게 하나이다
Тәкәббурлар әшәддий һақарәтлигини билән, Лекин Тәврат-қанунуңдин һеч чәтнимидим.
52 주의 이름을 사랑하는 자에게 베푸시던 대로 내게 돌이키사 나를 긍휼히 여기소서
Қедимдә бекитилгән һөкүмлириңни ядимға кәлтүрдүм, и Пәрвәрдигар, Шундақ қилип өзүмгә тәсәлли бәрдим.
53 주의 입의 모든 규례를 나의 입술로 선포하였으며
Тәврат-қанунуңни ташливәткән рәзилләр вәҗидин, Отлуқ ғәзәп мәндә қайнап ташти.
54 환난과 우환이 내게 미쳤으나 주의 계명은 나의 즐거움이니이다
Мусапир болуп турған җайимда, Көрсәтмилириң мениң нахшилирим болди.
55 주의 말씀을 묵상하려고 내 눈이 야경이 깊기 전에 깨었나이다
Кечидә, и Пәрвәрдигар, намиңни әсләп жүрдум, Тәврат-қанунуңни тутуп кәлдим.
56 여호와여, 내가 전심으로 부르짖었사오니 내게 응답하소서 내가 주의 율례를 지키리이다
Мән буниңға несип болдум, Чүнки мән көрсәтмилириңкә итаәт қилип кәлдим.
57 주의 인자하심을 따라 내 소리를 들으소서 여호와여 주의 규례를 따라 나를 살리소서
(Хәт) Өзүң мениң несивәмдурсән, и Пәрвәрдигар; «Сениң сөз-каламиңни тутай» — дедим.
58 내가 주께 부르짖었사오니 나를 구원하소서 내가 주의 증거를 지키리이다
Мән пүтүн қәлбим билән дидариңға интилип йелиндим; Вәдәң бойичә маңа шапаәт көрсәткәйсән.
59 주의 의는 영원한 의요 주의 법은 진리로소이다
Мән йоллириң үстидә ойландим, Аяқлиримни агаһ-гувалиқлириңға қаритип буридим.
60 주의 증거는 영원히 의로우시니 나로 깨닫게 하사 살게 하소서
Мән алдиридим, һеч кечикмидим, Сениң әмирлириңгә әмәл қилишқа.
61 내가 미천하여 멸시를 당하나 주의 법도를 잊지 아니하였나이다
Рәзилләрниң асарәтлири мени чирмивалғини билән, Мән Тәврат-қанунуңни һеч унтумидим.
62 주의 말씀이 심히 정미하므로 주의 종이 이를 사랑하나이다
Һәққаний һөкүмлириң үчүн, Түн кечидә тәшәккүр ейтқили қопимән.
63 내가 모든 재물을 즐거워함 같이 주의 증거의 도를 즐거워하였나이다
Мән Сәндин қорқидиғанларниң, Көрсәтмилириңгә әгәшкәнләрниң һәммисиниң үлпитидурмән.
64 내가 새벽 전에 부르짖으며 주의 말씀을 바랐사오며
Җаһан, и Пәрвәрдигар, Сениң өзгәрмәс муһәббитиң билән толди; Маңа бәлгүлимилириңни үгәткәйсән.
65 구원이 악인에게서 멀어짐은 저희가 주의 율례를 구하지 아니함이니이다
(Тәт) Сөз-каламиң бойичә, и Пәрвәрдигар, Өз қулуңға меһриванлиқни көрситип кәлгәнсән.
66 나의 고난을 보시고 나를 건지소서 내가 주의 법을 잊지 아니함이니이다
Маңа убдан пәриқ етишни вә билимни үгәткәйсән; Чүнки мән әмирлириңгә ишәндим.
67 여호와여, 주의 긍휼이 크오니 주의 규례를 따라 나를 소성케 하소서
Мән азапқа учраштин бурун йолдин азған, Бирақ һазир сөзүңни тутимән.
68 주의 말씀을 지키지 아니하는 궤사한 자를 내가 보고 슬퍼하였나이다
Сән меһривандурсән, меһриванлиқ қилисән, Маңа бәлгүлимилириңни үгәткәйсән.
69 내가 주의 법도를 묵상하며 주의 도에 주의하며
Тәкәббурлар маңа қара чаплашти; Бирақ көрсәтмилириңгә пүтүн қәлбим билән итаәт қилимән.
70 나를 핍박하는 자와 나의 대적이 많으나 나는 주의 증거에서 떠나지 아니하였나이다
Уларниң қәлби туймас болуп кәтти; Бирақ мән болсам Тәврат-қанунуңни хурсәнлик дәп билимән.
71 내가 전부터 주의 증거를 궁구하므로 주께서 영원히 세우신 것인줄을 알았나이다
Азапқа учриғиним яхши болди, Шуниң билән бәлгүлимилириңни үгәндим.
72 내가 주의 법도 사랑함을 보옵소서 여호와여, 주의 인자하신 대로 나를 소성케 하소서
Мән үчүн ағзиңдики қанун-тәлим, Миңлиған алтун-күмүч тәңгидин әвзәлдур.
73 주는 나의 원한을 펴시고 나를 구속하사 주의 말씀대로 나를 소성케 하소서
(Йод) Сениң қоллириң мени ясиған, мени мустәһкәмлиди; Мени йорутқайсән, әмирлириңни үгинимән.
74 악을 좇는 자가 가까이 왔사오니 저희는 주의 법에서 머니이다
Сәндин әйминидиғанлар мени көрүп шатлиниду; Чүнки мән сөз-каламиңға үмүт бағлап кәлдим.
75 여호와여, 주께서 가까이 계시오니 주의 모든 계명은 진리니이다
И Пәрвәрдигар, Сениң һөкүмлириңниң һәққаний екәнлигини, Вападарлиғиңдин мени азапқа салғиниңни билимән.
76 여호와여, 나의 부르짖음이 주의 앞에 이르게 하시고 주의 말씀대로 나를 깨닫게 하소서
Аһ, қулуңға бәргән вәдәң бойичә, Өзгәрмәс муһәббитиң тәсәллийим болсун.
77 방백들이 무고히 나를 핍박하오나 나의 마음은 주의 말씀만 경외하나이다
Мениң яшишим үчүн, Рәһимдиллиқлириң йенимға кәлсун; Чүнки Тәврат-қанунуң мениң хурсәнлигимдур.
78 내 심령이 주의 증거를 지켰사오며 내가 이를 지극히 사랑하나이다
Тәкәббурлар хиҗаләттә қалсун; Чүнки улар маңа ялғанчилиқ билән тәтүрлүк қилған; Мән болсам, көрсәтмилириң үстидә сеғинип ойлинимән.
79 주의 말씀의 강령은 진리오니 주의 의로운 모든 규례가 영원하리이다
Сәндин әйминидиғанлар мән тәрәпкә бурулуп кәлсун; Агаһ-гувалиқлириңни билгәнләрму шундақ болсун.
80 여호와여, 내가 주의 구원을 바라며 주의 계명을 행하였나이다
Көңлүм бәлгүлимилириңдә мукәммәл болсун; Шуниң билән йәргә қарап қалмаймән.
81 주의 법을 사랑하는 자에게는 큰 평안이 있으니 저희에게 장애물이 없으리이다
(Каф) Җеним ниҗатлиғиңға тәлмүрүп һалидин кетәй дәватиду; Мән сөз-каламиңға үмүт бағлидим.
82 내가 거짓을 미워하며 싫어하고 주의 법을 사랑하나이다
Көзүм сөз-вәдәңгә тәлмүрүп түгишәй деди, «Сән қачанму маңа тәсәлли берәрсән» — дәп.
83 주의 율례를 즐거워하며 주의 말씀을 잊지 아니하리이다
Чүнки мән ислинип қуруп кәткән тулумдәк болдум, Бирақ бәлгүлимилириңни унтумаймән.
84 내가 주의 법도와 증거를 지켰사오니 나의 모든 행위가 주의 앞에 있음이니이다
Қулуңниң күнлири қанчә болиду? Маңа зиянкәшлик қилғанларни қачан җазалайсән?
85 주의 의로운 규례를 인하여 내가 하루 일곱번씩 주를 찬양하나이다!
Тәкәббурлар маңа ориларни колиған; Бу ишлар Тәвратиңға мухалиптур;
86 사람이 많은 탈취물을 얻은 것처럼 나는 주의 말씀을 즐거워하나이다
Сениң барлиқ әмирлириң ишәшликтур; Улар йолсизлиқ билән мени қистимақта; Маңа ярдәм қилғайсән!
87 주께서 율례를 내게 가르치시므로 내 입술이 찬송을 발할지니이다
Улар мени йәр йүзидин йоқатқили қил қалди; Бирақ мән болсам, көрсәтмилириңдин ваз кәчмидим.
88 내 혼을 살게 하소서 그리하시면 주를 찬송하리이다 주의 규례가 나를 돕게 하소서
Өзгәрмәс муһәббитиң бойичә мени җанландурғайсән, Вә ағзиңдики агаһ-гувалиқлириңни тутимән.
89 내가 주의 법도를 택하였사오니 주의 손이 항상 나의 도움이 되게 하소서
(Ламәд) Мәңгүгә, и Пәрвәрдигар, Сөз-каламиң әршләрдә бекитилгәндур.
90 여호와여, 내가 주의 구원을 사모하였사오며 주의 법을 즐거워하나이다
Сениң садақитиң дәвирдин-дәвиргичидур; Сән йәр-зиминни муқим бекиткәнсән, у мәвҗут болуп туриду.
91 잃은 양 같이 내가 유리하오니 주의 종을 찾으소서 내가 주의 계명을 잊지 아니함이니이다
Сениң һөкүм-қанунийәтлириң билән булар бүгүнки күндиму туриду; Чүнки барлиқ мәвҗудатлар Сениң хизмитиңдидур.
92 주의 종을 후대하여 살게 하소서 그리하시면 주의 말씀을 지키리이다
Сениң Тәврат-қанунуң хурсәнлигим болмиған болса, Азавимда йоқап кетәр едим.
93 나의 간구가 주의 앞에 달하게 하시고 주의 말씀대로 나를 건지소서
Мән Сениң көрсәтмилириңни һәргиз унтумаймән; Чүнки мошулар арқилиқ маңа һаятлиқ бәрдиң;
94 주의 모든 계명이 의로우므로 내 혀가 주의 말씀을 노래할지니이다
Мән Сениңкидурмән, мени қутқузғайсән; Чүнки мән көрсәтмилириңни издәп кәлдим.
95 내 눈을 열어서 주의 법의 기이한 것을 보게 하소서
Рәзилләр мени һалак қилишни күтмәктә; Бирақ мән агаһ-гувалириңни көңлүмдә тутуп ойлаймән.
96 나는 땅에서 객이 되었사오니 주의 계명을 내게 숨기지 마소서
Мән һәммә мукәммәлликниң чеки бар дәп билип йәттим; Бирақ Сениң әмир-каламиң чәксиз кәңдур!
97 주의 규례를 항상 사모함으로 내 마음이 상하나이다
(Мәм) Аһ, мениң Тәврат-қанунуңға болған муһәббитим нәқәдәр чоңқурдур! Күн бойи у мениң сеғинип ойлайдиғинимдур.
98 교만하여 저주를 받으며 주의 계명에서 떠나는 자를 주께서 꾸짖으셨나이다
Әмирлириң һәрдайим мән билән биллә турғачқа, Мени дүшмәнлиримдин дана қилиду;
99 내가 주의 증거를 지켰사오니 훼방과 멸시를 내게서 떠나게 하소서
Барлиқ устазлиримдин көп йорутулғанмән, Чүнки агаһ-гувалириң сеғинишимдур.
100 방백들도 앉아 나를 훼방하였사오나 주의 종은 주의 율례를 묵상하였나이다
Мән қерилардин көпрәк чүшинимән, Чүнки көрсәтмилириңгә итаәт қилип кәлдим.
101 주의 증거는 나의 즐거움이요 나의 모사니이다
Сөз-каламиңға әмәл қилишим үчүн, Аяқлиримни һәммә яман йолдин тарттим.
102 내 영혼이 진토에 붙었사오니 주의 말씀대로 나를 소성케 하소서
Һөкүмлириңдин һеч чиқмидим; Чүнки маңа үгәткән Сән өзүңдурсән.
103 내가 나의 행위를 고하매 주께서 내게 응답하셨으니 주의 율례를 내게 가르치소서
Сөзлириң тилимға шунчә шерин тетийду! Ағзимда һәсәлдин татлиқтур!
104 나로 주의 법도의 길을 깨닫게 하소서 그리하시면 내가 주의 기사를 묵상하리이다
Көрсәтмилириңдин мән йорутулдум; Шуңа барлиқ сахта йолни өч көримән.
105 나의 영혼이 눌림을 인하여 녹사오니 주의 말씀대로 나를 세우소서
(Нун) Сөз-каламиң айиғим алдидики чирақ, Йолумға нурдур.
106 거짓 행위를 내게서 떠나게 하시고 주의 법을 제게 은혜로이 베푸소서
Қәсәм ичтим, әмәл қилимәнки, Мән һәққаний һөкүмлириңни тутимән.
107 내가 성실한 길을 택하고 주의 규례를 내 앞에 두었나이다
Зор азап-оқубәтләрни чәктим, и Пәрвәрдигар; Сөз-каламиң бойичә мени җанландурғайсән.
108 내가 주의 증거에 밀접하였사오니 여호와여, 나로 수치를 당케 마소서
Қобул қилғайсән, и Пәрвәрдигар, ағзимдики халис қурбанлиқларни, Маңа һөкүмлириңни үгәткәйсән.
109 주께서 내 마음을 넓히시오면 내가 주의 계명의 길로 달려 가리이다
Җенимни алиқинимда дайим елип жүримән, Бирақ Тәврат-қанунуңни пәқәт унтумаймән.
110 여호와여, 주의 율례의 도를 내게 가르치소서 내가 끝까지 지키리이다
Рәзилләр мән үчүн қилтақ қурди; Бирақ көрсәтмилириңдин адашмидим.
111 나로 깨닫게 하소서 내가 주의 법을 준행하며 전심으로 지키리이다
Агаһ-гувалиқлириңни мирас қилип мәңгүгә қобул қилдим; Чүнки улар көңлүмниң шатлиғидур.
112 나로 주의 계명의 첩경으로 행케 하소서 내가 이를 즐거워함이니이다
Мән көңлүмни бәлгүлимилириңгә мәңгүгә [әмәл қилишқа], Йәни ахирғичә әмәл қилишқа майил қилдим.
113 내 마음을 주의 증거로 향하게 하시고 탐욕으로 향치 말게 하소서
(Самәқ) Ала көңүлләрни өч көрүп кәлдим; Сөйгиним болса, Тәврат-қанунуңдур.
114 내 눈을 돌이켜 허탄한 것을 보지 말게 하시고 주의 도에 나를 소성케 하소서
Сән мениң далда җайим, мениң қалқанимдурсән; Сөз-каламиңға үмүт бағлидим.
115 주를 경외케 하는 주의 말씀을 주의 종에게 세우소서
Мән Худайимниң әмирлиригә әмәл қилишим үчүн, Мәндин нери болуңлар, и рәзиллик қилғучилар!
116 나의 두려워하는 훼방을 내게서 떠나게 하소서 주의 규례는 선하심이니이다
Яшишим үчүн, Вәдәң бойичә мени йөлигәйсән; Үмүтүмниң алдида мени йәргә қаратмиғайсән.
117 내가 주의 법도를 사모하였사오니 주의 의에 나를 소성케 하소서
Мени қоллап қувәтлигәйсән, шунда мән аман-есән жүримән; Вә бәлгүлимилириңни һәрдайим қәдирләймән.
118 여호와여, 주의 말씀대로 주의 인자하심과 주의 구원을 내게 임하게 하소서
Бәлгүлимилириңдин азғанларниң һәммисини нәзириңдин сақит қилдиң; Чүнки уларниң алдамчилиғи қуруқтур.
119 그리하시면 내가 나를 훼방하는 자에게 대답할 말이 있사오리니 내가 주의 말씀을 의뢰함이니이다
Сән йәр йүзидики барлиқ рәзилләрни дашқалдәк шаллап тазилайсән; Шуңа мән агаһ-гувалиқлириңни сөйимән.
120 진리의 말씀이 내 입에서 조금도 떠나지 말게 하소서 내가 주의 규례를 바랐음이니이다
Әтлирим Сениңдин болған әймиништин титрәйду; Һөкүмлириңдин қорқуп жүримән.
121 내가 주의 율법을 항상 영영히 끝없이 지키리이다
(Айин) Мән дурус һөкүмләрни вә адаләтни жүргүздум; Мени әзгүчиләргә ташлап қоймиғайсән;
122 내가 주의 법도를 구하였사오니 자유롭게 행보할 것이오며
Өз қулуң үчүн яхшилиққа капаләт болғайсән; Тәкәббурларға мени әзгүзмигәйсән.
123 또 열왕 앞에 주의 증거를 말할 때에 수치를 당치 아니하겠사오며
Көзүм ниҗатлиғиңға тәшна болуп, Һәм һәққанийитиң тоғрилиқ вәдәңгә тәлмүрүп түгишәй дәп қалди;
124 나의 사랑하는 바 주의 계명을 스스로 즐거워하며
Өзгәрмәс муһәббитиң билән қулуңға муамилә қилғайсән; Бәлгүлимилириңни маңа үгәткәйсән.
125 또 나의 사랑하는 바 주의 계명에 내 손을 들고 주의 율례를 묵상하리이다
Мән Сениң қулуңдурмән; Агаһ-гувалиқлириңни билип йетишим үчүн мени йорутқайсән.
126 주의 종에게 하신 말씀을 기억하소서 주께서 나로 소망이 있게 하셨나이다
Пәрвәрдигар һәрикәткә келиш вақти кәлди! Чүнки улар Тәврат-қанунуңни бекар қиливетиду.
127 이 말씀은 나의 곤란 중에 위로라 주의 말씀이 나를 살리셨음이니이다
Шу сәвәптин әмирлириңни алтундин артуқ сөйимән, Сап алтундин артуқ сөйимән;
128 교만한 자가 나를 심히 조롱하였어도 나는 주의 법을 떠나지 아니 하였나이다
Шуңа һәммә ишларни башқуридиған барлиқ көрсәтмилириңни тоғра дәп билимән; Барлиқ сахта йолни өч көримән.
129 여호와여, 주의 옛 규례를 내가 기억하고 스스로 위로하였나이다
(Пе) Агаһ-гувалиқлириң карамәттур; Шуңа җеним уларға әгишиду.
130 주의 율법을 버린 악인들을 인하여 내가 맹렬한 노에 잡혔나이다
Сөзлириңниң йешими нур елип келиду; Наданларниму йорутиду.
131 나의 나그네 된 집에서 주의 율례가 나의 노래가 되었나이다
Ағзимни ечип һасирап кәттим, Чүнки әмирлириңгә тәшна болуп кәлдим.
132 여호와여, 내가 밤에 주의 이름을 기억하고 주의 법을 지켰나이다
Намиңни сөйгәнләргә болған адитиң бойичә, Җамалиңни мән тәрәпкә қаритип шәпқәт көрсәткәйсән.
133 내 소유는 이것이니 곧 주의 법도를 지킨 것이니이다
Қәдәмлиримни сөзүң билән тоғрилиғайсән; Үстүмгә һеч қәбиһликни һөкүм сүргүзмигәйсән.
134 여호와는 나의 분깃이시니 나는 주의 말씀을 지키리라 하였나이다
Мени инсанниң зулумидин қутулдурғайсән, Шуниң билән Сениң көрсәтмилириңгә итаәт қилимән.
135 내가 전심으로 은혜를 구하였사오니 주의 말씀대로 나를 긍휼히 여기소서
Җамалиңниң нурини қулуңниң үстигә чачтурғайсән; Маңа бәлгүлимилириңни үгәткәйсән.
136 내가 내 행위를 생각하고 주의 증거로 내 발을 돌이켰사오며
Көзлиримдин яш ериқлири ақиду, Чүнки инсанлар Тәврат-қанунуңға бойсунмайду.
137 주의 계명을 지키기에 신속히 하고 지체치 아니하였나이다
(Тсадә) Һәққанийдурсән, и Пәрвәрдигар; Һөкүмлириң тоғридур.
138 악인의 줄이 내게 두루 얽혔을지라도 나는 주의 법을 잊지 아니하였나이다
Сән агаһ-гувалиқлириңни һәққанийлиқта буйруған; Улар толиму ишәшликтур!
139 내가 주의 의로운 규례를 인하여 밤중에 일어나 주께 감사하리이다
Отлуқ муһәббитим өзүмни йоқитиду, Чүнки мени хар қилғучилар сөзлириңгә писәнт қилмайду.
140 나는 주를 경외하는 모든 자와 주의 법도를 지키는 자의 동무라
Сөзүң толуқ синап испатланғандур; Шуңа қулуң уни сөйиду.
141 여호와여, 주의 인자하심이 땅에 충만하였사오니 주의 율례로 나를 가르치소서
Мән териқтәктурмән, кәмситилгәнмән, Бирақ көрсәтмилириңни унтумаймән.
142 여호와여, 주의 말씀대로 주의 종을 선대하셨나이다
Сениң һәққанийитиң әбәдий бир һәққанийәттур, Тәврат-қанунуң һәқиқәттур.
143 내가 주의 계명을 믿었사오니 명철과 지식을 내게 가르치소서
Пешкәллик вә азап маңа чирмишивалди; Бирақ әмирлириң мениң хурсәнликлиримдур.
144 고난 당하기 전에는 내가 그릇 행하였더니 이제는 주의 말씀을 지키나이다
Сениң агаһ-гувалиқлириңниң һәққанийлиғи әбәдийдур; Яшиғин дәп, мени йорутқайсән.
145 주는 선하사 선을 행하시오니 주의 율례로 나를 가르치소서
(Коф) Мән пүтүн қәлбим билән Саңа нида қилдим, и Пәрвәрдигар; Маңа җавап бәргәйсән; Мән бәлгүлимилириңни тутимән.
146 교만한 자가 거짓을 지어 나를 치려 하였사오나 나는 전심으로 주의 법도를 지키리이다
Мән Саңа нида қилимән; Мени қутқузғайсән; агаһ-гувалиқлириңға әгишимән.
147 저희 마음은 살쪄 지방 같으나 나는 주의 법을 즐거워하나이다
Мән таң атмай орнумдин туруп пәряд көтиримән; Сөз-каламиңға үмүт бағлидим.
148 고난 당한 것이 내게 유익이라 이로 인하여 내가 주의 율례를 배우게 되었나이다
Вәдилириң үстидә сеғинип ойлиниш үчүн, Түндики җесәкләр алмашмай туруп көзүм ечилиду.
149 주의 입의 법이 내게는 천천 금은보다 승하니이다
Өзгәрмәс муһәббитиң бойичә авазимни аңлиғайсән; И Пәрвәрдигар, һөкүмлириң бойичә мени җанландурғайсән.
150 주의 손이 나를 만들고 세우셨사오니 나로 깨닫게 하사 주의 계명을 배우게 하소서
Қәбиһ нийәткә әгәшкәнләр маңа йеқинлашти, Улар Тәврат-қанунуңдин жирақтур.
151 주를 경외하는 자가 나를 보고 기뻐할 것은 내가 주의 말씀을 바라는 연고니이다
И Пәрвәрдигар, Сән маңа йеқин турисән; Барлиқ әмирлириң һәқиқәттур.
152 여호와여, 내가 알거니와 주의 판단은 의로우시고 주께서 나를 괴롭게 하심은 성실하심으로 말미암음이니이다
Узундин бери агаһ-гувалиқлириңдин үгәндимки, Уларни мәңгүгә инавәтлик қилғансән.
153 구하오니 주의 종에게 하신 말씀대로 주의 인자하심이 나의 위안이 되게 하시며
(Рәш) Мениң хар болғинимни көргәйсән, мени қутулдурғайсән; Чүнки Тәврат-қанунуңни унтумидим.
154 주의 긍휼히 여기심이 내게 임하사 나로 살게 하소서 주의 법은 나의 즐거움이니이다
Мениң дәвайимни сориғайсән, һәмҗәмәт болуп мени қутқузғайсән; Вәдәң бойичә мени җанландурғайсән.
155 교만한 자가 무고히 나를 엎드러뜨렸으니 저희로 수치를 당케 하소서 나는 주의 법도를 묵상하리이다
Ниҗатлиқ рәзилләрдин жирақтур; Чүнки улар бәлгүлимилириңни издимәйду.
156 주를 경외하는 자로 내게 돌아오게 하소서 그리하시면 저희가 주의 증거를 알리이다
Рәһимдиллиқлириң көптур, и Пәрвәрдигар; Һөкүмлириң бойичә мени җанландурғайсән.
157 내 마음으로 주의 율례에 완전케 하사 나로 수치를 당치 않게 하소서
Маңа зиянкәшлик қилғучилар һәм мени хар қилғучилар көптур; Бирақ агаһ-гувалиқлириңдин һеч чәтнимидим.
158 나의 영혼이 주의 구원을 사모하기에 피곤하오나 나는 오히려 주의 말씀을 바라나이다
Мән асийлиқ қилғучиларға қарап йиргәндим, Чүнки улар сөзүңни тутмайду.
159 나의 말이 주께서 언제나 나를 안위하시겠나이까 하면서 내 눈이 주의 말씀을 바라기에 피곤하니이다
Сениң көрсәтмилириңни шунчә сөйгәнлигимни көргәйсән; Өзгәрмәс муһәббитиң бойичә мени җанландурғайсән, и Пәрвәрдигар.
160 내가 연기 중의 가죽병 같이 되었으나 오히려 주의 율례를 잊지 아니하나이다
Сөз-каламиңни муҗәссәмлигәндә андин һәқиқәт болур; Сениң һәр бир адил һөкүмүң әбәдийдур.
161 주의 종의 날이 얼마나 되나이까 나를 핍박하는 자를 주께서 언제나 국문하시리이까?
(Шийн) Әмирләр бекардин-бекар маңа зиянкәшлик қилиду; Бирақ жүригим каламиң алдидила титрәйду.
162 주의 법을 좇지 아니하는 교만한 자가 나를 해하려고 웅덩이를 팠나이다
Бириси зор олҗа тапқандәк, Вәдәңдин хошаллинимән.
163 주의 모든 계명은 신실하니이다 저희가 무고히 나를 핍박하오니 나를 도우소서
Сахтилиқтин нәпрәтлинип жиркинимән; Сөйгиним Тәврат-қанунуңдур.
164 저희가 나를 세상에서 거의 멸하였으나 나는 주의 법도를 버리지 아니하였사오니
Һәққаний һөкүмлириң түпәйлидин, Күндә йәттә қетим Сени мәдһийиләймән.
165 주의 인자하심을 따라 나로 소성케 하소서 그리하시면 주의 입의 증거를 내가 지키리이다
Тәвратиңни сөйгәнләрниң зор хатирҗәмлиги бар; Һеч нәрсә уларни путлалмас.
166 여호와여, 주의 말씀이 영원히 하늘에 굳게 섰사오며
Мән ниҗатлиғиңға үмүт бағлап күттүм, и Пәрвәрдигар, Әмирлириңгә әмәл қилип.
167 주의 성실하심은 대대에 이르나이다 주께서 땅을 세우셨으므로 땅이 항상 있사오니
Җеним агаһ-гувалиқлириңға әгишиду, Уларни интайин сөйимән.
168 천지가 주의 규례대로 오늘까지 있음은 만물이 주의 종이 된 연고니이다
Барлиқ йоллирим алдиңда болғач, Көрсәтмилириң һәм агаһ-гувалиқлириңға әгишимән.
169 주의 법이 나의 즐거움이 되지 아니하였더면 내가 내 고난 중에 멸망하였으리이다
(Тав) Мениң пәрядим алдиңға йеқин кәлсун, и Пәрвәрдигар; Каламиң бойичә мени йорутқайсән.
170 내가 주의 법도를 영원히 잊지 아니하오니 주께서 이것들로 나를 살게 하심이니이다
Йелинишим алдиңға кәлсун; Вәдәң бойичә мени қутулдурғайсән.
171 나는 주의 것이오니 나를 구원하소서 내가 주의 법도를 찾았나이다
Маңа бәлгүлимилириңни үгитишиң үчүн, Ләвлиримдин мәдһийиләр урғуп чиқиду.
172 악인이 나를 멸하려고 엿보오나 나는 주의 증거를 생각하겠나이다
Тилим сөзүңни күйләп нахша ейтиду, Чүнки әмирлириңниң һәммиси һәққанийдур.
173 내가 보니 모든 완전한 것이 다 끝이 있어도 주의 계명은 심히 넓으니이다
Қолуң маңа ярдәмгә тәйяр болсун; Чүнки мән көрсәтмилириңни талливалдим.
174 내가 주의 법을 어찌 그리 사랑하는지요 내가 그것을 종일 묵상하나이다
Мән ниҗатлиғиңға тәлмүрүп тәшна болуп кәлдим, и Пәрвәрдигар; Сениң Тәвратиң мениң хурсәнлигимдур.
175 주의 계명이 항상 나와 함께 하므로 그것이 나로 원수보다 지혜롭게 하나이다
Җеним яшисун, у Сени мәдһийиләйду, Сениң һөкүмлириң маңа ярдәм қилсун.
176 내가 주의 증거를 묵상하므로 나의 명철함이 나의 모든 스승보다 승하며
Мән йолдин адашқан қойдәк тәмтирәп қалдим; Қулуңни издигәйсән; Чүнки әмирлириңни унтуп қалғиним йоқ.

< 시편 119 >